Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Мениң Падишалиғим бу дуниядин әмәс»

«Мениң Падишалиғим бу дуниядин әмәс»

«Һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бериш үчүн, мән туғулуп дунияға кәлдим» (ЙОҺАН 18:37).

НАХШИЛАР: 5, 28

1, 2. а) Немә үчүн бүгүнки күндә адәмләр һәрхил сәясий гуруһларға бөлүниватиду? ә) Бу мақалидә қайси соалларға җавап тапимиз?

 ҖӘНУБИЙ ЕВРОПИДИКИ бир қериндаш өзи тоғрисида мундақ дегән: «Кичигимдин пәқәт адаләтсизликни көрдүм. Шуңа, мән дөлитимдики сәясий түзүмгә қарши чиқип, әсәбий, йәни чәктин ашқан сәясий көзқарашларниң қоллиғучиси болдум. Һәтта узун жил бир террорист жигит билән муһәббәтлишип жүрдүм». Җәнубий Африкидики бир бурадәр бурун зораван болғанлиғиниң сәвәвини чүшәндүрди: «Мән өз қәбиләмни башқа қәбилиләрдин жуқури санаттим, шуңа нәтиҗидә бир сәясий партиягә қошулдум. Бизни қарши чиққучиларни нәйзә билән өлтүрүшни үгәткән. Өз қәбилимиздин болған, бирақ башқа сәясий партияләрни қоллиғанларни өлтүрәттуқ». Мәркизий Европидики қериндишимиз: «Мән милләтчи болуп, башқа милләт яки диндин болған адәмләрни өч көрәттим»— дәп ейтти.

2 Бүгүнки күндә техиму көп адәмләр бу үч қериндашқа охшаш көзқарашта болмақта. Көплигән сәясий гуруһлар мустәқиллиқни қолға кәлтүрүш үчүн зораванлиқ қилиду. Адәмләр сәясий ишлар сәвәвидин дайим җедәллишиду вә көп дөләтләрдә чәт әлликләрни камситиш барғансири көпийиватиду. Муқәддәс китапта алдин-ала ейтилғандәк, бу ахирқи күнләрдә адәмләрниң көпинчиси «җаһил» (Тимотийға 2-хәт 3:1, 3). Бөлгүнчилик кәң тарқалған бу дунияда Худаниң хизмәтчилири инақлиқни қандақ сақлалайду? Биз Әйсаниң үлгисидин үгинәләймиз. У яшиған замандиму кишиләр сәясий көзқарашлар бойичә гуруһларға бөлүнгән. Бу мақалидә биз мону үч соалниң җававини муһакимә қилимиз: Әйса немә сәвәптин һечқандақ сәясий гуруһларға қатнашмиған? Худаниң хизмәтчилири сәясий ишларға арилашмаслиғи керәклигини Әйса қандақ көрсәткән? Әйса зораванлиқтин жирақ турушимиз керәклигини қандақ үгәткән?

ӘЙСА МУСТӘҚИЛЛИҚКӘ ИНТИЛҒАНЛАРНИ ҚОЛЛИҒАНМУ?

3, 4. а) Әйсаниң заманида көплигән йәһудийлар немини халиған? ә) Хәлиқниң арзуси Әйсаниң шагиртлириға қандақ тәсир қилған?

3 Әйсаниң күнлиридә көплигән йәһудийлар Рим һөкүмитидин азат болушни халиған еди. Зелотлар дәп аталған әсәбий йәһудий сәясий гуруһ, хәлиқниң бу арзусини техиму күчәйтишкә тиришқан. Бу гуруһниң әзалири Әйсаниң заманида яшиған җәлилийәлик Йәһудаға әгәшкән. У адәмләрни алдап, өзини мәсиһ дәп атиған. Иосиф Флавий исимлиқ йәһудий тарихчиниң ейтишичә, Йәһуда хәлиқни Римға қарши чиқишқа үндигән вә римлиқларға селиқ төлигән адәмләрни «тоху жүрәк» дәп атиған. Нәтиҗидә Рим һөкүмити уни өлүмгә һөкүм қилған (Әлчиләр 5:37). Бәзи зелотлар өзиниң мәхситигә еришиш үчүн һәтта зораванлиқ қилишқан.

