МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БИР ЧҮШӘНЧӘ
Сиздә иман-етиқат барму?
Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн иман-етиқадимиз болуши керәк. Амма Муқәддәс китапта «һәммисидила етиқат» болмайду дәп йезилған (Сал. 2-х. 3:2). Әлчи Паул мошу сөзләрни ейтқанда униңға қарши чиққанларни «хәтәр һәм явуз» адәмләр дәп атиған. Лекин әмәлийәттә Худаға ишәнмәйдиғанлар пәқәт қарши чиққучиларла әмәс. Бәзи адәмләр Худаниң һәммә мәвҗудатларни яратқанлиғи тоғрисидики дәлил-испатларға көз жумуп, Яратқучиниң барлиғиға ишәнмәйду (Рим. 1:20). Йәнә бәзиләр Худаниң бар екәнлигигә ишиниду, амма улар Худани хурсән қилмайду. Чүнки улар һәқиқий иманлиқ кишиләр әмәс.
Биз Йәһваниң һәқиқәтән бар екәнлигигә вә У һәқиқий иманлиқ кишиләрни «мукапатлайдиғиниға» ишинишимиз керәк (Ибр. 11:6). Етиқат муқәддәс роһниң мевисидин бири. Биз муқәддәс роһқа еришиш үчүн уни дуада Йәһвадин соришимиз керәк (Луқа 11:9, 10, 13). Худаниң муқәддәс роһиға еришишниң йәнә бир усули — шу роһниң илһамландуруши астида йезилған Муқәддәс китапни оқуш. Шундақ болғанда, оқуғанлиримиз үстидә ойлинип, үгәнгәнлиримизни һаятимизда әмәлий қоллинишқа тиришимиз. Шу чағдила, Йәһваниң роһи һаятимизға тәсир қилип, һәқиқий иман-етиқатни йетилдүрәләймиз вә Яратқучимизниң көңлини хурсән қилалаймиз.