25-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Бешиңизға күн чүшкәндә Йәһваға тайиниң
«Хапичилиқ адәмниң көңлини езиду» (ПӘНД Н. 12:25).
51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әйсаниң агаһландурушиға немә үчүн қулақ селишимиз керәк?
ӘЙСА ахирқи күнләр тоғрилиқ мундақ пәйғәмбәрлик сөзләрни ейтқан: «Силәрниң жүрәклириңлар... турмуш ғәмлиридин еғирлашмаслиғи үчүн... диққәтлик болуңлар» (Луқа 21:34). Биз бу агаһландурушқа қулақ селишимиз интайин муһим. Немә үчүн? Чүнки башқиларниң бешиға чүшкән қийинчилиқларға бизму дуч келиватимиз.
2. Етиқатдашлиримиз қандақ қийинчилиқларға дуч келиватиду?
2 Бәзи вақитта қийинчилиқлар кәйни-кәйнидин келиши мүмкин. Икки мисални көрәйли. Көп қозғилидиған қетишип қелиш кесили (рассеянный склероз) билән ағриватқан Джон b исимлиқ бурадәрни 19 жил өй тутқан рәпиқиси ташлап кәткәндә, бу униң үчүн бәк еғир синақ болған еди. Кейин униң икки қизи Йәһвани ташлап кәткәнти. Боб вә Линда исимлиқ әр-аял Джонниңкигә охшимайдиған қийинчилиқларға дуч кәлгән. Улар иштин, андин өйидин айрилип қалған. Буниңдин башқа, Линда жүрәк кесилигә гириптар болуп, һәтта өлүп кетиши мүмкин еди. Униң йәнә иммунитетниажизлаштуридиған башқа кесили болған.
3. Филипиликләргә 4:6, 7дин Йәһва Худа тоғрилиқ немини билимиз?
3 Бизниң көйүмчан Яратқучимиз вә меһрибан Атимиз Йәһва қийинчилиқлар бизгә қандақ тәсир қилидиғанлиғини яхши билиду. Униң бизгә улар билән күришишкә ярдәм бәргүси келиду (Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуң). Муқәддәс китапта бешидин көп қийинчилиқларни өткүзгән Худаниң хизмәтчилириниң мисаллири кәлтүрүлгән. Униңда Йәһва уларға қандақ күч-қувәт бәргәнлигиму йезилған. Бирнәччә мисални көрүп чиқайли.
ИЛИЯС ПӘЙҒӘМБӘР — БИЗГӘ ОХШАШ АДӘМ
4. Илияс қандақ синақларға дуч кәлгән вә униңға немә ярдәм бәргән?
4 Илияс пәйғәмбәр Йәһва Худаға рәзил заманларда хизмәт қилған вә еғир синақларға дуч кәлгән. Залим падиша Ахаб Баалға сәҗдә қилған Изабәл дегән аялға өйләнгән. Улар хәлиқни Баалға сәҗдә қилишқа аздуруп, Йәһваниң нурғун пәйғәмбәрлирини өлтүрүвәткән. Илияс болса, өлүмдин қечип қутулған. Шундақла Йәһваға тайинип, ачарчилиқ вақтида аман қалған (Пад. 1-яз. 17:2—4, 14—16). Буниңдин ташқири, Баалға сәҗдә қилғучиларға вә Баалниң пәйғәмбәрлиригә қарши турғанда Илияс Йәһваға таянған. У исраилларни Йәһваға ибадәт қилишқа үндигән (Пад. 1-яз. 18:21—24, 36—38). Шу қийин вақитларда Илияс пәйғәмбәр Йәһваниң униңға ярдәм бәргәнлигини вә қоғдиғанлиғини көп қетим көргән.
5, 6. Падишалар 1-язма 19:1—4кә асасән, Илияс өзини қандақ һис қилған вә Йәһва уни яхши көргәнлигини қандақ көрсәткән?
