Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһва «һосул бәргүчә сәвир қилидиған кишиләрни» яхши көриду

Йәһва «һосул бәргүчә сәвир қилидиған кишиләрни» яхши көриду

«Яхши йәрдикиләр болса ... сөзни аңлап, уни сақлайду һәм тәқабиллиқ көрситип мевиләрни бериду» (ЛУҚА 8:15).

НАХШИЛАР: 44, 10

1, 2. а) Қериндашларниң адәмләр хуш хәвәрни тиңшимайдиған районда вәз қиливатқанлиғи немишкә бизгә тәсәлли бериду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Әйса өз жутида вәз қилиш һәққидә немә дегән? (Изаһәткә қараң.)

 СЕРДЖО ВӘ ОЛИНДА исимлиқ әр-аял Қошма Штатларда толуқ вақитлиқ хизмәт қилиду. Һәр иккилиси 80 яштин ашқан. Путлири ағриғанлиқтин, улар үчүн меңиш қийин, амма буниңға қаримастин, улар өз адити бойичә әтигәндә саат йәттидә көп адәм жүридиған мәйданға чиқиду. Улар бекәтниң йенида туруп, өтүватқан адәмләргә әдәбиятларни бериду. Көп адәм уларға писәнт қилмисиму, Серджо билән Олинда шу орнидин кәтмәй, уларға қариған адәмләргә күлүмсирәйду. Чүштә болса, улар аста-аста өйигә қайтиду. Әтиси әтигәндә саат йәттидә улар қайтидин бекәткә бариду. Шундақ қилип, улар жил бойи һәптисигә алтә күн вәз қилиду.

2 Серджо билән Олиндаға охшаш садиқ қериндашлиримиз аз әмәс. Көп адәм тиңшимисиму, улар өзлири яшиған йәрдә нурғун жил вәз қилишни давамлаштуриватиду. Бәлким, сизму шундақ районда хизмәт қилидиғансиз. Қийинчилиқларға қаримастин, сәвирчанлиқ билән вәз қилип жүргиниңизни махташқа әрзийду! a (Изаһәткә қараң.) Сизниң үлгиңиз нурғун қериндашларни, һәтта тәҗрибилик қериндашларниму, илһамландуриду. Бәзи наһийилик назарәтчиләр мундақ дәйду: «Мундақ садиқ қериндашлар билән вәз қилиш маңа күч-қувәт бериду». «Уларниң садақәтмәнлиги мени сәвирчанлиқ вә җасарәт билән вәз хизмитини давамлаштурушқа дәвәт қилиду». «Бу қериндашларниң үлгиси жүригимдә иллиқ бир сезимни пәйда қилиду».

3. Қайси үч соалға җавап тапимиз вә немә үчүн?

3 Мошу мақалидә биз үч соалға җавап алимиз: Немишкә бәзидә чүшкүн болимиз? Мевә бериш немини билдүриду? Сәвирчанлиқ билән мевә беришимизгә немә ярдәм бериду? Бу соалларниң җававини билиш бизни Әйса тапшурған вәз ишини давамлаштурушқа үндәйду.

НЕМӘ ҮЧҮН РОҺУМИЗ ЧҮШИШИ МҮМКИН?

4. а) Йәһудийларниң қаршилиғиға дуч кәлгәндә, Паул қандақ һис-туйғуда болған? ә) Паул өзини немә үчүн шундақ һис қилди?

4 Райониңиздики адәмләр Падишалиқ хуш хәвирини аңлиғуси кәлмигәндә, чүшкүнлүккә чүшкән вақтиңиз болғанму? Шундақ болса, сиз әлчи Паулниң һис-туйғулирини чүшинәләйсиз. У тәхминән 30 жилчә вәз қилип, көп адәмниң мәсиһий болушиға ярдәмләшкән (Әлчиләр 14:21; Коринтлиқларға 2-хәт 3:2, 3). Амма уларниң ичидә йәһудийлар көп әмәс еди. Йәһудийларниң көпинчиси Паулниң сөзлиригә қулақ селишни рәт қилип, бәзилири һәтта униңға зиянкәшлик қилған (Әлчиләр 14:19; 17:1, 4, 5, 13). Мундақ яман муамилигә учриғанда, Паул қандақ һиссиятта болған? У: «Қәлбимдә зор қайғу һәм түгимәс дәрдим бар»,— деди (Римлиқларға 9:1—3). Паул өзини немә үчүн шундақ һис қилди? Сәвәви у вәз қилишни вә адәмләрни бәк яхши көргән. У һәқиқәтән йәһудийларға көңүл бөлгән вә улар Худаниң рәһимидин ваз кәчкәндә қайғурған.

