Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Һәрбир қарарни чиқарғанда, Йәһвани биринчи орунға қояттим

Һәрбир қарарни чиқарғанда, Йәһвани биринчи орунға қояттим

1984-ЖИЛИ, май ейи еди. Һава очуқ бир күни мән Венесуэланиң Каракас шәһириниң, байлар яшайдиған бир райониға җайлашқан өйүмдин чиқип, ишқа кетивататтим. Йеқинда оқуған «Күзитиш мунари» журналидики мақалини ойлап маңдим. Бу мақалә хошнилиримиз бизгә қандақ қарайду, дегән мәзмунда еди. Әтраптики өйләргә қарап, өз-өзүмдин шундақ дәп соридим: «Улар маңа, мувәппәқийәтлик банкир дәп қарамду яки өз аилисини беқиш үчүн банкта ишләйдиған Худа хизмәтчиси дәпму?» Хошнилирим маңа банкир сүпитидә қарайдиғанлиғини чүшәндим вә буниңға нарази болдум. Шуңа мән өзгиришләрни қилишни қарар қилдим.

Мән 1940-жили, 19-май күни Ливанниң Амион шәһиридә туғулдум. Бирқанчә жиллардин кейин, аилимиз Триполи дегән шәһәргә көчкән еди. Мән Йәһва Худаға хизмәт қилидиған, шат-хорам вә меһир-муһәббәткә толған аилидә чоң болдум. Мән үч қиз, икки оғулниң, йәни бәш балиниң әң кичиги едим. Ата-анам үчүн әң муһими пул тепиш әмәс, бәлки Муқәддәс китапни үгиниш, җамаәт учришишлириға қатнишиш вә башқиларға Худа һәққидә билим елишқа ярдәм бериш болған.

Җамаитимиздә бирқанчә майланған етиқатдашлар бар еди. Уларниң бирси Мишель Абуд еди. У илгирики китап үгиниши, дәп аталған учришишқа йетәкчилик қилатти. Бурадәр Мишель 1920-жилларниң башлирида Нью-Йоркта һәқиқәтни билгән. Кейинирәк шу һәқиқәтни Ливанда ейтишқа башлиған. Униң Гилиад мәктивини пүтәргән Энн билән Гвен исимлиқ қериндашларға қанчилик һөрмәт көрсәткәнлиги вә ярдәм бәргәнлиги һазирғичә есимдә. Биз улар билән яхши дост болған едуқ. Нурғун жиллардин кейин, Америкида Энн билән көрүшкинимдин бәк хошал болдум. Шуниңдин кейин, йәнә нәччә жиллар өтүп, мән Гвенниму көрдүм. У Уилфред Гүч дегән бурадәр билән той қилған еди. Улар Англиядики Бәйтәлдә хизмәт қиливататти.

ЛИВАНДИКИ ВӘЗ ХИЗМӘТ

Кичик вақтимда, Ливанда Йәһва гувачилири анчә көп әмәс еди. Бирақ биз Муқәддәс китаптин үгәнгәнлиримизни хошаллиқ билән башқиларға ейтаттуқ. Бәзи диний йетәкчиләрниң қаршилиғиға қаримай, биз давамлиқ вәз қилдуқ. Бәзи йүз бәргән вақиәләр һазирғичә ениқ есимдә бар.

Бир күни һәдәм Сана иккимиз бир бенада вәз қиливататтуқ. Биз өй егиси билән параңлишиватқанда, бир поп алдимизға кәлди. Бәлким шу йәрдики бирси уни чақирған. У һәдәмни һақарәтләшкә башлиди вә у зораванлиқ қилип, һәдәмни пәләмпәйдин иштирип, яриландурди. Бирлири сақчиға телефон қилди. Сақчилар келип, һәдәмниң әһвалиға қарап, ярдәм беришкә бирлирини орунлаштурди. Улар попни сақчиханиға елип кәтти. Сақчилар униң йениға қурал елип жүргинини байқиған. Шуңа сақчи башлиғи униңға: «Сән зади ким: диний йетәкчиму яки қарақчиларниң башлиғиму?»— дәп сориған еди.

Йәнә бир вақиә һазир йүз бериватқандәк көз алдимда. Җамаитимиз билән бир автобусни иҗаригә елип, жирақ бир шәһәр базириға хуш хәвәрни вәз қилишқа барған едуқ. Биз хошал-хорам вәз қиливататтуқ. Туюқсиз һәммиси өзгәрди. Бир поп шу йәрдә немә иш қиливатқинимизни аңлап, бир топ кишиләрни башлап кәлгән еди. Улар бизгә һуҗум қилип, һәтта чалма кесәк қилишқа башлиди. Дадам ярилинип, униң үз-көзи қанға боялғанлиғи һазирғичә көз алдимдин кәтмәйду. У апам билән автобусқа қайтти. Һәммимиз әнсирәп, униңға әгишип маңдуқ. Апам дадамниң үзлирини сүртүп, мундақ дегини һелиму есимдин чиқмайду: «Йәһва уларни кәчүривәткин. Улар өзлириниң немә иш қиливатқинини билмәйду».

