Шәйтанниң тузиғиға чүшмәслик үчүн немә қилишимиз керәк?
ИСРАИЛ хәлқи Вәдә қилинған зәминниң босуғисида турған еди. Исраиллар Иордан дәриясидин өтмәкчи болғанда, ят хәлиқ аяллири әрләрниң алдиға келип, уларни чоң бир зияпәткә тәклип қилған. Бәлким, хәлиққә бу өзгичә пурсәттәк көрүнгән. Йеңи достларни тепиш, шат-хорам уссул ойнап, һәрхил йемәк-ичмәкләрни йәп-ичиш пурсити уларни җәлип қилған. Ят хәлиқ аяллириниң әхлақ өлчәмлири Йәһва үгәткән өлчәмләрдин пәриқләнгән. Лекин буниңға қаримастин, бәзи исраил әрләр: «Мән пәхәс болимәнғу. Бу маңа тәсир қилмайду»,— дәп ойлиған болуши мүмкин.
Сан. 25:1—3).
Буниң ақивети қандақ болған? Муқәддәс китапта: «Хәлиқ болса Моаб қизлири билән зина қилғили турди»,— дәп йезилған. Әмәлийәттә, ят хәлиқтин чиққан аяллар исраил әрләрниң ялған илаһларға ибадәт қилишини көзлигән. Улар өз мәхситигә йетип, исраилларни өз илаһлириға сәҗдә қилдурған! Шу сәвәптин, «Худавәндиниң ғәзиви Исраилниң үстигә туташти» (Исраиллар Худаниң икки қанунини бузған: бутларға чоқунған вә җинсий әхлақсизлиқ қилған. Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн нәччә миң исраиллиқ өлүп кәткән (Чиқ. 20:4, 5, 14; Қ. шәр. 13:6—9). Әң әпсуслинарлиғи, Вәдә қилинған зәмингә кириш үчүн Иордан дәриясидин өтүшла қалған болсиму, Исраил хәлқи униңға кирәлмигән. Улар Худаниң қанунини бузмиған болса, узун өтмәй миңлиған исраиллар Худа вәдә қилған йәргә киргән болатти (Сан. 25:5, 9).
Әлчи Паул исраиллар билән болған вақиәләр тоғрилиқ мундақ язған: «Буниң һәммиси улар билән йүз бәрди һәм дунияниң түзүмлириниң ахири кәлгән вақитта биз үчүн мисаллардәк әскәртмә ретидә йезилған еди» (Кор. 1-х. 10:7—11). Шәк-шүбһисиз, Шәйтан бәзи исраилларниң еғир гуна қилип, Вәдә қилинған зәмингә киришкә лайиқ болалмиғинидин бәк хошал болған. Шәйтан бизниңму Худа вәдә қилған йеңи дунияға киришимизни халимайду. Шуңа исраиллар өткүзгән хаталиқтин савақ алайли!
БӘК ХӘТӘРЛИК ТУЗАҚ
Шәйтан Худаниң хизмәтчилирини олҗа қилиш үчүн өзи яхши билидиған вә бурун утуқлуқ болған тузақларни ишлитиду. Шәйтан исраилларни әхлақсиз җинсий мунасивәт арқилиқ тузаққа чүшәргән. Бүгүнки күндиму у мошу тузақтин пайдилиниду. Көплири порнографияни a көрүшкә башлиғанда, җинсий әхлақсизлиқ тузиғиға чүшүп қалған.
Бүгүн порнографияни йошурун көрүшкә болиду. Көп жиллар бурун адәм порнографияни көрүш үчүн уятсиз фильмлар көрситилидиған киноханиға яки шәһваний китап-журналлар сетилидиған дуканға бериши керәк еди. Нурғунлири башқилар көрүп қалиду дәп номус қилғанлиқтин, шундақ йәрләргә барматти. Лекин һазир болса, адәм порнографияни ишта яки машинисида тордин көрәләйду. Бәзи дөләтләрдә порнографияни көрүш үчүн һәтта өйдин чиқишниң һаҗити йоқ.
Буниңдин ташқири, электронлуқ қурулмилар порнографиягә қол йәткүзүшни техиму асан қилди. Адәмләр һәтта пиядә маңғанда яки аммивий қатнаш васитилирида кетип барғанда өз қурулмисидин уятсиз рәсимләрни көрәләйду.
