Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Өзини тутуш. Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн өзүмизни тутуш лазим

Өзини тутуш. Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн өзүмизни тутуш лазим

«Туққиним билән урушуп қалғанда, мән униң гелидин елип боғушқа башлидим. Мән уни өлтүрмәкчи болдум» (Пол).

«Өйдә мән сәвәпсиз асанла аччиқлинаттим. Мән өй-җиһазлири, оюнчиқлар, йәни қолумға чүшкән һәммисини чеқип сундураттим» (Марко).

Бәлким, һәммимиз мошу иккисигә охшаш шунчилик зораван әмәстурмиз. Растни ейтқанда, бәзи вақитларда һәммимиз үчүн өзүмизни тутувелиш қийин болиду. Чүнки биз Адәм атидин гуна қилиш хаһишини мирас алдуқ (Рим. 5:12). Пол билән Маркоға охшаш бәзиләр өз-өзини тутувелип, аччиғини басалмайду. Башқилири болса, өз ой-пикирлирини тизгинләлмәйду. Мәсилән, улар өзлири қорқидиған яки әндишә қилидиған нәрсиләр һәққидә ойлавериду. Йәнә бәзиләр үчүн җинсий әхлақсиз, һарақкәшлик вә зәһәр чекиш хаһишлириға қарши туруш қийин.

Өз ой-хияллирини, арзу-һәвәслирини вә иш-һәрикәтлирини тизгинләлмәйдиған адәм өз һаятини набут қилиду. Бирақ биз буниң алдини қандақ елишимиз керәк? Өз-өзини тутушни йетилдүрүш арқилиқ. Буни қилишқа төвәндики үч соал бизгә ярдәм бериду: 1) Өзини тутуш дегән немә? 2) Өзини тутуш немә үчүн муһим? 3) «Муқәддәс роһниң мевисигә» киридиған бу пәзиләтни қандақ йетилдүрәләймиз? (Гал. 5:22, 23) Бәзидә өзүмизни туталмайдиған вақитларда, немә қилиш керәклигини көрүп чиқимиз.

ӨЗИНИ ТУТУШ ДЕГӘН НЕМӘ?

Өзини туталайдиған адәм һәрқандақ вәзийәтләрдә чечилип аччиқланмайду. Шуниңдәк у Худани хурсән қилмайдиған сөзләрни яки иш-һәрикәтләрни қилмайду.

Әйса өзини тутуш немини билдүридиғанлиғини ениқ көрсәткән

Әйса өзини тутушниң немә екәнлигини өз үлгиси билән көрсәткән еди. Муқәддәс китапта: «Һақарәт сөзгә һақарәт билән у җавап қайтурмиған. Азап чәккәндә һечкимгә попуза қилмиған, әксичә өзини адил Һөкүмранниң қолиға тапшурған»,— дәп йезилған (Пет. 1-х. 2:23). Әйса түврүккә миқлақлиқ турғинида, дүшмәнлири уни мәсхирә қилған. Шу пәйттиму у өзини тутувалған еди (Мәт. 27:39—44). Дин устазлири уни сөзидә тутмақчи болғанда, у һәйран қаларлиқ сәвирликни көрсәткән (Мәт. 22:15—22). Йәһудийлар ташларни елип, Әйсаға атмақчи болғанда, у әҗайип үлгә көрсәткән еди. Әйса өч елишниң орниға, «йошурунуп, мәркизий ибадәтханидин чиқип кәтти» (Йоһ. 8:57—59).

Әйсани үлгә қилалаймизму? Биз мәлум дәриҗидә униңдин үлгә алалаймиз. Әлчи Петрус: «Мәсиһму силәр үчүн азап чекип, униң изи билән тоғра меңишиңлар үчүн, силәргә үлгә қалдурди»,— дәп язған (Пет. 1-х. 2:21). Гәрчә биз намукәммәл болсақму, Әйсаниң өзини тутуш үлгисигә әгишип яшаш үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммини қилимиз. Буни қилиш немә үчүн шунчилик муһим?

ӨЗИНИ ТУТУШ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ?

Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн өз-өзүмизни тутушимиз лазим. Һәтта Йәһва Худаға нурғун жил хизмәт қилсақму, әгәр гәп-сөз вә иш-һәрикәтлиримизни тизгинлимисәк, Униң билән болған достлуқ мунасивитимиздин айрилип қелишимиз мүмкин.

Есиңиздиму, Муса пәйғәмбәр «йәрдики яшаватқан барлиқ адәмләрниң ичидики әң мулайим инсан еди» (Сан. 12:3). Муса нурғун жил исраилларниң шикайитини сәвир-тақәт билән тиңшап кәлгән. Лекин бир күни исраиллар су йетишмәслик түпәйли наразилиқ билдүргәндә, Муса өз өзини туталмай қалған. У адәмләргә қопаллиқ билән: «Исиянчилар, тиңшаңлар! Силәр үчүн мошу қия таштин биз су чиқирип беришимиз керәкму?»— дегән (Сан. 20:2—11).

Муса өз-өзини туталмай қалған. Муса Йәһва Худаниң хәлиқ үчүн қилған мөҗүзисигә миннәтдарлиқ вә иззәт-һөрмәтни көрсәтмигән (Зәб. 106:32, 33). Шу сәвәптин, Йәһва Худа Мусаниң Вәдә қилинған зиминға киришигә рухсәт қилмиған (Сан. 20:12). У һаятиниң ахириғичә өзини туталмиғанлиғи үчүн өкүнгән болуши мүмкин (Қ. шәр. 3:23—27).