Биз бир қетим уруқ-туққанларни йоқлаш үчүн жутимизға бардуқ. Бовамниң өйидә һәммигә тонушлуқ бир динний йетәкчи олтиратти. У ата-анамниң Йәһва гувачиси екәнлигини биләтти. Мән техи 6 яшта болсамму, у маңа жуқури авазда: «Сән немә үчүн чөмдүрүлүштин өтмәйсән?»— деди. «Мән техи кичик бала, чөмдүрүлүштин өтүш үчүн Муқәддәс китап һәққидә билим елишим вә күчлүк етиқадим болуши керәк»,— дәп җавап бәргәндә, у нарази болуп, бовамға: «Немә дегән һөрмәтсиз бала бу?»— деди.

Амма шуниңдәк сәлбий вақиәләр аз учриған. Ливандики кишиләр достанә вә чиқишқақ еди. Шуңа биз нурғун кишиләр билән Муқәддәс китап һәққидә асан сөһбәтлишәттуқ вә көплири билән үгинишләрни өткүзгән едуқ.

АИЛИМИЗ БИЛӘН БИЗ БАШҚА ДӨЛӘТКӘ КӨЧТУҚ

Мән техи мәктәптә оқуватқанда, Вәнесуэлладин бир яш бурадәр Ливанға сәяһәткә кәлгән. У бизниң җамаәткә қатнишип, һәдәм Вафа билән учришишқа башлиди. Кейин улар той қилип, Венесуэлаға кәтти. Вафа хәтләрни йезип, пүтүн аилимиз билән Венесуелаға көчүшкә дадамни қайил қилишқа тиришатти. У бизни бәк сеғинғачқа шундақ қилған. Ахири у дадамни қайил қилип, көчүшни қарар қилдуқ!

1953-жили, биз Венесуэлаға келип Каракас шәһиридә президент сарийиға йеқин райониға жайлаштуқ. Мән у вақитта техи кичик болғач, президент һәшәмәтлик машиниси билән өткәндә, һаяҗан билән қарап тураттим. Ата-анамға йеңи дөләт, тил, мәдәнийәт, йемәк-ичмәк вә һаваға көнүш асанға чүшмигән еди. Улар әндила йеңи турмушиға адәтләнгәндә, бир паҗиә йүз бәрди.

Солдин оңға: Дадам. Апам. 1953-жил, мән Венесуелаға көчкәндә

ЕҒИР ПАҖИӘ

Дадам туюқсиз қаттиқ ағрип қалди. Бу һәммимиз үчүн ғәлитә туюлди. Чүнки у күчлүк, сағлам адәм еди. Униң ағрип қалғинини һечқайсимиз көрмигән. Униңға ашқазан раки, дәп диагноз қоюлди. Униңға операция қилишти, амма бир һәптидин кейин өлүп кәтти.

Бешимизға кәлгән бу қайғу-һәсрәтни сөз билән тәсвирләш мүмкин әмәс. Мән шу вақитта 13 яшта едим. Асман үстимизгә гүмүрүлүп чүшкәндәк болди. Бир мәзгил апамға бу реаллиққа үзлиниш, йәни дадамсиз яшаш қийинға тохтиди. Амма биз яшишимиз керәк еди вә Йәһваниң ярдими билән қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәлидуқ. Мән 16 йешимда Каракастики оттура мәктәпни пүтәрдим вә аилимизни тәминләш үчүн ярдәм беришни бәк халиған едим.

Һәдәм Сана вә йолдиши Рубен, мениң Йәһва билән дост болушимға көп ярдәм бәргән

Шу вақитта, һәдәм Сана Гилиад мәктивини пүтүрүп, Венесуэлаға қайтип кәлгән, бурадәр Рубен Арухо билән той қилди. Улар Нью-Йорққа кетишни қарар қилди. Аиләмдикиләр мениң университетқа беришимни қарар қилди. Мән Нью-Йорққа берип, һәдәм вә қейинакам билән биллә турдум. Улар билән биллә яшиғанда, улар Йәһваға йеқинлишишимға көп ярдәм бәрди. Униңдин башқа, Бруклиндики испан тили җамаитидә роһий җәһәттин йетилгән бурадәрләр көп еди. Уларниң иккиси Милтон Хеншель вә Фредерик Френц болған. Шу бурадәрләр билән тонушқинимдин интайин хошал едим. Һәр иккиси Бруклиндики Бәйтәлдә хизмәт қилатти.

