Қедимқи орам язминиң «ечилиши»
1970-жили Эйн-Гедидин тепилған көйүп қалған орам язмини оқуш мүмкин әмәс болуп кәлгән. Бирақ 3D сканерниң ярдими билән шу орам язмида Ләвийләр китавидики бәзи айәтләр, шу җүмлидин Худаниң исми, йезилғанлиғи ениқ болған.
1970-жили археологлар Өлүк деңизиниң ғәрбий тәрипидики Эйн-Геди (Израиль) дегән җайдин, йәни тәхминән миладий VI-әсирдә көйдүрүлүп вәйран қилинған бир йезидики синагога харабисини қезип чиқириватқанда, көйүп қап-қара болуп кәткән язмини байқиған. Лекин у көйүп бәкму вәйран болуп кәткәч, униңда йезилғанларни оқуш, һәтта уни бузмай шу турған һалитидә ечиш мүмкин әмәс еди. Бирақ 3D (үч өлчәмлик графика) сканер технологиясиниң ярдими билән орам язма «ечилди». Заманивий компьютер программилириниң ярдими билән униң мәзмунини оқуш мүмкин болди.
Орам язмида немә йезилған? Бу язмида Муқәддәс китаптики Ләвийләр китавиниң биринчи бирнәччә айити йезилған екән. Бу айәтләрдә ибраний тилида йезилған тетраграмматон шәклидики Худаниң хас исми учрайду. Мәзкүр язма миладий 50-жил билән миладий 400-жил арилиғида йезилған болса керәк. Бир мәшһур гезиттә йезилғандәк, Эйн-Гедидин Ләвийләр китавиниң үзүндиси тепилмиғичә, Муқәддәс китапниң әң кона қолязмиси болуп һесапланған вә буниңдин 2000 жилдәк бурун (Иккинчи ибадәтханиниң вақтида) йезилған Өлүк деңизиниң (Кумран) орам язмилири билән миладий X-әсирдә йезилған Алеппо кодексиниң арисида миң жил вақит өткән («The Jerusalem Post»). Мутәхәссисләрниң ейтишичә, тепилған орам язма Тәвратниң масорет текстиниң миң жилниң ичидә һеч өзгәрмигәнлигини вә уни көчүрүп язған кишиләр киргүзгән хаталиқлар мәзмунға тәсир қилмиғанлиғини испатлайду.