Һазир порнографиягә қол йәткүзүш вә уни йошурун көрүш бәк оңай болғанлиқтин, униңдин зиян тартиватқанларниң сани бурунқиға қариғанда көпәйди. Униң ториға чүшкән сансиз адәмләр некасини вәйран қилиду, өзигә болған һөрмитини йоқитиду вә вижданиға дағ тәккүзиду. Әң ечинарлиғи, улар Худа билән болған мунасивитидин айрилиши мүмкин. Порнография көргәнләрниң зиян тартидиғанлиғи сөзсиз. Уни яра билән селиштурушқа болиду. Вақит өтүп, яра сақайсиму, тартуқниң изи узунғичә кәтмәйду.
Лекин Йәһва Худа бизни Шәйтанниң тузиғидин қоғдайдиғанлиғини унтумайли. Йәһваниң бизни қоғдишини халисақ, биз исраил әрләрниң хаталиқлирини қайтилимай, Йәһваға бойсунушимиз керәк (Чиқ. 19:5). Йәһва Худа порнографиядин нәпрәтлинидиғанлиғини әстин чиқармаслиғимиз лазим. Порнография Йәһваниң көз алдида жиркиничлик екәнлигини нәдин билимиз?
ПОРНОГРАФИЯНИ ЙӘҺВА ӨЧ КӨРГӘНДӘК ӨЧ КӨРҮҢ
Ойлап беқиң, Худаниң Исраил хәлқигә бәргән қанунлири шу замандики башқа хәлиқләрниң қанунлириға охшимиған. Қанунларни тамға охшитишқа болиду. Улар Исраил хәлқини башқа хәлиқләрниң тәсиридин вә уларниң жиркиничлик ишлиридин һимайә қилған (Қ. шәр. 4:6—8). Бу қанунлардин Йәһваниң җинсий әхлақсизлиқтин нәпрәтлинидиғанлиғи ениқ көрүнгән.
Ләв. 18:3, 25).
Йәһва Худа өз хәлқигә «Мән силәрни елип баридиған Қанаан [Қанан] жутиниң ишлиридәк иш қилмай, уларниң рәсимлиригә мувапиқ һәм жүрмәңлар»,— дәп ейтқан. Шундақла хошна хәлиқләрниң әхлақсиз ишлири һәққидә мундақ дегән: «Уларниң жутиму напак болуп қалди. Буниң үчүн мән жутниң гунайиниң җазасини беримән». Қананлиқлар жиркиничлик ишларни қилғанлиқтин, исраилларниң муқәддәс Худаси Йәһва улар яшиған йәрни напак вә булғанған дәп һесаплиған (Йәһва қананлиқларни җазалиған болсиму, башқа адәмләр җинсий әхлақсизлиқ қилишни давамлаштурди. Буниңдин 1500 жилдин көпирәк вақит өткәндин кейин, әлчи Паул мәсиһийләрниң «һар-номусни жүтирип» қойған хәлиқләрниң арисида яшиғанлиғини ейтти. Әмәлийәттә, улар ачкөзлүк билән «һәрқандақ напаклиқ билән шуғуллиниш үчүн, әхлақсиз жүрүш-турушқа берилди» (Әфәс. 4:17—19). Бүгүнки күндиму нурғун адәмләр шундақ қилиду. Биз, Худаниң хизмәтчилири, бу дуниядикиләрниң уятсиз яки әхлақсиз ишлирини көрүштин қечиш үчүн бар күчимизни чиқиришимиз керәк.
Порнография көрүш — Худаға қарши қилинған еғир гуна. Худа адәмләрни өзигә охшаш қилип яратқан вә уларға яхши билән яманни пәриқ қилиш қабилийитини, йәни вижданни бәргән. Йәһваниң адәмләргә җинсий мунасивәткә бағлиқ қанунларни бәргәнлиги дана болған. Худаниң нийити бойичә, әр-аял җинсий мунасивәттин ләззәт тепиши керәк еди (Ярит. 1:26—28; Пәнд н. 5:18, 19). Порнографиялик материалларни чиқиридиған вә тарқитидиғанлар Худаниң әхлақий өлчәмлирини дәпсәндә қилиду вә Йәһвани һақарәтләйду. Худаниң қанунлирини бузуп, әхлақсиз мәлуматларни чиқиридиған вә тарқитидиған кишиләр җавапқа тартилиду (Рим. 1:24—27).
