Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Мени булардин артуқ сөйәмсән?»

«Мени булардин артуқ сөйәмсән?»

«Йоһан оғли Симун, сән мени булардин артуқ сөйәмсән?» (ЙОҺАН 21:15).

НАХШИЛАР: 32, 45

1, 2. Кечичә белиқ тутқандин кейин Петрус қандақ савақ алди?

ӘЙСАНИҢ йәттә шагирти кечичә Җәлилийә деңизида белиқ тутқан, лекин бир белиқму туталмиди. Таң атқанда, тирилгән Әйса қирғақта туруп, уларға қариди. У уларға: «“Торни қолвақниң оң тәрипигә ташлаңлар, шунда тутисиләр”,— деди. Улар торни ташлиди, амма уни чиқиралмай қалди, чүнки униңда белиқ наһайити көп еди» (Йоһан 21:1—6).

2 Әйса шагиртлириға нан вә белиқтин наштилиқ тәйярлап бәрди. У Симун Петрусқа бурулуп: «Йоһан оғли Симун, сән мени булардин артуқ сөйәмсән?»— дәп сориди. Әйса Петрусниң белиқ тутушни яхши көридиғанлиғини биләтти. Еһтимал, у Петрустин өзини вә тәлимлирини белиқ тутуш кәспидинму көпирәк яхши көрәмду дәп сориған. Петрус Әйсаға: «Һә, Һакимдарим, сән маңа нәқәдәр қәдирлик екәнлигиңни билисәнғу»,— дәп җавап қайтурди (Йоһан 21:15). Шу күндин тартип Петрус буни һәрикәтлири билән дәлиллиди. У вәз паалийитигә қизғин қатнишиши билән Мәсиһкә болған муһәббитини көрситип, кейинирәк җамаәтниң муһим бир әзаси болған.

3. Мәсиһийләр немидин пәхәс болуши керәк?

3 Әйсаниң Петрусқа ейтқан сөзлиридин қандақ савақ алимиз? Биз Мәсиһкә болған меһир-муһәббитимиз аҗизлинип кетишидин пәхәс болушимиз керәк. Әйса бу дуния түзүмидики һаят қийинчилиқлар вә ғәм-қайғуларға толидиғанлиғини билгән. Уруқ чачқучи һәққидики тәмсилидә Әйса бәзи адәмләрниң «Падишалиқ тоғрисидики сөзни» қобул қилип, бешида паал болидиғанлиғини ейтқан. Бирақ кейинирәк «дунияниң ғәм-тәшвишлири, алдамчи байлиқ» «сөзни боғуветип», бу адәмләр қизғинлиғини йоқитиду (Мәтта 13:18—23; Марк 4:18—20). Биз пәхәс болмисақ, һаятниң күндилик тәшвишлири Худаға болған хизмитимизниң орнини еливелиши мүмкин. Шуңа Әйса Мәсиһ шагиртлирини агаһландуруп: «Силәрниң жүрәклириңлар артуқ йейиштин, мәсхорлуқтин һәм турмуш ғәмлиридин еғирлашмаслиғи үчүн вә шу күн силәргә туюқсиз келип қалмаслиққа, өзүңларға диққәтлик болуңлар»,— дегән (Луқа 21:34).

4. Мәсиһкә болған муһәббитимизниң күчлүк екәнлигигә көз йәткүзүшимизгә немә ярдәм бериду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

4 Петрусқа охшаш, бизму вәзилик хизмәтни һаятимизда биринчи орунға қоюш арқилиқ Мәсиһкә болған муһәббитимизни көрситәләймиз. Буни давамлиқ қилидиғанлиғимизға қандақ көз йәткүзәләймиз? Өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Мән һәммидин артуқ немини яхши көримән? Хошаллиқни Йәһваға болған хизмәттинму яки башқа нәрсиләрдин тапимәнму?» Бу соалларға җавап бериш үчүн, келиңлар, Мәсиһкә болған меһир-муһәббитимизни аҗизлаштурайлайдиған үч амилни қараштурайли. Булар: иш, оюн-тамашә вә дуния-мүлүк.

ИШНИҢ ӨЗИГӘ ТЕГИШЛИК ОРНИ БОЛСУН

5. Аилә башлириниң қандақ вәзиписи бар?

