26-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз
Йәһва Қорам тешиңиз болсун!
«Худайимиздәк һеч Қорам таш йоқтур» (САМ. 1-ЯЗ. 2:2, ЙД).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Немә үчүн Йәһва Қорам таш дәп атилидиғанлиғини вә Униң қорам ташқа охшаш есил пәзиләтлирини қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни үгинимиз.
1. Зәбур 18:46-айәттә йезилғандәк, Давут падиша Йәһва Худани немигә охшатқан?
БУ ДУНИЯДА бәзидә туюқсиз дуч кәлгән қийинчилиқлар турмушимизни астин-үстин қилип, һаятимизни пүтүнләй өзгәртиветәләйду. Амма биз Йәһва Худадин ярдәм соралаймиз вә буниң үчүн Униңға нәқәдәр миннәтдармиз! Алдинқи мақалидә, Йәһваниң тирик Худа екәнлигини вә У бизгә ярдәм қилишқа һәрдайим тәйяр туридиғанлиғини үгәндуқ. Йәһва Худаниң ярдимигә еришкәндә, бизму Давутқа охшаш мундақ дәймиз: «Йәһва мәңгү тириктур!» (Зәбур 18:46ни оқуң) Давут падиша бу сөзләрни қилип, Йәһвани мениң Қорам тешим дәп атиған. Давут немә үчүн тирик Худа Йәһвани җансиз ташқа охшатқан?
2. Падиша Давутниң Йәһвани Қорам тешим дегән сөзлиридин немиләрни үгинимиз?
2 Бу мақалидә Йәһва немә үчүн қорам таш дәп аталған вә бу охшитиштин Худа тоғрисида немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Униңдин башқа, Йәһва Худани бизниң Қорам тешимиз дәп ишәнч бағлаш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни үгинәләймиз. Ахирида Йәһваниң қорам ташқа охшаш пәзиләртлирини қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.
НЕМӘ ҮЧҮН ЙӘҺВА ҚОРАМ ТАШ ДӘП АТИЛҒАН
3. Немә үчүн Муқәддәс китапта дайим «таш» дегән сөз ишлитилгән? ( рәсимгә қараң.)
3 Муқәддәс китапта Йәһва қорам таш дәп тәсвирләнгән. Бу охшитиш Униң есил пәзиләтлирини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Йәһваниң гөзәл пәзиләтлирини мәдһийилигәндә, Униң хизмәтчилири нурғун қетим Уни Қорам таш дәп тәсвирлигән. Қанун шәрһи 32:4-айәттә (ЙД) Йәһва Худани «Қорам таштур» дәп тәсвирләнгән. Униңдин башқа, Анна исимлиқ аял дуада мундақ дегән: «Худайимиздәк һеч қорам таш йоқтур» (Сам. 1-яз. 2:2, ЙД). Һабаккук пәйғәмбәр Йәһва Худани «мениң Қорамтешим» дәп атиған (Һаб. 1:12). Зәбурни 73-бапни язғучиси Худани «қәлбимдики қорам таш» дегән (Зәб. 73:26, КМ). Һәтта Йәһва Өз-өзини қорам таш дәп атиған (Йәшая 44:8). Ундақта, һазир Йәһва Худаниң Қорам ташқа охшаш қайси үч пәзилити барлиғи вә Уни Қорам тешимиз дәп ишәнч бағлаш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли (Қ. шәр. 32:31).
4. Йәһва панагаһтур дегән ибарә немини билдүриду? (Зәбур 94:22)
4 Йәһва Худа панагаһтур. Хәтәрлик боран-чапқунда йоған қорам таш бир киши үчүн панагаһлинидиған җай болғандәк, һаятимизда қийинчилиқлар дуч кәлгән чағларда Йәһва Худаму биз үчүн панагаһ болиду (Зәбур 94:22ни оқуң). У бизниң Өзи билән болған достлуқ мунасивитимизни қоғдайду вә һечқандақ нәрсиниң бизгә мәңгү зиян йәткүзүшигә йол қоймайду. Йәнә У шундақ қилидуки, келәчәктә У бизни ғәм-тәшвишләр вә азап-оқубәтләргә селиватқан барчә яманлиқларни йилтизидин қомуруп ташлайду (Әзәк. 34:25, 26).
