Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Мулайимлиқ. Бу пәзиләтниң пайдиси

Мулайимлиқ. Бу пәзиләтниң пайдиси

«Мән кичигимдин уялчақ. Мән өз-өзүмгә анчә ишәнмәймән. Өз дегинидә чиң туривалидиған вә өзигә һәддидин ташқири ишәнч қилидиған адәмләрниң қешида өзүмни әркин-азадә һис қилалаймән. Лекин мулайим вә кәмтәр адәмләрниң арисида өзүмни әркин тутумән. Мән улар билән ечилип-йейилип сөзлишип, ич бағримни төкәләймән вә қийинчилиқлирим тоғрилиқму ейтип берәләймән. Мениң әң йеқин достлирим мулайим вә кәмтәр адәмләр»,— дәйду, Сара a исимлиқ қериндаш.

Сараниң сөзлиридин көргинимиздәк, мулайим болсақ, башқилар биз билән дост болушни халайду. Йәһва Худаму бу пәзиләтни яхши көриду. Худа Сөзи бизни: «Мулайимлиқ... сезимлириға пүркүнәйли» дәп үндәйду (Кол. 3:12). Мулайимлиқ дегән немә? Әйса бу хисләтни қандақ көрсәткән? Мулайимлиқ бизни техиму бәхитлигирәк турмуш кәчүрүшимизгә қандақ ярдәм бериду?

МУЛАЙИМЛИҚ ДЕГӘН НЕМӘ?

Мулайимлиқ дегинимиз — адәмниң ичидики тинч-хатирҗәмлик. Мулайим адәм башқиларға меһрибанлиқ вә көйүмчанлиқ билән муамилә қилиду вә бирси униң чишиға тәккәндиму өзини тутувалалайду.

Мулайим адәм — күчлүк адәм. Муқәддәс китапта «мулайим», дегән грек сөзи көндүрүлгән явайи атқа қарита ишлитилгән. Ат көндүрүлгәндин кейин күчидин айрилип қалмайду. Буниң орниға, у өзиниң тәбиий күчини тизгинләшни үгиниду. Дәл шуниңға охшаш, мулайим адәм аҗиз дегәнни билдүрмәйду. Әксинчә, шундақ адәм бәк күчлүк болиду. Сәвәви у намукәммәл хаһишини тизгинләп, башқилар билән тинч-инақлиқни сақлайду.

Бәлким, биз «мулайимлиқ маңа хас миҗәз-хулуқ әмәс» дәп ойлаймиз. Биз сәвир-тақити йоқ вә өзиниң дегинидә чиң турувалидиған шәхсийәтчи адәмләрниң арисида яшаймиз, шуңа мулайим болуш тәс болуши мүмкин (Рим. 7:19). Демәк мулайимлиқни йетилдүрүш үчүн көп күч чиқиришимиз керәк. Лекин Йәһва Худаниң муқәддәс роһи бизниң мулайим болушқа давамлиқ интилишимизгә ярдәм бериду (Гал. 5:22, 23). Немә үчүн мулайимлиқни йетилдүрүш үчүн тиришишимиз керәк?

Мулайим болсақ, башқилар биз билән достлишишни халайду. Мақалиниң бешида тилға елинған Сара ейтқандәк, мулайим кишиләр билән болғанда өзүмизни қолайлиқ һис қилимиз. Әйса — мулайим вә меһрибан болушниң әҗайип үлгисидур (Кор. 2-х. 10:1). Һәтта Әйсани яхши билмигән балиларму униңға йеқинлишишни халиған еди (Марк 10:13—16).

Мулайим болуш өзүмизгиму, башқиларғиму пайда елип келиду. Әгәр биз мулайим болсақ, дәрһал хапа болмаймиз яки аччиқланмаймиз (Пәнд н. 16:32). Шу чағда биз башқиларниң, болупму йеқин кишилиримизниң, көңлини ағритмаймиз вә кейин буниңға пушайман қилмаймиз. Йенимиздики кишиләрму пайдилиқ, чүнки һис-туйғулиримиз вә иш-һәрикәтлиримизни тизгинләп, башқиларниң көңлини ағритиштин жирақ туримиз.

МУЛАЙИМЛИҚНИҢ МУКӘММӘЛ ҮЛГИСИ

Әйсаниң вақти қис вә вәзипилири көп болсиму, у һәммисигә тәң мулайимлиқ көрсәткән. Шу заманда яшиған көпинчә адәмләр җапа чекип, илһам-тәсәллигә муһтаҗ болған. Улар Әйсаниң: «Маңа келиңлар... чүнки мән жүригимдә мулайим һәм мөмүн вә шу чағда җениңлар тәскинлик тапиду»,— дегән сөзлирини аңлиғанда, уларниң роһи көтирилип қанчилик арам тапқанду,-һә! (Мәт. 11:28, 29).