5. а) Бизни вәз қилишқа немә дәвәт қилиду? ә) Бәзидә қәлбимизниң азаплиниши немә үчүн һәйран қаларлиқ әмәс?

5 Паулға охшаш, бизму адәмләрни яхши көргәнликтин вә уларға ярдәм беришни халиғанлиқтин, вәз қилимиз (Мәтта 22:39; Коринтлиқларға 1-хәт 11:1). Йәһваға хизмәт қилиш һаят кәчүрүшниң әң яхши йоли екәнлигини өз тәҗрибимиздин билимиз. Биз башқиларниңму турмушини яхшилиталайдиғанлиғини көрүп-йетишигә ярдәм беришни халаймиз! Шуниң үчүн биз уларни Йәһва Худа вә Униң инсанийәт үчүн немини мәхсәт қилғанлиғи һәққидә билим елишқа дәвәт қилимиз. Бу худди биз уларға чирайлиқ соғини сунуп: «Буни қобул қилиң»,— дегәнгә охшайду. Шу сәвәптин улар бу соғини рәт қилғанда, бизниңму Паулға охшаш қәлбимиз азаплинидиғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс. Биз етиқадимиз аҗиз болғанлиқтин әмәс, адәмләрни сәмимий яхши көргәнликтин азаплинимиз. Шуңа бәзидә көңлүмиз йерим болсиму, биз давамлиқ вәз қилимиз. Биз өзүмизни 25 жилдин көпирәк вақит пионер болуп хизмәт қилидиған Еленадәк сезишимиз мүмкин. У: «Гәрчә, мән үчүн вәз қилиш наһайити қийин болсиму, буниңдин артуқ иш йоқ»,— дегән.

МЕВӘ БЕРИШ НЕМИНИ БИЛДҮРИДУ?

6. Һазир қайси соални муһакимә қилимиз?

6 Қәйәрдә вәз қилишимиздин қәтъийнәзәр, хизмәттә үнүмлүк болалаймиз. Немишкә буниңға ишәнчимиз камил? Бу соалға җавап бериш үчүн, Әйсаниң мевә бериш тоғрисида ейтқан икки тәмсилини көрүп чиқайли (Мәтта 13:23). Биринчиси — үзүм ғоли һәққидә тәмсил.

7. а) Әйсаниң тәмсилидики «дехан», «үзүм ғоли» вә «шахлар» кимни билдүриду? ә) Биз йәнә қандақ соалниң җававини тепишимиз лазим?

7 Йоһан 15:1—5, 8ни оқуң. Әйса чүшәндүргәндәк, бу тәмсилдики «дехан» Йәһвани, «үзүм ғоли» яки «үзүм тели» Әйсани, «шахлар» болса шагиртлирини көрситиду b (Изаһәткә қараң). Андин кейин Әйса әлчилиригә: «Силәр көп мевә бәрсәңлар һәм мениң шагиртлирим екәнлигиңларни дәлиллисәңлар, Атам шуниң билән улуқлиниду»,— деди. Ундақта мевә бериш немини билдүриду? Бу тәмсилдә Әйса мевиниң нәқ немә екәнлигини демигән, лекин мошу соалға җавап тепишқа ярдәм беридиған жип учини көрсәткән.

8. а) Әйсаниң тәмсилидики «мевә бериш» дегән сөз немишкә шагирт тәйярлашни билдүрмәйду? ә) Йәһва биздин қандақ ишни қилишни тәләп қилиду?

