Яшлар, Иблисқа қарши туруңлар!
«Иблисниң қәстликлиригә қарши туралишиңлар үчүн, Худадин болған қуралларни тақаңлар» (ӘФӘСЛИКЛӘРГӘ 6:11).
1, 2. а) Яшлар немә сәвәптин Шәйтан вә җинларға қарши җәңдә йеңиватиду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Биз немини муһакимә қилимиз?
ӘЛЧИ ПАУЛ Худаниң хизмәтчилирини әскәрләр билән селиштурған. Биз әскәрләрдәк урушқа қатнишимиз. Амма инсанларға әмәс, Шәйтан вә униң җинлириға қарши чиқимиз. Улар бәк күчлүк дүшмәнләр. Шу сәвәптин, әгәр биз яш болсақ, бу җәңдә ғәлибә қилишимиз мүмкин әмәстәк көрүниду. Ундақта яшлар күчлүк дүшмәнләргә қарши җәңдә йеңәләмду? Әлвәттә! Улар һазирниң өзидә йеңиватиду! Улар Йәһваниң күчигә тайинип, «Худа әта қилған қоғдиниш қураллири билән» маһир җәңчиләрдәк қураллиниду. Шуниң үчүн улар җәңгә тәйяр (Әфәсликләргә 6:10—12ни оқуң).
2 Әлчи Паул бу мисални кәлтүргәндә, римлиқ әскәрниң қандақ қуралланғанлиғи һәққидә ойлиған болса керәк (Әлчиләр 28:16). Бу мақалидә биз мошу мисални тәпсилий көрүп чиқимиз. Яш қериндашлиримизниң қурал-ярақ билән пүтүнләй қураллинишниң қийинчилиқлири вә пайдиси һәққидә немә ейтқанлиғини муһакимә қилимиз.
«ҺӘҚИҚӘТ БӘЛБЕҒИ»
3, 4. Немә үчүн Худа Сөзидики һәқиқәт римлиқ әскәрниң бәлбеғиға охшитилған?
3 Әфәсликләргә 6:14ни оқуң. Римлиқ әскәрниң бәлбеғи металл билән қапланған. Бу бәлбағ әскәрниң белини қоғдиған вә еғир савутниң мәһкәм турушиға ярдәм бәргән. Шундақла бәзи бәлбағларда қилич вә хәнҗәрни есип қойидиған җай болған. Бәлбеғини чиң бағлиған әскәр җәңгә қорқмай чиқалатти.
Худа Сөзидики һәқиқәт бизни сахта тәлимләрдин қоғдайду
4 Бәлбағқа охшаш, Худа Сөзидики һәқиқәт бизни сахта тәлимләрдин қоғдайду (Йоһан 8:31, 32; Йоһанниң 1-хети 4:1). Муқәддәс китаптин үгәнгән һәқиқәтни яхши көргинимиздә, Худаниң өлчәмлиригә мас яшаш, йәни «савутимизни» кийип жүрүш, асанирақ болиду (Зәбур 111:7, 8; Йоһанниң 1-хети 5:3). Шуниң билән, һәқиқәтни яхши чүшәнгәнсири, дүшмәнлиримиз етиқадимизға қарши чиққанда, өз етиқадимизни қоғдашқа техиму тәйяр болалаймиз (Петрусниң 1-хети 3:15).
5. Немә үчүн биз һәрқачан растчил болушимиз керәк?
5 Худа Сөзидики һәқиқәтләр биз үчүн муһим болғанлиқтин, биз Муқәддәс китаптики сөзләргә риайә қилип, һәрқачан раст гәпни ейтимиз. Ялған ейтиш — Шәйтанниң әң үнүмлүк қураллириниң бири. Ялған гәп уларни ейтқан адәмгиму, униңға ишәнгән адәмгиму зиян кәлтүриду (Йоһан 8:44). Шу сәвәптин, намукәммәл болсақму, биз ялған гәп қилмаслиққа тиришимиз (Әфәсликләргә 4:25). Шундақ қилиш асан әмәс. 18 яштики Абигейл: «Бәзидә азирақ ялғанни қошуп қойсақ, қийинчилиқтин асанла қутулалайдиғандәк көрүниду»,— дәйду. Ундақта немә үчүн Абигейл дайим растини ейтишқа тиришиду? У: «Растчил болсам, Йәһваниң көз алдида вижданим пак болиду. Ата-анам вә достлирим маңа ишиниду»,— дәйду. 23 яштики Виктория болса мундақ дәйду: «Бәзидә биз раст гәпни ейтқанда яки етиқадимизни қоғдиғанда, башқилар заңлиқ қилиши мүмкин. Амма буниң нәтиҗиси һәрдайим яхши болиду: ишәнчиңиз күчийиду, Йәһваға йеқинлишисиз вә йеқинлириңизниң һөрмитигә еришисиз». Һәрдайим «һәқиқәт бәлбеғини бағлашниң» немә үчүн шунчә муһим екәнлигини чүшинәмсиз?