Порнографияни әтәй көридиған яки оқуйдиған адәмләр тоғрилиқ немә ейтишқа болиду? Бәзиләр порнография һеч зийини йоқ көңүл ечишниң бир түри дәп ойлайду. Амма порнографияни көрүшкә башлиған кишиләр бу тоғрилиқ ойлимисиму, Худаниң қанунлирини дәпсәндә қилидиғанларни қоллайду. Бирақ Муқәддәс китапта ениқ ейтилғандәк, Худаниң һәқиқий хизмәтчилири порнографиядин қаттиқ нәпрәтлиниши керәк. Худаниң Сөзидә: Зәб. 97:10).
«Йәһвани сөйгәнләр, явузлуқни өч көрүңлар!»— дәп йезилған (Һәтта адәмниң порнографияни көргүси кәлмисиму, езиқтурушқа қарши туруш қийин болуши мүмкин. Биз намукәммәл болғанлиқтин, напак җинсий һәвәсләргә қарши күрәш қилишимизға тоғра келиду. Шуниң билән алдамчи жүригимиз бизни порнографияни көрүшниң һеч ямини йоқ дәп ишәндүрүши мүмкин (Йәр. 17:9). Бирақ һәқиқәтни билгәндин кейин көп адәмләр бу адитидин айрилип, күрәштә ғәлибә қазанған. Әгәр сизму шундақ адәт билән күрәш қиливатқан болсиңиз, буни билиш сизгә күч-ғәйрәт берәләйду. Муқәддәс китап сизгә Шәйтанниң бу тузиғиға чүшүп қалмаслиғиңиз үчүн қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғиға диққәт ағдуруң.
НАПАК ОЙ-ХИЯЛЛАРДИН ЖИРАҚ БОЛУҢ
Көплигән исраиллар натоғра һәвәслиригә берилип, бешиға бала тапқан. Бүгүнму шундақ болуши мүмкин. Әйсаниң иниси Яқуп натоғра һәвәсләргә берилишниң хәтәрлик екәнлигини мундақ дәп тәсвирлигән: «Бирақ һәрким өз һәвәси билән аздурулуп һәм униңға берилип, синилиду. Андин һәвәс һамилдар болуп, гунани туғиду, қилинған гуна болса, өлүмни туғиду» (Яқуп 1:14, 15). Адәм жүригидә напак ой-хиялларниң күчийишигә йол қойса, күнләрниң биридә у гуна қилип қоюши мүмкин. Шуңа напак ой-хияллар һәққидә ойлашни тохтитип, уларни түп йилтизи билән қомуруп ташлишимиз керәк.
Әгәр әхлақсиз нәрсиләр һәққидә ойлаватқанлиғиңизни байқисиңиз, дәрһал һәрикәт қилиң. Әйса мундақ дегән: «Әгәр қолуң яки путуң сән үчүн путликашаң болса, уни чепип ташлавәт. ... Әгәр көзүң сән үчүн путликашаң болса, уни жулуп ташлавәт» (Мәт. 18:8, 9). Әйса бизниң тенимизгә удул мәнада зиян-зәхмәт йәткүзүшимиз керәклигини ейтмиған. У бу мисал арқилиқ напак ойларниң немә үчүн пәйда болғанлиғини ениқлишимиз вә бирдин һәрикәт қилишимиз керәклигини чүшәндүргән. Әйсаниң нәсиһити порнографияни көрмәсликкә қандақ ярдәм бериду?
Әгәр күтүлмигән йәрдин порнография көрситилип қалса, «бу маңа тәсир қилмайду» дәп ойлимаң. Дәрһал көзүңизни тартиң. Телевизорни, компьютерни яки янфонни дәрру өчүриветиң. Диққитиңизни башқа йәргә ағдуруп, пак
нәрсиләр һәққидә ойлиниң. Шу чағда сиз натоғра һәвәслириңизниң қули болмай, уларни башқуралайсиз.УЯТСИЗ НӘРСИЛӘР ЯДИҢИЗҒА ЧҮШКӘНДӘ
Порнографияни көрүшни тохтатсиңизму, бурун көргән уятсиз нәрсиләр көз алдиңизға келип қалсичу? Әхлақсиз сүрәтләр яки ойлар порнографияни көргән адәмниң әқлигә сиңип кетип, узақ вақит хатирисидә сақлинип қелиши вә туюқсиз есигә келиши мүмкин. Бу мастурбациядәк (шәһваний һәвисини қанаәтләндүрүш үчүн өз җинсий әзалирини силап-сийпаш) напак адәткә елип келәләйду. Шуңа әхлақсиз ой-хияллар күтмигән йәрдә пәйда болуши мүмкинлигини билип, улар билән күрәш қилишқа тәйяр болуң.