Қандақ қилип Әйсадин үлгә елип, мулайим болалаймиз? Буниң үчүн Худа Сөзини тәтқиқ қилип, Әйсаниң адәмләргә қандақ муамилә қилғанлиғи вә қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, қандақ һәрикәт қилғанлиғини биливалимиз. Шундақ қилсақ, мулайимлиғимиз синалғанда, Әйсадәк һәрикәт қилишқа тиришимиз (Пет. 1-х. 2:21). Келиңлар, Әйсаниң мулайим болушиға ярдәм бәргән үч нәрсини көрүп чиқайли.

Әйса кәмтәр болған. Әйса өзи һәққидә «мулайим һәм мөмүн», дәп ейтқан (Мәт. 11:29). Муқәддәс китапта бу икки пәзиләт бирликтә тилға елинған, чүнки улар бир-бири билән зич бағлинишлиқ (Әфәс. 4:1—3). Немә үчүн шундақ дәймиз?

Кәмтәр болсақ, башқиларниң бизни рәнҗитидиған гәп-сөзини асанлиқчә көңлүмизгә елип, униңға аччиқланмаймиз. Әйса уни «опқан һәм һарақкәш» дәп адаләтсиз әйиплигәнләргә қандақ қариған? У уларниң сөзлири ялған екәнлигини өз иш-һәрикәтлири билән көрситип, мулайимлиқ билән: «Даналиқниң һәққанийлиғи ишлири билән тәстиқлиниду»,— дәп ейтқан (Мәт. 11:19).

Әгәр бирси миллитиңиз, җинсиңиз яки келип чиқишиңиз тоғрилиқ көңлүңизни рәнҗитидиған сөзләрни ейтса, немә үчүн мулайимлиқ билән җавап бериш пайдилиқ? Җәнубий Африкида яшайдиған Питер исимлиқ бир ақсақал мундақ дәйду: «Әгәр бирси мениң көңлүмни рәнҗитсә, мән өзүмдин “Әйса қандақ җавап берәтти дәп сораймән?”». У: «Мән шундақ әһвалда көңлүмгә бәкму елип кәтмәсликни үгәндим»,— дәйду.

Әйса адәмләрниң намукәммәл екәнлигини чүшәнгән. Әйсаниң шагиртлириниң нийити яхши болған, лекин улар намукәммәл болғачқа, бәзидә нийитини әмәлгә ашуралмиған. Мәсилән, Әйса өлүм алдидики кечидә Петрус, Яқуп вә Йоһанға сәгәк болушни ейтқан. Шундақ болсиму улар ухлап қалған. Әйса: «Роһ һошияр, тән болса аҗиздур»,— дәп, уларниң немә үчүн ухлап қалғанлиғини чүшәнгәнлигини көрсәткән (Мәт. 26:40, 41). У уларниң намукәммәл екәнлигини билгәчкә, әлчилиригә аччиқланмиған еди.

Мэнди исимлиқ қериндишимиз бурун бәкму тәләпчан болған, лекин һазир у Әйсаниң мулайимлиғидин үлгә елишқа тиришиду. У мундақ дәйду: «Мән һәрбир адәмниң мукәммәлсиз екәнлигини ядимда тутушқа вә Йәһва Худа кишиләрниң яхши тәрәплирини көргинидәк, мәнму шундақ қилишқа тиришимән». Әйсаниң инсанларниң аҗизлиғиға һисдашлиқ қилғанлиғи сизниму башқиларға мулайимлиқ билән муамилә қилишқа дәвәт қиламду?

Әйса һәммә мәсилиләрни Худаға тапшурған. Әйса йәрдә яшиғанда адаләтсиз муамилигә учриған. Адәмләр уни чүшәнмигән, камситқан вә хорлиған. Буниңға қаримастин, Әйса давамлиқ мулайим болған. Чүнки у «өзини адил Һөкүмранниң қолиға тапшурған» (Пет. 1-х. 2:23). Әйса асмандики Атиси униңға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғи, бәрдашлиқ беришигә ярдәм қилидиғанлиғи вә униңға адаләтсиз муамилә қилғанларни өз вақти-саати кәлгәндә җазалайдиғанлиғини билгән.

Әгәр адаләтсиз муамилигә дуч кәлгәндә, сәкрәп турупла аччиқ билән һәрикәт қилидиған болсақ, вәзийәтни техиму кәскинләштүрүшимиз мүмкин. Шу сәвәптин Язмиларда: «Инсанниң ғәзиви Худаниң һәққанийлиғиға елип кәлмәйду»,— дегән агаһландуруш бар (Яқуп 1:20). Һәтта аччиқлинишқа сәвәвимиз болсиму, мукәммәлсиз болғачқа, натоғра һәрикәт қилишимиз мүмкин.