4 Көплигән йәһудийлар Мәсиһниң келишини тақәтсизлик билән күткән еди. Улар Мәсиһ кәлгәндә хәлиқни Рим һөкүмитидин азат қилиду вә Исраилни қайтидин улуқ бир хәлиқ қилиду дәп ойлиған (Луқа 2:38; 3:15). Көплигән йәһудийлар Мәсиһ йәр йүзидә Исраил падишалиғини қайта тикләйду дәп ишәнгән. Шу чағда йәһудийларниң һәммиси җай-җайлардин Исраилға қайтиду дәп күткән. Һәтта Чөмдүргүчи Йәһия Әйсадин мундақ сориған: «Келишкә тегишлик болған Мәсиһ сәнму, яки биз башқисини күтүшимиз керәкму?» (Мәтта 11:2, 3). Бәлким, Чөмдүргүчи Йәһия йәһудийларни азат қилиш үчүн башқа бири келәрму дәп ойлиған. Кейин икки шагирт Емаусқа маңғанда, тирилдүрүлгән Әйсани көргән. Улар Әйсаниң Исраилни азат қилғучи болушини бәкму арзу қилғанлиғини ейтқан (Луқа 24:21ни оқуң). Буниңдин узун өтмәй әлчиләр Әйсадин: «Һакимдаримиз, мошу вақитта Исраил падишалиғини тиклимәкчимусән?»— дәп сориған (Әлчиләр 1:6).

5. а) Җәлилийәликләр немә үчүн Әйсани падиша қилмақчи болған? ә) Әйса уларниң көзқаришини қандақ түзәткән?

5 Йәһудийлар Мәсиһ уларниң қийинчилиқлирини һәл қилиду дәп арзу қилғанлиқтин, җәлилийәликләр Әйсаниң падиша болушини халиған еди. Улар Әйса әң яхши падиша болиду дәп ойлиған болуши мүмкин. Чүнки у яхши натиқ болған, ағриқларни сақайтқан вә ач қалғанларни тойдурған. У 5000 кишини тойдурғанда, улар һаң-таң болуп қалған еди. Әйса уларниң нийитини чүшәнгән. Шуңа, Муқәддәс китапта: «Әйса уларниң уни тутувелип, падиша қилмақчи болған ойини билип, таққа йәнә ялғуз чиқип кәтти»,— дәп йезилған (Йоһан 6:10—15). Әтиси хәлиқ азирақ тиничланғанда, Әйса адәмләргә озуқ-түлүкләрни бериш үчүн әмәс, Худа Падишалиғи һәққидә тәлим бериш үчүн кәлгәнлигини чүшәндүрди. У: «Бузулуп кетидиған озуқлуқ үчүн әмәс, мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ үчүн әмгәк қилиңлар»,— дегән (Йоһан 6:25—27).

6. Әйса сәясәткә арилашмайдиғанлиғини қандақ ениқ көрсәткән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

6 Өлтүрүлүшигә аз қалғанда, Әйса бәзи әгәшкүчилириниң өзини Йерусалимда падиша болиду дәп ойлиғанлиғини чүшәнгән. Мундақ болмайдиғанлиғини уларға чүшәндүрүш үчүн Әйса күмүч тәңгә һәққидә мисал кәлтүргән. Бу мисалда Әйса өзини жирақ сәпәргә кәтмәкчи болған бай адәм билән селиштурған (Луқа 19:11—13, 15). Шундақла, Әйса Понтий Пилатқа сәясәткә арилашмайдиғанлиғини ейтқан. Пилат униңдин: «Йәһудийларниң падишаси сәнму?»— дәп сориған (Йоһан 18:33). У Әйсаниң хәлиқни римлиқларға қарши топилаң көтиришкә қозғишидин қорққан болуши мүмкин. Амма Әйса: «Мениң Падишалиғим бу дуниядин әмәс»,— дәп җавап бәрди (Йоһан 18:36). Әйсаниң падишалиғи асманда болғанлиқтин, у сәясәткә арилашмиған. У йәргә келишиниң мәхсити «һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бериш» екәнлигини ейтқан (Йоһан 18:37ни оқуң).

Сиз диққитиңизни бу дунияниң қийинчилиқлириға қаритамсиз яки Худаниң Падишалиғиғиму? (7-абзацқа қараң)

7. Сәясий гуруһларни һәтта қәлбимиздә яки ой-пикримиздә қоллаштин өзүмизни жирақ тутуш немә үчүн асан әмәс?

