Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йезилғанларни жүригиңизгә пүкүң

Йезилғанларни жүригиңизгә пүкүң

«Буниң һәммиси... дунияниң түзүмлириниң ахири кәлгән вақитта биз үчүн мисаллардәк әскәртмә ретидә йезилған еди» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 10:11).

НАХШИЛАР: 11, 29

1, 2. Йәһуданиң төрт падишасиниң вақиәсини қараштурушниң қандақ пайдиси бар?

СИЗ бирсиниң тейилғақ йолда меңип, жиқилғинини көрсиңиз, шу йолда авайлап маңисиз, шундақ әмәсму? Шуниңға охшашла, башқилар һаятида қилған хаталиқларни көрүп, биз шундақ хаталиқларни қилиштин нери туралаймиз. Мәсилән, Муқәддәс китапта тилға елинған адәмләрниң хаталиқлиридин савақ алалаймиз.

2 Өткән мақалидә қараштурулған Йәһуданиң төрт падишаси Йәһва Худаға пүтүн қәлби билән хизмәт қилған. Шуниңға қаримастин, улар чоң хаталиқларни өткүзгән. Уларниң вақиәлири бизниң мулаһизә қилип, өзүмизгә муһим савақларни елишимиз үчүн Муқәддәс китапта йезилған. Мәзкүр падишаларниң бешидин өткүзгән вақиәләрдин қандақ савақ алалаймиз вә уларниң хаталиқлирини қайтилимаслиғимиз үчүн немә қилалаймиз? (Римлиқларға 15:4ни оқуң.)

ИНСАНҒА ТАЙИНИШ АПӘТКӘ БАШЛАЙДУ

3—5. а) Аса Йәһваға пүтүнләй берилип хизмәт қилсиму, қандақ хаталиқни өткүзди? ә) Баша падишаға қарши җәң қилғанда Аса немә сәвәптин адәмләргә таянған болуши мүмкин?

3 Авал Аса падишаниң вақиәсини қараштурайли. Эфиопияниң бир миллионлуқ қошуни Йәһуда жутиға һуҗум қилғанда, у Йәһваға таянған еди. Амма Йәһудаға Исраил падишаси Баша қарши чиққанда, Аса мундақ қилмиған. У Йәһуданиң чегарисида орунлашқан Исраилниң Рама шәһирини мустәһкәмләшкә башлиған Башани тохтатмақчи еди (Тарихнамә 2-язма 16:1—3). Аса падиша Сүрийәниң падишасиға пара берип, униңдин ярдәм сорашқа қарар қилди. Сүрийәликләр Исраилға қарши җәңгә чиққанда, Баша бирдин «Рамани мәһкәм қилип ясаштин қол жиғип, ишни тохтатти» (Тарихнамә 2-язма 16:5). Аса падиша бу қарарим тоғра болғанду дегән хуласә қилиши мүмкин.

4 Лекин Йәһва Худаниң буниңға тегишлик көзқариши қандақ болған? Йәһваға падишаниң өз-өзигә таянғанлиғи яқмиди, шуңлашқа у Асани түзитиш үчүн Ханани пәйғәмбәрни әвәтти (Тарихнамә 2-язма 16:7—9ни оқуң). Пәйғәмбәр падишаға мундақ деди: «Мундин кейин һемишәм җәң қилисән». Аса Рама шәһирини бесивалғини билән, һаятиниң ахириғичә җәңдин баш көтирәлмиди.

5 Алдинқи мақалидин биливалғинимиздәк, Йәһва Худа Аса падишани мақуллиған. Намукәммәл болғанлиғидин қәтъийнәзәр, Аса Йәһваға пүтүнләй берилип хизмәт қилған (Падишалар 1-язма 15:14). Шундақ болсиму, у яман қарар қилғанда, униң ақиветидин қачалмиған. Униң Йәһваға әмәс, өзигә тайинишиға немә сәвәп болди? Бәлким, у җәңдә ғәлибә қазиниш үчүн өзиниң маһир һәрбий тактикисини қолланмақчи болғанду. Йә болмиса, у башқиларниң яман мәслиһитигә қулақ салғанду.

6. Асаниң хаталиғидин қандақ савақ алалаймиз? Мисал кәлтүрүң.