1957-жил, чөмдүрүлүштин өткәндә

Нью-Йоркта университеттики биринчи жилим ахирлишай дегәндә, мән һаятимни немигә беғишлиғанлиғим һәққидә ойлинишқа башлидим. Мән Йәһваға хизмәт қилишта мәхсәтләрни қойған Худа хизмәтчилири һәққидики, «Күзитиш мунари» журналлиридики мақалиләрни әстаидил оқуп ойландим. Мән җамаитимиздики пионерлар вә бәйтәлликләрниң қанчилик хошал екәнлигини көрүп, уларға охшаш болушни арзу қилдим. Амма мән техи чөмдүрүлүштин өтмигән едим. Өзүмни Йәһваға беғишлишим керәклигини биләттим. Шуңа узун өтмәй, йәнә 1957-жили, 30-март күни чөмдүрүлүштин өттүм.

МУҺИМ ҚАРАРЛАР

Мән чөмдүрүлгәндин кейин толуқ вақитлиқ хизмәт қилиш тоғрисида ойландим. Бу хиялимдин кәтмәй, қизғинлиғим давамлиқ ашти. Бирақ буни қилиш оңай болмайдиғанлиғини чүшәндим. Университеттики дәрис җәдвили билән вәз хизмәтни яхши маслаштуруп, орунлаштуруш керәк еди. Мән университеттин айрилип Венесуелаға қайтип, пионерлиқ хизмәт қилиш қараримни апам вә қериндашлиримға чүшәндүрүп, көп хәтләрни яздим.

Мән 1957-жили, июньда Каракасқа қайттим. Бирақ аиләмниң ихтисадий әһвалиниң яхши әмәслигини вә аилимизни қамдаш үчүн йәнә бирсиниң пул тепишқа муһтаҗлиғини көрдүм. Уларға қандақ ярдәм берәләймән, дәп ойлидим. Мән банктин бир хизмәт таптим, бирақ пионерлиқ қилишни бәк халаттим, чүнки мениң қайтип келишимниң сәвәви шу еди. Һәр иккилисини қилиш қарарим қәтъий еди. Бир қанчә жил банкта толуқ вақит ишлидим вә пионерлиқ хизмәтниму қилдим. Мән шунчә алдираш болсамму, хошал едим!

Хошаллиғим үстигә хошаллиқ болди. Мән Йәһвани яхши көридиған Сильвия исимлиқ гөзәл бир қериндашни учраттим вә униң билән той қилдим. У ата-аниси билән Германиядин көчүп кәлгән еди. Кейин икки балилиқ болдуқ. Оғлумиз Майк билән қизимиз Самира. Мән апамдин хәвәр елиш мәҗбурийитини үстүмгә алдим. Апам биз билән биллә турди. Көп мәсъулийитим болғач, пионер хизмитини тохтатқан едим. Амма пионерлиқ роһини сақлап қалдим. Сильвия иккимиз қачанла тәтилгә чиқсақ, ярдәмчи пионерлиқ хизмитигә йезилаттуқ.

ЙӘНӘ БИР МУҺИМ ҚАРАР

Мән бу мақалиниң бешида йүз бәргән вақиәни тилға алғинимда, балилирим техи мәктәптә оқатти. Мән бәк раһәт турмуш кәчүриватқинимни етирап қилишим керәк еди вә башқа банкирларниң арисида һөрмәткә сазавәр болған едим. Амма йәнә башқиларниң мени Йәһваниң хизмәтчиси сүпитидә көрүшини халаттим. Шу күни хиялимдин кәчкән ой-пикирләр маңа задила арам бәрмиди. Шуңа аялим билән олтирип, ихтисадий әһвалимиз һәққидә параңлаштуқ. Әгәр мән банктики хизмитимни тохтатсам, маңа көп пул бериләтти. Қәризлиримиз болмиғач, әгәр аддий һаят кәчүрсәк биз қийналматтуқ. Қолумизда бар пул бираз вақит һаят кәчүрүшимизгә йетәтти.

Шундақ қарар чиқириш асанға чүшмигән, бирақ апам вә аялим қараримни толуқ қоллап-қувәтлиди. Шуниң билән, йәнә бир қетим қайта пионер болмақчи болдум. Хошаллиғимдин еғизим қулиғимға йәтти! Толуқ вақитлиқ хизмәтни башлай дегәндә, биз күтүлмигән хуш хәвәрни аңлидуқ.

