Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Дүшминиңизни яхши биләмсиз?

Дүшминиңизни яхши биләмсиз?

«Биз [Шәйтанниң] һийлә-амаллиридин бехәвәр әмәсмиз» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 2:11).

НАХШИЛАР: 49, 27

1. Адәм ата билән Һава ана гуна қилғандин кейин, Йәһва дүшминимиз һәққидә немиләрни ашкарә қилди?

 АДӘМ АТА иланниң сөзләлмәйдиғанлиғини яхши билгән. Шуңа у Һава ана билән иланниң сөзлигәнлигини аңлиғанда, униңға илан әмәс, роһий мәвҗудат сөзлигәнлигини чүшәнгән болуши мүмкин (Яритилиш 3:1—6). Адәм ата билән Һава ана бу мәвҗудатниң ким екәнлигини билмигән. Шуниңға қаримастин, Адәм ата мошу натонуш шәхскә әгишип, асмандики көйүмчан Атисиға қарши чиққан (Тимотийға 1-хәт 2:14). Йәһва Худа шу һаман бу рәзил дүшмән һәққидә бәзи нәрсиләрни ашкарә қилип, ахирида уни йоқ қилидиғанлиғини вәдә қилған. Лекин Йәһва шу вақит кәлгичә, илан арқилиқ сөзлигән бу роһниң Худани яхши көридиғанларниң һәммисигә қарши чиқидиғанлиғини ейтқан (Яритилиш 3:15).

2, 3. Мәсиһ кәлгичә бу дүшмән һәққидә немә үчүн шунчә аз мәлуматлар ашкариланған?

2 Йәһва Униңға қарши чиққан пәриштиниң исмини ейтмиған a (Изаһәткә қараң). Ерәм беғидики исияндин кейин 2500 жил өткәндила, Йәһва бу исиянчиниң ким екәнлигини ашкарилиған (Аюп 1:6). У «Қаршилашқучи» дегәнни билдүридиған «Шәйтан» дегән нам билән аталған. Ибраний язмиларниң әсли нусхисида Шәйтан пәқәт Тарихнамә 1-язма, Аюп вә Зәкәрия дегән үч китаптила тилға елинған. Мәсиһ кәлгичә бу дүшмән һәққидә немә үчүн шунчә аз мәлумат ашкариланған?

3 Йәһва Ибраний язмиларда Шәйтан вә униң ишлири һәққидә көп мәлумат ашкарилимиған. Әмәлийәттә, Ибраний язмилар адәмләргә Мәсиһни тонуп, униңға әгишишкә ярдәм бериш үчүн йезилған (Луқа 24:44; Галатилиқларға 3:24). Мәсиһ кәлгәндә, Йәһва Худа Әйса вә униң шагиртлири арқилиқ Шәйтан билән униңға әгәшкән пәриштиләр һәққидә көпирәк мәлумат бәргән b (Изаһәткә қараң). Йәһваниң шундақ қилғанлиғини чүшинишкә болиду, чүнки У Әйса билән майланғанлар арқилиқ Шәйтанни вә униң тәрәпдарлирини йоқ қилиду (Римлиқларға 16:20; Вәһий 17:14; 20:10).

4. Иблистин немә үчүн қорқмаслиғимиз керәк?

4 Әлчи Петрус Шәйтан Иблисниң «ширдәк һөкирәп» жүридиғанлиғини ейтқан. Әлчи Йоһан болса, уни «илан» вә «әҗдиһа» дәп атиған (Петрусниң 1-хети 5:8 ЙД; Вәһий 12:9). Амма биз Иблистин қорқмаслиғимиз керәк. Сәвәви униң күчи чәклик (Яқуп 4:7ни оқуң). Буниңдин башқа, бизни Йәһва, Әйса вә садиқ пәриштиләр һимайә қилиду. Уларниң ярдими билән биз дүшминимизгә қарши туралаймиз. Шундақ болсиму, биз үч муһим соалниң җававини билишимиз керәк: Шәйтанниң тәсири қанчилик күчлүк? Шәйтан адәмләргә қандақ тәсир қилишқа уруниду? У немини қилалмайду? Келиңлар, бу соалларниң җававини тепип, қандақ савақ алалайдиғанлиғимизни муһакимә қилайли.