Германиядә яшайдиған Кэти бурун «әгәр өз-өзүңни қоғдимисаң, сени һечким қоғдимайду» дәп ойлиған екән. Амма кейин у Йәһва Худаға тайинишни үгинип, өз көзқаришини өзгәрткән. У мундақ дәйду: «Әнди бурунқидәк дайим өз-өзүмни һимайә қилишқа тәйяр болушумниң кериги йоқ. Һечбир нәрсә Йәһваниң диққитидин сирт қалмайдиғанлиғини билгәндин кейин, мән һечнемә үчүн әнсиримәй, мулайимлиқ билән һәрикәт қилимән». Адаләтсизликкә дуч кәлсиңиз, Әйсадин үлгә елип, Йәһва Худаға ишәнч бағлаң. Бу сизгә давамлиқ мулайим болушқа ярдәм бериду.

«МУЛАЙИМЛАР БӘХИТЛИК»

Қийин вәзийәттә мулайимлиқ бизгә қандақ ярдәм бериду?

Әйса бәхитлик болуш үчүн мулайим болушниң муһим екәнлигини көрсәткән. У: «Мулайимлар бәхитлик»,— дәп ейтқан (Мәт. 5:5). Мулайимлиқниң төвәндики вәзийәтләрдә қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп бақайли.

Мулайимлиқ некадики қийин вәзийәтләрни яхшилайду. Австралиядә яшайдиған Роберт мундақ дәйду: «Ойлимастин аялимниң көңлини ағритидиған гәп-сөзләрни ейтаттим. Бирақ “ейтқан сөз — атқан оқ” дегәндәк, аччиқланғанда чиқип кәткән сөзләрни қайтуруш мүмкин әмәс. Сөзлирим аялимни шунчә бәк рәнҗиткәнлигини көргәндә, өзүмни қойидиған йәр тапалматтим».

Сөзлигәндә «һәммимиз пат-пат хаталишимиз» вә ойлимастин ейтқан сөзлиримиз әр-аялниң арисида қийинчилиқларни пәйда қилиши мүмкин (Яқуп 3:2). Шундақ вәзийәтләрдә мулайимлиқ тинч-хатирҗәмликни сақлашқа вә тилимизни тизгинләшкә ярдәм бериду (Пәнд н. 17:27).

Роберт сәвирчан болуш вә өзини тутуш үчүн көп күч чиқарған. Буниң нәтиҗиси қандақ болған? У мундақ дәйду: «Һазир аримизда чүшәнмәслик пәйда болғанда мән аялимни зәң қоюп тиңшаш, мулайим сөзләш вә аччиқланмаслиққа тиришимән. Аялим иккимизниң мунасивитимиз бурунқиға қариғанда яхширақ болуп қалди».

Мулайимлиқ башқилар билән тил тепишишқа ярдәм бериду. Тезла рәнҗип башқилардин яманлайдиған достлири көп әмәс. Мулайимлиқ болса, бизгә инақ өтүш арқилиқ бирликни сақлашқа ярдәм бериду (Әфәс. 4:2, 3). Жуқурида тилға елинған Кэти мундақ дәйду: «Мулайим болсам, башқилар билән, һәтта чиқишиш қийин адәмләр билән вақит өткүзгәндиму хошаллиқ тапимән».

Мулайимлиқ көңүл хатирҗәмлигигә ериштүриду. Муқәддәс китап мулайимлиқ вә течлиқ «әрштин чүшкән даналиқ» билән бағлиқ екәнлигини көрсәткән (Яқуп 3:13, 17). Мулайим киши көңүл хатирҗәмлигигә егә (Пәнд н. 14:30). Мулайимлиқни йетилдүрүш үчүн көп тәр төккән Мартин мундақ дәйду: «Һазир мән бурунқидәк өз дегинимдә чиң турувалмай, башқиларға йол беримән. Шуңа көңлүм хатирҗәм вә өзүмни бәхитлигирәк һис қилимән».

Һәқиқәтән, мулайим болуш үчүн көп күч чиқириш керәк. Бир бурадәр: «Растини ейтсам, һазирму бәзидә мән ич-ичимдин қайнап кетимән»,— дәйду. Лекин бизни мулайим болушқа дәвәт қилидиған Йәһва Худа бу күрәштә йеңишимизгә ярдәм бериду (Йәшая 41:10; Тим. 1-х. 6:11). У тәрбийилишимизни «ахириғичә йәткүзүп», бизни «күчлүк қилиду» (Пет. 1-х. 5:10). Шу чағда бизму әлчи Паулға охшаш «Мәсиһниң мулайимлиғи һәм меһрибанлиғини» көрситәләймиз (Кор. 2-х. 10:1).

a Бәзи исимлар өзгәртилгән.