Оқурмәнләрниң соаллири
Зәбур 12:7-айәттики «уларни сақлайсән» дегән сөз-ибарә 5-айәттә (КМ) тилға елинған «езилгүчи аҗизлар[ға]» яки 6-айәттә тилға елинған «Пәрвәрдигарниң сөзлири[гә]» қаритилғанму?
Алдин-кәйнидики айәтләр мошу 7-айәттики сөз-ибарә адәмләргә қаритилғанлиғини көрситип бериду.
Зәбур 12:1—4 айәтләрдә мундақ сөзләрни оқуймиз: «Адәмләр арисидин садиқ мөмүнләр ғайип болди». Әнди Зәбур 12:5—7 айәтләрни көрүп чиқайли. У йәрдә:
«“Езилгүчи аҗизларни басқан зулум вәҗидин,
Мискинләрниң аһузарлири вәҗидин,
Һазирла орнумдин турай” — дәйду Пәрвәрдигар,
“Мән уларға, улар зариқип күткән азатлиқни йәткүзимән”.
Пәрвәрдигарниң сөзлири болса сап сөзләрдур;
Улар йәттә қетим саплаштурулған,
Сапал қазанда тавланған күмүчтәктур.
Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән;
Сән мөминләрни мошу дәвирдин мәңгүгә қоғдайсән».
5-айәт Худаниң «езилгүчи аҗизлар[ға]» немиләрни қилидиғанлиғини чүшәндүрүп бериду. У уларни қутқузиду.
6-айәт «Пәрвәрдигарниң сөзлири сап сөзләрдур вә сапал қазанда тавланған күмүчтәктур» дәйду. Бу сөзләр Йәһваниң сөзигә болған һис-туйғулиримизни тәсвирләйду (Зәб. 18:30; 119:140).
Әнди Зәбур 12:7-айәтни көрүп бақайли: «Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән; Сән мөминләрни мошу дәвирдин мәңгүгә қоғдайсән». «Уларни» дегән сөз немигә қаритилған?
6-айәттә «Пәрвәрдигарниң сөзлири» дегән ибарә тилға елинғанчқа көплигән кишиләр 7-айәттики «уларни» дегән сөз Худаниң Өз сөзлирини һимайә қилидиғанлиғини көрситиду дәп қарайду. Әмәлийәттә Худа әзәлдин Өз сөзини һимайә қилип кәлгән. Гәрчә нурғун кишиләр Муқәддәс Язмиларни мәнъий қилиш, һәтта йоқ қиливетиш үчүн тиришип бақан болсиму, баштин-ахири мәхситигә йетәлмиди (Йәшая 40:8; Пет. 1-х. 1:25).
Шәк-шүбһисизки, Йәһва Худа 5-айәттә тилға елинған адәмләрни қоғдайду. Йәһва Худа «езилгүчи аҗизлар[ға]» вә «азап татқучилар[ға]» ярдәм берип, уларни қоғдап кәлгән вә давамлиқ шундақ қилиду (Аюп 36:15; Зәб. 6:4; 31:1, 2; 54:7; 145:20).
Ундақта, 7-айәттики «уларни» дегән сөз кимгә қаритилған?
Әгәр Зәбурниң бу бабидики айәтләргә көпирәк диққәт қилсақ, «уларни» дегән сөз адәмләргә қаритилғанлиғини ениқ чүшинәләймиз.
Зәбур 12-бапниң башлинишида Давут падиша рәзил кишиләр тәрипидин алданған вападар кишиләр тоғрисида сөзлигән. Кейинки айәтләрдә Йәһваниң тилини натоғра ишләткән кишиләргә қарши туридиғанлиғи йезилған. Зәбурниң бу бабидики айәтләр Худа Өз хәлқини қоғдайдиғанлиғиға бизни ишәндүриду, чүнки Униң сөзи саптур.
Шуңа 7-айәт Йәһва Худаниң «уларни», йәни рәзил кишиләр тәрипидин езилгән җапакәшләрни қутқузидиғанлиғи вә һимайә қилидиғанлиғини көрситиду.
«Уларни» дегән сөз ибраний Масорет қолязмилирида учрайду. Муқәддәс китапниң Септуагинт дәп аталған тәрҗимисидә 7-айәттә «биз» дегән сөз икки қетим учрайду. Бу тәрҗимидә «биз» дегән сөз Худаға садақәтмән езилгүчи аҗизлар вә азап чәккәнләргә қаритилған. 7-айәт садақәтмән кишиләрниң «һәрқайсиси мошу әвлаттин» йәни «бузуқ қилғучилардин» қоғдайду (Зәб. 12:7, 8). Арамей тилиға тәрҗимә қилған Ибраний Язмиларниң Зәбур 12:7-айитидә мундақ йезилған: «Әй, Рәб һәққанийларни мәңгүгә қоғдайсән, уларни рәзил адәмләрдин һимайә қилғайсән». Муқәддәс китапниң бу тәрҗимиси Зәбур 12:7-айәттики сөзләрниң Худаниң сөзлиригә қаритилмиғанлиғини ениқ испатлайду.
Шуңа бу айәт садиқ кишиләргә әта қилған үмүт уларни Йәһваниң чоқум адаләтни әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәндүриду.