Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Меһир-муһәббитиңлар совумисун!

Меһир-муһәббитиңлар совумисун!

«Җинайәтчиликниң көпийишидин, нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп кетиду» (МӘТТА 24:12).

НАХШИЛАР: 23, 24

1, 2. а) Мәтта 24:12дә йезилған Әйсаниң сөзлири биринчи новәттә кимгә қарита ейтилған? ә) Әлчиләр китавидин дәсләпки мәсиһийләрниң көпинчиси муһәббитини мәһкәм сақлиғанлиғини нәдин билимиз?

ӘЙСА пәйғәмбәр йәрдә болғанда «дуния қурулуминиң аяқлашқанлиғиниң бәлгүси» қандақ болидиғанлиғини чүшәндүрүп бәрди. Униң ичигә киридиған башқа нәрсиләр қатарида у йәнә: «Нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп кетиду»,— деди (Мәтта 24:3, 12). Биринчи әсирдә яшиған йәһудийлар өзини Худаниң хәлқи дәп һесаплиған болсиму, уларниң Худаға болған меһир-муһәббити совуп кәткән еди.

2 Амма шу заманда яшиған мәсиһийләрниң көпинчиси буниңға йол қоймиди. Улар қизғинлиқ билән «Мәсиһ Әйса тоғрисида хуш хәвәрни җакалиди» вә Худа билән етиқатдашлириға, һәтта һәқиқәтни билмәйдиғанларғиму меһир-муһәббәтни көрсәтти. Бу мәсиһийләр Худаға болған муһәббитини мәһкәм сақлиған (Әлчиләр 2:44—47; 5:42). Ечинарлиғи шуки, дәсләпки мәсиһийләрниң арисида муһәббити совуп кәткәнләрму болған. Буни нәдин билимиз?

3. Бәзи мәсиһийләрниң меһир-муһәббитиниң совуп кетишигә немә сәвәп болди?

3 Әйса Мәсиһ Әфәстә яшиған мәсиһийләргә: «Амма саңа наразилиғим барки, сән дәсләптә болған меһир-муһәббитиңни қоюп кәттиң»,— дәп ейтқан (Вәһий 2:4). Бәлким, бу мәсиһийләргә тән һәвәслиринила ойлиған әтрапидики адәмләр тәсир қилғанду (Әфәсликләргә 2:2, 3). Әфәс бай бир шәһәр болуп, униң турғунлири пәқәт қолайлиқ вә һәшәмәтлик һаятқа интилгән. Шуниң билән, улар әхлақсиз һаят кәчүрүп, Худаға һеч һөрмәт көрсәтмигән. У йәрдикиләр Худаға вә башқиларға болған меһир-муһәббәтни көрситишниң орниға, өзлири үчүнла яшиған.

4. а) Бүгүнки таңда адәмләрниң меһир-муһәббити һәққидә немә ейтишқа болиду? ә) Меһир-муһәббитимизни қандақ үч саһада мәһкәм сақлишимиз керәк?

4 Әйсаниң муһәббәтниң совуп кетиши һәққидики сөзлири бизниң күнимизгиму тегишлик. Бүгүнки күндә адәмләрниң Худаға болған меһир-муһәббити барғансири азаймақта. Миллионлиған адәмләр дуниядики қийинчилиқларни һәл қилиш үчүн Худаға әмәс, инсаний тәшкилатларға тайиниду. Уларниң меһир-муһәббити давамлиқ совумақта. Әфәстики мәсиһийләрниң муһәббитигә охшаш, заманивий мәсиһийләрниң меһир-муһәббити биләнму шундақ болуши мүмкин. Шуңа меһир-муһәббитимизниң отини өчүрмәй, уни мәһкәм сақлап қелишимиз керәк үч саһани қараштурайли: 1) Йәһваға; 2) Муқәддәс китап һәқиқәтлиригә вә 3) қериндашлиримизға болған меһир-муһәббәт.

