Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

У Худани хурсән қилалатти

У Худани хурсән қилалатти

БИЗ Йәһваға хизмәт қилимиз вә Униң көңлини хурсән қилип, бәрикитигә еришишни халаймиз. Бирақ Униң көңлини қандақ хурсән қилалаймиз? Қедимда бәзи кишиләр еғир гуна қилған болсиму, қайтидин Худаниң көңлини хурсән қилалиған. Йәнә бәзилири есил пәзиләтләргә егә болсиму, кейинчә Худаниң меһир-шәпқитидин айрилип қалған еди. Шуңа биздә «Йәһва һәрбиримизниң немә қилишимизни күтиду?» дегән соал пәйда болуши мүмкин. Бу соалға җавап тепиш үчүн, келиңлар, Йәһуданиң падишаси болған Реһабамниң мисалини көрүп чиқайли.

ЯМАН БАШЛИНИШ

Реһабамниң атиси Сулайман Исраилда 40 жил һөкүмранлиқ қилған (Падишалар 1-язма 11:42). Сулайман вапат болғандин кейин, Реһабам падиша болуш үчүн Йерусалимдин Шәкәмгә сәпәр қилди (Тарихнамә 2-язма 10:1). У атисиниң падишалиғиға варислиқ қилиштин қорққанму? Сулайман әқил-парисити билән һәммигә тонулған еди. Узун өтмәй, Реһабамниң даналиғини синайдиған қийин бир мәсилә пәйда болған.

Исраиллиқлар өзлирини езилгәндәк һис қилғачқа, Реһабамға вәкиллирини әвәтип, униңдин мундақ өтүнди: «Сән әнди атаң бизгә қойған қаттиқ иш билән еғир боюнтуруқни йенигирәк қилсаң, саңа хизмәт қилайли» (Тарихнамә 2-язма 10:3, 4).

Реһабамниң муһим бир қарар чиқириши керәк болған. Әгәр хәлиқниң өтүнгини бойичә қилса, өзи, аилиси һәм қол астидики кишиләр бурунқидәк һашамәтлик турмуш кәчүрәлмәтти. Амма у хәлиқ сориғандәк қилмиса, улар униңға қарши исиян көтириши мүмкин еди. Ундақта, Реһабам қандақ қилған? У авал атисиниң мәслиһәтчилири болған ақсақаллардин әқил сориған. Улар хәлиқниң өтүнгинидәк қилишни ейтқан. Лекин Реһабам кейин өзиниң тәңдашлири билән мәслиһәтлишип, хәлиқкә қаттиқ қол болушни қарар қилған. У хәлиқкә: «Атам боюнтуруғуңларни еғир қилди, лекин мән уни техи еғир қилай. Атам силәрни қамча билән оңлатти, лекин мән силәрни чаян [тикәнлик қамча, ЙД] билән оңлай»— деди (Тарихнамә 2-язма 10:6—14).

Буниңдин қандақ савақ алалаймиз? Бүгүнки күндә, аримизда Йәһваға узун жиллар хизмәт қилип келиватқан яшта чоң қериндашлар көп. Улар бизгә дана қарарлар чиқиришқа ярдәм берәләйду. Ундақта уларниң мәслиһәтлиригә қулақ салайли! (Аюп 12:12).

УЛАР ХУДАНИҢ СӨЗИГӘ ҚУЛАҚ САЛДИ

Реһабам кейинчә өз қошунлирини жиғип, өзигә қарши чиққан қәбилиләр билән җәң қилмақчи болған еди. Бирақ Йәһва Худа Шәмая пәйғәмбәр арқилиқ мундақ деди: «Бурадәрлириңлар бәни-Исраил билән җәң қилғили чиқмаңлар. Һәрбириңлар өз өйигә йенип кәтсун, чүнки бу иш Мәндиндур» (Падишалар 1-язма 12:21—24) a (Изаһәткә қараң.).