ШӘЙТАННИҢ ТӘСИРИ ҚАНЧИЛИК КҮЧЛҮК?

5, 6. Инсаний һөкүмранлар әң муһим өзгәртишләрни немә үчүн қилалмайду?

5 Көплигән пәриштиләр Шәйтан тәрәптә туруп, Худаға қарши исиян көтәргән. Топан сүйидин бурун Шәйтан уларниң бәзилирини аяллар билән җинсий мунасивәттә болушқа аздурған. Муқәддәс китап буни символлуқ тил билән тәсвирләп, әҗдиһаниң «асман юлтузлириниң үчтин бир қисмини йәргә сөрәп» елип кәткәнлигини ейтқан (Яритилиш 6:1—4; Йәһуда 6; Вәһий 12:3, 4). Бу пәриштиләр Худаниң аилисини ташлап кәткәндә, улар Шәйтанниң алиқиниға чүшкән. Биз бу исиянчи пәриштиләрниң арисида һечқандақ тәртип йоқ дәп қаримаслиғимиз лазим. Шәйтан Худаниң Падишалиғиға охшап кетидиған өзиниң көзгә көрүнмәйдиған падишалиғини орнатқан. Шәйтан өзи падиша болуп, җинларни тәшкилләп вә уларға һоқуқ берип, уларни дунияниң үстидин һөкүмранлиқ қилишқа қойған (Әфәсликләргә 6:12).

6 Шәйтан өзиниң тәшкилати арқилиқ инсаний һөкүмәтләрни башқуриду. Биз буниңға ишинимиз, чүнки Шәйтан Әйсаға «зәминниң барлиқ падишалиқлирини көрситип: “Мән саңа уларниң үстидин барлиқ һакимийәтни вә уларниң шан-шөһритини беримән, чүнки бу һакимийәт маңа тапшурулған һәм мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән”»,— деди (Луқа 4:5, 6). Көплигән һөкүмәтләр өз пухралириниң әһвалини яхшилашқа тиришиду. Бәзи һөкүмранлар чин жүрәктин адәмләргә ярдәм беришни халайду. Лекин инсаний һөкүмранларниң қолидин әң муһим өзгәртишләрни қилиш кәлмәйду (Зәбур 146:3, 4; Вәһий 12:12).

7. Шәйтан инсаний һөкүмәтләрни ишләткәндин сирт, ялған дин вә сода-сетиқ түзүлмисини қандақ ишлитиду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

7 Шәйтан билән җинлар пүтүн дунияни, йәни инсанийәтни, аздуруш үчүн ялған дин вә сода-сетиқ түзүлмисини қоллиниду (Вәһий 12:9). Шәйтан сахта дин арқилиқ Йәһва һәққидә ялғанчилиқларни тарқитиду. У һәтта Худаниң исмини йошурмақчи болған (Йәрәмия 23:26, 27). Нәтиҗидә Худаға ибадәт қиливатимән дәп ойлайдиған бәзи сәмимий кишиләр әмәлийәттә җинларға сәҗдә қилмақта (Коринтлиқларға 1-хәт 10:20; Коринтлиқларға 2-хәт 11:13—15). Шәйтан сода-сетиқ түзүлмиси арқилиқ адәмләрни алдайду. У пул вә мал-дуния адәмни бәхиткә ериштүриду дегәнгә ишәндүрүшни халайду (Пәнд-нәсиһәтләр 18:11). Буниңға ишинидиған адәмләр өмүрвайәт Худаға әмәс, «байлиққа» хизмәт қилиду (Мәтта 6:24). Улар илгири Худани яхши көргән болсиму, мал-дунияға болған меһир-муһәббити Худаға болған меһир-муһәббитини йоққа чиқириду (Мәтта 13:22; Йоһанниң 1-хети 2:15, 16).

8, 9. а) Адәм ата билән Һава аниниң вә исиянчи пәриштиләрниң иш-һәрикитидин қандақ икки муһим нәрсини үгинәләймиз? ә) Дунияни Шәйтан башқуруватқанлиғини билиш бизгә қандақ пайда әкелиду?