АИЛИМИЗНИҢ ЙЕҢИ ӘЗАСИНИ ҚАРШИ АЛДУҚ!

Үчинчи балимиз Габриелниң туғулуши

Аиләвий дохтуримиз Сильвияниң һамилдар екәнлигини ейтти. Һәр иккилимиз һәйран қалдуқ. Мән пионер болуш қарарим тоғрисида ойлинип қалдим. Мән әнди пионер болалаймәнму? Узун өтмәй, һис-туйғу вә роһий җәһәттин өзүмизни тәңшәп, аилимизниң йеңи әзасини күтүвелишқа тәйяр болдуқ. Әнди барлиқ түзгән планлирим қандақ болар?

Өз мәхсәтлиримиз тоғрилиқ сөһбәтләшкәндин кейин, биз давамлиқ әсли планимиз бойичә иш көрүшни қарар қилдуқ. 1985-жили, апрельда оғлумиз Габриель туғулди. Униңдин башқа, 1985-жил июньда, мән банктики хизмитимдин кетип, пионерлиқ хизмитини башлидим. Кейин, мән Бәйтәл кеңишидә хизмәт қилиш шан-шәрипигә егә болдум. Бирақ Бәйтәл Каракаста әмәс еди. Шуңа һәптидә икки-үч күн 80 километр жирақлиққа сәпәр қилишқа тоғра келәтти.

ЙӘНӘ БИР ҚЕТИМ КӨЧҮШ

Бәйтәл Ла Виктория шәһиридә җайлашқан еди. Шуңа биз бир аилә кишилири Бәйтәлгә йеқинирақ Ла Викторияға көчүшни қарар қилдуқ. Бу оңай болмисиму, бирақ аиләмниң ярдими билән шу яққа көчтуқ. Мән аиләмгә чәксиз миннәтдармән. Уларниң һәмкарлиқ роһи һәқиқәтән чоң ярдәм болди. Һәдәм Баха апамдин хәвәр елишқа мақул болди. Майк өй-очақлиқ болди. Бирақ Самира вә Габриель биз билән биллә яшатти. Шуңа Ла Викторияға көчүш демәк, улар үчүн Каракастики достлиридин айрилишни билдүрәтти. Қәдирлик аялим Сильвия ават пайтәхттин айрилип, кичик шәһәрдә яшашқа адәтлиниши керәк еди. Һәммимиз кичигирәк өйдә яшашни үгинишимизгә тоғра кәлди. Каракастин Ла Викторияға көчүш үчүн көп нәрсиләр һәққидә ойлинишимиз зөрүр еди.

Һаятимизда йәнә бир өзгиришләр болди. Габриель оғлумиз өйләнди, қизимиз Самираму өз алдиға яшайдиған болди. Кейин, 2007-жили аялим Сильвия иккимизни Бәйтәлгә тәклип қилди. Биз һазирғичә Бәйтәлдә хошал-хорам хизмәт қиливатимиз. Чоң оғлумиз Майк ақсақал вә аяли Моника билән пионер болуп хизмәт қиливатиду. Габриелму ақсақал. У аяли Эмбра билән Италиядә хизмәт қиливатиду. Самираму пионерлиқ хизмәттин башқа, Бәйтәлгә жирақтин пидаий хизмәтчи болуп ярдәм бериватиду.

Солдин оңға: Аялим Сильвия билән Венесуела Бәйтәлидә. Чоң оғлумиз Майк билән униң аяли Моника. Қизимиз Самира. Оғлумиз Габриел билән аяли Амбра

МӘН ОХШАШЛА ҚАРАРНИ ҚИЛҒАН БОЛАТТИМ

Мән һаятимда нурғун муһим қарарларни қилдим. Буниңға һәргизму пушайман қилмаймән. Қайта қарар чиқиришқа тоғра кәлсә, мән охшашла қарарларни қилған болаттим. Йәһваға хизмәт қилишта, нурғунлиған вәзипиләргә вә имтиязларға егә болғинимдин, бәк миннәтдармән. Һаятимда Йәһва билән йеқин достлуқни сақлашниң қанчилик муһимлиғини көрүп йетәлидим. Мәйли кичик яки чоң қарарларни чиқирайли, Худа бизгә әқлимиздин ешип чүшидиған тинч-аманлиқни берәләйду (Флп. 4:6, 7). Сильвия билән иккимиз Бәйтәлдә хизмәт қилишни интайин яхши көрүмиз. Йәһваниң қарарлиримизни бәрикәтлигәнлигини һис қилдуқ. Чүнки Уни һәрқачан һаятимизда биринчи орунға қоюп кәлдуқ.