«ҺӘҚҚАНИЙЛИҚ САВУТИ»
6, 7. Һәққанийлиқ немә сәвәптин савут билән селиштурулған?
6 Римлиқ әскәрниң савути адәттә япилақ төмүр парчилиридин ясалған болуп, улар әскәрниң жуқури бәдинини йепип туруши керәк еди. Шу япилақ төмүрләрни бир-бири билән бириктүрүш үчүн илмәкләр билән терә буққучлар ишлитилгән. Әскәрниң мүрисидики япилақ төмүрләрму терә буққучлар билән бағланған. Савутни кийгән әскәр әркин һәрикәтлинәлмәтти вә үстидики савутниң мәһкәм турған-турмиғанлиғини пат-пат тәкшүрүп туруши керәк еди. Амма савут әскәрниң жүрәк вә башқа әзалирини қоғдап, қилич вә оқяларниң оқидин һимайә қилған.
Бизниң даналиғимиз чәклик, өз жүригимизни қоғдалмаймиз
7 Йәһваниң һәққаний принциплири, йәни У орнатқан өлчәмләр, савутқа охшайду. Улар бизниң символлуқ қәлбимизни қоғдайду (Пәнд-нәсиһәтләр 4:23). Әскәр һечқачан өзиниң төмүр савутини аҗизирақ металлдин ясалған савутқа алмаштурматти. Шуниңдәк бизму һечқачан Йәһва яхши билән яман һәққидә бәлгүлигән өлчәмләрни өзүмизниң өлчәмлиригә алмаштурмаймиз. Бизниң даналиғимиз чәклик, өз жүригимизни қоғдалмаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6). Шу сәвәптин «савутимиз» жүригимизни қоғдаватқанлиғини пат-пат тәкшүрүп турушимиз керәк.
8. Немә үчүн Йәһваниң өлчәмлири бойичә яшишимиз керәк?
8 Бәзидә Йәһваниң өлчәмлири әркинлигиңизни чәкләп, өзүңиз халиған ишни қилишқа тосқунлуқ қилидиғандәк һис қиламсиз? 21 яштики Дэниел мундақ дәйду: «Муәллимләр вә синипдашлирим Муқәддәс китап принциплири бойичә яшиғанлиғим үчүн, мени заңлиқ қилған. Шуңа көңлүм йерим болуп жүрдүм». Һазир у қандақ көзқарашта? У мундақ дәйду: «Нәтиҗидә Йәһваниң өлчәмлири бойичә яшашниң тоғра екәнлигигә көзүм йәтти. Бәзи тәңдашлирим зәһәрлик чекимликләргә үгәнди, башқилири оқушни ташлап кәтти. Уларниң мошундақ әһвалға чүшкәнлигини көрүп, наһайити ечиндим. Бирақ Йәһва бизни һәқиқәтән қоғдап жүриду». Мэдисон исимлиқ 15 яштики қериндаш: «Йәһваниң принциплири бойичә яшап, яшлар бәк қалтис вә қизиқарлиқ дәп санайдиған ишлардин жирақ туруш асан әмәс»,— дәйду. Шуңа у бу қийинчилиқни йеңиш үчүн немә қиливатиду? Мэдисон мундақ чүшәндүрди: «Мән Йәһва гувачиси екәнлигимни есимгә салимән вә езиқтурушлар Шәйтан маңа етиватқан оқлар екәнлигини унтумаслиққа тиришимән. Аздурушни рәт қилғанда, өз-өзүмдин пәхирлинимән».
ПУТУҢЛАРҒА ТЕЧЛИҚ ХУШ ХӘВӘР ЧОРУҒИНИ КИЙИҢЛАР
9—11. а) Худаниң хизмәтчилири қандақ символлуқ аяқ кийим кийиду? ә) Вәз қилиштин қорқмаслиққа вә хиҗил болмаслиққа немә ярдәм бериду?
9 Әфәсликләргә 6:15ни оқуң. Рим әскәрлири җәңгә чиқиштин авал чоқум путиға аяқ кийиши керәк еди. Чоруқ үч қәвәт теридин ясалған болуп, узаққа чидатти. Амма бу чоруқ раһәт болуп, әскәрләр йол жүрүргәндә тейилип кәтмәй маңалатти.
10 Чоруқ әскәргә урушта ярдәм бәргән, амма бизниң символлуқ чоруғимиз «течлиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилишқа» ярдәм бериду (Йәшая 52:7; Римлиқларға 10:15). Шундақ болсиму, бәзидә вәз қилиш үчүн җасурлуқ керәк. 20 яшлиқ Роберто мундақ дәйду: «Немишкә екән өзүмму билмәймән, бурун синипдашлиримға вәз қилиштин бәкму қорқаттим. Бәлким, хиҗил болғанлиғимдин. Бирақ һазир тәңтушлиримға вәз қилишни яқтуримән».