8 Адәм ата билән Һава аниниң вә исиянчи пәриштиләрниң иш-һәрикәтлиридин биз икки муһим нәрсини үгинәләймиз. Биринчи, пәқәт иккила таллишимиз бар: бири Йәһва тәрәптә туруш, йәнә бири Шәйтан тәрәптә туруш (Мәтта 7:13). Иккинчи, Шәйтанниң тәрипидә турғанлар наһайити аз пайдиға еришкән. Мәсилән, Адәм ата билән Һава ана неминиң яхши, неминиң яман екәнлигини өзлири қарар қилиш пурситигә егә болған. Җинлар болса инсаний һөкүмәтләргә мәлум дәриҗидә тәсир қилиш һоқуқиға еришкән (Яритилиш 3:22). Амма Шәйтан тәрәптә туруш һәрдайим яман ақивәткә елип бариду. Әмәлийәттә, униң биз үчүн һечқандақ пайдиси йоқ! (Аюп 21:7—17; Галатилиқларға 6:7, 8).

9 Дунияни Шәйтаниң башқуруватқанлиғини билиш бизгә қандақ пайда әкелиду? Бу бизгә инсаний һөкүмәтләргә тоғра көзқарашта болушқа ярдәм берип, хуш хәвәрни җакалашқа дәвәт қилиду. Йәһва һөкүмәт әмәлдарлириниң һоқуқини һөрмәтлишимизни халайду (Петрусниң 1-хети 2:17). Һөкүмәтниң қанунлири Худаниң тәләплиригә қарши болмиса, У бизниң шу қанунларға бойсунушимизни күтиду (Римлиқларға 13:1—4). Бирақ биз бетәрәпликни сақлишимиз вә һечқандақ сәясий партияни қоллимаслиғимиз керәклигини билимиз (Йоһан 17:15, 16; 18:36). Шәйтанниң Худаниң исмини йошуруп, Униң нам-абройиға дағ тәккүзмәкчи болғанлиғини билгәнликтин, адәмләргә Худа һәққидә һәқиқәтни үгитиш үчүн бар күчимизни салимиз. Биз Йәһва гувачилири дәп аталғанлиғимиз вә Худаниң исмини ишләткәнлигимиздин пәхирлинимиз. Худани яхши көрүш пул яки мал-дунияни яхши көрүштин көп әвзәл (Йәшая 43:10; Тимотийға 1-хәт 6:6—10).

ШӘЙТАН БАШҚИЛАРҒА ҚАНДАҚ ТӘСИР ҚИЛИШҚА ТИРИШИДУ?

10—12. а) Шәйтан йәмчүкни ишлитип, пәриштиләрни қандақ езиқтурған болуши мүмкин? ә) Пәриштиләрниң иш-һәрикитидин қандақ савақ алимиз?

10 Шәйтан башқиларға тәсир қилиш үчүн үнүмлүк усулларни қоллиниду. Өз мәхситигә йетиш үчүн у бәзидә йәмчүкләрни ишлитип, бизни аздуриду яки бизни қорқутиду.

11 Шәйтан йәмчүкни ишлитип, көплигән пәриштиләрни аздурған. Бәлким, қандақ аздурушқа болидиғанлиғини билиш үчүн, у узун вақит уларни күзитип жүргән. Бәзи пәриштиләр униң қармиғиға илинип, аяллар билән җинсий мунасивәттә болған. Улардин туғулған рәзил, ғайәт зор адәмләр өп-чөрисидикиләргә зораванлиқ қилған (Яритилиш 6:1—4). Шәйтан пәриштиләрни җинсий әхлақсизлиқ билән езиқтурғандин сирт, уларни пүткүл инсанийәткә һөкүмранлиқ қилишқа қойидиғанлиғини вәдә қилған болуши мүмкин. Бәлким, бу арқилиқ Шәйтан Йәһваниң «аялниң әвлади» һәққидә ейтқан бәшаритиниң әмәлгә ешишиға тосқунлуқ қилишни халиған (Яритилиш 3:15). Лекин Йәһва буниңға йол қоймиған еди. У Топан сүйини әвәтип, Шәйтан билән җинларниң планини бузувәткән.