8 Әйса Атиси тоғрисида: «У мениңдики мевә бәрмәйдиған һәрқандақ бәргини [шахни, ЙД] кесип ташлайду»,— дәп ейтқан. Башқичә ейтқанда, биз мевә бәргәндила, Йәһваниң хизмәтчиси болалаймиз (Мәтта 13:23; 21:43). Демәк, бу тәмсилдә мевә бериш дегинимиз шагирт тәйярлашни билдүрәлмәйду (Мәтта 28:19). Әгәр шуни билдүрсә, садиқ қериндашлар бирсигә Әйсаниң шагирти болушқа ярдәм бериш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәтсиму, лекин һечқандақ нәтиҗиси болмиса, мевә бәрмәйдиған шахлардәк болатти. Бирақ бу ундақ әмәс! Немә үчүн? Чүнки биз адәмләрни шагирт болушқа мәҗбурлалмаймиз. Йәһва — меһир-муһәббити мол Худа. У һечқачан қолумиздин кәлмәйдиған ишларни қилишни тәләп қилмайду. Әксичә, У биз қилалайдиған ишларни тәләп қилиду (Қанун шәрһи 30:11—14).

9. а) Мевә бериш немини билдүриду? ә) Һазир қандақ тәмсилни қараштуримиз?

9 Мевә бериш дегинимиз немини билдүриду? Бу мевә һәммимиз қилалайдиған бир иш болуши керәк. Ундақта, бу иш немә? Бу иш — Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилиш c (Изаһәткә қараң) (Мәтта 24:14). Әйсаниң дехан тоғрисидики тәмсилидин буни ениқ көрүвелишкә болиду. Һазир шу тәмсилни көрүп бақайли.

10. а) Әйсаниң тәмсилидики уруқ вә йәр немини билдүриду? ә) Буғдай башиғи қандақ мевә бериду?

10 Луқа 8:5—8, 11—15ни оқуң. Дехан тоғрилиқ тәмсилдә Әйса уруқниң «Худаниң сөзи», йәни Худа Падишалиғи һәққидики хәвәрни билдүридиғанлиғини чүшәндүргән еди. Йәр адәмниң жүригини билдүриду. Яхши йәргә чүшкән уруқ йилтиз тартип, көкләп өсүп чиқиду. Кейин у «100 һәссә» мевә берипту. Әгәр уруқтин буғдай башақлиса, у қандақ мевә бериду? Ушшақ башақларниму? Яқ, у йеңи дан яки уруқларни бериду. Андин шу уруқлар йәнә өсүп буғдай башақлири болиду. Мәзкүр тәмсилдә бир уруқ 100 һәссә мевә бәргән. Мошу бизниң хизмитимиз һәққидә немини үгитиду?

Биз қандақларчә сәвирчанлиқ билән мевә берәләймиз? (11-абзацқа қараң)

11. а) Дехан һәққидики тәмсилдин вәз хизмитимиз һәққидә немини биливалдуқ? ә) Биз қандақларчә йеңи уруқни берәләймиз?

11 Мәсиһий ата-анимиз яки башқа Гувачилар биринчи қетим бизгә Худа Падишалиғи һәққидә үгәткәндә, бу худди яхши йәргә уруқ чачқандәк болған. Улар хәвәргә қулақ салғанлиғимизни көргәндә, бәк хошал болған. Шу уруқ өсүп, мевә беришкә тәйяр болған. Жуқурида тилға елинған буғдай башиғи мевә сүпитидә йеңи башақларни әмәс, уруқларни бериду. Шуниңға охшаш, биз беридиған мевә — йеңи шагиртлар әмәс, йеңи Падишалиқ уруғи d (Изаһәткә қараң). Йеңи Падишалиқ уруғини қандақ беримиз? Һәр қетим Худа Падишалиғи һәққидә ейтқанда, биз өз жүригимизгә терилған уруқни көпәйтип, уларни қайта чачқандәк болумиз (Луқа 6:45; 8:1). Шуңа Падишалиқ тоғрисида вәз қилғанда, биз сәвирчанлиқ билән мевиләрни беримиз.