ЙӘҺВАҒА БОЛҒАН МЕҺИР-МУҺӘББӘТ

5. Худани немишкә сөйүшимиз лазим?

5 Биз әң авал кимни сөйүшимиз керәк? Әйса Мәсиһ мундақ дегән: «“Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн әқлиң билән сөйгин”. Бу биринчи вә әң муһим әмир» (Мәтта 22:37, 38). Бизниң Худаға болған муһәббитимиз униң көрсәтмилиригә бойсунушқа, сәвир-тақәтлик болушқа вә рәзилликни өч көрүшкә ярдәм бериду (Зәбур 97:10ни оқуң). Лекин Шәйтан вә униң дунияси муһәббитимизни аҗизлаштурушни вә йоқ қилишни халайду.

6. Адәмниң Худаға болған меһир-муһәббити совуғанда, немә йүз бериду?

6 Бу дунияниң меһир-муһәббәткә болған көзқариши бурмиланған. Худани сөйүшниң орниға, адәмләр «өзинила яхши көриду» (Тимотийға 2-хәт 3:2). Уларниң бар ойи — «тәнниң һәвәслири, көзниң һәвәслири вә өзиниң мал-мүлки билән махтиниш» (Йоһанниң 1-хети 2:16). Әлчи Паул өз һәвәслиримизнила ойлисақ, немә йүз бериши мүмкинлиги һәққидә агаһландурған. У: «Тәнгә хас ой-пикирләр өлүмни... билдүриду»,— дегән. Немишкә? Чүнки мундақ қилғанлар Худаниң дүшмәнлиригә айлиниду (Римлиқларға 8:6, 7). Мал-мүлүк жиғишни яки җинсий һәвәслирини қанаәтләндүрүшни биринчи орунға қойғанлар ахирида көңли йерим болуп, азап чекиду (Коринтлиқларға 1-хәт 6:18; Тимотийға 1-хәт 6:9, 10).

7. Бүгүнки күндә қандақ хәтәрлик көзқараш мәсиһийләргә тәсир қилиши мүмкин?

7 Көплигән Худаға ишәнмәйдиған яки униң барлиғиға гуманлинидиған адәмләр вә эволюция (тәдриҗий тәрәққият) нәзәрийисини қоллиғучилар башқиларниму Худаниң мәвҗут екәнлигигә ишәнмәсликкә вә һәтта Худани сөймәсликкә дәвәт қилиду. Уларниң ейтишичә, Яратқучиниң барлиғиға пәқәт әқилсиз һәм саватсиз кишиләр ишиниду. Униңдин ташқири, көп адәмләр Яратқучидин көрә алимларни көпирәк һөрмәтләйду (Римлиқларға 1:25). Мундақ көзқараш һәтта мәсиһийләргиму тәсир қилиши еһтимал. Йәһва билән мунасивитимиз аста-аста аҗизлишип, меһир-муһәббитимиз совуп кетиши мүмкин (Ибранийларға 3:12).

8. а) Йәһваниң хизмәтчилири қайси вәзийәтләр түпәйлидин чүшкүнлүккә чүшиши мүмкин? ә) Зәбур 136дә тәсәлли беридиған қандақ сөзләр йезилған?

8 Биз Шәйтанниң рәзил дуниясида яшиғанлиқтин, көңлүмизни йерим қилидиған көп нәрсиләр бар (Йоһанниң 1-хети 5:19). Лекин чүшкүнлүккә берилсәк, ишәнчимиз аҗизлишип, Худаға болған муһәббитимиз совуп кетиши мүмкин. Мәсилән, қерилиқ, саламәтликниң начарлишиши яки маддий қийинчилиқлиқлар билән учришишимиз мүмкин. Йә болмиса, қолумиздин һеч нәрсә кәлмәйду дәп, бәзи нәрсиләр биз халиғандәк болмиғанлиқтин көңлүмиз чүшиши еһтимал. Қандақ қийинчилиқларға дуч келишимиздин қәтъийнәзәр, һечқачан Йәһва бизни ташлиди дәп ойлимаслиғимиз керәк. Зәбур 136:23тики тәсәлли беридиған бу сөзләр һәққидә ойлап көрүң: «Һалимиз харап әһвалда бизләрни Әслигүчигә шүкүр ейтиңлар, чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур» (Зәбур 136:23). Йәһваниң «йелинишлириңизни» тиңшап, уларға чоқум җавап беридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун! (Зәбур 116:1; 136:24—26).

