Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Йәһва Худа дуалиримға қулақ салди

Йәһва Худа дуалиримға қулақ салди

ОН яш вақтимда, бир күни кечидә асманда чақнап турған юлтузларға қарап, йәргә тизлинип дуа қилишқа башлидим. Шу чағда, әндила Йәһва Худа тоғрисида үгәнгән едим, шундақтиму дуада ич-бағримни төкүп, Униңға ғәм-әндишилиримни ейтип бәрдим. Бу дуа «дуаларни Тиңшиғучи» Йәһва билән достлуқ мунасивитиниң башлиниши болған еди (Зәб. 65:2). Һазир немә үчүн әндила тонуған Худаға дуа қилғанлиғимни ейтип берәй.

ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТКӘН ВАҚИӘ

Мән 1929-жили, 22-декабрь күни Новиль дегән кичик йезида туғулған. Бу йеза Белгияниң Арденн дегән районидики Бастоньға йеқин җайлашқан. Шу йезида деханчилиқ билән шуғуллинидиған ата-анам билән балилиқ чағлирим хошал-хорам өткән еди. Иним Реймонд иккимиз һәр күни калиларни сағаттуқ вә һосул жиғишқа ярдәм берәттуқ. Кичик йезимизда кишиләрниң көпинчиси бир-бири билән иҗил-инақ өтәтти вә дайим өз ара ярдәм берәтти.

Аиләм деханчилиқ ишлирини қиливатиду

Ата-анам Эмили билән Элис диндар католиклар еди. Улар һәр йәкшәнбә күни чиркоға баратти. Тәхминән 1939-жили, йезимизға Англиядин кәлгән пионерлар дадамға «Тәсәлли» (һазир «Ойғиниш!») дәп аталған журналға муштири болушни тәвсийә қилған. Дадам шу журналда йезилғанларниң һәқиқәт екәнлигини дәрру чүшинип йетип, өзи Муқәддәс китапни оқушқа башлиған. Чиркоға беришни тохтатқанда, бурун достанә муамилә қилған холум-хошнилиримиз униңға күчлүк қаршилиқ қилишқа башлиған еди. Улар уни католик болуп қелишқа мәҗбурлап, униң билән нурғун қетим қизғин бәс-муназирә вә талаш-тартишларни қилишқан.

Дадамниң шундақ еғир бесим астида болғанлиғини көрүп, көңлүм бәк йерим болған. Мошу мақалиниң бешида етилғандәк, мән Худадин дадамға ярдәм беришни сорап, Униңға ялвуруп дуа қилдим. Вақит өткәнсири хошнилар қаршилиқ қилишни тохтатти, буниңдин интайин хошал болдум. Мән Йәһваниң һәқиқәтән «дуаларни Тиңшиғучи» Худа екәнлигини чүшәндим.

УРУШ МӘЗГИЛИДИКИ ҺАЯТ

Нацист Германия 1940-жили, 10-май ейида Бельгиягә таҗавуз қилғач, пухраларниң көпинчиси дөләтни ташлап қечип кетишти. Бизниң аилимиз Францияниң җәнубиға қачти. Сәпиримиз интайин хәтәрлик болди, чүнки бәзидә Германия қошуни билән Франция қошуни җәң қиливатқан хәтәрлик уруш ройониға кирип қалаттуқ.

Биз йезимизға қайтип кәлгәндин кейин, мал-мүлкилиримизниң көпинчиси булап кәткәнлигини байқидуқ. Пәқәт Бобби исимлиқ иштимиз бизни қарши алди. Бундақ ишларниң кәчүрмишләр: «Немә үчүн уруш вә азап-оқубәтләр йүз бериватиду?»,— дегән соал үстидә ойландурди.

Өсмүр чеғимда Йәһва билән техиму чоңқур мунасивәт орнаттим

Шу мәзгилдә Эмиль Шранц a исимлиқ пионер болуп хизмәт қилидиған ақсақал бизни йоқлап келип, бизни көп илһамландуруп турди. У Муқәддәс китапқа асаслинип, немә үчүн азап-оқубәтләр йүз бериватқанлиғини ениқ чүшәндүрүп бәрди. У йәнә һаятлиқ тоғрисидики башқа соаллиримға җавап бәрди. Мениң Йәһва Худа билән болған достлуқ мунасивитим техиму күчийип, Униң сөйгү-муһәббәткә толған Худа екәнлигигә ишәндим.

Уруш ахирлишиштин илгири аилимиз етиқатдашлар билән дайим алақидә болуп, арилишип жүргән едуқ. 1943-жили, август ейида Джозе-Никола Мина исимлиқ бурадәр йезимизға келип, нутуқ ейтти. У тиңшиғучилардин: «Ким суға чөмдүрүлүшни халайду?»,— дәп сориди. Дадам иккимиз қолумизни көтәрдуқ. Шуниң билән, биз йезимизға йеқин бир дәриядә суға чөмдүрүлүштин өттуқ.

1944-жили, декабрь ейида Германия қошуни ғәрбий Европида Иккинчи дуния урушидики Арденн дәп аталған ахирқи чоң бир һуҗумни башлиди. Биз җәң болған җайдин анчә жирақ болмиған йәрдә яшаттуқ вә тәхминән бир ай йәр асти гәмидә мөкүнүп турған едуқ. Бир күни малға йәм бериш үчүн сиртқа чиққанда, зәмбирәк оқлири деһқанчилиқ мәйданиға чүшүп, партилап еғил өгүзисини учуртивәтти. Йеқин еғилда турған бир америкилиқ җәңчи маңа: «Йәргә ят!»,— дәп вақириди. Мән жүгрәп, униң йениға келип яттим, у мени қоғдаш үчүн өз дубулғисини бешимға кийгүзди.

РОҺИЙ ҖӘҺӘТТИН ӨСҮП ЙЕТИЛИШ

Той қилған күнимиз

Уруш аяқлашқандин кейин, биз дайим Льеж дегән бир җамаәт билән барди-кәлди қилип жүрәттуқ. Бу җамаәт шималда, йәни йезимиздин 90 километр жирақлиқта җайлашқан еди. Узақ вақит өтмәй, Бастонь шәһәрдә кичик бир топни қурдуқ. Мән баҗ-селиқ жиғидиған идаридә иш таптим. Шу йәрдә қанунларни үгиниш пурситим болди. Кейинирәк, йәрлик һөкүмәт ишханисида хизмәт қилдим. 1951-жили биз Бастонь шәһәрдә кичик бир районлуқ конгрессни өткәздуқ. Бу конгрессқа тәхминән 100 адәм қатнашти. Элли Рутер исимлиқ яш пионер бу чоң конгрессқа қатнишиш үчүн велосипедида 50 километр йол маңған еди. Кейинирәк, биз бир-биримизни яқтуруп қалдуқ вә той қилишқа вәдиләшкән едуқ. Шу чағда Элли Америкидики Гилиад мәктивидә оқушқа тәклип қилинған еди. У баш идаридики бурадәрләргә хәт йезип, өзиниң немишкә тәкливини рәт қилмақчи болғанлиғини чүшәндүрди. Шу мәзгилдә Йәһваниң хәлқи арисида йетәкчилик қилған Нейтан Норр исимлиқ бурадәр җавап хәт йезип, бәлким бир күни өз йолдиши билән бирликтә Гилиад мәктивидә оқалайсиләр дегән йеқимлиқ сөзләр йезилған еди. Биз 1953-жили, февраль ейида той қилдуқ.

Элли билән оғлимиз Сердж

Шу жили Элли иккимиз Нью-Йорк шәһириниң Янки тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлгән «Йеңи дуния җәмийити» дәп аталған конгрессқа қатнаштуқ. Шу йәрдә мән бир бурадәрни учраттим. У маңа яхши бир ишни тәвсийә қилди вә мени Америкиға көчүп келишкә илһамландурди. Элли иккимиз бу тоғрилиқ Йәһва Худаға дуа қилип, бу бурадәрниң тәкливини рәт қилишни қарар қилдуқ вә Бастоньдики он нәччә кишилик кичик бир топни қоллап-қувәтләш үчүн Бельгиягә қайтишни қарар қилдуқ. Кейинки жили оғлимиз Сердж туғулди. Ечинарлиғи, йәттә айдин кейин сөйүмлүк оғлимиз қаттиқ ағрип, өлүп кәтти. Биз қайғу-һәсритимизни ейтип Йәһва Худаға дуа қилдуқ вә тирилишкә болған үмүт иманимизни күчәйтип, көңлүмиз тәсәлли тапти.

