Бүгүнки күндә канай авазиға диққәт қилайли!
ҺӘММИМИЗ Йәһва Худаниң мошу «ахирқи күнләрдә» Өз хәлқигә роһий җәһәттин ғәмхорлуқ қилип, йетәкләватқанлиғиға ишинимиз (Тим. 2-х. 3:1). Лекин буниң үчүн һәрбиримиз Йәһва Худаға бойсунушимиз керәк. Бизниң әһвалимиз чөл-баяванда болған исраилларниң әһвалиға охшаш. Улар канай авазини аңлиғанда, һәрикәт қилиши лазим еди.
Йәһва Худа Мусаға «җәмийәтни чақириш» вә «қараргаһларни жиғиш» үчүн икки күмүч канай ясашни буйриған (Сан. 10:2). Хәлиққә немә қилиши керәклигини билдүрүш үчүн роһанийлар канайларни һәрхил усулда челиши керәк еди (Сан. 10:3—8). Бүгүнки күндә Худаниң хәлқи һәр түрлүк усулларда көрсәтмиләрни алиду. Бу мақалидә биз буниң үч усулини көрүп чиқимиз вә уларни қедимки Исраилдики канайниң авази билән селиштуримиз. Бүгүнки күндә, Худаниң хәлқи чоң жиғилишларға чақирилиду, тәйинләнгән ақсақаллар тәлим алиду вә һәммә җамаәткә берилидиған көрсәтмиләр йеңилинип яки өзгәртилип туриду.
ЧОҢ ЖИҒИЛИШЛАРҒА ЧАҚИРИШ
Йәһва Худа «пүткүл җәмийәтни» ибадәт чедирниң шәрқий тәрипидики ишик алдиға жиғмақчи болғанда, роһанийлар һәр иккила канайни чалған (Сан. 10:3). Муқәддәс чедирниң өп-чөрисидә төрткә бөлүнүп җайлашқан һәммә қәбилә челинған канай авази ениқ аңлиған. Муқәддәс чедирға йеқин җайлашқанлар ибадәт чедирға бир минутта йетип кәлсә, жирағирақ җайлашқанлар бираз вақит кейин артуғирақ күч сәрип қилип кәлгән еди. Хәлиқ жирақ яки йеқин турсиму, Йәһва Худа уларниң һәммиси жиғилип, берилгән көрсәтмиләрни аңлишини халиған.
Бүгүнки күндиму биз ибадәт чедирниң алдида жиғилмисақму, Худаниң хәлқи билән биллә учришишларда җәм болуп турушқа чақирилимиз. Мошундақ учришишларға биз муһим мәлуматларни вә йетәкчиликни алидиған регионлуқ конгресслар билән башқа алаһидә учришишлар кириду. Дунияниң җай-җайлирида яшайдиған Йәһва Худаниң хәлқи охшаш тәлимләрни алиду. Шуңа бу учришишларға келиш тәкливини қобул қилғанлар шат-хорам хәлиқниң арисида өзини бәхитлик һис қилиду. Уларниң бәзилири йеқин йәрдин кәлгән болса, башқилири жирақтин келиду. Лекин уларниң һәммиси бу учришишқа қулақ селиш үчүн күч чиқиришқа әрзийдиғанлиғини етирап қилишиду.
Ундақта, һечқандақ чоң жиғилишқа қатнишалмайдиған жирақтики кичик топлар бу учришишлардин пайда алаламду? Әлвәттә, заманавий техниканиң ярдими билән, һәтта жирақта яшайдиған етиқатдашлар шундақ учришишларға қатнишип, өзини шу чоң жиғилишта олтарғандәк һис қилиду. Мәсилән, баш идариниң вәкили Бенин
дөлитидики филиални зиярәт қилғанда, шу филиал Сахара чөлидики Нигер дөлитидики Арлит шәһиригичә видео улинишини тарқатқан. Уни көрүшкә қериндашлар вә қизиққучилар болуп 21 адәм жиғилған еди. Улар жирақта болсиму, өзлирини 44131 қериндашниң арисида олтарғандәк һис қилған. Бир бурадәр мундақ дәп язди: «Программини бизгә улап тарқитиш усули арқилиқ көрсәткиниңлар үчүн чин қәлбимиздин көп рәхмәт! Силәрниң бизни бәкму яхши көридиғанлиғиңларға техиму көзүмиз йәтти».ТӘЙИНЛӘНГӘН АҚСАҚАЛЛАРНИ ЧАҚИРИШ
Исраилдики роһанийлар канайниң бирини чалғанда, жиғилиш чедириниң алдида пәқәт «йолбашчилар, Исраилниң миңбашлири жиғилсун», дәп көрситилгән (Сан. 10:4, ЙД). Улар шу йәрдә Мусадин көрсәтмиләрни алатти. Бу уларға өз қәбилилири ичидә җавапкарлиқ яхши ада қилишқа ярдәм берәтти. Сиз әшу миңбашлириниң арисидики бири болғиниңизда, шу жиғилишқа қатнишиш үчүн қолуңиздин кәлгәнниң һәммисини қилаттиңизму?