5. Йәһва Худа Қорам тешимиз болуши үчүн немә қилалаймиз?
5 Йәһвани қорам ташқа охшаш панагаһимиз қилишниң бир йоли — Униңға дуа қилиш. Дуа қилғандин кейин Йәһва Худа бизгә қәлбимизни вә ой-пикримизни қоғдайдиған течлиқни бериду (Флп. 4:6, 7). Һазир Артём исимлиқ бурадәрниң мисалини көрүп чиқайли. У иман-етиқади үчүн түрмигә ташланған. Түрмидә бир рәһимсиз сорақчи нурғун қетим уни сораққа тартип, бозәк қилип хорлиған вә қорқитип бесим қилған. Артем мундақ дәйду: «Сорақчи һәр қетим сораққа тартқанда, еғир бесим һис қилаттим. . . Һәрдайим Йәһва Худаға дуа қилип, Униңдин көңлүмгә тинч-хатирҗәмлик вә даналиқни беришни сораттим. Сорақчиниң зиянкәшлигигә қаримай, тинч-хатирҗәмликни сақлап қалаттим. Йәһва Худаниң ярдими билән өзүмни мәзмут қорам таш арқисида турғандәк һис қилдим».
6. Немә үчүн биз дайим Йәһва Худаға ишәнч бағлалаймиз? (Йәшая 26:3, 4)
6 Йәһва Худа ишәнчликтур. Мәзмут қорам ташқа охшаш Йәһва Худа һәрдайим бизгә ярдәм беришкә тәйяр. Биз Униңға ишәнч бағлалаймиз, чүнки Йәһва Худа мәңгүлүк Қорам таш (Йәшая 26:3, 4ни оқуң). У мәңгү мәвҗут вә Өз вәдилирини әмәлгә ашуруп кәлмәктә. У дуалиримизға қулақ селип, муһтаҗлиқта қалған чағлиримизда бизни қоллап-қувәтләйду. Бизму Униңға тайиналаймиз, чүнки У Өзигә хизмәт қилғучиларға садиқтур (Сам. 2-яз. 22:26). У һәргизму қилған ишлиримизни унтумайду вә дайим бизни мукапатлайду (Ибр. 6:10; 11:6).
7. Йәһва Худаға ишәнч бағлисақ, биз немиләрни һис қилимиз? (Рәсимгиму қараң.)
7 Йәһва Қорам тешимиз болуши үчүн Униңға пүтүнләй ишәнч бағлишимиз керәк. Һәтта қийин вақитларда Униңға бойсунсақ, чоқум пайдисини көрәләймиз (Йәшая 48:17, 18). Һәр қетим Йәһва бизгә ярдәм бәргәндин кейин, Униңға болған ишәнчимиз барғансири күчийиду. Шуниң билән, мәйли қийинчилиқларға дуч келәйли, уларға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериш пәқәт Йәһваниң қолидин келидиғанлиғиға ишәнчимиз камил болиду. Адәттә бизгә ярдәм берәләйдиған һечким болмиған вәзийәтләрдә, биз һәрдайим Йәһваға тайиналайдиғанлиғимизни һис қилимиз. Владимир исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Мән түрмидә ятқанда, Йәһва билән интайин йеқин мунасивәттә болғанлиғимини һис қилдим. Шу чағда мән ялғуз болғач, һечнемә қилалмидим, шуңа көпирәк Йәһваға тайинишни үгәндим».
8. а) Немә үчүн Йәһва Худа һечқачан өзгәрмәйду дәймиз? ә) Йәһва Қорам тешимиз болса, биз үчүн қандақ пайдиси бар? (Зәбур 62:6, 7)
8 Йәһва өзгәрмәс Худадур. Йоған қорам таш интайин мәзмут, Йәһва худди шундақ қорам таштәк қәтъий тәврәнмәс. Униң пәзиләтлири баштин-ахири бирдәк вә ирадиси қәтъий өзгәрмәс (Мал. 3:6). Адәм ата билән Һава ана Ерәм беғида Йәһва Худаға қарши исиян көтәргән болсиму, Униң инсанийәт үчүн қилған ирадиси өзгәрмигән. Әлчи Паул язғандәк, Худа «Өзидин ваз кечәлмәйду» (Тим. 2-х. 2:13). Демәк, қандақ ишлар йүз бериши яки башқилар немә қилишидин қәтъийнәзәр, Йәһва Өзиниң иш қилиш усулини өзгәртмәйду вә Өз ирадиси вә өлчәм-қаидилиридин ваз кәчмәйду. Чүнки, Йәһва мәзмут тәврәнмәс болғач, биз Униңға ишәнч бағлалаймизки, қийинчилиқларда У чоқум бизгә ярдәм қолини суниду вә келәчәктә инсанийәт үчүн қилған ирадисини пүтүнләй әмәлгә ашуриду (Зәбур 62:6, 7ни оқуң).