9. Худаға болған муһәббитини мәһкәм сақлашқа Паулға немә ярдәм бәрди?

9 Әлчи Паулғиму Йәһваниң дайим қоллайдиғанлиғи һәққидә мулаһизә қилиш күч-қувәт бәргән. У: «Йәһва — мениң Ярдәмчимдур, қорқмаймән. Адәм балиси маңа немә қилалисун?»— дәп язған (Ибранийларға 13:6). Йәһваниң уни қоллайдиғанлиғиға болған ишәнч һаяттики қийинчилиқларға тәқабил турушқа ярдәм бәргән. Паул қийин вәзийәттә болғандиму, униң Худаға болған ишәнчи тәврәнмәс болған. У һәтта түрмидә олтарғандиму, җамаәтләрни илһамландуридиған хәтләрни язған (Әфәсликләргә 4:1; Филипиликләргә 1:7; Филимунға 1). Бешиға күн чүшкәндиму, у Йәһваға болған меһир-муһәббитини мәһкәм сақлиған. Паул «һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигариға» таянған (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4). Биз униңға қандақ тәқлит қилалаймиз?

Йәһваға меһир-муһәббәт көрситиң (10-абзацқа қараң)

10. Йәһваға болған муһәббитимизни мәһкәм сақлаш үчүн немә қилалаймиз?

10 Худаға болған муһәббитимизни мәһкәм сақлашниң бир усулини чүшәндүрүп, Паул мундақ язған: «Үзлүксиз дуа қилиңлар». Кейинирәк у йәнә: «Дуа қилишни тохтатмаңлар»,— дәпму язған (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17; Римлиқларға 12:12). Немишкә дуа бизни Худаға йеқинлаштуриду дәп ейталаймиз? Чүнки биз дуа қилғанда, биз Йәһва билән сөзлишимиз. Бу болса, униң билән яхши мунасивәттә болушқа йол ачиду (Зәбур 86:3). Асмандики Атимизға ич-бағримизни төкүп, йошурун һис-туйғу билән ойлиримизни ейтқанда, биз униңға йеқинлишимиз (Зәбур 65:2). Шундақла Униң дуалиримизға қандақ җавап бәргәнлигини көргәндә, меһир-муһәббитимиз техиму чоңқурлишиду. Йәһваниң «өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқин» екәнлигигә ишәнчимиз камил (Зәбур 145:18). Йәһва Худаниң меһир-муһәббитигә вә қоллишиға болған ишәнчимиз һазирму, келәчәктиму дучар келидиған қийинчилиқларға қарши турушқа ярдәм бериду.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ҺӘҚИҚӘТКӘ БОЛҒАН МУҺӘББӘТ

11, 12. Муқәддәс китаптики һәқиқәткә болған муһәббитимизни қандақларчә ашуралаймиз?

11 Мәсиһийләр сүпитидә биз һәқиқәтни яхши көримиз. Биз үчүн һәқиқәтниң мәнбәси — Худа Сөзи. Әйса Мәсиһ Худаға: «Сениң сөзүң һәқиқәттур»,— дегән (Йоһан 17:17). Шуңа һәқиқәтни сөйүш үчүн биз Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғини билишимиз керәк (Колосилиқларға 1:10). Лекин буниңдинму көп нәрсә һаҗәт. Зәбур 119ниң язғучиси немә қилишимиз керәклигини язған (Зәбур 119:97—100ни оқуң). Күн давамида биз Муқәддәс китаптин оқуғанлиримиз һәққидә тәпәккүр қилишимиз, йәни чоңқур мулаһизә қилишимиз керәк. Муқәддәс китапта йезилғанларни әмәлийәттә қоллинишниң пайдиси һәққидә мулаһизә қилғансири, һәқиқәтни техиму яхши көридиған болимиз.