12. а) Әйсаниң үзүм ғоли билән дехан һәққидә ейтқан тәмсиллиридин немини үгинимиз? ә) Бу тәмсилни чүшәнгәндә сиз қандақ һиссиятта болдиңиз?

12 Әйса ейтқан үзүм ғоли билән дехан һәққидики тәмсилләрдин немини үгинимиз? «Мевә беришниң» адәмниң хуш хәвәргә қулақ салған-салмиғанлиғи билән һечқандақ бағлиниши йоқ. Бу бизниң давамлиқ вәз қилған-қилмиғанлиғимизға бағлиқ. Паулму буниңға охшап кетидиған сөзләрни ейтқан: «Һәрқайсиси өз мукапитини әмгигигә қарап алиду» (Коринтлиқларға 1-хәт 3:8). Йәһва Худа әмгигимизниң нәтиҗисини әмәс, әмгигимизниң өзини мукапатлайду. 20 жил пионер болған Матильда исимлиқ қериндишимиз мундақ дәйду: «Йәһваниң тиришчанлиғимизни мукапатлайдиғанлиғини билиш маңа зор хошаллиқ беғишлайду».

СӘВИРЧАНЛИҚ БИЛӘН МЕВӘ БЕРИШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШИМИЗ КЕРӘК?

13, 14. Римлиқларға 10:1, 2 айәткә асасланғанда, Паул немә сәвәптин вәз қилишни һәргиз тохтатмиған?

13 Сәвирчанлиқ билән мевә беришимизгә немә ярдәм бериду? Паулниң мисалиға қарап бақайли. Билгинимиздәк, йәһудийлар Падишалиқ һәққидики хәвәрни рәт қилғанда, у азапланған еди. Амма у бу хәлиқкә вәз қилишни тохтатмиған. Паул йәһудийларға болған көзқаришини мундақ тәсвирлигән: «Жүрәк истигим ... уларниң қутқузулуши... . Уларға гувалиқ қилимәнки, уларда Худаға қизғинлиқ бар, бирақ тоғра билим билән мувапиқлиқта әмәс» (Римлиқларға 10:1, 2). Немә үчүн Паул вәз ейтишни тохтатмиған?

14 Биринчидин, Паул йәһудийларға вәз қилишни «бәкму арзу қилғанлиқтин», шу ишни тохтатмиған. Чүнки у чин жүригидин уларниң қутқузулушини халиған еди (Римлиқларға 11:13, 14). Иккинчидин, Паул дуасида йәһудийлар үчүн «Худадин дайим тилигән». Йәни у Йәһвадин йәһудийларниң Падишалиқ хуш хәвирини қобул қилишиға ярдәм беришни сориған. Үчинчидин, Паул «уларда Худаға нисбәтән... қизғинлиқ бар» дәп ейтқан. У адәмләрниң яхши тәрипини көрүп, уларниң келәчәктә Йәһваниң хизмәтчилири болалайдиғанлиғини байқиған еди. Паул уларниңму өзигә охшаш қизғинлиқ билән хизмәт қилидиған мәсиһий болалайдиғанлиғини билгән.

15. Паулдин қандақ үлгә алалаймиз? Мисалларни кәлтүрүң.

15 Биз Паулдин қандақ үлгә алалаймиз? Биринчидин, биз мәңгү һаятни қобул қилишқа майил адәмләрни тепишни халаймиз. Иккинчидин, биз дуада Йәһвадин сәмимий адәмләрниң хуш хәвәрни қобул қилишиға ярдәм беришини сораймиз (Әлчиләр 13:48; 16:14). Тәхминән 30 жил толуқ вақитлиқ хизмәт қилған Сильвана: «Һәрбир өйгә кириштин авал, мән Йәһваға дуа қилип, иҗабий көзқарашни сақлашқа ярдәм беришини сораймән»,— дәйду. Биз Худаға дуа қилип, бизни тиңшайдиған адәмләрни тепишимизға пәриштиләрниң ярдәм беришини сораймиз (Мәтта 10:11—13; Вәһий 14:6). 30 жилдин көпирәк пионер болған Роберт: «Өй егилириниң күндилик турмушида немә иш йүз бериватқанлиғини яхши билидиған пәриштиләр билән биргә хизмәт қилиш кишини наһайити хошал қилиду»,— дәйду. Үчинчидин, биз адәмләрниң яхши тәрипини көрүп, уларниң келәчәктә Йәһваниң хизмәтчилири болалайдиғанлиғини көрүшкә тиришимиз. 50 жил бурун чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән Карл исимлиқ ақсақал мундақ деди: «Адәмниң сәмимийлигини көрситидиған, мәсилән, униң күлүмсириши, чирай ипадиси яки чин жүригидин соал қоюши дегәндәк кичиккинә бәлгүләрни байқашқа тиришимән». Әгәр шундақ қилсақ, Паулға охшаш, бизму сәвирчанлиқ билән мевә берәләймиз.