9. Татьяна исимлиқ қериндашниң мисалидин немини үгинәләймиз?
9 Әгәр Йәһва Худаниң пәзиләтлири, Униң йәр йүзи вә инсанийәт үчүн қилған ирадиси һәққидә чоңқур ойлансақ, бу Худаға вә Униң Қорам тешимиз болидиғанлиғиға ишинишимизгә ярдәм бериду. Шундақ қилсақ, қийин вәзийәтләрдә тинч-хатирҗәмликни вә садақәтмәнликни сақлап қалалаймиз (Зәб. 16:8). Татьяна исимлиқ қериндашниң үлгисини көрүп бақайли. У иман-етиқади үчүн, өйидә нәзәрбәнт астида болған еди. У мундақ дегән: «Мән тикәндәк ялғуз болуп қалдим, дәсләптә интайин қийин һис қилип, дайим үмүтсизләндим». Лекин у дуч кәлгән синақлар билән Йәһва Худа вә Униң ирадиси арисида бағлиниш барлиғини вә садақәтмәнликниң сақлап қелишниң немә үчүн муһимлиғини көрүп йәткән. Нәтиҗидә у қайта күч-қувәткә еришип, ишәнчисини күчәйткән вә давамлиқ қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәргән. У йәнә мундақ дегән: «Немә үчүн шундақ ишлар йүз берип, бу вәзийәткә чүшүп қалғанлиғимни чүшиниш Йәһва Худани сөйидиғанлиғимни вә Униң көңлини хурсән қиливатқанлиғини есимгә салди. Бу өзүмни ялғуз һис қилмаслиққа ярдәм бәрди».
10. Йәһва Худа һазирниң өзидә Қорам тешимиз болуши үчүн немә қилалаймиз?
10 Пат йеқинда бешимизға наһайити еғир қийинчилиқлар келиду. Шу чағда һәрқандақ вақитқа қариғанда, Йәһва Худаға техиму тайинишимиз керәк. Шуңа, келәчәктики синақларға бәрдашлиқ берәлишимиз үчүн һазирниң өзидә Йәһва Худаниң һәрқандақ вәзийәттә садиқ болуп қелишимизға ярдәм бериш үчүн бизни еһтияҗлиқ нәрсиләр билән тәминләйдиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтишимиз керәк. Буни қандақ қилалаймиз? Муқәддәс китапта тилға елинған Худаниң садиқ хизмәтчилири вә бүгүнки күндики Йәһва гувачилар һәққидә оқуп чиқиң. Йәһва уларға қорам ташқа охшаш есил пәзиләтлирини қандақ көрсәткәнлиги һәққидә чоңқур ойлиниң. Шундақ қилип, Йәһваниң Қорам тешиңиз болушиға йол қойисиз.
ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ҚОРАМ ТАШҚА ОХШАШ ПӘЗИЛӘТЛИРИНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ
11. Немә үчүн қорам тешимиз Йәһваниң есил пәзиләтлиридин үлгә елишни халаймиз? ( «Яш бурадәрләр үчүн бир мәхсәт» дегән рамкиғиму қараң.)
11 Биз қайси пәзиләтлири үчүн Йәһва қорам таш дәп аталғанлиғини көрүп чиқтуқ. Һазир Йәһваниң қорам ташқа охшаш пәзиләтлирини қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Биз тиришип әшу пәзиләтләрни йетилдүрсәк, етиқатдашлиримиз үчүн қорам таш болуп, уларниң иман-етиқадини мустәһкәмләшкә ярдәм берәләймиз. Мәсилән, Һәзрити Әйса Симунни «Кифа (грекчә ”Петрус”)» дәп атиған. Бу исим «биртал қорам таш» дегәнни билдүриду (Йоһ. 1:42). Петрусниң исми униң җамаәттә тәсәллиниң мәнбәси болуп, етиқатдашларниң иман-етиқадини күчәйтидиғанлиғини көрситиду. Униңдин башқа Муқәддәс китап җамаәт ақсақаллирини чоң қорам ташниң сайисигә охшаш дәйду. Демәк ақсақаллар җамаәтниң әзалирини қоғдайдиған кишиләрдур (Йәшая 32:2). Әгәр һәммә етиқатчилар Йәһваниң қорам ташқа охшаш пәзиләтлирини үлгә қилса, җамаәт бәрикәт тепип гүллиниду (Әфәс. 5:1).