12 Зәбур язғучиси шундақла: «Сөзлириң тилимға шунчә шерин тетийду! Ағзимда һәсәлдин татлиқтур!»— дәп язған (Зәбур 119:103). Худа тәшкилати тәйярлайдиған Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятлар тәмлик таамға охшаш. Биз яхши көридиған тамиғимизни йегәндә, униңдин һузурлунушқа вақит бөлүшни халаймиз. Шуниңға охшашла, алдиримай тәтқиқ қилиш үчүн вақит аҗритишимиз лазим. Шу чағда һәқиқәтниң «йеқимлиқ сөзлиридин» һузурлинип, оқуғанлиримизни есимизда сақлашқа вә уни башқиларға ярдәм бериш үчүн қоллинишқа асанирақ болиду (Вәз 12:10).

13. Йәрәмиягә Худаниң сөзлирини яхши көрүшкә немә ярдәм бәрди? Бу униңға қандақ тәсир қилди?

13 Йәрәмия пәйғәмбәр Худаниң сөзлирини яхши көргән. У мундақ дегән: «Сөзлириңгә еришип, уларни йәвалдим; сөзлириң һәм мени шатландурғучи вә қәлбимниң хошаллиғи болған, чүнки мән Сениң намиң билән аталғанмән, әй Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа!» (Йәрәмия 15:16). Йәрәмия Худаниң қиммәтбаһа сөзлири һәққидә чоңқур ойлинип, уларни яхши көргән. У Йәһваниң вәкили болуш вә униң хәвирини җакалаш имканийитини қәдирлигән. Биз Муқәддәс китаптики һәқиқәтни яхши көрсәк, бизму Худаниң исмини елип жүрүш вә ахир заманда Падишалиқ һәққидики хәвәрни җакалаш имтиязиға егә болғанлиғимизни чүшинимиз.

Муқәддәс китаптики һәқиқәткә муһәббәт көрситиң (14-абзацқа қараң)

14. Муқәддәс китаптики һәқиқәткә болған муһәббитимизни йәнә қандақ күчәйтәләймиз?

14 Муқәддәс китаптики һәқиқәткә болған муһәббитимизни йәнә қандақ чоңқурлиталаймиз? Биз турақлиқ һалда җамаәт учришишлириға қатнишишимиз керәк. Учришишларда биз Йәһвадин үгинимиз. Тәлим елишниң асасий йоллириниң бири — Муқәддәс китапни һәр һәптидә «Күзитиш мунариниң» ярдими билән тәтқиқ қилиш. Қараштурулидиған мавзуни яхши чүшиниш үчүн, алдин-ала тәйярлансақ яхши. Мәсилән, биз һәрбир кәлтүрүлгән айәтни ечип оқусақ болиду. Һазир «Күзитиш мунарини» көплигән тилларда jw.org торбетидин көчиривелишқа яки «JW Library» программисидин оқушқа болиду. Бәзи электронлуқ форматларда һәрбир мақалидә кәлтүрүлгән айәтләрни тез ечиш мүмкинчилиги бар. Амма қандақ усулни таллишимиздин қәтъийнәзәр, һәрбир айәтни диққәт билән оқуп, мулаһизә қилғанлиғимиз Муқәддәс китаптики һәқиқәткә болған муһәббәтни барғансири мәһкәм қилиду (Зәбур 1:2ни оқуң).

ҚЕРИНДАШЛИРИМИЗҒА БОЛҒАН СӨЙГҮ

15, 16. а) Йоһан 13:34, 35кә асасән, Әйса бизгә қандақ әмир бәрди? ә) Худаға вә Муқәддәс китапқа болған меһир-муһәббитимиз қериндашларни сөйүш билән қандақ бағлиқ?