Ойлириңиз вә иш-һәрикәтлириңиз билән Йәһва Худаниң жүригини хошал қилишқа тиришиң. «Тенимни қамчилап, уни қулдәк назарәт қиливатимән» дәп ейтқан әлчи Паулдин үлгә елиң (Кор. 1-х. 9:27). Напак һәвәслириңизниң қули болмаң. «Худаниң меһрибан, әзиз һәм мукәммәл ирадисиниң немидә екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн» әқлиңизни йеңилап, өзгириң (Рим. 12:2). Гунакар һәвәслиримизгә берилишкә қариғанда, ой-хияллиримиз вә иш-һәрикәтлиримиз билән Худани хурсән қилишниң көпирәк қанаәткә ериштүридиғанлиғини унтумайли.
Гунакар һәвәсләргә берилишкә қариғанда, ой-хияллар вә иш-һәрикәтләр билән Худани хурсән қилиш көпирәк қанаәткә ериштүриду
Муқәддәс китаптики бәзи айәтләрни ядлавелиң. Оюңизға напак ой-хияллар кәлгәндә, бу айәтләр тоғрилиқ ойлиниң. Мәсилән, Зәбур 119:37; Йәшая 52:11; Мәтта 5:28; Әфәсликләргә 5:3; Колосилиқларға 3:5; Салоникилиқларға 1-хәт 4:4—8гә охшаш айәтләр порнографиягә Йәһваниң көзқариши билән қаришиңизға вә Униң сиздин немини күтидиғанлиғини чүшинишиңизгә ярдәм бериду.
Уятсиз нәрсиләрни көрүшкә яки әхлақсиз хам хиялларға берилишкә езиқип, буниңға қарши туруш қийин болсичу? Әйса Мәсиһтин үлгә елиң (Пет. 1-х. 2:21). Әйса чөмдүрүлүштин өткәндин кейин, Шәйтан уни қайта-қайта езиқтурған. Шу чағда Әйса немә қилған? У бой бәрмигән. Әйса бирнәччә айәтләрни нәқил кәлтүрүп, Шәйтанға қарши турған. У: «Йоқал, Шәйтан!» дәп ейтқанда, Шәйтан униң қешидин кетип қалди. Әйса Шәйтанға бой бәрмәй, униңға дайим қарши турған, сизму шундақ қилишиңиз керәк (Мәт. 4:1—11). Шәйтан вә униң дунияси әқлиңизни булғап, напак ойлар билән толдурушқа тиришсиму, уларға қарши күрәш қилишни тохтатмаң. Йәһваниң ярдими билән сиз порнографиягә қарши күрәштә ғәлибә қазиналайсиз.
ЙӘҺВАҒА ДУА ҚИЛИП, УНИҢҒА БОЙСУНУҢ
Йәһва Худаға дайим дуа қилип, Униңдин ярдәм сораң. Әлчи Паул мундақ дегән: «Һәммә нәрсидә дуа һәм илтиҗада Худаға миннәтдарлиқ билән илтимаслириңларни ечиңлар һәм һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи жүрәклириңларни һәм әқиллириңларни Мәсиһ Әйсада сақлайду» (Флп. 4:6, 7). Сиздә Тәңриниң течлиғи болса, гунаға қарши туралайсиз. Йәһваға йеқинлашсиңиз, Уму сизгә йеқинлишиду (Яқуп 4:8).
Аләмниң Егиси билән йеқин мунасивәттә болсиңиз, Шәйтанниң һечқандақ тузиғиға чүшмәйсиз. Әйса: «Чүнки бу дунияниң һөкүмрани [Шәйтан] келиватиду. Униң мениң үстүмдин һакимийити йоқ»,— дегән (Йоһ. 14:30). Әйса немә үчүн буниңға ишәнгән? У мундақ дәп чүшәндүргән: «Мени Әвәткүчи — мениң билән, У мени ялғуз қоймиди, чүнки мән һемишәм Уни хуш қилидиған ишларни қилимән» (Йоһ. 14:30). Әгәр Йәһва Худани һәммә ишлириңиз билән хошал қилишқа тиришсиңиз, У сизниму һечқачан ялғуз қалдурмайду. Порнографиядин нери турсиңиз, Шәйтан сизни өз тузиғиға чүширәлмәйду.
a Порнография — адәмниң җинсий һәвисини қозғайдиған уятсиз сүрәтләр, китап-журналлар, музыка, видеолар яки фильмлар дегәндәк шәһваний мәлуматлар.