Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Ахир замандики «шималий падиша»

Ахир замандики «шималий падиша»

«Ахир заман кәлгәндә, җәнубий падиша әскәр чиқирип униңға [шималий падишаға] һуҗум қилиду» (ДАН. 11:40, КТ).

49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Муқәддәс китаптики пәйғәмбәрлик сөзләрдин немиләрни биләләймиз?

 ПАТ йеқинда Йәһва Худаниң хәлқи қандақ вақиәләргә дуч келиду? Биз бу соалниң җававини билимиз. Муқәддәс китапта Худаниң хәлқи зиянкәшликкә дуч келидиғанлиғи тоғрилиқ алдин-ала йезилған. Мәсилән, Даниял китавиниң 11-бабидики пәйғәмбәрлик сөзләрдин әң күчлүк инсаний һөкүмәтләрниң немә қилидиғанлиғини биләләймиз. Бу бапта бир-биригә қариму-қарши болған икки күчлүк һөкүмәт, йәни җәнубий вә шималий падишаларниң тарихи тоғрилиқ йезилған. Бу пәйғәмбәрлик сөзниң тәңдин толиси әмәлгә ешип болған. Шуңа униң қалған қисимлириму әмәлгә ашурулидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

2. Яритилиш 3:15 вә Вәһий 11:7; 12:17дә йезилғандәк, Даниял язған пәйғәмбәрлик сөзләрни тәтқиқ қилғанда, немини ядимизда тутушимиз керәк?

2 Даниял китавиниң 11-бабидики пәйғәмбәрлик сөзләрни чүшиниш үчүн, биз бирнәрсини ядимизда тутушимиз лазим: бу айәтләрдә пәқәт Худаниң хәлқигә беваситә тәсир қилған һөкүмранлар һәққидә ейтилған. Худаниң хәлқини дуниядики инсанийәт билән селиштурғанда азла болсиму, немә үчүн улар һөкүмәтләрниң нишаниға айланған? Сәвәви Шәйтан вә униң түзүлмисиниң асасий мәхсити — Йәһва Худа вә Әйсаға хизмәт қилидиғанларни битчит қилиштур (Яритилиш 3:15 вә Вәһий 11:7; 12:17ни оқуң). Ядимизда тутидиған йәнә бирнәрсә — Даниял китавидики бәшарәт Муқәддәс китаптики башқиму бәшарәтләргә мас келиши керәк. Даниял язған пәйғәмбәрлик сөзләрни тоғра чүшиниш үчүн, уни Язмилардики башқа айәтләр билән селиштуруш муһим.

3. Мошу вә кейинки мақалидә немини көрүп чиқимиз?

3 Бу мақалидә, Даниял 11:25—39 айәтләрни көрүп чиқимиз. 1870-жилдин 1991-жилғичә җәнубий падиша вә шималий падишаниң ким болғанлиғини вә пәйғәмбәрлик сөзләрниң бу қисмиға мунасивәтлик чүшәнчимизни немә үчүн өзгәрткәнлигимизни муһакимә қилимиз. Кейинки мақалидә Даниял 11:40—12:1 айәтләрни вә бу пәйғәмбәрлик сөзләрниң 1990-жилдин башлап Армагедон урушиғичә қандақ әмәлгә ашидиғанлиғини көрүп чиқимиз. Мошу икки мақалини оқуғиниңизда «Ахир заманда бир-биригә қарши чиқидиған һөкүмранлар» дегән рамкини көрсиңиз болиду. Авал бу пәйғәмбәрлик сөзләрдики икки һөкүмран кимни билдүридиғанлиғини көрүп бақайли.

«ҖӘНУБИЙ ПАДИША» ВӘ «ШИМАЛИЙ ПАДИШАНИ» ҚАНДАҚ ЕНИҚЛАШҚА БОЛИДУ?

4. Җәнубий вә шималий падишаларни ениқлашқа қандақ үч нәрсә ярдәм бериду?