Шәйтан бизни җинсий әхлақсизлиқ, шөһрәтпәрәслик вә ғәйритәбиий күчләр арқилиқ аздурушқа тиришиду (12, 13-абзацларға қараң)

12 Биз буниңдин қандақ савақ алимиз? Җинсий әхлақсизлиқ вә шөһрәтпәрәслик — Шәйтанниң үнүмлүк тузақлири. Шәйтанға әгәшкән пәриштиләр узун вақит асманда Худаниң йенида болған болсиму, уларниң нурғунлири яман һәвәслириниң пәйда болушиға йол қоюп, кейин бу яман һәвәслири техиму күчийип кәткән. Шуңа биз буни әстин чиқармайли: Йәһваға қанчилик узун вақит хизмәт қилишимиздин қәтъийнәзәр, жүригимиздә яман һәвәсләр йилтиз тартиши мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 10:12). Шу сәвәптин биз дайим жүригимиздә немә барлиғини тәкшүрүп, һәрқандақ әхлақсиз ой-хияллар вә тәкәббурлуқтин жирақ турушимиз лазим (Галатилиқларға 5:26; Колосилиқларға 3:5ни оқуң).

13. Шәйтан йәнә қандақ йәмчүкни ишлитиду вә униңдин қандақ нери туралаймиз?

13 Шәйтан ишлитидиған йәнә бир йәмчүк — ғәйритәбиий күчләргә болған қизиқиш. Адәмләрниң җинларға болған қизиқишини ойғитиш үчүн у ялған дин вә оюн-тамашини қоллиниду. Бәзи фильмлар, электронлуқ оюнлар вә башқа оюн-тамашә түрлири ғәйритәбиий күчләрни қизиқарлиқ қилип көрситиши мүмкин. Бу тузаққа чүшиштин қандақ сақлиналаймиз? Биз Йәһваниң тәшкилати оюн-тамашә түрлириниң қайсиси яхши, қайсиси яман екәнлигиниң тизимини йезип бериду дәп күтмәслигимиз керәк. Йәһваниң принциплириға асаслинип тоғра қарар чиқиришимиз үчүн, вижданимизни тәрбийилишимиз лазим (Ибранийларға 5:14). Худаға болған меһир-муһәббитимиз сахта болмиса, биз дана қарарларни чиқиралаймиз (Римлиқларға 12:9). Сахтипәз адәм көз боямчилиқ қилип, сөзи билән һәрикитидә пәриқлиниду. Ундақта оюн-тамашә түрини таллиғанда бу һәққидә ойлинип көрүң: «Башқиларға үгитиватқан принципларни өзүм қоллинимәнму? Әгәр Муқәддәс китапни үгиниватқан киши яки қизиқиш көрсәткән адәм мән таллиған оюн-тамашиләрни көрсә, немә ойлиши мүмкин?» Башқиларға үгитидиған принципларға өзүмиз әмәл қилсақ, Шәйтанниң тузиғидин қечиш асанирақ болиду (Йоһанниң 1-хети 3:18).

Шәйтан бизгә паалийитимизни мәнъий қилиш, синипдашларниң бесими вә туққанларниң қарши чиқиши арқилиқ күч көрситишкә тиришиду (14-абзацқа қараң)

14. Шәйтан бизни қандақ қорқутиши мүмкин вә униңға қандақ қарши туралаймиз?

14 Шәйтан Йәһваға болған садиқлиғимизни йоқитишимиз үчүн бизни қорқутушни халайду. Мәсилән, у һөкүмәтләрни вәз паалийитимизни мәнъий қилишқа дәвәт қилиши мүмкин. Йә болмиса, хизмәтдашлиримиз яки синипдашлиримизға тәсир қилип, улар бизни Муқәддәс китапниң тәләплиригә мас яшиғанлиғимиз үчүн заңлиқ қилиду (Петрусниң 1-хети 4:4). Шәйтан һәтта бизниң ишәнмәйдиған туққанлиримизға тәсир қилалайду. Нийити яхши болғини билән, улар бизниң җамаәт учришишлириға беришимизға тосалғулуқ қилиши мүмкин (Мәтта 10:36). Мундақ усуллар билән қорқутқанда, Шәйтанға қарши туруш үчүн немә қилалаймиз? Шәйтанниң биз билән җәң қиливатқанлиғини билгәнликтин, биз униң һуҗум қилғанлиғиға һәйран қалмаслиғимиз керәк (Вәһий 2:10; 12:17). Шундақла биз шуни әстә сақлишимиз керәкки, Шәйтан бизниң Йәһваға пәқәт өзүмизгә асан болғандила ибадәт қилип, қийинчилиқларға дуч кәлгәндә Униңдин үз өрүдиғанлиғимизни ейтқан (Аюп 1:9—11; 2:4, 5). Буниңдин башқа, биз һәрдайим Йәһвадин күч сорап дуа қилишимиз керәк. У бизни һечқачан ташлимайдиғанлиғини ядимизда тутайли (Ибранийларға 13:5).