ТОЛУҚ ВАҚИТЛИҚ ХИЗМӘТ

1961-жили, октябрь ейида, мән пионер болуп хизмәт қилишимға қолайлиқ бир ишни таптим. Дәл шу күни Бельгия филиалидин бир бурадәр маңа телефон қилди. У мениңдин: «Сиз районға җавапкар ақсақал болуп, хизмәт қилишқа тәйярмусиз?»,— дәп сориди. Мән униңдин: «Мошу тәклипни қобул қилиштин бурун, пионер болуп хизмәт қилсақ боламду?»,— дәп соридим. Бурадәрләр мақул болди. 8 ай пионер болуп хизмәт қилғандин кейин, 1962-жили биз җамаәтләрни зиярәт қилишни башлидуқ.

Икки жил өткәндин кейин, бизни Брюссель шәһәрдики Бәйтәлдә хизмәт қилишқа тәклип қилди. 1964-жили, октябрь ейида Бәйтәлдә хизмәт қилишни башлидуқ. Мошу йеңи вәзипә арқилиқ нурғун бәрикәтләргә ериштуқ. 1965-жили Норр бурадәр Бәйтилимизни зиярәт қилип көп вақит өтмәй, мени Бәйтәл хизмәтчиси болуп тәйинләнди. Буниңға интайин һәйран қалдим. Кейинирәк, Элли иккимизни Гилиад мәктивиниң 41-қатарлиқ синипиға оқушқа тәклип қилди. Норр бурадәрниң 13 жил илгири ейтқан сөзлири әмәлгә ашти. Оқуш тамамлиғандин кейин, биз Бельгиядики Бәйтәлгә қайтип кәлдуқ.

ҚАНУНИЙ ҺОҚУҚЛИРИМИЗНИ ҚОҒДАШ

Нурғун жиллардин бу ян, үгәнгән қанун билимлиридин пайдилинип, Европа вә башқа дөләтләрдә Йәһваниң хизмәтчилириниң ибадәт қилиш һоқуқлирини қоғдашқа ярдәм бериш шан-шәрипигә егә болғанлиғимдин хошалмән (Флп. 1:7). Бу қануний һоқуқни қоғдаш хизмитини қилиш җәриянида, иш-паалийитимиз чәкләнгән яки мәнъий қилинған 55 дөләтниң һөкүмәт әмәлдарлири билән тонуштум. Уларға өзүмни тонуштурғанда, қанун саһасида тәҗрибәм барлиғини ейтишниң орниға, өзүмни Худаниң хизмәтчиси дәттим. Мән Муқәддәс китаптики: «Падишаниң көңли худди Йәһваниң қолидики еқин суға охшаштур, У өзи халиған тәрәпкә уни башлар»,— дегән сөзләрни етирап қилаттим вә дайим Худаға дуа қилип, йол-йоруқ сораттим (Пәнд н. 21:1, ЙД).

Европа Парламенти әзаси билән болған бир сөһбәт маңа алаһидә тәсират қалдурди. Илгири нурғун қетим униң билән сөзлишиш үчүн илтимас қилған едим, ахири у көрүшүшкә мақул болди. У маңа: «Бәш минутла вақтим бар, артуқ вақтим йоқ»,— деди. Мән бешимни егип, дуа қилишқа башлидим. У терикип, мениңдин: «Немә қиливатисиз?»— дәп сориди. Бешимни көтирип, униңға: «Худаға шүкри, чүнки сиз Униң хизмәтчиси»,— дедим. У мениңдин: «Немә демәкчисиз?»— дәп сориди. Мән Римлиқларға 13:4-айәтни көрсәттим. У христиан болғачқа, Муқәддәс китаптики бу айәт уни җәлип қилди. Нәтиҗидә, йерим саат яхши сөһбәтләштуқ. Һәтта у Йәһва гувачилириниң иш-паалийитини һөрмәтләйдиғанлиғини ейтти.