Бүгүнки күндиму җамаәттә ақсақаллар «һөкүмранлар» әмәс. Улар Худаниң падисиға һөкүмранлиқ қилмайду (Пет. 1-х. 5:1—3). Бирақ улар падини беқиш үчүн һәммини қилиду. Шуниң үчүн улар қошумчә тәлим елишқа, мәсилән, Падишалиқ хизмәт мәктивидә оқушқа дайим тәйяр. Бу мәктәпләрдә ақсақаллар пүтүн вуҗуди билән җамаәтниң ишлирини техиму яхширақ қилишни үгиниду. Нәтиҗидә, ақсақаллар вә җамаәттикиләрниң һәммиси роһий җәһәттин өсүп, Йәһва Худа билән техиму йеқинирақ болушқа башлайду. Шундақ мәктәпләргә қатнашмиған болсиңизму, шу йәрдин оқуп кәлгән бурадәрләрниң алған тәлимлириниң пайдисини көрүватисиз.
ЙЕҢИЛИНИП ЯКИ ӨЗГӘРТИЛИП ТУРУЛИШИ
Исраиллар арисидики роһанийлар бәзидә канайни үзүп-үзүп чалатти. Бу пүткүл қараргаһниң көчүши керәклигини билдүрәтти (Сан. 10:5, 6). Қараргаһниң көчүши бәкму һәйран қаларлиқ тәшкилләнгән, лекин бу һәрбир адәмниң күч чиқиришини тәләп қилған. Немә үчүн?
Бәлким бәзиләр канай пат-пат яки туюқсиз челиниду дәп ойлиған. «Бәзидә булут пәқәт кәчтин әтисигичә туратти». Бәзи вақитта «икки күн яки бир ай, яки нәччә күн» туратти (Сан. 9:21, 22). Шу чағда қараргаһ қанчә қетим көчкән? Санлар 33-бапта, исраиллар 40қа йеқин җайға қараргаһни тикәнлиги тоғрилиқ ейтилған.
Бәзи вақитларда исраиллар сайә чүшкән йәргә җайлишатти. Бәзиләр үчүн чоң вә дәһшәтлик чөлдә мундақ йәр қолайлиқ болған (Қ. шәр. 1:19). Шуңа бирлири шундақ ойлиған: «Мошу яхши йәрдин көчсәк, қандақту бир хәтәргә дуч келишимиз мүмкин».
Қараргаһ көчүш башлиғанда бәзи қәбилиләр өз новити кәлгичә сәвирчанлиқ билән күтүши керәк еди. Канай авазини аңлисиму, һәммиси охшаш бир вақитта бирликтә маңалматти. Канайниң үзүк-үзүк чиққан авази шәриқ тәрәпкә җайлашқан һәммә қәбилиләр, униң ичидә Йәһуда, Иссакар вә Зәбулун қәбилиләр көчүп меңиши керәклигини көрсәткән (Сан. 2:3—7; 10:5, 6). Улар кәткәндин кейин роһанийлар канайни йәнә иккинчи қетим челип, җәнуптики үч қәбилиниң меңишини көрсәткән. Роһанийлар һәммә қараргаһ көчүп кәтмигичә шу канайни челип туратти.
Бәлким, сизгә тәшкилатта қандақту бир өзгиришләрни қобул қилиш қийин болғанду. Бәлким, сиз өзгиришләр интайин көп болуп кәтти дәп ойладиғансиз. Йә болмиса, қандақту бир нәрсиләрни яхши көргәнликтин, уларниң өзгиришини халимайдиғансиз. Қандақла сәвәп болмисун, сизгә сәвирчанлиқ көрситиш қийин болуп, көнүш үчүн вақит керәк. Буниңға қаримастин, мошу өзгиришләрниң яхши тәрәплири бар вә Йәһва Худа биздин хурсән болғанлиғиға көз йәткүзәләймиз.
Мусаниң заманида, Йәһва Худа миллионлиған әр вә аялларни һәм балиларни чөлдин елип чиққан. Униң ғәмхорлуғи вә көрсәтмилири уларниң аман қелишиға ярдәм бәргән. Бүгүн биз Йәһва Худаниң көрсәтмилириниң ярдими билән аман қалимиз. Шуңа биз садиқ исраилларға охшаш қолумиздин кәлгиничә, итаәтчан болушни халаймиз.