ШӘЙТАН НЕМИНИ ҚИЛАЛМАЙДУ?

15. Шәйтан бизни халимайдиған нәрсимизни қилишқа мәҗбурлаламду? Чүшәндүрүп бериң.

15 Шәйтан адәмләрни улар халимайдиған нәрсини қилишқа мәҗбурлалмайду (Яқуп 1:14). Бу дуниядики көп адәмләр өзлириниң Шәйтанниң тәрипидә болғанлиғини һәтта билмәйду. Һәқиқәтни тонуғанда, адәм йә Йәһваниң, йә Шәйтанниң тәрипини таллиши зөрүр (Әлчиләр 3:17; 17:30). Әгәр биз Худаға итаәт қилишқа бәл бағлисақ, Шәйтан садиқлиғимизни бузалмайду! (Аюп 2:3; 27:5).

16, 17. а) Шәйтан вә җинлар йәнә қандақ ишларни қилалмайду? ә) Йәһваға үнлүк авазда дуа қилиштин немишкә қорқмаслиғимиз керәк?

16 Шәйтан вә җинлар қилалмайдиған башқа ишларму бар. Мәсилән, Муқәддәс китапта улар бизниң қәлбимиз билән ой-хиялимизни көрәләйдиғанлиғи йезилмиған. Буни пәқәт Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ қилалайду (Самуилниң 1-язмиси 16:7; Марк 2:8). Ундақта, үнлүк авазда сөзлисәк яки дуа қилсақ, Иблис билән җинлар бизни аңлап қелип, кейин шу сөзлиримизни бизгә қарши ишлитиду дәп қорқушимиз керәкму? Яқ! Немишкә? Мәсилән, биз Иблис көрүп қалиду дәп, Йәһваға болған хизмитимиздә яхши ишларни қилиштин қорқмаймиз. Шуниңға охшаш, Иблис аңлап қелиши мүмкин дәп, үнлүк авазда дуа қилиштин қорқмаслиғимиз керәк. Буниңдин башқа, Муқәддәс китапта Худа хизмәтчилири аваз чиқирип дуа қилғанлиғиниң көп мисаллири йезилған. Уларниң Иблис аңлап қалиду дәп қорққанлиғи һәққидә һеч йәрдә йезилмиған (Падишалар 1-язма 8:22, 23; Йоһан 11:41, 42; Әлчиләр 4:23, 24). Әгәр Йәһва мақул көридиған усулда сөзләп, һәрикәт қилишқа тиришсақ, Униң Иблис бизни мәңгү һаяттин мәһрум қилишиға йол қоймайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Зәбур 34:7ни оқуң).

17 Биз дүшминимизни яхши тонушимиз керәк. Бирақ биз униңдин қорқмаслиғимиз лазим. Намукәммәл болсақму, Йәһваниң ярдими билән биз Шәйтанни йеңәләймиз! (Йоһанниң 1-хети 2:14) Униңға қарши турсақ, у биздин қачиду (Яқуп 4:7; Петрусниң 1-хети 5:9). Бүгүнки күндә Шәйтан болупму яшларға һуҗум қилиду. Улар Иблисниң һуҗумлириға қандақ қарши туралайду? Буни келәрки мақалидә көрүп чиқимиз.

a Муқәддәс китапта бәзи пәриштиләрниң исми йезилған (Һакимлар 13:18; Даниял 8:16; Луқа 1:19; Вәһий 12:7). Униңда йәнә һәрбир юлтузниң исми барлиғи ейтилған (Зәбур 147:4). Буниңдин Йәһваниң пәриштиләрниң һәммисигә, һәтта Шәйтанға айланған пәриштигиму, исим қойғанлиғини көрүвелишкә болиду.

b Ибраний язмиларниң әсли нусхисида «Шәйтан» дегән нам-унван 18 қетим, Мәсиһий грек язмилирида болса, тәхминән 30 қетим учрайду.