Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Қулиғимниң аңлимиғанлиғиға қаримастин башқиларни һәқиқәткә үгәттим

Қулиғимниң аңлимиғанлиғиға қаримастин башқиларни һәқиқәткә үгәттим

Мән 1941-жили 12 йешимда чөмдүрүлүш мәрасимидин өттүм. Лекин раст десәм, 1946-жилғичә Муқәддәс китаптики һәқиқәтни толуғи билән чүшәнмидим. Қандақларчә? Өз вақиәмни ейтип берәй.

ТӘХМИНӘН 1910-жили ата-анам Тбилисидин (Грузия) Канадаға көчүп кәлгән. Улар ғәрбий Канадиниң Саскатчеван өлкисидики Пелли намлиқ йезиниң йенидики фермада яшиған. Мән 1928-жили дунияға келип, алтә балиниң кәнҗиси болдум. Дадам мән туғулуштин алтә ай бурун түгәп кәтти, апам болса, мән техи бовақ чеғимда мәрһум болди. Буниңдин узақ өтмәй, әң чоң һәдәм, Люси, 17 йешида көз жумди. Шуңа тағимиз Ник, бизгә ғәмхорлуқ қилди.

Бир қетим, дәм-дәм маңған вақтимда, аиләм мениң атниң қуйруғини тартиватқанлиғимни көрди. Улар ат мени тепиветиду дәп қорқуп, маңа җараңлиқ аваз билән: «Тохта!»— дәп вақириди. Амма мән кәйнимчә турдум вә уларниң вақириғанлиғини аңлимидим. Бәхиткә яриша, мән яриланмидим. Шу күни өйдикилирим қулиғим аңлимайдиғанлиғини билди.

Бир достумиз қулиғи аңлимайдиған башқа балилар билән биллә оқусам яхширақ болатти дәп ейтти. Шуңа Ник тағам мени Саскатчеванниң Саскатун шәһиридики паң-кекәчләр мәктивигә әвәтти. Бу мәктәп өйүмиздин жирақ болған вә мән пәқәт бәш яшта болғачқа, бәк қорққан едим. Мән аиләм билән пәқәт мәйрәмләр вақтида вә язлиқ тәтилдә көрүшәттим. Нәтиҗидә, мән ишарәт тилини үгинивелип, башқа балилар билән ойнап-күлүп жүрдүм.

ҺӘҚИҚӘТНИ ТОНУШУМ

1939-жили Марион һәдәм Билл Данилчукқа турмушқа чиқип, һәдәм Франсис иккимизни беқивалди. Аилимиздә улар Йәһва гувачилири билән биринчи болуп тәтқиқ қилишни башлиған. Тәтил вақтида өйгә кәлгинимдә, улар қолидин кәлгичә маңа Муқәддәс китаптин билгәнлирини чүшәндүрүшкә тиришқан. Улар ишарәт тилини билмигәнликтин, бир-биримизни чүшиниш тәс болған. Лекин улар Йәһва һәққидә үгиниватқанлирим маңа қаттиқ яққанлиғини байқатти. Мән улар шуғулланған иш Муқәддәс китапқа асасланғанду дәп ойлап, улар билән вәз қилишқа бараттим. Бираз вақиттин кейин мән чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халидим. Шуңа 1941-жили, 5-сентябрь күни Билл төмүр туңни қудуқтин елинған муздәк су билән толдуруп, мени чөмдүрүлүштин өткүзди.

Қулиғи аңлимиған бир топ адәм билән Кливлендта өткән вилайәтлик конгресста (Огайо штати, 1946-жил)

1946-жили язда өйгә барғинимда, биз Кливлендтики (Огайо штати, АҚШ) чоң жиғилишқа қатнаштуқ. Биринчи күни программини чүшинишим үчүн һәдилирим ейтилған ойларни вараққа йезип бәргән еди. Бирақ иккинчи күни, конгресста қулиғи аңлимайдиған бир топ адәм бар екәнлигини вә бир қериндашниң уларға ишарәт тилиға тәрҗимә қиливатқанлиғини аңлиғанда, хошаллиғим қин қинимға патмиди. Әнди нутуқни раһәтлинип «тиңшап», ахири Муқәддәс китапниң немигә үгитидиғанлиғини ениқ чүшәндим. Бу әҗайип болған!

БАШҚИЛАРНИ ҺӘҚИҚӘТКӘ ҮГИТИШИМ

Шу чағда Иккинчи дуниявий уруш әнди аяқлишип, адәмләр өз дөлитигә болған вападарлиғини дәлилләшни халиған. Лекин мән конгресстин қайтип мәктәпкә барғинимда, Йәһваға садиқ болушқа бәл бағлидим. Шуңа мән байраққа сәҗдә қилиш, гимн ейтиш вә мәйрәмләрни нишанлаштин ваз кәчтим. Шундақла мән мәктәптикиләр билән чиркоға беришниму тохтаттим. Муәллимләр буни яқтурмай, мени заңлиқ қилип, қараримни өзгәртишим үчүн маңа ялған ейтатти. Мәктәптикиләр буни байқатти, шу сәвәптин уларға гувалиқ беришкә мүмкинчилик пәйда болди. Уларниң бәзилири, шу җүмлидин Ларри Андрософф, Норман Диттрик вә Эмиль Шнайдер, һәқиқәтни қобул қилип, һазирғичә Йәһва Худаға садиқ хизмәт қилмақта.

Мән башқа шәһәрләрни арилиғанда, қулиғи аңлимайдиғанларға вәз қилишқа алаһидә көңүл бөләттим. Мәсилән, Монреальда болғанда, адәттә паңлар җәм болидиған йәргә бардим. У йәрдә мән басқунчилар топиниң әзаси болған Эдди Тагер дегән жигиткә вәз қилдим. Булту вапат болған у Квебекниң Лавал шәһиридә ишарәт тилидики җамаәттә хизмәт қилди. Шуниң билән мән Хуан Арданез дегән жигитниму учраштурдум. У қедимдики Берия шәһириниң турғунлириға охшаш әстаидил тәтқиқ қилип, биливатқанлириниң Муқәддәс китапқа асасланғанлиғиға көз йәткүзгән (Әлчиләр 17:10, 11). Уму һәқиқәткә келип, һаятиниң ахириғичә Оттава шәһиридә (Онтарио штати) ақсақал болуп хизмәт қилди.

1950-жилларда кочида вәз қилишим

1950-жили мән Ванкуверға көчүп кәттим. Мән қулиғи аңлимайдиғанларға вәз қилишни яхши көрсәмму, бир қетим кочида кетиватқанда, Крис Спайсер дегән қулиғи аңлайдиған аялға вәз қилғанлиғимни һечқачан унтумаймән. У журналларни елип турушқа йезилип, йолдиши Гари билән сөзлишишимни халиди. Мән уларниң өйигә бардим вә биз сөзлиримизни вараққа йезип, узақ «сөзлишип» олтардуқ. Андин кейин бир-биримизни бираз вақит көрмидуқ. Бирақ бирнәччә жилдин кейин улар мени Торонтода (Онтарио штати) өтүватқан конгресста тепилвалғанда һәйран қалдим. Шу күни Гари чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмәкчи еди. Бу вақиә һәрдайим вәз қилишниң муһимлиғини есимға салди. Сәвәви һәқиқәтниң уруғи қачан вә қайси йәрдә өсүп чиқидиғанлиғини билмәймизғу.

Кейин мән Саскатунға қайтип бардим. У йәрдә бир аял мени қулиғи аңлимайдиған икки гезәк қизи билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни сориди. Қизларниң исми Джин билән Джоан Роттенберглар болған. Улар бурун мән оқуған мәктәпкә берип жүргән. Көп өтмәй, иккилиси биливалған һәқиқәтләр һәққидә синипдашлириға ейтишқа башлиди. Нәтиҗидә, синипдашлириниң бәши Йәһва гувачиси болди. Уларниң бири Юнис Колин исимлиқ қиз еди. Тунҗа қетим мән уни паң балиларға арналған мәктәптики ахирқи жилимда учраштурған едим. Шу чағда Юнис маңа кәмпүт берип, дост болушни тәғдим қилди. Вақит өтүп, у һаятимдики әң әзиз инсанға айланди — у мениң рәпиқәм болди!

Юнис билән биллә (1960 вә 1989-жили)

Юнисниң аписи униң Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқанлиғини билгәндә, мәктәп мудирини униң ойини өзгәртишкә өтүнди. Амма мудир тәтқиққа арналған қураллирини еливалсиму, Юнис Йәһваға садиқ болуп қелишқа бәл бағлиди. Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә халиғанда, ата-аниси униңға: «Йәһва гувачиси болуп көргин, бирдин өйдин чиқип кетисән!»— деди. Шуңа Юнис 17 йешида өйидин кетип, бир Гувачи аилисидә пана тапти. У тәтқиқ қилишни давамлаштуруп, кейинирәк чөмдүрүлди. 1960-жили той қилғинимизда, униң ата-аниси тоюмизғиму кәлмиди. Шундақ болсиму, жиллар өтүп, улар немигә ишинидиғанлиғимизни вә балилиримизни қандақ тәрбийилигәнлигимизни көрүп, бизни һөрмәтләшкә башлиди.

ЙӘҺВА ХУДА МАҢА ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИДУ

Оғлум Николас билән аяли Дебора Лондондики Бәйтәлдә

Қулиғимиз аңлимиғанлиқтин, бизгә аңлайдиған йәттә оғулни тәрбийиләш асан болмиди. Болсиму, улар билән сөзлишиш вә һәқиқәт йолида тәрбийиләш үчүн уларға ишарәт тилини үгәттуқ. Җамаәттики қериндашлар көп ярдәм қилди. Мәсилән, бир ата-ана балилиримизниң бири Ибадәт өйидә яман сөзләрни ейтиватқанлиғини бизгә йезип бәрди. Шу сәвәптин, мәсилини дәрру һәл қилалидуқ. Һазир оғуллиримизниң төрти Джеймс, Джерри, Николас вә Стивен аилиси билән Йәһваға садиқ хизмәт қиливатиду. Төртилисиму ақсақал. Николас аяли Дебора билән Британиядики Бәйтәлдә әдәбиятларни ишарәт тилиға тәрҗимә қилишқа ярдәм бериду. Стивен болса, аяли Шаннан билән биллә АҚШтики Бәйтәлдә ишарәт тилидики тәрҗимә топида хизмәт қилиду.

Оғуллирим Джеймс, Джерри вә Стивен аяллири билән биллә һәр түрлүк йоллар билән ишарәт тилидики вәз паалийитини қоллайду

Әпсуски, баш қошқинимизға 40 жил болушиға бир ай қалғанда, Юнис рак кесилидин вапат болди. Кесәл билән күрәшкәндә, тирилишкә болған үмүт униңға мәдәт бәрди. Униң билән қайта учришидиған күнни тақәтсизлик билән күтимән.

Фэй билән Джеймс, Джерри билән Эвелин, Шаннан билән Стивен

2012-жилниң февраль ейида мән жиқилип чүшүп, ямпаш устихинимни сундурувалдим. Маңа ярдәм керәк болғанлиғини чүшинип, мән бир оғлум билән келинимниң қолиға көчүп бардим. Һазир биз ишарәт тилида өтидиған Калгари җамаитигә қатнишимиз. Мән бу җамаәттә ақсақал сүпитидә хизмәт қиливатимән. Әмәлийәттә, бу мениң ишарәт тилидики җамаәттә биринчи қетим болушум! Ундақта, мән қандақларчә шунчә көп жил давамида инглиз тилидики җамаәттә болуп, Йәһва билән мунасивитимни мәһкәм сақлалидим? Йәһва Худаниң ярдими билән. У житим балиға яр-йөләк болимән дегән вәдисини орунлиди (Зәбур 10:14). Сөзләрни қәғәзгә чүширишкә, ишарәт тилини үгинишкә вә қолидин кәлгичә тәрҗимә қилип беришкә тәйяр болғанларниң һәммисигә бәк миннәтдармән.

79 йешимда ишарәт тилида өткән пешқәдәмләргә арналған мәктәпкә қатнишишим

Башқиларниң сөзини чүшинәлмигән вә қулиғи аңлимиғанларниң еһтияҗлирини һечким чүшәнмәйдиғандәк һис қилған күнлиримму болған. Шундақ чағларда мән бәк терикип, чүшкүнлүккә берилишимгә аз қалғанда, әлчи Петрусниң Әйсаға ейтқан сөзлири һәққидә ойлаттим. У: «Һакимдаримиз, биз кимгә баримиз? Мәңгүлүк һаят сөзлири сениңдиғу»,— дәп ейтқан (Йоһан 6:66—68). Һәқиқәт йолида көп жил давамида жүргән қулиғи аңлимайдиған көплигән башқа қериндашларға охшаш, мәнму сәвирчан болушқа үгәндим. Йәһва Худа билән униң тәшкилатиға тайинишниму үгинип, кейин буниң мевисини көрдүм. Һазир өз тилимда нәччә түрлүк әдәбиятлар көп вә америкилиқ ишарәт тилида өтидиған җамаәт учришишлири билән регионлуқ конгрессларға қатнишалайдиғанлиғимға интайин хурсәнмән. Һәқиқәтән, мән улуқ Худайимиз Йәһваға хизмәт қилип, бәхитлик вә мәналиқ һаят кәчүрдүм дәп ейталаймән.