4 Исраилниң җәнуп вә шимал тәрипидә һөкүмранлиқ қилған қедимий падишалар «җәнубий падиша» вә «шималий падиша» дәп аталған. Немә үчүн шундақ ейталаймиз? Даниял пәйғәмбәргә хәвәрни йәткүзгән пәриштиниң немә дегәнлигигә диққәт ағдурайли. У мундақ дәйду: «Мән саңа ахирқи заманларда хәлқиңниң [Худа хәлқиниң] бешиға келидиған ишларни чүшәндүргили кәлдим. Чүнки бу ғайибанә аламәт көп күнләр кейинки кәлгүси тоғрисидидур» (Дан. 10:14, КТ). Б.м. 33-жили, Әллигинчи күн мәйримигичә Исраил хәлқи Худаниң хәлқи болған. Амма бу жилдин кейин Йәһва әнди Униң хәлқи Әйсаниң әгәшкүчилири болидиғанлиғини ениқ көрсәткән. Шу сәвәптин, Даниял китавиниң 11-бабидики пәйғәмбәрлик сөзләрниң тәңдин толиси Исраил хәлқигә әмәс, Әйсаниң әгәшкүчилиригә қарита ейтилған (Әлч. 2:1—4; Рим. 9:6—8; Гал. 6:15, 16). Тарихқа нәзәр салсақ, җәнубий вә шималий падишалар өзгирип турсиму, уларниң бирнәччә охшаш тәрәплири болған. Биринчидин, шу падишалар Худа хәлқигә һуҗум қилип, уларни әзгән. Иккинчидин, Худа хәлқигә қандақ муамилә қилғанлиғи билән Йәһва Худани өч көридиғанлиғини ениқ көрсәткән. Үчинчидин, икки падиша һакимийәт үчүн бир-бири билән күрәш қилған.

5. Милади 100—1870 жиллар арилиғидики һөкүмәтләр билән падишалар җәнубий вә шималий падишалар болғанму? Чүшәндүрүп бериң.

5 Милади иккинчи әсирдә Худа хизмәтчилириниң җамаәтлиридә сахта мәсиһийләр пәйда болушқа башлиған еди. Улар Худа Сөзидики тәлимләрни йошуруп, сахта динниң тәлимлирини үгитишни башлиған. Шу вақиттин тартип, 19-әсирниң ахириғичә йәр йүзидә Худаниң тәшкил қилинған хәлқи болмиған. Явайи чөпләр, йәни сахта мәсиһийләр, көпийип кәткәнликтин, Худаниң һәқиқий хизмәтчилирини ениқлаш қийин болған (Мәт. 13:36—43). Бу һәққидә билиш немә үчүн бәк муһим? Милади 100—1870 жиллар арилиғидики һөкүмәтләр билән падишалар җәнубий вә шималий падишалар болуши мүмкин әмәслигини ениқ билимиз. Немә үчүн? Чүнки шу чағда йәр йүзидә Худаниң тәшкил қилинған хәлқи болмиғачқа, падишалар уларға һуҗум қилалмиған b. Амма 1870-жилдин кейин, җәнубий вә шималий падишалар қайта пәйда болуши керәк еди. Биз буни нәдин билимиз?

6. Худа хәлқи қайтидин бир топ сүпитидә қачан тәшкиллинишкә башлиған? Чүшәндүрүп бериң.

6 1870-жилдин тартип, Худаниң хәлқи тәшкил қилинишқа башлиған. Шу жили Чарлз Тейз Расселл вә униң ярдәмчилири Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш топини уюштурған. Расселл бурадәр вә униң достлири алдин-ала ейтилған «әлчи» болған вә Мәсиһниң Падишалиғи техи кәлмәй турғанда йол тәйярлиған (Мал. 3:1). Шундақ қилип, Худа хәлқиниң ким екәнлиги қайтидин рошән болған! Шу чағда Худа хизмәтчилиригә қаттиқ тәсир қилған күчлүк дөләтләр болғанму? Келиңлар, көрүп чиқайли.

ҖӘНУБИЙ ПАДИША ДЕГИНИМИЗ КИМ?

7. Биринчи дуния урушиғичә ким җәнубий падиша болған?

7 1870-жиллири Британия башқа дөләтләргә қариғанда көпирәк җайларни башқурған вә дуниядики әң күчлүк әскәргә егә болған. Даниялниң пәйғәмбәрлик сөзлиридә бу империя кичик мүңгүз билән селиштурулған. У башқа үч мүңгүзни, йәни Франция, Испания вә Нидерландни өзигә бойсундурған (Дан. 7:7, 8). Шундақ қилип, Биринчи дуния урушиғичә Британия җәнубий падиша болған. Дәл шу вақитта Америка Қошма Штатлири дуниядики әң бай дөләткә айлинип, Британия билән йеқин һәмкарлишишни башлиған.

