КҮЗИТИШ МУНАРИ (ТӘТҚИҚ НӘШРИ) Июнь 2020

Бу сан 2020-жилниң 3—30 август арилиғида тәтқиқ қилинидиған мақалиләрни өз ичигә алиду.

«Сениң исмиң муқәддәс болғай»

23-тәтқиқ мақалиси: 3—9 август, 2020. Инсанлар һәм пәриштиләр қандақ бир муһим мәсилигә дуч кәлмәктә? Немә үчүн бу мәсилә шунчә бәк муһим вә униң биз билән қандақ мунасивити бар? Бу мәсилиләрни вә униң билән бағлинишлиқ соалларниң җаваплирини билиш Йәһва Худа билән болған мунасивитимизни мустәһкәмләшкә ярдәм бериду.

«Исмиңдин әйминишим үчүн, қәлбимни пүтүн қилғайсән»

24-тәтқиқ мақалиси: 10—16 август, 2020. Мошу мақалидә Зәбур 86:11, 12-айәтләрдә йезилған Давут падишаниң дуасидики бирнәччә җүмлә сөзләргә диққәт ағдуримиз. Йәһва Худаниң исмидин әйминиш немини билдүриду? Йәһва Худаниң исмидин әйминиш үчүн қандақ сәвәпләр бар? Йәһва Худадин әйминиш езиқтурушларға қарши турушқа қандақ ярдәм бериду?

Оқурмәнләрниң соаллири

«Муқәддәс роһниң мевисигә» пәқәт Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләрдә йезилған хисләтләр кирәмду?

«Мән Өзүм Өз қойлиримни издәймән»

25-тәтқиқ мақалиси: 17—23 август, 2020. Немә үчүн бәзи қериндашлар җамаәттин жирақлишип кетиду? Адишип қалған қойларға Йәһва Худа қандақ һис-туйғуда? Немә үчүн паалийәтсиз вәз ейтқучилар үчүн ғәм қилишимиз керәк?

«Мениң йенимға қайтип келиңлар»

26-тәтқиқ мақалиси: 24—30 август, 2020. Йәһва Худа җамаәттин жирақлишип кәткәнләрниң Өзигә қайтип келишини халайду. Биз Йәһваниң «Мениң йенимға қайтип келиңлар» дегән тәклипни қобул қилишни халайдиғанлар үчүн, көп нәрсә қилалаймиз. Бу мақалидин уларға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғимиз тоғрилиқ билимиз.