Реһабамниң Йәһваға бойсунуши асанға чүшкәнму? У тикәнлик қамча билән оңлаймән дегән еди, әнди топилаңни көтәргән адәмләргә қарши һечқандақ чарә қолланмиса, хәлиқ йеңи падиша һәққидә немә ойлайду? (Тарихнамә 2-язма 13:7ни селиштуруң). Реһабам хәлиқниң немә дәп ойлишиға писәнт қилмай, әскәрлири билән биргә «Худавәндиниң сөзигә қулақ селип йенип кетип, Худавәндиниң сөзигә мувапиқ йолға раван болди».

Биз буниңдин қандақ савақ алалаймиз? Башқилар бизни заңлиқ қилсиму, һәрдайим Йәһваниң сөзигә қулақ селиш даналиқтур. Әгәр итаәтчан болсақ, Худа һәрдайим бизгә мол бәрикитини төкиду (Қанун шәрһи 28:2).

Реһабам Худаға бойсунғанлиғи үчүн бәрикәткә еришкәнму? У Йәһуда билән Бениамин қәбилилиригә давамлиқ һөкүмранлиқ қилған вә шу районда йеңи шәһәрләрни қурушни қарар қилған. Йәнә у бәзи шәһәрләрни «наһайити мәһкәм қилди» (Тарихнамә 2-язма 11:5—12). Әң муһими, Реһабам бир мәзгил Йәһваниң қанунлириға бойсунған еди. Он қәбилилик падишалиқниң хәлқи бутларға чоқунғанлиқтин, көп адәмләр Реһабам падишани вә һәқиқий ибадәтни қоллаш үчүн Йерусалимға кәлгән (Тарихнамә 2-язма 11:16, 17). Реһабам Йәһваға бойсунғанлиғи үчүн, униң падишалиғи мустәһкәмләнгән еди.

РЕҺАБАМНИҢ ГУНАСИ ВӘ ТОВВА ҚИЛИШИ

Падишалиғи мустәһкәмләнгәндин кейин, Реһабам ғәлитә бир ишни қилған еди. У Йәһваниң қанунлириға бойсунмай, ялған илаһларға сәҗдә қилишни башлиған. Немә үчүн? Униң аммонлуқ аписи униңға яман тәсир қилғанму? (Падишалар 1-язма 14:21). Биз буни ениқ билмәймиз. Амма хәлиқ униң яман йолиға әгәшкән. Шу сәвәптин Йәһва Худа Мисир падишаси Шишақниң Йәһуда падишалиғиниң көплигән шәһәрлирини бесивелишиға йол қойған еди. Реһабамниң бу шәһәрләрни мустәһкәмлигини бекар болған (Падишалар 1-язма 14:22—24; Тарихнамә 2-язма 12:1—4).

Шишақ қошунлири билән Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлгәндә, вәзийәт техиму начарлишип кәткән еди. Шу чағда Шәмая пәйғәмбәр Реһабамға вә әмирләргә Худаниң хәвирини йәткүзүп: «Мени ташлиғандин кейин Мән һәм силәрни ташлап, Шишақниң қолиға тапшурдум дәп Худавәндә ейтиду»,— дегән. Реһабам бу нәсиһәтни қобул қилғанму? Һә, қобул қилған! Муқәддәс китапта: «Исраилниң әмирлири билән падиша өзини төвән тутуп: “Худавәндә адилдур”,— дәп ейтти»,— дәп хатириләнгән. Шуңа Йәһва Реһабамни қутқазған вә Йерусалим вәйран қилинмиған (Тарихнамә 2-язма 12:5—7, 12).

Шуниңдин кейин Реһабам Йәһуда падишалиғида давамлиқ һөкүмранлиқ қилған. Өлүш алдида у оғуллириға көп соғиларни бәргән. У өзидин кейин падиша болидиған оғли Абияға қериндашлириниң қарши исиян көтәрмәслиги үчүн шундақ қилған болуши мүмкин (Тарихнамә 2-язма 11:21—23). Шундақ қилиш арқилиқ Реһабам яш вақтиға қариғанда, дана һәрикәт қилған.