12. Башқиларға панагаһ болуш үчүн немиләрни қилсақ болиду?
12 Башқилар үчүн панагаһ болуң. «Ахирқи күнләрдә» дунияниң вәзийити күндин-күнгә начарлишиду (Тим. 2-х. 3:1). Шуңа, етиқатдашлиримизға әмәлий ярдәм бериш үчүн нурғун пурсәтләр болиду. Мәсилән, тәбиий апәтләр, ички сәясий тоқунушлар яки урушлар түпәйли етиқатдашлар пана болидиған туралғу җайға муһтаҗ болғанда, уларни панагаһ җай билән тәминләшкә тоғра келиду. Униңдин башқа, уларға тәсәлли вә илһам-мәдәт берип, меһир-муһәббәт көрситәләймиз. Бундақ қилишниң бир йоли — ибадәт жиғилишлириға кәлгәнләрни қизғин қарши елиш вә җамаитимиздә иллиқ кәйпиятниң һөкүм сүрүшигә өз һәссимизни қошуш. Һазир биз рәһимсиз, бир-биригә соғақ муамилә қилидиған түрлүк қийинчилиқларға толған дунияда яшаватимиз. Шуңлашқа, җамаәт учришишлириға кәлгән етиқатдашлиримизға уларни сөйидиғанлиғимизни һис қилдуруп, улар өзлирини тинч-хатирҗәм вә бехәтәр һис қилишиға қолумиздин келишичә ярдәм беришни халаймиз.
13. Ақсақаллар башқилар үчүн қандақ панагаһ болалайду? (Рәсимгиму қараң.)
13 Етиқатдашларниң бешиға боран-чапқунларға охшаш еғир күнләр чүшкәндә, җамаәттики ақсақаллар уларға илһам-мәдәт бериду. Ақсақаллар тәбиий апәтләргә учриған яки тиббий ярдәмгә муһтаҗ болған етиқатдашлиримизға дәрһал ярдәм қолини сунушқа тиришиду. Ақсақаллар Муқәддәс китапқа асасән уларға илһам-мәдәт вә көрсәтмиләрни бериду. Ярдәмгә муһтаҗ етиқатдашлар ақсақалниң меһрибан, башқиларниң сөзлирини қулақ селип тиңшайдиған вә уларниң һис-туйғулирини чүшинишкә тиришидиған киши екәнлигини билсә, униңдин әркин-азадә ярдәм сорайду. Ақсақалларниң шундақ есил пәзиләтлири етиқатдашларниң өзлирини сөйүлгәндәк һис қилишқа ярдәм бериду. Униңдин башқа, шундақ пәзиләтләрни көрситидиған ақсақаллар Муқәддәс китапқа асасән һәрқандақ мәслиһәтләрни бәрсә, етиқатдашларға уларни қобул қилишқа асанирақ болиду (Сал. 1-х. 2:7, 8, 11).
14. Ишәнчлик адәм екәнлигимизни қандақ көрситәләймиз?
14 Ишәнчлик болуң. Башқилар қийинчилиқларға дуч кәлгән чағларда, бизгә ишәнч қилип, өзлириниң ярдәмгә муһтаҗ болғанлиғини ейтишини халаймиз (Пәнд н. 17:17). Башқиларниң алдида ишәнчлик адәм дегән намға қандақ еришәләймиз? Һәр күни пүтүн күчимиз билән Йәһва Худани үлгә қилсақ, шундақ намға еришәләймиз. Мәсилән, өз вәдилиримиздә чиң туруш вә вақитқа әмәл қилиш арқилиқ ишәнчлик адәм болалаймиз (Мәт. 5:37). Биз йәнә ярдәмгә муһтаҗ болғанларға ярдәм қолумизни суналаймиз. Буниңдин башқа, әгәр җамаәттә бизгә бир вәзипә тапшурулған болса, уни йол-йоруқ бойичә орунлисақ, ишәнчлик болалаймиз.