7 Әйса өз вәзиписини яхши чүшәнгән. Бизму өзүмизниң вәзипимизни чүшәнгәндила, һечқандақ сәясий гуруһни, һәтта қәлбимиздә яки ой-пикримиздә қоллимаймиз. Амма бу һәрдайим асан болмайду. Җамаәтләрни зиярәт қилидиған бир қериндашниң ейтишичә, униң районидики адәмләр барғансири әсәбийлишип кетиватқан. Улар өз миллитидин пәхирлинип, өз қериндашлири арисидин бирси һөкүмранлиқ қилса, турмушимиз яхширақ болиду дәп ишинишиду. У йәнә мундақ деди: «Бәхиткә яриша, қериндашлар диққитини Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилишқа қаритиш арқилиқ инақлиғини сақлап кәлмәктә. Улар Худаниң адаләтсизликни йоқ қилип, қийинчилиқларни һәл қилидиған вақит-саатини күтмәктә».

ӘЙСА СӘЯСИЙ МӘСИЛИЛӘРДӘ БЕТӘРӘПЛИКНИ ҚАНДАҚ САҚЛИҒАН?

8. Әйсаниң күнлиридики йәһудийлар қандақ адаләтсизликкә учриған?

8 Адәмләр көп адаләтсизликни көргәндә, адәттә сәясәткә арилишишни башлайду. Әйсаниң күнлиридә селиқ төләш чоң бир сәясий мәсилә болуп, бөлгүнчилик пәйда қилған. Әслидә, җәлилийәлик Йәһуданиң Римға қарши исиян көтәргәнлигиниң сәвәви — римлиқлар һәммә хәлиқниң селиқ төлиши үчүн уларни нопус тизимлитишқа буйриған еди. Мәсилән, улар мал-мүлүк, йәр вә өй дегәнгә охшаш өзигә тәвә нәрсиләр үчүн көп селиқларни төлигән. Селиқ жиққучилар пара елип, адәмләрниң турмушини техиму еғирлаштуривәткән. Уларниң бәзилири мәнсәпкә егә болуш үчүн, һөкүмәт әмәлдарлириға пара берип, һоқуқини пул тепиш үчүн ишләткән еди. Ериха шәһиридики селиқчиларниң башлиғи Закайму хәлиқни көп селиқ төләшкә мәҗбурлап бай болған (Луқа 19:2, 8).

9, 10. а) Әйсаниң дүшмәнлири уни қандақ қилип сәясәткә арилаштурмақчи болди? ә) Әйсаниң җававидин немини үгинимиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

9 Дүшмәнлири Әйсани селиқ төләш мәсилисигә арилаштурмақчи болған еди. Улар Әйсадин һәрбир йәһудий адәм бешиға төләш шәрт болған баҗ тоғрисида сориди (Мәтта 22:16—18ни оқуң). Йәһудийлар бу селиқ түрини өч көрәтти, чүнки у уларниң Рим һөкүмитиниң қол астида екәнлигини әслитип туратти. «Һирод падишаниң тәрәпдарлири», йәни Һиродниң сәясий көзқарашлирини қоллиғанлар, Әйса селиқ төлимәслик керәк дәп җавап қайтуриду дәп үмүт қилған. Лекин Әйса уларға селиқ төләш керәк дәп ейтса, адәмләр униңға әгишишни тохтитатти. Әйса мошу әһвалда немә қилған?

10 Әйса бу мәсилидә бетәрәпликни сақлаш керәклигини әстә тутқан. Шуңа у мундақ җавап бәрди: «Қәйсәрниңкини қәйсәргә, Худаниңкини болса Худаға тапшуруңлар» (Мәтта 22:21). Әйса селиқ жиққучиларниң пара алидиғанлиғини билсиму, диққитини униңға қаратмиған еди. Буниң орниға у диққитини адәмзатниң қийинчилиқлирини һәл қилалайдиған Худа Падишалиғиға ағдурған. Әйса бизгә яхши үлгә қалдурған еди. Һәтта сәясий ишларда бир тәрәп тоғра вә иккинчиси натоғра көрүнсиму, биз сәясәткә арилашмаймиз. Худа хизмәтчилири диққитини Худа Падишалиғи вә Униң һәққанийлиғиға қаратқанлиқтин, адаләтсизликкә қарита күчлүк ой-пикирдә болуштин яки қарши сөзләштин нери туриду (Мәтта 6:33).