5 Петрус үчүн белиқ тутуш униңға яқидиғанла иш әмәс еди. У аилисини тәминләшкә ярдәм бәргән кәспи болған. Бүгүнки күндиму, Йәһва Худа аилә бешиға аилисини тәминләш вәзиписини тапшурған (Тимотийға 1-хәт 5:8). Буни қилиш үчүн улар тәр төкүп әмгәк қилиши керәк. Амма, бу ахир заманда, иш түпәйлидин көплири ғәм-тәшвишкә чүшиду.

6. Немишкә көплири үчүн иш чоң бесим болуши мүмкин?

6 Бүгүнки таңда ишқа қариғанда, ишчилар көп. Шу сәвәптин, адәмләр иш тепиш үчүн риқабәтлишиду. Көплири уларға бәк аз төлисиму, қошумчә саат ишлиши керәк дәп ойлайду. Ширкәтләр азирақ ишчиларни ишлитип, көпирәк мал иҗат қилмақчи. Шуңа ишчилар наһайити чоң бесимға дуч келип, қаттиқ һерип кетиду, һәтта саламәтлиги начарлишип кетиду. Көп адәмләр ишини йоқитиштин қорқуп, башлиғи ейтқанниң һәммисини орунлашқа тәйяр.

7, 8. а) Биз биринчи новәттә кимгә садиқ болушимиз керәк? ә) Таиландтики бурадәр ишиға тегишлик қандақ муһим савақ алди?

7 Мәсиһийләр сүпитидә биз һәммидин авал, шу җүмлидин башлиғимиздинму, Йәһваға садақәтмән болушни халаймиз (Луқа 10:27). Ишимиз әң асасий еһтияҗлиримизни қанаәтләндүрүп, давамлиқ вәз қилишимизға ярдәм бериду. Лекин пәхәс болмисақ, у ибадитимизгә тосалғу болуши мүмкин. Биз Таиландтики бир бурадиримизниң үлгисидин үгинәләймиз. У мундақ дегән: «Мән компьютерларни җөндәттим. Бу ишим бәк қизиқарлиқ болуп, мән уни яхши көрәттим, лекин у көп вақит алатти. Нәтиҗисидә, роһий ишларға вақтим қалматти. Падишалиқни биринчи орунға қоюш үчүн, ишимни алмаштурушум керәклигини ахири чүшәндим». Бу бурадәр немә қилди?

8 «Тәхминән бир жил давамида план қуруп, мән кочида мороженое сетишни қарар қилдим»,— дәп чүшәндүриду у. «Бешида, мән бирни икки қилалмай, аран күн көрүп, көңлүм чүшкән еди. Бурунқи хизмәтдашлиримни учратқанда, улар мени заңлиқ қилип, немишкә мороженое сетиш һава тәңшәткүчиси бар раһәт ишханидики компьютер билән ишләштин яхширақ дәп ойлиғинимни сориди. Мән Йәһваға дуа қилип, бәрдашлиқ беришкә вә роһий ишларға көпирәк вақит бөлүп, мәхситимгә йетишкә ярдәм беришни соридим. Көп өтмәй, әһвалим яхшилинишқа башлиди. Мән адәмләргә немә яқидиғанлиғини яхширақ биливелип, мороженое ясаштиму уста болувалдим. Вақит өтүп һәр күни униң һәммисини сетиветидиған болдум. Әмәлийәттә, маддий әһвалим компьютерлар билән ишлигәндинму яхширақ еди. Бурунқи ишимда болған бесим вә әндишә болмиғанлиқтин, һазир өзүмни бәхитлигирәк сезимән. Әң муһими болса, өзүмни Йәһва Худаға техиму йеқин һис қилимән» (Мәтта 5:3, 6ни оқуң).

9. Қандақларчә ишқа тегишлик тәмкин көзқараш сақлалаймиз?