6 Аса падишаниң хаталиғидин биз қандақ савақ алсақ болиду? Вәзийәт қандақ болмисун, биз һәрқачан өз әқлимизгә әмәс, Йәһваға тайинишимиз керәк. Қийинчилиқ чоң болсун, кичик болсун, һәрдайим Униңдин ярдәм соришимиз керәк. Мону һәққидә мулаһизә қилишқа болиду: Биз бәзидә қийинчилиқни өзүмиз яхши дәп һесаплиған йол билән һәл қилмақчи болуп, өзүмизгә тайинимизму? Яки авал Муқәддәс китап принциплирини қараштуруп, уларни әмәлийәттә қоллинишқа тиришимизму? Мәсилән, аилиңиз сизниң җамаәт учришишлириға яки конгрессларға беришиңизға қарши дәйли. Сиз тоғра һәрикәт қилиш үчүн Йәһвадин рәһбәрлик издәмсиз? Йә болмиса, узун вақит давамида иш издәватқан болуп, ахири сизни ишқа алидиған бирсини таптиңиз дәйли. Ишқа алмаслиғи мүмкин болсиму, иш бәргүчигә һәр һәптә қатнишишиңиз керәк учришишлириңиз барлиғи һәққидә ейтамсиз? Вәзийәт қандақ болушидин қәтъийнәзәр, һәрқачан зәбур язғучисиниң «Аманәт қил һаят йолуңни Пәрвәрдигарға, ишән униңға, у йетәкчи болар саңа» дегән мәслиһитини әстә тутайли (Зәбур 37:5).

ЯМАН ДОСТЛАРНИ ТАЛЛАШНИҢ ХӘТИРИ

7, 8. Йәһошафат қандақ хаталиқларни өткүзди вә буниң ақивети немә болди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

7 Әнди Асаниң оғли, Йәһошафатниң вақиәсини қараштурайли. Униңда Йәһваға яқидиған көп хисләтләр болған. Йәһва Худаға таянғанда, у көплигән яхши ишларни қилған. Лекин у қилған бәзи қарарлар яман болған. Мәсилән, у оғлиниң рәзил падиша Ахабниң қизиға өйлинишини орунлаштурған. Кейинирәк Йәһошафат падиша Мика пәйғәмбәрниң агаһландурушиға қаримастин, Ахабқа қошулуп, Сүрийәгә қарши җәңгә чиқти. Уруш вақтида сүрийәликләр Йәһошафатқа һуҗум қилип, уни өлтүрмәкчи болди (Тарихнамә 2-язма 18:1—32). У Йерусалимға қайтип кәлгәндә, Йәһу пәйғәмбәр униңдин: «Яман адәмгә ярдәм берип, Худавәндини яман көргүчиләрни яхши көрәмсән?»— дәп сориди (Тарихнамә 2-язма 19:1—3ни оқуң.).

8 Йәһошафат бу вақиәдин вә Йәһу пәйғәмбәрниң агаһландурушидин савақ алдиму? Әпсуски, алмиди. Йәһвани яхши көрүп, униң мақуллишиға еришишкә халиғини билән, Йәһошафат йәнила Худаға ибадәт қилмайдиған кишини дост тутти. Бу киши Ахабниң оғли Ахазя болди. Йәһошафат билән Ахазя бирликтә кемиләрни қурди. Бирақ бу кемиләр сәпәргә чиқиштин бурун апәткә дучар болди (Тарихнамә 2-язма 20:35—37).

9. Яман достларни таллисақ, немә йүз бериши мүмкин?

9 Йәһошафатниң вақиәсидин немигә үгинәләймиз? У тоғра ишларни қилип, Йәһвани «пүтүн көңли билән издигән» (Тарихнамә 2-язма 22:9). Буниңға қаримастин, у Йәһва Худани яхши көрмигәнләр билән дост болушни таллиди вә бу яман нәтиҗигә әкәлди. Әмәлийәттә, униң өлтүрүлүшигә аз қалди. Муқәддәс китапта йезилған мону сөзләрни унтумаң: «Даналар билән биллә жүргән дана болар, бирақ ахмақларға һәмра болған налә-пәриядта қалар» (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20). Биз башқиларға Йәһва һәққидә ейтқумиз келиду. Амма Униңға хизмәт қилмайдиғанлар билән дост болуштин пәхәс болушимиз керәк.

10. а) Нека қурушқа тегишлик Йәһошафатниң вақиәсидин немигә үгинишкә болиду? ә) Биз немини унтумаслиғимиз керәк?