5 Падишалар 1-язма 19:1—4ни оқуң. Изабәл аял падишаниң Илиясни өлтүргүси кәлгәндә, у қорқуп кетип Бәршебаға қечип кәткән. Җени азапланғанлиғи шуки, һәтта өзигә өлүм тилигән. Пәйғәмбәр немә үчүн өзини шундақ һис қилған? Чүнки у «биздәкла сезимлири бар» намукәммәл адәм еди (Яқуп 5:17). Бәлким, Илияс һерип һалидин кетип, чүшкүнлүккә чүшкән. «Пак ибадәтни қоллаш үчүн қилған әмгигим зайә кәтти, хәлиқ тоғра йолға қайтмиди вә Йәһваниң хизмәтчилиридин ялғуз мәнла қалдим» дәпму әнсиригән болуши мүмкин еди (Пад. 1-яз. 18:3, 4, 13; 19:10, 14). Садиқ пәйғәмбәрниң шундақ һис-туйғуда болғини бизни һаң-таң қалдуруши мүмкин. Лекин Йәһва Худа униң сезимлирини яхши чүшәнгән.
6 Йәһва Илиясни ич бағрини төккәнлиги үчүн әйипләшниң орниға, униңға күч-мәдәт бәргән (Пад. 1-яз. 19:5—7). Кейин Йәһва Илиясқа Өзиниң қудритини көрситип, ой-пикрини меһрибанлиқ билән түзәткән. Шундақла Худа Исраилда Баалға сәҗдә қилмиған йәнә 7000 киши бар екәнлигини ейтқан (Пад. 1-яз. 19:11—18). Йәһва Илиясни яхши көргәнлигини әмәлийәттә көрсәткән.
ЙӘҺВА БИЗГӘ ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРИДУ?
7. Йәһваниң Илиясқа ярдәм бәргәнлиги бизни немигә ишәндүриду?
7 Еһтимал, сизниң бешиңизғиму еғир синақлар кәлгәнду. Йәһва Илиясниң һис-туйғулирини чүшәнгәнлиги бизгә тәсәлли бериду. Бу бизни немигә ишәндүриду? Қийинчилиққа дуч кәлгинимиздә, Йәһва бизниңму һис-туйғулиримизни чүшиниду. У бизниң қолумиздин немә келидиғанлиғини вә немә кәлмәйдиғанлиғини, һәтта ойлиримиз билән һис-туйғулиримизниму яхши билиду (Зәб. 103:14; 139:3, 4). Илиясқа охшаш Йәһваға таянсақ, У бизгиму бесимға қарши турушқа ярдәм бериду (Зәб. 55:22).
8. Йәһва Худа бесимға қарши турушиңизға қандақ ярдәм бериду?
8 Бесим түпәйлидин сиз чүшкүнлүккә чүшүп, һал-әһвалим һечқачан өзгәрмәйду дәп, үмүтиңизни үзүшиңиз мүмкин. Шу чағда Йәһваға тайиниң. У сизгә қандақ ярдәм бериду? Униңға ич бағриңизни төкүң. У зар жиғлап ейтқан дуайиңизға чоқум җавап бериду (Зәб. 5:3; Пет. 1-х. 5:7). Шуңа әһвалиңиз тоғрилиқ дайим Йәһваға ейтип бериң. Әлвәттә, У сизгә Илиясқа сөзлигәндәк удул сөзлимәйду, лекин Йәһва сизгә Өз Сөзи вә тәшкилати арқилиқ сөзләйду. Қандақларчә? Муқәддәс китаптин оқуған айәтләр сизгә илһам вә үмүт бериши мүмкин. Қериндашларму сизни қоллап-қувәтләйду (Рим. 15:4; Ибр. 10:24, 25).
9. Җан достумиз бизгә қандақ ярдәм берәләйду?
9 Йәһва Илияс пәйғәмбәргә вәзиписини Елишаға тапшурушни буйриған. Шундақ қилип, Йәһва Илиясқа қийин вақитларда ярдәм беридиған достни бәргән. Шуниңға охшаш, биз җан достумизға дәрдимизни төккәндә, жүригимиз йениклишип қалиду (Пад. 2-яз. 2:2; Пәнд н. 17:17). Дәрдиңизни ейтидиған достуңиз болмиса, Йәһваға дуа қилип, сизгә тәсәлли беридиған роһий җәһәттин йетилгән етиқатдашни тепишиңизға ярдәм беришни сораң.