9 Йәһва бизниң тиришчанлиқ билән қилған әмгигимизни баһалайду. Әмгәк қилған адәм униң мевисини көриду (Пәнд-нәсиһәтләр 12:14). Амма ишимиз Йәһваға болған хизмитимиздин муһимирақ болуп қалмаслиғиға көз йәткүзүшимиз керәк. Әйса Мәсиһ асасий маддий еһтияҗлиримиз һәққидә: «Авал Падишалиқни һәм Худаниң һәққанийлиғини издәшни давамлаштуруңлар вә барлиқ бу нәрсиләр силәргә берилиду»,— дегән (Мәтта 6:33). Амма ишқа болған көзқаришимиз тәмкинму? Буни билиш үчүн өзүмиздин: «Ишимни қизиқ вә хошал, роһий ишларни болса, қуруқ рәсмийәтчилик вә зерикәрлик дәп ойлаймәнму?»— дәп сорисақ болиду. Бу соал һәққидә мулаһизә қилиш биз һәқиқәтән немини яхши көридиғанлиғимизни ениқлашқа ярдәм бериду.

10. Әйса пәйғәмбәрниң Мартаға ейтқан сөзлиридин қандақ муһим савақ алимиз?

10 Әйса пәйғәмбәр һаятимизда әң муһим немә болуши керәклиги һәққидә үгәткән. Бир қетим, у Мәрийәм вә Марта дегән икки һәдә-сиңилниң өйидә болған. Марта дәрһал тамақ етишкә киришти, Мәрийәм болса, Әйсаниң йенида олтирип, уни тиңшиған. Марта Мәрийәмниң униңға ярдәм бәрмигәнлигигә шикайәт қилди. Әйса Мартаға: «Мәрийәм болса яхширағини таллавалди вә бу нәрсә униңдин тартивелинмайду»,— деди (Луқа 10:38—42). Шундақ қилип у муһим бир тәлим бәрди. Биз пәқәт өз еһтияҗлиримизнила ойлимай, Мәсиһни яхши көридиғанлиғимизни испатлаш үчүн, «яхширағини» таллишимиз керәк, йәни Йәһва билән мунасивитимиз һаятимиздики әң муһим нәрсә болуши керәк.

ДӘМ ЕЛИШ ВӘ ОЮН-ТАМАШИГӘ БОЛҒАН КӨЗҚАРАШ

11. Муқәддәс китапта дәм елиш вә көңүл ечиш һәққидә немә ейтилған?

11 Алдираш хизмәттин ташқири, йәнә көп ишимиз болғанлиқтин, бәзидә дәм елишимиз вә көңүл ечишимиз керәк. Муқәддәс китапта: «Инсан үчүн шуниңдин башқа яхши иш йоқки, у йесун, ичсун, өз җенини өз әҗридин һузур алдурсун. Буни Худаниң қолидиндур дәп көрүп йәттим»,— дәп йезилған (Вәз 2:24). Әйса Мәсиһ шагиртлириниң дәм елиши керәклигини яхши чүшәнгән. Мәсилән, улар тәр төкүп вәз қилғандин кейин, у уларға: «Мән билән хали җайға берип кичиккинә дәм елип келиңлар»,— деди (Марк 6:31, 32).

12. Немишкә биз дәм елиш билән көңүл ечишқа кәлгәндә пәхәс болушимиз керәк? Мисал кәлтүрүң.

12 Оюн-тамашиму бизгә дәм елип, көңүл ечишқа ярдәм берәләйду. Амма биз оюн-тамашә һаятимиздики әң муһим нәрсә болуп кетишидин пәхәс болушимиз керәк. Биринчи әсирдә көп адәмләр: «Келиңлар, йәп-ичәйли, чүнки әтә өлүп кетимиз»,— дегән көзқарашта болған (Коринтлиқларға 1-хәт 15:32). Буниңға охшаш көзқараш һазирму бәк кәң тарқалған. Мәсилән, Ғәрбий Европида яшайдиған бир яш жигит җамаәт учришишлириға қатнишишни башлиған. Лекин у көңүл ечишқа хумар болғанлиғи шуки, у Йәһва гувачилири билән арилишишни тохтатти. Амма кейинирәк, у оюн-тамашигә беши билән кирип кетиши көп қийинчилиқларға әкелидиғанлиғини чүшәнди. У қайтидин Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлап, вақит өтүп вәз қилишни башлиди. Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндин кейин, у мундақ бөлүшти: «Мән бир нәрсигила пушайман қилимән. Йәһваға хизмәт қилиш мошу дунияниң оюн-тамашисигә берилиштин нәқәдәр зор хошаллиқ әкелидиғанлиғини чүшәнгичә қанчилик қиммәт вақтимни бекар йоқитиптимән».