11 Көп яшлар алдин-ала тәйярлиқ қилса, вәз қилишниң анчә қийин болмайдиғанлиғини байқиған. Сиз вәз қилишқа қандақ тәйярлиқ қилалайсиз? 16 яшлиқ Джулия мундақ дәйду: «Мәктәпкә маңғанда, сумкамға әдәбиятларни селип қойимән. Синипдашлиримниң ой-пикрини диққәт билән тиңшаймән. Кейин уларға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғим һәққидә ойлаймән. Алдин-ала тәйярлиқ қилсам, улар үчүн пайдилиқ мавзуда сөзлишәләймән». Маккензи исимлиқ 23 яшлиқ қериндишимиз болса, шундақ дәйду: «Меһрибан болуп, диққәт билән тиңшисиңиз, тәңтушлириңизниң қандақ қийинчилиқлири барлиғини биливалалайсиз. Мән тәшкилатимизниң яшлар үчүн тәйярлиған һәммә әдәбиятлирини оқуймән. Шу чағда Муқәддәс китаптин яки jw.org торбетидин уларға пайдилиқ мәслиһәтләрни тапалаймән». Вәзгә яхши тәйярлиниш раһәт вә дәл келидиған аяқни кийишкә охшайду.
ЕТИҚАТ ҚАЛҚИНИ
12, 13. Шәйтан бизгә қандақ «отлуқ оқларни» яғдуриду?
12 Әфәсликләргә 6:16ни оқуң. Рим әскириниң тик төрт булуңлуқ қалқини болған. Қалқан әскәрни мүрисидин тизиғичә йепип, уни қилич, нәйза вә оқяларниң оқлиридин қоғдиған.
13 Шәйтан сизгә қандақ «отлуқ оқларни» яғдуриду? У сизни Йәһва һәққидә ялғанларға ишәндүрүшкә тиришиши мүмкин. Шәйтан сизниң «Йәһва мени яхши көрмәйду» яки «мениң билән һечкимниң кари йоқ», дәп ойлишиңизни халайду. 19 яшлиқ Ида мундақ дәйду: «“Йәһва мениңдин жирақ, у мениң Достум болушни халимайду” дегән ойлар пат-пат келәтти». Ида шундақ ойларда болғанда, немә қилатти? У мундақ давамлаштурди: «Учришишларға қатнишиш етиқадимни мустәһкәмләйду. Бурун учришишта һечқачан җавап бәрмәттим. Чүнки ейтқанлирим һечкимни қизиқтурмайду дәп ойлаттим. Һазир болса, мән яхши тәйярлиқ қилип, учришишта икки-үч қетим җавап беришкә тиришимән. Мән үчүн бу асан әмәс, лекин җавап бәргәндә, өзүмни яхширақ һис қилимән. Қериндашларму роһумни көтириду. Һәр қетим учришиштин чиққанда, Йәһваниң мени яхши көридиғанлиғини билимән».
14. Иданиң үлгисидин қандақ савақ алалаймиз?
14 Әскәрләрниң қалқининиң чоң-кичиклиги һәрдайим охшаш болған. Амма Иданиң үлгисидин көрүшкә болидуки, иман-етиқадимиз ундақ әмәс, бәзидә етиқадимиз күчийиду, бәзидә аҗизлишиду (Мәтта 14:31; Салоникилиқларға 2-хәт 1:3). «Етиқат қалқини» бизни қоғдишини халисақ, етиқадимизни күчәйтишимиз вә мустәһкәмлишимиз керәк!
«ҚУТҚУЗУЛУШ ДУБУЛҒИСИ»
15, 16. Үмүтимизни немә үчүн дубулғиға охшитишқа болиду?
15 Әфәсликләргә 6:17ни оқуң. Рим әскириниң дубулғиси бешини, бойнини вә үзини қоғдиған. Бәзи дубулғиларниң тутқучи болуп әскәр уни қолида тутуп жүрәләтти.
16 Дубулға әскәрниң бешини қоғдиғандәк, «қутқузулушқа болған үмүтимиз» ой-пикримизни һимайә қилиду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:8; Пәнд-нәсиһәтләр 3:21). Үмүт бизгә Худаниң вәдилирини әстә тутуп, қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, роһумизниң чүшүп кәтмәслигигә ярдәм бериду (Зәбур 27:1, 14; Әлчиләр 24:15). Лекин үмүтимиз бизни қоғдишини халисақ, у тирик болуши керәк. Биз «дубулғини» қолумизда тутмай, бешимизға кийишимиз зөрүр!