10. Илиясниң мисали бизгә қандақ үмүт бериду вә Йәшая 40:28, 29дики вәдә бизгә қандақ ярдәм бериду?
10 Йәһва Илияс пәйғәмбәргә қийинчилиқ билән күришишкә ярдәм бәргәнликтин, у нурғун жил давамида хизмәт қилалиған. Илиясниң мисали бизгә үмүт бериду. Бәзи вақитларда еғир синақлар бизни мағдирсизландуруши мүмкин. Амма Йәһваға таянсақ, У бизгә хизмитимизни давамлаштуруш үчүн керәклик күч бериду (Йәшая 40:28, 29ни оқуң).
ҺАННА, ДАВУТ ВӘ ЗӘБУР ЯЗҒУЧИСИ ЙӘҺВАҒА ТАЯНҒАН
11—13. Худаниң қедимдики үч хизмәтчилири қандақ синақларни баштин кәчүргән?
11 Муқәддәс китапта тилға елинған Худаниң башқиму хизмәтчилириниң бешиға күн чүшкән. Мәсилән, Һаннаниң күндиши уни туғмас дәп заңлиқ қилған (Сам. 1-яз. 1:2, 6). Һанна қаттиқ азапланғач, жиғлап, һечнемә йемигән (Сам. 1-яз. 1:7, 10).
12 Давут падишаниңму бешиға күлпәт чүшкән вақитлири болған. Униң қийинчилиқлири тоғрилиқ ойлап беқиң. Қилған хаталиқлири түпәйлидин, у виждан азавини тартип, чүшкүнлүккә чүшүп қалған (Зәб. 40:12). Давутниң сөйүмлүк оғли Абшалом униңға қарши чиқип, ахирида вапат болған (Сам. 2-яз. 15:13, 14; 18:33). Шуниң билән, Давутниң әң йеқин достлириниң бири уни сетивәткән (Сам. 2-яз. 16:23—17:2; Зәб. 55:12—14). Зәбур күйлириниң көпинчисидә Давут өз һис-туйғулири вә Йәһваға болған тәврәнмәс етиқади тоғрилиқ язған (Зәб. 38:5—10; 94:17—19).
13 Зәбур язғучиси рәзил адәмләрниң турмушиға қизиқип қарап, шуниңға һәвәс қилишқа башлиған еди. У Асаф дегән Лавий қәбилисидин чиққан кишиниң әвлади болуши мүмкин вә Худаниң муқәддәс җайида хизмәт қилған. У қаттиқ азаплинип вә һаятидин нарази болуп, өзини бәхитсиз һис қилған. Һәтта Худаға хизмәт қилиштин кәлгән бәрикәтләргә рази болмиған (Зәб. 73:2—5, 7, 12—14, 16, 17, 21).
14, 15. Йәһвадин ярдәм издәш тоғрилиқ кәлтүрүлгән үч мисалдин қандақ савақ алимиз?
14 Худаниң бу үч хизмәтчиси Йәһвадин ярдәм издигән. Улар Худаға чин жүрәктин дуа қилип, дәрдини Худаға ейтқан. Улар әнсирәшлириниң сәвәвини әркин-азадә билдүргән вә ибадәт қилидиған җайларға берип, Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштурған (Сам. 1-яз. 1:9, 10; Зәб. 55:22; 73:17; 122:1).
15 Йәһва уларниң һәрбиригә меһрибанлиқ билән җавап бәргән еди. Һанна көңүл хатирҗәмлигигә егә болған (Сам. 1-яз. 1:18). Давут болса: «Адилларниң көп һәсрәтлири бар, амма Йәһва барлиғидин уларни җәзмән айрийду»,— дегән (Зәб. 34:19). Зәбур язғучиси Йәһваниң уни оң қолидин тутуп, меһир-муһәббәт билән йетәклигәнлигини һис қилған. У: «Маңа Яратқучимниң йенида болуш яхшилиқтур! Пәрвәрдигарим Йәһваға үмүтимни артимән»,— дәп күйлигән (Зәб. 73:23, 24, 28). Бу мисаллардин қандақ савақ алимиз? Бизниң бешимизға еғир күнләр келиши мүмкин. Шу чағда Йәһва Худа башқиларға қандақ ярдәм бәргәнлиги һәққидә чоңқур ойлансақ, Униңға дуа қилсақ вә итаәт қилсақ, һәммә қийинчилиқларни йеңәләймиз (Зәб. 143:1, 4—8).