13. а) Оюн-тамашигә һәддидин ташқири көп вақит бөлүш немишкә зиян екәнлигини көрситидиған мисал кәлтүрүң. ә) Көңүл ечишқа тегишлик тәмкин көзқараш сақлашқа немә ярдәм бериду?

13 Оюн-тамашә бизгә күч вә арам бериши керәк. Ундақта, дәм елишқа вә көңүл ечишқа қанчилик вақит чиқиришимиз керәк? Бу соалниң җававини билиш үчүн мундақ бир мисални кәлтүрүшкә болиду: көплиримиз татлиқ-турумләрни яқтуримиз. Лекин һәрдайим пәқәт татлиқни йәливәрсәк, бу саламәтимизгә зиян кәлтүриду. Биз сағлам болушни халисақ, пайдилиқ тамақни йейишимиз керәк. Шуниңға охшаш, әгәр көп вақтимизни оюн-тамашигә сәрип қилсақ, бу Йәһва билән болған мунасивитимизгә тәсир қилиду. Оюн-тамашигә болған көзқаришимизниң тәмкин болған-болмиғанлиғини қандақ ениқлалаймиз? Буниң бир йоли — бир һәптә ичидә җамаәт учришишлири, вәз, шәхсий яки аиләвий ибадәткә охшаш роһий ишларға қанчә вақит чиқиридиғанлиғимизни йезивалсақ болиду. Андин көңүл ечишқа, мәсилән, спорт билән шуғуллиниш, телевизор көрүш яки видеооюнларни ойнашқа қанчә саат сәрип қилидиғанлиғимизни санайли. Бу икки санни селиштурғанда, немини байқаймиз? Қандақту бир өзгириш қилиш һаҗәтму? (Әфәсликләргә 5:15, 16ни оқуң).

14. Дәм елиш билән көңүл ечиш түрини таллашқа немә ярдәм берәләйду?

14 Һәрким өзи үчүн, аилә беши болса, аилиси үчүн қандақ оюн-тамашә түрини таллашни қарар қилиду. Муқәддәс китапта Йәһваниң пикир қилиш тәрзини чүшинишимизгә ярдәм беридиған принциплар бар. Бу принциплар тоғра қарар қилишқа ярдәм бериду * (Изаһәткә қараң.). Дәм елишниң пайдилиқ түри — «Худаниң совғисидур» (Вәз 3:12, 13). Һәркимгә көңүл ечишниң һәрқандақ түри йеқиши мүмкин (Галатилиқларға 6:4, 5). Оюн-тамашиниң қандақ түрини таллимайли, һәммимиз еһтиятчан болушимиз керәк. Әйса Мәсиһ: «Чүнки ғәзнәң қәйәрдә болса, жүригиңму шу йәрдә болиду»,— дегән (Мәтта 6:21). Демәк, Мәсиһни сәмимий яхши көрсәк, оюмиз, сөзүмиз билән иш-һәрикитимиздин күндилик турмушимизға қариғанда, Падишалиқниң ишлирини биринчи орунға қоюдиғанлиғимиз көрүниду (Филипиликләргә 1:9, 10).

ДУНИЯХОРЛУҚҚА ҚАРШИ ТУРУШ

15, 16. а) Дунияхорлуқ қандақларчә биз үчүн тузақ болуши мүмкин? ә) Әйса мал-мүлүккә тегишлик қандақ дана мәслиһәт бәргән?

15 Бүгүнки таңда көп адәмләр әң йеңи телефонлар билән компьютерлар, ахирқи модидики кийимләргә егә болушқа тәшна. Улар дунияхорлуққа берилип, мал-мүлүкни һәммидин артуқ көриду. Сиз үчүн болса, әң муһими немә? Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Учришишларға тәйярлинишқа қариғанда йеңи чиқирилған машинилар яки кийим үлгилири һәққидә ойлинишқа көп вақтимни чиқармайватимәнму? Күндилик турмушқа берилип кәткиним шуки, дуа қилиш вә Муқәддәс китапни оқушқа аз вақит бөлмәйватимәнму?» Пәхәс болмисақ, дуния-мүлүккә болған муһәббитимиз Мәсиһкә болған меһир-муһәббитимиздин ешип кетиши мүмкин. Биз Әйсаниң «һәрхил ачкөзлүктин сақлиниңлар» дегән сөзлири һәққидә мулаһизә қилишимиз зөрүр (Луқа 12:15). Немишкә?