15. Ақсақаллар ишәнчлик болса, җамаәт үчүн қандақ пайдиси бар?
15 Ишәнчлик ақсақаллар җамаәт үчүн чоң бир бәрикәт. Немә үчүн шундақ дәймиз? Чүнки етиқатдашлар ақсақаллар билән алақә қилалиса, уларниң көңли тинч-хатирҗәмликни һис қилиду. Униңдин башқа, ақсақаллар өз ой-пикригә әмәс, Муқәддәс китап яки әқил-парасәтлик қул тәминлигән нәшир материаллириға асаслинип мәслиһәт бәрсә, етиқатдашлар уларға техиму ишиниду. Шундақла, ақсақаллар мәхпийликни сақлиса вә өз вәдилирини орунлиса, қериндашларниң уларға болған ишәнчиси техиму ашиду.
16. Һәқиқәттә чиң турушниң өзүңизгә вә башқилар үчүн қандақ пайдиси бар?
16 Һәқиқәттә тәврәнмәй чиң туруң. Әгәр һаятимизниң һәммә саһалирида Йәһва Худаға бойсунсақ вә Муқәддәс китапқа асаслинип қарарларни чиқарсақ, биз башқиларға яхши үлгә көрситимиз. Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилип, иман-етиқатта өскәнсири, һәқиқәттә тәврәнмәй техиму чиң туримиз. Йәһва Худаниң ой-пикригә мас кәлмәйдиған сахта тәлимләр вә көзқарашларни тонуп йетип, уларниң тәсиригә учримаймиз (Әфәс. 4:14; Яқуп 1:6—8). Шум хәвәрләрни аңлиғинимизда, Йәһва вә Униң вәдилиригә болған ишәнчимиз тинч-хатирҗәмликни сақлишимизға ярдәм бериду (Зәб. 112:7, 8). Униңдин башқа, синақларға дуч кәлгән қериндашларғиму ярдәм берәләймиз (Сал. 1-х. 3:2, 3).
17. Ақсақаллар җамаәтниң иман-етиқатта мәһкәм турушиға қандақ ярдәм бериду?
17 Ақсақаллар һәр ишта чекини билидиған, сағлам ой-пикирлик, тәртиплик вә әқил-парасәтлик болуши лазим. Худаниң Сөзидә чиң туридиған ақсақаллар җамаәттикиләрниң тинч-хатирҗәмликни сақлишиға вә Йәһва Худаға болған ишәнчисини күчәйтишигә ярдәм бериду (Тит. 1:9; Тим. 1-х. 3:1—3). Улар өз үлгиси вә падичилиқ хизмити арқилиқ вәз ейтқучиларниң ибадәт учришишлириға дайим қатнишишиға, вәз қилишиға вә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишиға ярдәм бериду. Униңдин башқа, етиқатдашлар ғәм-тәшвишкә салидиған қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, ақсақаллар уларниң диққитини Йәһва Худаға вә Униң вәдилиригә қаритишқа илһамландуриду.
18. Немә үчүн Йәһва Худани мәдһийиләп, давамлиқ Униңға йеқинлишишни халаймиз? ( «Йәһваға йеқинлишишниң бир йоли» дегән рамкиғиму қараң.)
18 Йәһва Худаниң әҗайип пәзиләтлирини көрүп чиққандин кейин, бизму падиша Давутқа охшаш ейтмай туралмаймиз: «Мениң Қорамтешим болған Йәһвани мәдһийилисун» (Зәб. 144:1). Биз һәрдайим Йәһва Худаға ишәнч бағлап, өмүр бойи Униңға тайинип яшалаймиз. Һәтта қериған чағлиримиздиму Униңға йеқинлишишимизға давамлиқ ярдәм беридиғанлиғиға ишәнч қилип, Йәһвани мениң Қорам тешим дәп ейталаймиз (Зәб. 92:14, 15).
22-НАХША Йәһва — мениң Падичимдур
a СҮРӘТ. Ибадәт өйидә бир қериндаш икки ақсақалниң алдиға әркин-азадә келиватиду.