РЕҺАБАМ ЯХШИ БОЛҒАНМУ ЯКИ ЯМАНМУ?

Реһабам бәзи яхши ишларни қилсиму, Муқәддәс китапта униң һөкүмранлиқ қилиши һәққидә: «Реһабам... яманлиқ қилатти»,— дәп ейтилған. Немә үчүн? Чүнки у Йәһвани «издигили өз көңлини майил қилмиған» еди. Шу сәвәптин у Йәһваниң көңлини хурсән қилмиған (Тарихнамә 2-язма 12:14).

Реһабам Давутқа охшаш Йәһва билән зич мунасивәттә болмиған

Биз Реһабамдин қандақ савақ алимиз? Бәзидә у Йәһваға бойсунған. Йәһваниң хәлқи үчүн бәзи яхши ишларни қилған. Амма у Йәһва билән зич мунасивәттә болмиғачқа, Униң көңлини хурсән қилишниму халимиған. Шуңа Реһабам тоғра иш қилишни тохтитип, ялған илаһларға чоқунушқа башлиди. Бәлким, сиз: «Йәһваниң нәсиһитини қобул қилғанлиқ сәвәвидин, Реһабам өз хаталиқлириға чин көңлидин товва қилип, Худаниң көңлини хурсән қилишни халиғанму? Яки болмиса башқилар немә қилиши керәклигини ейтқанлиғи сәвәвидин шундақ қилғанму?»— дәп сорайдиғансиз (Тарихнамә 2-язма 11:3, 4; 12:6). Кейин у йәнә яман ишларни қилған. У бовиси Давутқа тамамән охшимайдиған йолни тутқан! Давутниң хаталиқларни өткүзгәнлиги раст. Лекин у еғир гунасиға сәмимий товва қилған. Давут өмүр бойи Йәһва вә һәқиқий ибадәтни яхши көргән (Падишалар 1-язма 14:8; Зәбур 51:1, 17; 63:1).

Муқәддәс китаптики бу мисалдин көп нәрсиләрни үгинәләймиз. Адәмләрниң өз өйидикиләрниң муһтаҗлиғини қамдиғанлиғини вә башқиларға яхшилиқ қилғанлиғини махташқа әрзийду. Бирақ Йәһваниң қобул қилишиға еришиш үчүн, Униң көңлини хурсән қилидиған усулда ибадәт қилип, Униң билән йеқин мунасивәтни риваҗландурушимиз керәк.

Буниң үчүн биз чин көңлүмиздин Йәһвани яхши көрүшимиз керәк. Отниң өчүп қалмаслиғи үчүн давамлиқ отун селип турушимиз зөрүр. Шуниңға охшаш, Худаға болған меһир-муһәббитимиз ялқунлап туруши үчүн, Худа Сөзини дайим оқуп, шу һәққидә мулаһизә қилишимиз вә һәрқачан дуа қилишимиз лазим (Зәбур 1:2; Римлиқларға 12:12). Шу чағда меһир-муһәббитимиз бизни һәрқандақ ишни қилғанда, Йәһваниң көңлини хурсән қилишқа дәвәт қилиду. Шундақла, биз хаталиқ өткүзүп қойғанда чин жүрәктин товва қилип, Йәһвадин кәчүрүм сорашқа интилимиз. Шу чағда биз Реһабамға охшимай, садақәтмәнлик билән һәқиқий ибадәтни қоллап-қувәтләләймиз (Йәһуда 20, 21).

a Сулайман садақәтмәнлигини сақлимиғанлиқтин, Худа униң падишалиғини иккигә бөлидиғанлиғини ейтқан (Падишалар 1-язма 11:31).