Нурғун жиллардин бери, Европида Йәһва гувачилири бетәрәпликни сақлаш, бала беқиш, баҗ-селиқ вә башқа ишларда дәвалишип, сот мәһкимлиригә нурғун қетим қатнишип кәлмәктә. Шуларниң ичидики көплигән дәва ишлириға қатнишиш вә дәваларда йеңишқа Йәһваниң ярдәм қилғанлиғини өз көзүм билән көрүш мән үчүн чоң шан-шәрәп болди. Йәһва гувачилири Европа кишилик һоқуқ сотида 140тин артуқ дәва ишида ғәлибә қазанған еди.

КУБАДА ТЕХИМУ КӨПИРӘК ДИНИЙ ӘРКИНЛИККӘ ЕРИШТУҚ

1990-жиллирида Кубада иш-паалийитимиз мәнъий қилинғач, шу йәрдики етиқатдашлиримниң Йәһва Худаға техиму әркин-азадә ибадәт қилишиға ярдәм бериш үчүн, биз үч бурадәр бирликтә хизмәт қилдуқ. Улардин бири баш идаридә хизмәт қилға Филипп Брамли, йәнә бири Италиядин кәлгән Волтер Фарнети еди. Мән Бельгиядики Куба әлчиханисиға илтимас яздим. Кейин илтимасқа қарап чиқишқа тәйинләнгән бир әмәлдар билән көрүштүм. Дәсләпки бирқанчә қетимлиқ көрүшишләрдә Кубадики иш-паалийитимизниң мәнъий қилинишиға сәвәп болған чүшәнмәсликләрни һәл қилалмидуқ.

Филип Брамли вә Волтер Фарнети билән 1990-жили Кубани зиярәт қилғанда

Дуада Йәһва Худадин йетәкчилик сорап, Куба һөкүмитидин бу дөләткә 5000 парчә Муқәддәс китапни әвәтишимизгә рухсәт беришни соридуқ. Нәтиҗидә, Муқәддәс китаплар Кубадики етиқатдашлиримизниң қолиға йетип кәлди. Буниңдин Йәһва Худаниң тиришчанлиқлиримизни бәрикәтлигәнлигини көрүп йәттуқ. Кейин йәнә 27 500 парчә Муқәддәс китапни әвәтиш рухсәт соридуқ. Буниңғиму рухсәт берилди. Мән Кубадики қәдирлик етиқатдашларниң өзиниң шәхсий Муқәддәс китави болушиға ярдәм берәлигәнлигимдин интайин хошал болдум.

Мән Кубадики етиқатчилиримизниң иш-паалийәтлириниң техиму әркин болушиға ярдәм бериш үчүн Кубаға нурғун қетим бардим. Бу мәзгилдә нурғун һөкүмәт әмәлдарлири билән яхши мунасивәт орнаттим.

РУАНДАДИКИ ЕТИҚАТДАШЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИШ

1994-жили Руанда дөлитидә йүз бәргән қанлиқ ирқи қирғинчилиқта 1 000 000дин артуқ адәм өлтүрүлгән еди. Ечинишлиқ бир йери, бәзи етиқатдашлиримизму өлтүрүлди. Узун өтмәй, бир топ бурадәрләр етиқатдашлиримизға инсанпәрвәрлик ярдимини йәткүзүшкә тәйинләнгән еди.

Биз бирқанчә бурадәрләр пайтәхт шәһәр Кигалиға кәлгәндә, тәрҗимә идариси вә нәшир материаллиримиз оққа тутулуп, өтмә төшүк қилинғанлиғини көрдүқ. Етиқатдашлиримизниң йоған пичақлар чепип өлтүрүлгәнлиги тоғрилиқ нурғун ечинишлиқ баянларни аңлидуқ. Униңдин башқа, бир-биригә һәқиқий сөйгү-муһәббәт көрсәткән етиқатдашлиримиз һәққидә аңлидуқ. Мәсилән Тутси қәбилисидин бир бурадәрни учраттуқ. У 28 күн йәр астиға йошурунивалған болуп Хуту қәбилисидин болған бир аилә Йәһва гувачилири уни һимайә қилатти. Кигали шәһиридә өткүзүлгән бир жиғилишта 900дин көпирәк етиқатдашлар билән көрүштуқ. Пүтүн күчимиз билән уларға илһам-мәдәт вә тәсәлли беришкә тириштуқ.