17, 18. а) Дубулғимизни бешимиздин еливетишимиз үчүн, Шәйтан бизни қандақ алдиши мүмкин? ә) Шәйтанниң тузиғиға чүшмигәнлигимизни қандақ көрситәләймиз?
17 Дубулғимизни бешимиздин еливетишимиз үчүн, Шәйтан бизни қандақ алдиши мүмкин? Буниңға җавап бериш үчүн, Әйсаниң мисалини көрүп чиқайли. Кәлгүсидә Әйсаниң инсанийәткә һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини Шәйтан билгән еди. Бирақ Әйса авал азап чекип, өлүши керәк болған. Кейин у Падиша болуш үчүн Йәһва бәлгүлигән вақит-саат кәлгичә сақлиши керәк еди. Шуңа, Шәйтан Әйсаниң һөкүмран болуш үмүтиниң тезирақ әмәлгә ешишиға пурсәт яритип, әгәр Әйса униңға бирла қетим сәҗдә қилса, шу һаман уни дунияниң һөкүмрани қилидиғанлиғини вәдә бәргән (Луқа 4:5—7). Йәһва Худаниң йеңи дунияда бизгә мол бәрикәт төкүшни вәдә қилғанлиғини Шәйтан ениқ билиду. Лекин бу вәдиниң әмәлгә ешишини күтүшимиз керәк вә шу вақит кәлгичә биз қийинчилиқларға дуч келимиз. Шу сәвәптин Шәйтан бизгә һазир һузур-һалавәтлик һаят кәчүрүшкә пурсәт бериду. У бизниң авал өз мәнпәитимиз һәққидә ойлап, Худа Падишалиғиниң ишлирини иккинчи орунға қоюшимизни халайду (Мәтта 6:31—33).
18 Көп яш қериндашлиримиз Шәйтанниң тузиғиға чүшмигән. Мәсилән, 20 яшлиқ Киана: «Пәқәт Худа Падишалиғи инсанийәтниң һәммә қийинчилиқлирини һәл қилалайдиғанлиғини билимән»,— дәйду. Үмүт униң көзқариши вә һаятиға қандақ тәсир қилиду? Үмүт униңға бу дуниядики һәммә нәрсиләрниң вақитлиқ екәнлигини унтумаслиққа ярдәм бериду. Бар күчини өзиниң кәспидә утуқ қазинишниң орниға, Киана вақти билән күчини Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлайду.
«МУҚӘДДӘС РОҺНИҢ ҚИЛИЧИ»
19, 20. Худа Сөзидин пайдилиниш маһаритимизни қандақ ашуралаймиз?
19 Рим әскириниң қиличиниң узунлиғи тәхминән 50 сантиметр болған. Әскәр һәр күни мәшиқ қилғанлиқтин, қиличини маһирлиқ билән ишлитишни үгәнгән.
20 Әлчи Паул Худа Сөзини қилич билән селиштурған. Бу «қилични» бизгә Йәһва Худа бәргән. Амма етиқадимизни қоғдаш үчүн вә көзқаришимизни түзитиш үчүн, биз уни устилиқ билән пайдилинишни үгинишимиз керәк (Коринтлиқларға 2-хәт 10:4, 5; Тимотийға 2-хәт 2:15). Худа Сөзидин пайдилиниш маһаритиңизни қандақ ашуралайсиз? 21 яшлиқ Себастьян мундақ дәйду: «Муқәддәс китапни оқуғанда, һәрбир баптин бир айәтни йезип қойимән. Әң яхши көридиған айәтләрни тизимлап қойимән». Бу Себастьянға Йәһваниң пикир қилиш тәрзини яхширақ чүшинишкә ярдәм бериду. Дэниел дегән яш қериндаш: «Муқәддәс китапни оқуп, вәз хизмәттә учрайдиған адәмләргә пайдилиқ болидиған айәтләрни таллаймән. Шуни байқидимки, Муқәддәс китап һәққидә қизғинлиқ билән сөзлигәндә вә уларға ярдәм беришкә тиришқинимда, адәмләр яхши инкас қайтуриду»,— дәп ейтиду.
21. Биз Шәйтан вә җинлардин немә үчүн қорқмаслиғимиз керәк?
21 Бу мақалидә тилға елинған яшларниң үлгисидин көргинимиздәк, Шәйтан вә җинлардин қорқмаслиғимиз керәк. Гәрчә улар күчлүк болсиму, уларни йеңиш мүмкин, һәмдә улар мәңгү мәвҗут болмайду. Пат арида, Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи башланғанда, Шәйтан вә униң җинлири кишәнлинип, һечкимгә зиян йәткүзәлмәйду. Ахирида болса, улар йоқ қилиниду (Вәһий 20:1—3, 7—10). Биз дүшминимизни, униң һийлә-микирлирини вә нийитини билимиз. Шуңлашқа Йәһваниң ярдими билән биз униңға қарши туралаймиз!