«ҚОЛУҢНИ ИШТИН ҚАЛДУРМА»

16, 17. а) Вәз 11:6дики сөзләрдин қандақ савақ алимиз? ә) Хуш хәвәрни ейтқинимиз бизгә диққәт қилип жүргән адәмләргә қандақ тәсир қилиши мүмкин?

16 Адәмләр бизни тиңшимайдиғандәк көрүнсиму, хуш хәвәрниң уларға чоңқур тәсир қилалайдиғанлиғини унтумаслиғимиз лазим (Вәз 11:6ни оқуң). Көп адәмләр бизни көриду. Улар бизниң әдәплик кийингәнлигимизгә, силиқ-сипайә вә достанә муамилимизгә диққәт қилиду. Вақит өткәнсири бу уларға қаттиқ тәсир қилип, у һәтта биз һәққидә яман ойда болғанларму көзқаришини өзгәртиши мүмкин. Серджо билән Олинда мошуни бешидин өткүзгән.

17 Серджо мундақ дәйду: «Бир қетим ағрип қелип, бир мәзгил мәйданға чиқалмидуқ. Биз қайтип кәлгәндә, өтүп кетиватқанларниң бири: “Немә болди, йоқап кәттиңларғу. Силәрни бәкму сеғиндуқ”»,— деди. Олинда күлүмсирәп шундақ қошти: «Автобус шоферлири қолини пулаңлитип, бәзилири: “Ярайсиләр!”— дәп вақириди. Улар һәтта журналларни сориди». Бир киши уларға гүлдәстә соға қилип, ишлири үчүн рәхмәт ейтқанда, Серджо билән Олинда бәк һәйран қалди.

18. Немә үчүн сиз сәвирчанлиқ билән мевә беришкә бәл бағлидиңиз?

18 Башқиларға Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәр ейтиштин «қолуңизни қалдурмисиңиз», «барлиқ хәлиқләргә» вәз қилиш ишиға өз һәссиңизни қошалайсиз (Мәтта 24:14). Әң муһими, Йәһваниң көңлини хурсән қилғанлиқтин, өзүңизму буниңдин хошал болисиз. У сәвирчанлиқ билән мевә беридиғанларниң һәммисини бәк яхши көриду!

a Һәтта Әйсаниң өзи өз жутида вәз қилиш қийин болғанлиғини ейтқан. Бу униң вәз хизмити һәққидики төрт китапниң һәммисидә йезилған (Мәтта 13:57; Марк 6:4; Луқа 4:24; Йоһан 4:44).

b Бу тәмсилдики «шахлар» асманда яшаш үмүти бар мәсиһийләрни билдүрсиму, Худаниң һәммә хизмәтчилири бу тәмсилдин савақ алалайду.

c «Мевә бериш» дегән ибарә «муқәддәс роһниң мевисиниму» өз ичигә елиши мүмкин. Амма мошу вә кейинки мақалидә диққитимизни «еғизниң мевисини» беришкә, йәни Йәһвани мәдһийиләп, Падишалиқ хәвирини вәз қилишқа ағдуримиз (Галатилиқларға 5:22, 23; Ибранийларға 13:15).

d Әйса бәзи вақитларда териш вә һосул жиғиш һәққидики тәмсилни шагирт тәйярлаш ишини нәзәрдә тутуп ейтқан (Мәтта 9:37; Йоһан 4:35—38).