16 Әйсаниң ейтишичә, «һечким икки ғоҗайинниң қули болалмайду». Кейин у йәнә: «Силәр Худаниң һәм байлиқниң қули болалмайсиләр»,— дегән. Дуния-мүлүкниң кәйнигә кирсәк, Йәһваға пүтүнләй берилип хизмәт қилиш мүмкин әмәс. Әйса буниң сәвәвини чүшәндүрүп: «бирсини өч көрүп, йәнә бирсини яхши көриду, яки биригә садиқ болуп, йәнә бирсини көзигә илмайду»,— дәп ейтқан (Мәтта 6:24). Биз намукәммәл болғанлиқтин, «тенимизниң хаһишлириға», шу җүмлидин дунияхорлуққа, қарши туришимиз керәк (Әфәсликләргә 2:3).

17. а) Немишкә бәзилиригә мал-мүлүккә тәмкин көзқарашта болушқа қийин? ә) Бизгә дунияхорлуқ билән күришишкә немә ярдәм қилиду?

17 Пәқәт өз хаһиши билән раһәт-парәвәнлик һаятни ойлайдиғанларға дуния-мүлүккә тәмкин көзқараш көрситиш асан әмәс (Коринтлиқларға 1-хәт 2:14ни оқуң). Уларниң әқли туманлашқанлиқтин, тоғра билән натоғрини аҗритиш қийин болуш мүмкин (Ибранийларға 5:11—14). Шундақ мал-мүлүккә дегән хумарлиғи барғансири күчийип, һечқачан толуқ қандуруп болмайдиған истәкни риваҗландурған (Вәз 5:10). Шундақ пикир қилиш тәрзи билән күришишкә ярдәм беридиған бир нәрсә бар. Худа Сөзини дайим оқусақ, у бизни дунияхорлуққа қарши турушқа мустәһкәмләйду (Петрусниң 1-хети 2:2). Йәһваниң даналиғи һәққидә мулаһизә қилғини Әйсаға езиқишларға қарши турушқа күч бәргән (Мәтта 4:8—10). Бүгүнки күндә бизму дунияхорлуққа қарши күрәшкүмиз кәлсә, Йәһваниң дана мәслиһәтлирини һаятимизда қоллинишимиз керәк. Шундақ қилсақ, мал-мүлүктин көрә, Әйсани көпирәк яхши көридиғанлиғимизни көрситимиз.

Һаятимизда әң муһим нәрсә немә? (18–абзацқа қараң)

18. Немә қилишқа бәл бағлидиңиз?

18 Әйса Мәсиһ Петрустин «Сән мени булардин артуқ сөйәмсән?» дәп сориғанда, униңға Йәһваға хизмәт қилишни һаятида биринчи орунға қоюши керәклигини әскәрткән. Бир қизиғи, Петрусниң исми «қия таш» дегәнни билдүриду. Исмиға мас болуп, Петрус қия таштәк әҗайип хисләтләрни көрсәтти (Әлчиләр 4:5—20). Бизму Мәсиһкә болған меһир-муһәббитимизниң чиң болғинини халаймиз. Шуңа иш, көңүл ечиш вә мал-мүлүк һаятимизда мувапиқ орунда болушиға көз йәткүзишимиз керәк. Шу чағда бизму Петрусқа охшаш: «Һә, Һакимдарим, сән маңа нәқәдәр қәдирлик екәнлигиңни билисәнғу»,— дегән сөзләрни ейталаймиз.

^ 14-абзац «Күзитиш мунариниң» (рус) 2011-жил, 15-октябрь саниниң 9—12 бәтлиридики «Сиз таллиған оюн-тамашә пайдилиқму?» намлиқ мақалигә қараң.