Сиз биләмсиз?
Әйсаниң заманида адәмләр қандақ баҗларни төләш керәк болған?
ҚЕДИМИЙ замандин тартип, исраиллар пак ибадәтни қоллап-қувәтләш үчүн, пул беришни адәткә айландурған еди. Амма Әйсаниң заманида йәһудийлар нурғун баҗ-селиқларни төләшкә мәҗбур болған. Бу уларниң һаятини қийинлаштурған.
Дәсләптә ибадәт чедирида, кейинирәк ибадәтханида Худаға ибадәт қилиш үчүн қурамиға йәткән, йәни жигирмә яки униңдин жуқури яштики йәһудий әрләр, йерим шекәл (2 драхма) төлиши керәк еди. Биринчи әсирдә, шу пулларни Һирод ясатқан ибадәтханини асрап-кутуш вә қурбанлиқларни сунуш үчүн ишләткән. Бәзи йәһудийлар Петрустин: «Силәрниң устазиңлар икки драхма селиқ төләмду?»— дәп сориған. Әйса баҗ төләшниң хата әмәслигини ейтқан. Һәтта, Әйса баҗ төләш үчүн беридиған бир тәңгини Петрусниң нәдин тапалайдиғанлиғини ейтқан (Мәт. 17:24—27).
Шуниңдин башқа, Худаниң хәлқи алған һосулиниң яки иш һәққиниң ондин бир қисмини бериши керәк еди (Ләв. 27:30—32; Сан. 18:26—28). Диний йетәкчиләр һәр түрлүк көктат, һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зиригә охшаш хушпурақларниңму ондин бир үлүшини чоқум беришни тәләп қилған. Әйса ондин бир үлүшини беришни хата демигән. Амма Тәврат устазлири билән пәрисийләрниң сахтипәзлигини ашкарилиған (Мәт. 23:23).
Шу заманда исраиллар Рим һөкүмитиниң һөкүмранлиғи астида болғач, римлиқларға түрлүк селиқларни төләшкә мәҗбур болған. Мәсилән, йәр егилири пулиниң яки һосулиниң 20-25 процентини һөкүмәткә баҗ сүпитидә бериши керәк болған. Шундақла һәрбир йәһудий, адәм бешиғиму пухралиқ баҗини төлиши керәк еди. Пәрисийләр Әйсадин мошу баҗ һәққидә сориған. Әйса баҗ төләшкә қандақ көзқарашта болушимиз керәклигини көрситип: «Шуңлашқа қәйсәрниңкини қәйсәргә, Худаниңкини болса Худаға тапшуруңлар»,— дегән (Мәт. 22:15—22).
Содигәрләр бир райондин иккинчи районға малларни елип киргәндә яки чиққанда, баҗ төлиши керәк еди. Портлар, көрүкләр, йолниң өтүшмә еғизлири, шәһәрләр яки базарларға кириш еғизлирида шу баҗлар жиғилатти.
Рим һөкүмитиниң астида адәмләргә мошу һәммә баҗ-селиқларни төләш бәк еғир болған. Римлиқ тарихшунас Тацитус сөзлиригә асасланғанда, Әйсаниң заманида, йәни Тибериюс һөкүмранлиқ қиливатқан мәзгилдә, Сүрийә вә Йәһуда хәлқи баҗ-селиқниң көплигидин, уларни азайтишни өтүнгән.
Әшу баҗ-селиқни жиғишниң усулиму адәмләрниң жүкини еғирлаштурған. Ким көп пул бәрсә, шу киши баҗ-селиқ җиқучи болалатти. Әң жуқури һоқуққа егә болған баҗгир, башқиларға баҗ жиғиш һоқуқини сатқан. Шуңа у башқилардин көпирәк пайда алалатти. Әшу һоқуқни сетивалғанлар болса, адәмләрдин әслидики баҗдин көпирәк баҗларни жиққан. Мәсилән, Закай шундақ баш баҗ җиқучи болған болуши мүмкин (Луқа 19:1, 2). Хәлиқ баҗ жиққучиларни немә үчүн өч көргәнлигини әнди чүшинәләймиз.