ЙӘҺВАҒА ТАЯНСИҢИЗ, У СИЗГӘ ЯРДӘМ БЕРИДУ
16, 17. a) Немә үчүн өзүмизни башқилардин елип қачмаслиғимиз керәк? ә) Күчкә қандақ егә болалаймиз?
16 Кәлтүрүлгән үч мисалдин йәнә бир муһим савақ алимиз: биз Йәһвадин вә Униң хәлқидин жирақлашмаслиғимиз керәк (Пәнд н. 18:1). Йолдиши ташлап кетип, қаттиқ азап чәккән Нэнси қериндишимиз мундақ дәйду: «Бираз вақит һечким билән көрүшкүм вә сөзләшкүм кәлмәтти. Өзүмни башқилардин елип қачқансири, техиму қайғуға пататтим». Бирақ Нэнси қийинчилиққа дуч келиватқан қериндашларға ярдәм беришкә тиришқанда, униң әһвали өзгәрди. У мундақ дәйду: «Башқилар маңа дәрдини ейтқанда, уларни зеһин қоюп тиңшаттим. Башқиларға көпирәк көңүл бөлгәндә, өзүмниң қийинчилиқлиримға анчә көңүл бөлмәйдиған болдум».
17 Җамаәт учришишлири бизгә күч бериду. Учришишқа барсақ, Йәһваниң бизгә ярдәм вә тәсәлли беришигә йол ачимиз (Зәб. 86:17). У бизни муқәддәс роһи, Сөзи вә хәлқи арқилиқ қоллап-қувәтләйду. Җамаәттә биз «өз ара илһам алалаймиз» (Рим. 1:11, 12). София исимлиқ қериндишимиз мундақ дәйду: «Йәһва Худа вә қериндашлирим қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә ярдәм бәргән. Болупму учришишлар маңа көп күч-мәдәт берәтти. Шуни тонуп йәттимки, вәз хизмитигә көпирәк қатнишип, җамаәттә қизғин болсам, ғәм-қайғу вә бесимларға яхширақ қарши туралаймән».
18. Чүшкүнлүк билән күрәш қилиш үчүн Йәһва Худа қандақ ярдәм берәләйду?
18 Чүшкүнлүккә чүшкән чағда, Йәһва Худаниң бизни келәчәктә қийинчилиқлардин қутулдуруш һәққидә бәргән вәдисини, һәтта һазирниң өзидә уларға қарши турушқа ярдәм беридиғанлиғини әстин чиқармайли. Йәһва чүшкүнлүк вә үмүтсизлик билән күрәш қилишимизға «арзу һәм күч-қудрәт» бериду (Флп. 2:13).
19. Римлиқларға 8:37—39дики сөзләр бизни немигә ишәндүриду?
19 Римлиқларға 8:37—39ни оқуң. Әлчи Паул Худайимизниң меһир-муһәббитидин бизни һечнемә айриветәлмәйдиғанлиғини ейтқан. Қийинчилиқлар билән күрәш қиливатқан қериндашларға биз қандақ ярдәм берәләймиз? Кейинки мақалидә Йәһвадин үлгә елип, етиқатдашларни қоллап-қувәтләп, қандақ һисдашлиқ көрситәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла
a Бесим бәк еғир қаттиқ болса яки узун вақитқа созулса, саламәтлигимиз адәмгә җисманий вә һис-туйғулиримизға җәһәттин зиян кәлтүриду. Йәһва Худа бизгә қандақ ярдәм берәләйду? Илияс пәйғәмбәрниң роһи чүшкәндә, Йәһва униңға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп чиқимиз. Шундақла Муқәддәс китаптики башқа мисаллардин қийин вақитларда Йәһвадин ярдәм издәшни үгинимиз.
b Бу мақалидики бәзи исимлар өзгәртилгән.