8. Ахир заманда ким җәнубий падиша болуп кәлмәктә?

8 Биринчи дуния уруши вақтида Британия билән Америка Қошма Штатлири бирлишип, бәкму күчлүк һәрбий иттипақ қурған. Шу чағда Британия вә Қошма Штатлар Англо-Америка дуния империясигә айланған. Даниял китавида йезилғандәк, бу падиша «наһайити зор қудрәтлик бир қошун» жиққан (Дан. 11:25). Ахир заман дәп атилидиған күнләр давамида Англо-Америка империяси җәнубий падиша болуп кәлмәктә c. Ундақта, шималий падиша ким болған?

ШИМАЛИЙ ПАДИША ДЕГИНИМИЗ КИМ?

9. Шималий падиша қачан қайта пәйда болған вә Даниял 11:25-айәттики сөзләр қандақ әмәлгә ашқан?

9 1871-жили Расселл вә униң һәмралири Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш топини уюштурғандин кейин, шималий падиша қайтидин пәйда болған. Шу жили Германия империясиниң асаси селинған. Буниңға Отто фон Бисмарк чоң һәссә қошқан. Бу империяниң дәсләпки императори Пруссия падишаси Вильгельм I болған. У Бисмаркни биринчи баш вәзир қилип тәйинлигән d. Германия нәччә он жиллар өткәндин кейин Африка вә Тинч океандики дөләтләрни башқуруп, мустәмликә қилғучи дөләткә айланған. Шундақ қилип, Германия Британиядин күчлүгирәк болушқа тиришқан (Даниял 11:25ни оқуң). Германия империяси әң күчлүк һәрбий қошунларни вә иккинчи чоң деңиз армиясини қурған. Германия бу күчни Биринчи дуния урушида дүшмәнлиригә қарши ишләткән.

10. Даниял 11:25ә, 26-айәттики сөзләр қандақ әмәлгә ашқан?

10 Даниял өз пәйғәмбәрлик сөзидә Германия империяси вә униң һәрбий күчи билән немә болидиғанлиғини язған. Бәшарәттә шималий падиша ғәлибә қилалмайдиғанлиғи йезилған. Немә үчүн? Чүнки у «җәнубий падиша хаинларниң йошурун сүйқәстигә учрап, мувәппәқийәт қазиналмайду. Чүнки униң назу-немәтлирини йегәнләр уни жиқитиду» (Дан. 11:25ә, 26а, КТ). Даниялниң заманида падиша дәстихинидин тамақ йегәнләргә «падишаниң алдида хизмәттә» болған кишиләр киргән (Дан. 1:5). Демәк, Даниял Германия империясидики жуқури мәнсәпкә егә болған кишиләр, шу җүмлидин императорниң генераллири вә һәрбий мәслиһәтчилири, тоғрилиқ ейтқан. Кейин уларниң тәсиридин император өз һоқуқидин айрилип, Германиядә йеңи һөкүмәт пәйда болған e. Шундақла пәйғәмбәрлик сөзләрдә шималий падишаниң җәнубий падишаға қарши урушиниң нәтиҗисиму йезилған: «Униң қошуни һәммә йәргә тарқилиду; нурғунлири өлтүрүлиду» (Дан. 11:26ә, КТ). Алдин-ала ейтилғандәк, Биринчи дуния урушида Германия әскәрлири һәммә йәргә тарқилип, нурғун адәм өлтүрүлгән еди. Буниңдин бурун тарихта шунчилик көп қан төкүлгән уруш болмиған.

11. Даниял 11:27, 28-айәтләргә мас җәнубий падиша билән шималий падиша немә қилған?

11 Даниял 11:27, 28-айәтләрдә Биринчи дуния урушидин бурун немә йүз беридиғанлиғи тәсвирләнгән. Бу айәтләрдә шималий падиша билән җәнубий падиша «бир дәстиханда тамақ йейишип, бир-биригә ялған гәп қилишиду» дәп йезилған. Шундақла шималий падиша «нурғун мал-мүлүкләрни» жиғидиғанлиғи ейтилған. Бу дәл шундақ болған. Германия билән Британия өз ара инақ өтүшни вәдә қилишқан болсиму, 1914-жили уруш башланғанда, уларниң ялған сөзлигәнлиги ашкарә болған. 1914-жилғичә Германия бәк бай болуп, ихтисадий тәрәптин дуниядики иккинчи чоң дөләткә айланған. Шундақ қилип Даниял 11:29 вә 30-айәтниң биринчи қисмидики сөзләр әмәлгә ешип, Германия җәнубий падиша билән җәң қилған, лекин йеңилип мәғлуп болған.