11. Башқиларға һәқиқий адаләтни тепишқа қандақ ярдәм берәләймиз?

11 Көплигән Йәһва гувачилири сәясәткә болған күчлүк көзқарашлирини түп йилтизидин қомуруп ташлиған. Мәсилән, Бүйүк Британиядики бир қериндишимизни алайли. У университетниң җәмийәтшунаслиқ факультетида оқуған вә униңда күчлүк сәясий көзқарашлар пәйда болған еди. Қериндишимиз мундақ дәйду: «Мән қара тәнлик адәмләрниң һоқуқини қоғдашни халаттим. Чүнки биз көп адаләтсизликкә дуч келәттуқ. Мән талаш-тартишларда асанла йәңсәмму, көңлүм хатирҗәм болматти. Шу чағда мән милләтчиликниң адәмләрниң жүригидин түп йилтизи билән қомурулуп ташлиниши керәклигини чүшәнмигән едим. Муқәддәс китапни үгинишни башлиғанда, әң авал өз жүригимдин башлишим керәклигини чүшәндим». Бир ақ тәнлик қериндаш униң өз жүригидики яман һис-туйғулирини йоқ қилишқа ярдәм бәргән еди. У йәнә мундақ дәп қошти: «Һазир мән ишарәт тили җамаитидә толуқ вақитлиқ хизмәт қилимән вә һәр түрлүк адәмләргә вәз қилишни үгиниватимән».

«ҚИЛИЧИҢНИ ОРНИҒА ҚАЙТУРҒИН»

12. Әйса өз шагиртлирини қандақ «ечитқудин» нери турушқа агаһландурған?

12 Әйсаниң заманида роһанийлар пат-пат сәясий гуруһларни қоллиған. Мәсилән, бир китапта йәһудийларниң сәясий партияләргә охшаш диний мәзһәпләргә бөлүнгәнлиги йезилған («Daily Life in Palestine at the Time of Christ»). Шуңа Әйса әгәшкүчилирини агаһландуруп: «Қараңлар, пәрисийләр һәм Һиродниң ечитқусидин пәхәс болуңлар»,— дегән еди (Марк 8:15). Әйса Һиродни тилға алғанда, униң қоллиғучилири һәққидә сөзлигән болуши мүмкин. Пәрисийләр йәһудийларниң Рим империясидин мустәқил болушини халиған. Мәтта китавида йезилғандәк, Әйса шагиртлирини садуқийлардинму агаһландурған. Садуқийлар Рим һөкүмитиниң давамлиқ һөкүмранлиқ қилишини халиған, чүнки шундақ болса улар жуқури мәнсәпкә егә болалатти. Әйса өз шагиртлирини бу үч гуруһниң «ечитқусидин», йәни уларниң тәлимлиридин, нери турушқа агаһландурған еди (Мәтта 16:6, 12). Адәмләр Әйсани падиша қилмақчи болғандин узун өтмәйла, у бу агаһландурушни бәргән.

13, 14. а) Сәясий вә диний мәсилиләр қандақларчә адаләтсизлик вә зораванлиқни пәйда қилған? ә) Һәтта адаләтсизликкә дуч кәлсәкму немә үчүн зораванлиқ қилмаслиғимиз керәк? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

13 Динлар сәясий мәсилиләргә арилашқанда, һемишәм зораванлиқларни пәйда қилиду. Әйса шагиртлирини бетәрәпликни сақлашқа үгәткән еди. Алий роһанийлар вә пәрисийләрниң Әйсани өлтүрмәкчи болғанлиғиниң сәвәвиму дәл мана шу. Улар хәлиқ Әйсаниң сөзигә қулақ селип, өзлиригә әгәшмәй қелишидин қорққан еди. Әгәр шундақ болса, пәрисийләр диний вә сәясий һоқуқ мәнсивидин айрилатти. Улар өзара: «Әгәр ишни мундақ қоюп бәрсәк, һәммиси униңға ишинип кетиду. Шу чағда римлиқлар келип, йеримизгиму һәм хәлқимизгиму егә болиду»,— дейишти (Йоһан 11:48). Шуңа алий роһаний Қаяпа Әйсани өлтүрмәкчи болди (Йоһан 11:49—53; 18:14).

