Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Аддий һаят кәчүрүштин келидиған хошаллиқ

Аддий һаят кәчүрүштин келидиған хошаллиқ

ДЭНИЕЛ БИЛӘН МИРИАМ 2000-жилниң сентябрь ейида той қилип, Испанияниң Барселона шәһиридә қолайлиқ һаят кәчүргән. «Тапавитимиз яхши болғанлиқтин, қиммәт ресторанларда тамақ йәп, чәт әлгә сәяһәт қилип, есил кийимләрни кийиш мүмкинчилигимиз болған. Вәз ишиғиму дайим чиқип тураттуқ»,— дәп ейтқан Дэниел. Бирақ уларниң һаятида бир өзгириш болди.

2006-жили өткүзүлгән вилайәтлик конгресста Дэниелға тәсир қилған бир нутуқта: «“Өлүм алдида турғанларға” мәңгү һаятқа елип келидиған йолда меңишқа ярдәм бериш үчүн қолумиздин келидиған һәммини қиливатимизму?» дегән соал қоюлди (Пәнд-нәсиһәтләр 24:11). Бу нутуқта адәмләрниң һаяти Муқәддәс китаптики хәвәргә бағлиқ болғачқа, биздә уни җакалаш җавапкарлиғи бар екәнлиги чүшәндүрүлди (Әлчиләр 20:26, 27). Дэниел: «Йәһва Худа мениң билән сөзлишиватқандәк һис қилдим»,— дәп есиға алди. Нутуқта Йәһваға көпирәк хизмәт қилсақ, техиму бәхитлик болидиғанлиғимиз һәққидиму ейтилған. Дэниел буниң раст екәнлигини билгән, чүнки Мириам пешқәдәм болғандин тартип, өзини интайин бәхитлик һис қилғанлиғини көргән.

Нутуқ Дэниелға шундақ қаттиқ тәсир қилғанки, у һаятида чоң өзгиришләрни қилишқа қарар қилди. У иш вақтини қисқартип, пешқәдәм хизмитини башлап, аяли иккиси җакалиғучилар аз йәрдә хизмәт қилса, хурсәнлиги қин-қиниға патмайдиғанлиғи һәққидә ойлиған.

ҺӘРИСИГӘ ЧИДИҒАН, ҺӘСИЛИНИ ЙӘР

2007-жилниң май ейида Дэниел билән Мириам иштин чиқип кетип, бурун өзлири берип көргән Панамиға көчүп кәтти. Уларниң йеңи территорияси Кариб деңизидики Бокас-дел-Торо тақим араллириға киргән бирнәччә араллардин ибарәт болған. У йәрдики турғунларниң тәңдин-толиси — нгобле дегән индиан хәлқи. Дэниел вә Мириам пул жиғип, Панамида тәхминән сәккиз ай туралаймиз дәп ойлиған.

Улар аралларни қейиқ вә велосипед билән арилатти. Қизип турған аптапта тик дөңләргә велосипед билән 32 километр йол маңған биринчи сәпири техичә есида. Һерип һалидин кәткән Дэниелниң һәтта һошидин кетишигә аз қалған. Лекин йолда учрашқан нгобе турғунлири уларға меһмандостлуқ көрситәтти. Болупму Дэниел вә Мириам йәрлик тилда бирнәччә сөз үгинивалғанда, уларни иллиқ қарши алатти. Көп өтмәй улар 23 адәм билән тәтқиқ қилишни башлиди.

Жиққан пуллири пүткәндин кейин, улар немә қилди? «Испаниягә қайтиш керәк болғанлиғини ойлиғинимизда, биз көз-яш қилдуқ. Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқанларни қиймай, көңлүмиз йерим болди»,— дәп бөлүшти Дэниел. Лекин бир айдин кейин, улар әҗайип бир йеңилиқни аңлиған. Мириам: «Бизни мәхсус пешқәдәм қилип тайинлиди. Өз хизмитимизни давамлаштурушимизға интайин хошал болдуқ!»— деди.

УЛАРНИҢ ӘҢ ЗОР ХОШАЛЛИҒИ

2015-жили тәшкилатта болған өзгиришләр түпәйлидин, Дэниел билән Мириам мәхсус пешқәдәм хизмитини тохтатти. Шу чағда улар немә қилди? Иккилиси Зәбур 37:5тики «йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил, Униңға таян, У чоқум тилигиңни һасил қилиду» дегән вәдигә толуқ ишәнгән. Улар пешқәдәм сүпитидә хизмәт қилишқа ярдәм беридиған ишни тапти. Һазир иккилиси Панаминиң Верагуас өлкисидики җамаәттә хизмәт қилиду.

Дэниел: «Испаниядин кәтмәй турғанда, аддий һаят кәчүрәләйдиғанлиғимизға ишәнмәттуқ. Һазир болса, аддий һаят кәчүримиз вә биздә һәқиқәтән муһим нәрсиләрниң һәммиси бар»,— деди. Уларниң әң зор хошаллиғи немидә? Улар мундақ дәйду: «Кәмтәрләргә Йәһва Худа һәққидә билишкә ярдәм бериш һечнәрсә билән селиштурғили болмайдиған хошаллиқ!»