Биз үчүн қандақ савақ? Һәтта һәқиқәттә мәйли қанчә жил болсақму, бизни териктүридиған яки түзитишкә муһтаҗ болғанларға һәргизму қопаллиқ билән сөзлимәслигимиз керәк (Әфәс. 4:32; Кол. 3:12). Растни ейтқанда, яш чоң болғансири вә саламәтлигимиз начарлашқансири өзүмизни тутуш қийин болуши мүмкин. Амма Мусаниң мисалини әстин чиқармайли. Бир қетим өзүмизни тутувалалмай қелип, шунчә узун жил Йәһва билән орнатқан достлуқ мунасивәтни вәйран қилишни һәргизму халимаймиз. Шундақ әмәсму?! Бу муһим пәзиләтни йетилдүрүш немә үчүн лазим?

ӨЗИНИ ТУТУШ ХИСЛИТИНИ ҚАНДАҚ ЙЕТИЛДҮРӘЛӘЙМИЗ?

Муқәддәс роһ сорап, дуа қилиң. Немә үчүн? Чүнки өзини тутуш хислити муқәддәс роһниң мевисигә кириду, һәмдә Йәһва Худа муқәддәс роһни сориғанларға бериду (Луқа 11:13). Асмандики Атимиз Өз роһи арқилиқ бизгә керәклик күч бериду (Флп. 4:13). Йәнә Йәһва Худа бизгә муқәддәс роһ мевисиниң башқиму хисләтлириниму йетилдүрүшкә ярдәм берәләйду. Мәсилән, меһир-муһәббәтни йетилдүрсәк, өзүмизни тутуш асанирақ болиду (Кор. 1-х. 13:5).

Өзини тутушни аҗизлаштуридиған нәрсиләрдин нери болуң

Өзини тутушни аҗизлаштуридиған нәрсиләрдин нери болуң. Мәсилән, яман ишларни көрситидиған торбәтләрдин вә оюн-тамашилардин нери болуң (Әфәс. 5:3, 4). Әслидә, бизни яман һәрикәтләргә езиқтуридиған һәрқандақ нәрсиләрдин қечишимиз лазим (Пәнд н. 22:3; Кор. 1-х. 6:12). Мәсилән, җинсий әхлақсизлиқтин нери болушни халайдиған адәм, романтикилиқ китап вә кинолардин чоқум өзини тартиши зөрүр.

Бу нәсиһәтни қобул қилиш қийин болуши мүмкин. Бирақ биз тиришсақ, Тәңри Йәһва өзүмизни тутушқа керәклик күчни бериду (Пет. 2-х. 1:5—8). У бизгә ой-пикирлиримизни, гәп-сөзлиримизни вә иш-һәрикәтлиримизни тизгинләшкә ярдәм бериду. Жуқурида тилға елинған Пол билән Марко өзлириниң яман мүҗәз-хулқини тизгинләшни үгәнгән. Бир бурадәрниң мисалини көрүп чиқайли. У машина һайдиғанда терикип, һәтта башқилар билән таллаш-тартиш қилатти. У өзгириш үчүн немә қилған? «Һәр күни мән ялвуруп дуа қилаттим. Өзини тутуш һәққидики мақалиләрни тәтқиқ қилаттим вә ярдәм беридиған айәтләрни ядлавалаттим. Узун жил күч чиқарсамму, һәр күни әтигәнлиги сәвирчан болушим керәклигини есимгә селип туримән. Йәнә баридиған җайға алдирап маңмаслиғим үчүн, йолға сәл балдурирақ чиқимән»,— деди у.

ӨЗҮМИЗНИ ТУТАЛМИСАҚЧУ

Биз һәммимиз бәзидә өзүмизни туталмаслиғимиз мүмкин. Бундақ вәзийәтләрдә Йәһва Худаға дуа қилиштин хиҗил болушимиз мүмкин. Бирақ дәл шундақ вәзийәткә чүшсәк, Йәһва Худаға техиму ялвуруп дуа қилишимиз керәк. Шуңа Униңға дәрһалла дуа қилиң. Униңдин кәчүрүм вә ярдәмни сораң һәм бу хаталиқни қайтилимаслиққа бәл бағлаң (Зәб. 51:9—11). Сизниң сәмимий дуайиңизни Яратқучи тиңшимайду дәп ойлимаң (Зәб. 102:17). Әлчи Йоһан Худа Оғлиниң қени «һәрқандақ гунадин тазилайду», дегәнни есимизгә салиду (Йоһ. 1-х. 1:7; 2:1; Зәб. 86:5). Есиңиздә болсун, Йәһва Худа хизмәтчилиригә бир-бирини қайта-қайта кәчүрүш керәклигини ейтиду. Демәк, бизму У бизни қайта-қайта кәчүридиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз (Мәт. 18:21, 22; Кол. 3:13).

Муса чөлдә бирла қетимла өзини туталмай қалғанда, Йәһва Худаниң көңлини рәнҗиткән. Буниңға қаримастин, Худа уни кәчүргән. Униңдин башқа Муса иман-етиқадиниң әҗайип үлгисини көрсәткәнлиги Муқәддәс китапта йезилған (Қ. шәр. 34:10; Ибр. 11:24—28). Худа Мусаниң Вәдә қилинған зиминға киришигә рухсәт қилмиған болсиму, амма кәлгүси йәр йүзи җәннәттә мәңгү яшаш пурситигә ериштүриду. Бизму шундақ мукапатқа егә болуш үчүн, һазирниң өзидә өзини тутушни йетилдүрүшимиз муһим (Кор. 1-х. 9:25).