Сол тәрәптә: Тәрҗимә ишханисида оқ тәгкән китап

Оң тәрәптә: тәбиий апәтләргә учриғанларни керәклик нәрсиләр билән тәминлигәндә

Биз Гома дегән шәһәргә йеқин җайлашқан мусапир лагериға қечип кәткән руандилиқ Йәһва гувачилирини тепиш үчүн Заир дөлити (һазир Конго Демократик Җумһурийити дәп атилиду) чегарисидин өтүп кәттуқ. Биз уларни тапалмидуқ, шуңа уларни тепиш үчүн Йәһва Худадин йол-йоруқ сорап дуа қилдуқ. Андин бириниң бизгә қарап кетиватқинини байқап, униңдин бирәр Йәһва гувачилирини тонуйдиған-тонумайдиғанлиғини соридуқ. У: «Әлвәттә, мән Йәһва гувачиси»,— дәп җавап бәрди. «Силәрни тәбиий апәтләргә учриғанларға ярдәм бериш комитети билән көрүшүкә башлап барай. Мән буниңдин интайин хошал болумән»,— деди. Биз бу комитеттики бурадәрләр билән көрүшкәндин кейин тәхминән 1600 мусапир болуп жүргән қериндашларни көрүп, уларға тәсәлли вә илһам-мәдәт бәрдуқ. Униңдин башқа, уларға Рәһбәрлик кеңәштин әвәткән хәтни оқуп бәрдуқ. Бу хәттики: «Биз дайим силәр тоғрисида дуа қилимиз вә Йәһваниң силәрни һечқачан ташлап кәтмәйдиғанлиғини билимиз»,— дегән сөзләр етиқатдашлиримизниң қәлбигә қаттиқ тәсир қилди. Рәһбәрлик кеңәшниң сөзлири раст, Йәһва уларни ташлимиди! Бүгүнки күндә Руандида 30 000дин көпирәк Йәһва гувачиси хошаллиқ билән хизмәт қиливатиду.

САДАҚӘТМӘНЛИКНИ САҚЛАП ҚЕЛИШҚА БӘЛ БАҒЛАШ

Той қилип 58 жилдин кейин, 2011-жили сөйүмлүк аялим Элли өлүп кәтти. Қәлбимдики қайғу-һәсрәтлиримни Йәһва Худаға ейтип дуа қилғинимда, У маңа тәсәлли бәрди. Униңдин башқа, холум-хошнилиримға Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилиш маңа күч-қувәт бәрди.

Мән 90 яштин ашқан болсамму, һәр һәптә вәз хизмитигә қатнишимән. Униңдин башқа, Бельгиядики Бәйтәлниң Қанун бөлүмигә ярдәм бериш, тәҗрибилиримни башқилар билән ортақлишиш вә Бәйтәлдики яшларға илһам-мәдәт бериш маңа зор хошаллиқ әта қилиду.

Тәхминән 84 жил бурун Йәһваға биринчи қетим дуа қилған едим. Бу дуа Йәһва Худа билән достлуқ мунасивитимниң башлиниши болған. Шуниңдин кейин давамлиқ Йәһва Худаға техиму йеқинлаштим. Бир өмүр Йәһва Худаниң дуалиримға қулақ селип кәлгәнлигигә интайин миннәтдармән (Зәб. 66:19) b.

a «Күзитиш мунари» (ингл.) 1973-жил, 15 сентябрь санида, 570—574 бәтләрдә Шантц исимлиқ бурадәрниң тәрҗимиһали чиқирилған.

b Бу мақалә тәйярлиниватқанда, Марсель Жилле 2023-жили, 4-февральда өлүм уйқисиға кәтти.