14 Қаяпа қараңғу чүшишни күтүп, Әйсани тутуш үчүн әскәрләрни әвәтти. Лекин Әйса Қаяпаниң планини билгән. Шуңа у шагиртлири билән ахирқи қетим тамақ йегәндә, уларға қилич елишни буйриған. Уларға муһим бир савақни үгитиш үчүн икки қилич йетәрлик болған (Луқа 22:36—38). Шу кәчтә Әйсани тутуш үчүн бир топ адәм кәлди. Адаләтсизликкә чидимай, Петрус қиличини елип, бир кишиниң қулиғини чепивәтти (Йоһан 18:10). Лекин Әйса Петрусқа: «Қиличиңни орниға қайтурғин, чүнки қилич көтәргәнләрниң һәммиси қиличтин өлиду»,— деди (Мәтта 26:52, 53). Әйса шагиртлириға қандақ муһим савақни үгәткән еди? Улар бу дунияниң ишлириға арилашмаслиғи керәк еди. Әйса шу һәққидә дуа қилған. (Йоһан 17:16ни оқуң). Адаләтсизлик билән күрәш қилишқа пәқәт Худаниң һоқуқи бар.

15, 16. а) Худа Сөзи қандақ қилип мәсиһийләргә сәясий мәсилиләргә арилашмаслиққа ярдәм бәргән? ә) Йәһва бу дуния кишилири билән Өз хәлқи арисида қандақ пәриқни көриду?

15 Мақалиниң бешида тилға елинған җәнубий Европидики қериндишимизму шуниңға охшаш савақ алған. У мундақ дәйду: «Мән зораванлиқ қилиш арқилиқ адаләтни қолға кәлтүрүш мүмкин әмәслигини чүшәндим. Зораванлиқ қилидиғанлар адәттә һаятидин айрилиду. Йәнә нурғунлири аччиқлинип, таш жүрәк болуп кетиду. Муқәддәс китаптин пәқәт Худа йәр йүзидә һәқиқий адаләтни орниталайдиғанлиғини билип, бәкму хошал болдум. 25 жилдин бери мән адәмләргә бу хәвәрни йәткүзүп келиватимән». Җәнубий Африкидики бурадиримиз нәйзисини ташлап, қолиға «роһниң қиличи», йәни Муқәддәс китапни алған (Әфәсликләргә 6:17). Һазир у течлиқ хәвирини адәмләрниң қайси қәбилидин болушиға қаримай, һәммисигә вәз қилмақта. Мәркизий Европидики қериндишимиз болса, Йәһва гувачиси болғандин кейин, бурун өзи өч көргән милләттин болған етиқатдиши билән турмуш қурған. Бу үч қериндаш Мәсиһни үлгә қилишни халиғанлиқтин өзлиридә мундақ өзгиришләрни қилалиған.

16 Өзгиришләрни қилиш наһайити муһим! Муқәддәс китапта инсанийәт худди дәһшәтлик долқунлаватқан деңиздәк екәнлиги вә һечқачан тинчланмайдиғанлиғи йезилған (Йәшая 17:12; 57:20, 21; Вәһий 13:1). Сәясий мәсилиләр адәмләрни ғәзәпләндүрүп, өз ара бөлгүнчилик туғдуруп, зораванлиқларни пәйда қилиду. Амма Худаниң хәлқи арисида тинчлиқ вә бирлик һөкүм сүриду. Йәһва бу дуния кишилириниң бөлгүнчилигини көргәндә, Өз хәлқи арисида һөкүм сүридиған инақ-иттипақлиқтин чәксиз сөйүниду (Зәфания 3:17ни оқуң).

17. а) Инақлиғимизни сақлашқа ярдәм беридиған қандақ үч йол бар? ә) Келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

17 Бу мақалидә үгәнгинимиздәк, инақ-иттипақлиқни сақлашниң үч йоли бар: 1) Биз Худаниң Падишалиғи адаләтсизликни йоқ қилидиғанлиғиға ишинимиз, 2) сәясий мәсилиләргә һечқачан арилашмаймиз вә 3) зораванлиқ қилиштин нери туримиз. Амма бирнәрсә бирлигимизни бузуши мүмкин, бу — бир-биримизни камситиш. Келәрки мақалидә биз дәсләпки мәсиһийләрни үлгә қилип, қандақларчә камситишларни йеңәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.