ПАДИШАЛАР ХУДА ХӘЛҚИГӘ ҚАРШИ ЧИҚИДУ

12. Биринчи дуния уруши вақтида җәнубий вә шималий падишалар немә қилған?

12 1914-жилдин башлап икки падиша бир-биригә вә Худа хәлқигә техиму қаттиқ қарши турушқа башлиған. Мәсилән, Биринчи дуния уруши вақтида Германия һөкүмитиму, Британия һөкүмитиму урушқа қатнишиш вә адәм өлтүрүшни рәт қилған Худа хизмәтчилиригә зиянкәшлик қилған. Қошма Штатларда болса, вәз ишиға йетәкчилик қилғанлар түрмигә ташланған. Шундақ қилип, Вәһий 11:7—10дики пәйғәмбәрлик сөзләр әмәлгә ашқан.

13. 1933-жилдин кейин, болупму Иккинчи дуния уруши вақтида шималий падиша немә қилған?

13 1933-жилдин кейин, болупму Иккинчи дуния уруши вақтида, шималий падиша Худа хәлқигә рәһим-шәпқәтсизлик билән һуҗум қилған. Германиядә нацистлар партияси һөкүмранлиқ қилип, Гитлер вә униң тәрәпдарлири Худа хәлқиниң паалийитини мәнъий қилған. Шималий падиша тәхминән 1500 Йәһва Худаниң хизмәтчилирини өлтүрүп, миңлиғанлирини дәһшәтлик җазалаш лагерлириға ташлиған. Бу тоғрилиқму Даниял китавида йезилған. Шималий падиша вәз паалийитини мәнъий қилиши билән «муқәддәс ибадәтханини булғап», «күндилик қурбанлиқни» әмәлдин қалдурған (Дан. 11:30ә, 31а, КТ). Гитлер һәтта Германиядики барлиқ Худа хизмәтчилирини бирини қоймай, йоқ қиливетишни вәдә қилған.

ЙЕҢИ ШИМАЛИЙ ПАДИША

14. Иккинчи дуния урушидин кейин ким шималий падиша болған? Чүшәндүрүп бериң.

14 Иккинчи дуния урушидин кейин Совет Иттипақи коммунист һакимийити шималий падишаға айланған. У бурун Германиягә мәнсуп болған көплигән районларни башқурушқа башлиған. Германиядики тоталитарлиқ, йәни һакиммутләқчи нацист һөкүмитигә охшаш Совет Иттипақи һөкүмитиму һөкүмәткә әмәс, бәлки өз һаятида һәқ Худаға ибадәт қилишни биринчи орунға қойғанларниң һәммисигә рәһимсизларчә зиянкәшлик қилған.

15. Иккинчи дуния уруши ахирлашқандин кейин шималий падиша қандақ йол тутқан?

15 Иккинчи дуния уруши ахирлашқандин кейин узун өтмәй, йеңи шималий падиша — Совет Иттипақи вә униң иттипақдашлири — Худа хәлқигә һуҗум қилған. Вәһий 12:15—17 айәтләрдә Худа хәлқигә һуҗум қилиш «дәрия» билән селиштурулған. Бу пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән, Йәһва Худаниң миңлиған хизмәтчилири Сибирьгә сүргүн қилинған еди. Әмәлийәттә, ахир заман мәзгилидә, шималий падиша Худаниң хәлқигә барғансири көп зиянкәшлик қилип келиватқан болсиму, уларниң ишини һечқачан тохтиталмайду f.

16. Совет Иттипақи Даниял 11:37—39 айәтләрдики пәйғәмбәрлик сөзләрни қандақ әмәлгә ашурған?