15 Әйса өзиниң йәрдә яшиған ахирқи кечисидә шагиртлириға мундақ дегән: «Силәргә йеңи әмир беримән: бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болуңлар. Силәрни мән сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни дәл шундақ сөйүңлар. Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (Йоһан 13:34, 35).

16 Қериндашлиримизни яхши көрүш Йәһвани сөйүш билән зич бағлиқ. Әгәр биз Йәһва Худани яхши көрмисәк, қериндашлиримизниму яхши көрәлмәймиз. Һәм әксичә, қериндашлиримизни яхши көрмисәк, асмандики Атимизни яхши көрәлмәймиз. Әлчи Йоһан: «Кимду-бирси “Худани сөйүмән” дәп, бирақ қериндишини өч көрсә, у ялғанчи. Чүнки көрүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмисә, көрүнмәйдиған Худани сөйүши мүмкин әмәс»,— дәп язған (Йоһанниң 1-хети 4:20). Йәһва Худаға вә қериндашларға болған муһәббитимиз Муқәддәс китапқа болған муһәббитимиз биләнму бағлинишлиқ. Қандақларчә? Әгәр Муқәддәс китаптин билгәнлиримизни яхши көрсәк, Худани вә қериндашлиримизни сөйүш әмрини тәйярлиқ билән орунлаймиз (Петрусниң 1-хети 1:22; Йоһанниң 1-хети 4:21).

Қериндашларға меһир-муһәббәт көрситиң (17-абзацқа қараң)

17. Қериндашларға меһир-муһәббәтни көрситишниң бәзи усуллири немә?

17 Салоникилиқларға 1-хәт 4:9, 10ни оқуң. Җамаәттикиләргә меһир-муһәббәтни әмәлийәттә көрситишниң бәзи усуллири немә? Яшанған қериндашлиримизни җамаәт учришишлириға апирип турсақ болиду. Тул аял қериндишимизға өйдә бирәр нәрсини җөндәшкә ярдәм бәрсәк болиду (Яқуп 1:27). Чүшкүнлүккә чүшкән, үмүтсизләнгән яки башқа қийинчилиқларға дуч кәлгән қериндашлиримиз бизниң диққитимизгә, һәмдәрт болушимизға вә тәсәлли беришимизгә муһтаҗ болуши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25; Колосилиқларға 4:11). Һәқиқәтән, сөзлиримиз вә ишлиримиз билән «етиқатдашлиримизни» сөйидиғанлиғимизни көрситимиз (Галатилиқларға 6:10).

18. Қериндашлиримиз билән пәйда болған чүшәнмәсликләрни бир тәрәп қилишқа немә ярдәм бериду?

18 Муқәддәс китапта бу рәзил дунияниң «ахирқи күнлиридә» көплигән адәмләр өзинила яхши көридиған вә ачкөз болидиғанлиғи йезилған (Тимотийға 2-хәт 3:1, 2). Ундақта мәсиһийләр сүпитидә, биз, Йәһваға, Муқәддәс китаптики һәқиқәткә вә бир-биримизгә болған меһир-муһәббитимизни техиму чиң қилишқа тиришишимиз керәк. Биз намукәммәл болғанлиқтин, бәзидә қериндашлиримиз билән чүшәнмәсликләр пәйда болуши мүмкин. Лекин биз бир-биримизни яхши көргәнликтин, һәрқандақ чүшәнмәсликни меһрибанлиқ билән мүмкинқәдәр тез бир тәрәп қилишқа тиришимиз (Әфәсликләргә 4:32; Колосилиқларға 3:14). Меһир-муһәббитимизниң совуп кетишигә һечқачан йол бәрмәйли! Әксичә, Йәһва Худани, униң Сөзини вә қериндашлиримизни сөйүшни давамлаштурайли.