16 Даниял 11:37—39ни оқуң. Бу пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән, шималий падиша қандақ «ата-бовилири чоқунған илаһларғиму писәнт қилмиған»? Динларниң һәммисини вәйран қилмақчи болуп, Совет Иттипақи әнъәнәвий диний тәшкилатларниң күчини йоқ қилишқа тиришқан. Бу мәхситигә йетиш үчүн, Совет Иттипақи 1918-жилниң бешида мәктәпләрдә атеизм, йәни Худа йоқ дегән тәлимни, үгитишни қарар қилған. Ундақта шималий падиша қандақ қилип «күчләр илаһини һөрмәтлигән»? Совет Иттипақи күч һәрбий қошун қуруш үчүн бәкму көп пул хәшлигән вә өз һакимийитини күчәйтиш үчүн ядро қурал-ярақларни ишләп чиқарған. Нәтиҗидә шималий падишаму, җәнубий падишаму миллиардлиған инсанларни һалак қилалайдиған наһайити күчлүк қурал-ярақларни топлиған!

ИККИ ПАДИШАНИҢ ҺӘМКАРЛИШИШИ

17. «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» дегинимиз немә?

17 Гәрчә шималий падиша вә җәнубий падиша узақ вақиттин бери бир-бири билән қаршилашқан болсиму, муһим бир мәсилидә һәмкарлашқан еди, йәни улар «вәйран қилғучи жиргинчлик номуссизлиқни» орнатқан (Дан. 11:31, КТ). Бу «жиргинчлик» нәрсә — Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати.

18. Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати немә үчүн «жиргинчлик» нәрсидәк тәсвирләнгән?

18 Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати немә үчүн «жиргинчлик» нәрсидәк тәсвирләнгән? Сәвәви у пәқәт Худа Падишалиғи әмәлгә ашуралайдиған нәрсини, йәни пүтүн дунияда инақ-иттипақлиқни орнитишқа, уруниватиду. Пәйғәмбәрлик сөзләрдә йәнә «жиргинчлик номуссизлиқ» «вәйран қилғучи» дәп ейтилған, чүнки Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати барлиқ сахта динларни йоқ қилишта асасий рольни ойнайдиған болиду («Ахир замандики риқабәтчи падишалар» намлиқ җәдвәлгә қараң.).

БУНИ НЕМӘ ҮЧҮН БИЛИШИМИЗ КЕРӘК?

19, 20. а) Икки падиша тоғрилиқ билиш немә үчүн бәк муһим? ә) Кейинки мақалидин қайси соалниң җававини тапимиз?

19 Икки падиша тоғрилиқ билиш биз үчүн бәк муһим. Чүнки бу Даниял пәйғәмбәрниң шималий вә җәнубий падишалар тоғрилиқ ейтқанлири 1870-жилдин башлап 1991-жилғичә әмәлгә ашқанлиғини испатлайду. Шу сәвәптин бу пәйғәмбәрлик сөзләрниң қалған қисмиму чоқум әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

20 Совет Иттипақи 1991-жили ғулап чүшкән. Ундақта, бүгүнки күндә шималий падиша ким? Бу соалниң җававини кейинки мақалидин тапалаймиз.

24-НАХША Көзүң болсун мукапатта

a Даниял пәйғәмбәр язған «җәнубий падиша» вә «шималий падиша» тоғрилиқ пәйғәмбәрлик сөзләр техиғичә әмәлгә ешиватқанлиғини көрүватимиз. Немә үчүн шундақ дәп ейталаймиз? Немә сәвәптин бу бәшарәтни чүшинишимиз муһим?

b Бу йәрдә кәлтүрүлгән сәвәпни әстә тутсақ, Рим императори Аврелиан (б.м. 270—275) «шималий падиша» һәмдә Зенобия ханиш (б.м. 267—272) «җәнубий падиша» болған дәп ейтиш мәнтиқийгә уйғун болматти. «Даниялниң пәйғәмбәрлик сөзигә көңүл қоюңлар» (рус) китавиниң 13, 14-баплирида йеңи чүшәнчимиз йезилған.

d 1890-жили император Вильгельм II Бисмаркни һоқуқидин елип ташлиған.

e Улар һөкүмәтни чапсан ғулитиветиш үчүн көп ишларни қилған. Мәсилән, улар императорни қоллашни тохтитип, урушқа мунасивәтлик мәхпий мәлуматларни башқиларға ашкарә қилған вә императорни һоқуқидин ваз кечишкә мәҗбур қилған.

f Даниял 11:34тә йезилғандәк, шималий падиша бәзидә аз вақитқа Худа хәлқигә зиянкәшлик қилишни тохтатқан. Мәсилән, 1991-жили Совет Иттипақи ғулап чүшкәндә шундақ болған.