10 Мәсилән, бирәр мәсиһий той қилишни халиса, Йәһошафатниң вақиәсидин немигә үгинәләйду? Бәлким, униңда Йәһвани яхши көрмәйдиған кишигә романтик һис-туйғу пәйда болғанду. У һәтта Худаниң хәлқи арисидин яр тапалмаймән дәп ойлиши мүмкин. Йә болмиса, туққанлири «йешиң бир йәргә йәткичә, бешиңни икки қиливалмамсән» дәп бесим көрситидиғанду. Йәһва Худа адәмләрни сөйүш вә сөйгүгә еришиш еһтияҗи билән яратти. Амма мәсиһий лайиғини тапмиса, немә қилиши керәк? Униңға Йәһошафат билән болған вақиә һәққидә мулаһизә қилиш ярдәм берәләйду. Адәттә у Йәһвадин рәһбәрлик издигән (Тарихнамә 2-язма 18:4—6). Лекин у Йәһвани яхши көрмигән Ахаб падиша билән дост болған чағда, Худаниң агаһландурушиға сәл қарашқа башлиди. Йәһошафат Йәһваниң «көзлири пүтүн йәр йүзини көрүп туруп, өз көңүллирини униңға майил қилғанларға өзини қудрәтлик көрситидиғанлиғини» унтумаслиғи керәк еди (Тарихнамә 2-язма 16:9). Бизму Йәһваниң бизгә ярдәм беришни халайдиғанлиғини унтумаслиғимиз лазим. У бизниң әһвалимизни яхши билиду вә бизни яхши көриду. Сиз Йәһва Худаниң меһир-муһәббәткә вә достлуққа болған еһтияҗиңизни қанаәтләндүридиғанлиғиға ишинәмсиз? Униң шундақ қилидиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун!

Йәһваға ибадәт қилмайдиғанлар билән дост болуштин пәхәс болуң (10-абзацқа қараң)

ЖҮРИГИҢИЗНИҢ ТӘКӘББУР БОЛУШИҒА ЙОЛ ҚОЙМАҢ

11, 12. а) Хизқия падиша жүригидә немә барлиғини қандақ көрсәтти? ә) Йәһва Худа уни немишкә кәчүрди?

11 Хизқия падишаниң вақиәсидин қандақ савақ алалаймиз? Йәһва Худа униңға жүригидә һәқиқәтән немә болғанлиғини көрүшкә ярдәм бәрди (Тарихнамә 2-язма 32:31ни оқуң). Хизқия қаттиқ ағрип қалғанда, Худа униң сақийип кетидиғанлиғини ейтти вә буниңға ишәндүрүш үчүн, униңға аламәт көрсәтти. Йәһва пәләмпәйгә чүшкән көләңгини он басқуч кәйнигә қайтурди. Кейин болса, бу аламәт һәққидә көпирәк билишни халиған Бабилон шаһзадилири Хизқия падишаға вәкиллирини әвәтти (Падишалар 2-язма 20:8—13; Тарихнамә 2-язма 32:24). Бирақ Йәһва Худа уларға қандақ муамилә қилиш керәклигини ейтмиған. Муқәддәс китапта йезилғандәк, немә қилидиғанлиғини көрүш үчүн «Худа уни ташлиғандәк болди». Хизқия Бабилондин кәлгәнләргә ғәзнисиниң һәммисини көрсәтти. Буниңдин униң көңлидә немә бар болғини мәлум болди. Қандақларчә?

12 Наһайити әпсуски, Хизқия падиша тәкәббур болуп кәтти. Нәтиҗидә, у «тапқан илтипатқа лайиқ әмәл қилмиди». Муқәддәс китапта униң көзқариши немишкә өзгәргәнлиги ейтилмиған. Униң көзқариши асурийәликләрни йеңивалғанлиқтин, Худа уни сақайтқанлиқтин яки бай вә атаққа еришкәнликтин өзгириши еһтимал. Хизқия падиша Йәһва Худаға чин қәлбидин хизмәт қилсиму, тәкәббур болуп кәтти вә Худа униңға рази болмиди. Бираз вақит өтүп, у «өзини төвән тутти» вә Худа уни кәчүрди (Тарихнамә 2-язма 32:25—27; Зәбур 138:6).

13, 14. а) Жүригимиздә немә барлиғини қайси вәзийәт көрситиши мүмкин? ә) Башқилар бизни махтиғанда қандақ инкас қайтурушимиз лазим?

13 Хизқия вә у өткүзгән хаталиқтин немигә үгинәләймиз? Есиңизда болса, Худа асурийәликләр үстидин ғәлибә қилишиға ярдәм бәргәндин вә уни кесәлдин сақайтқандин кейин Хизқия тәкәббур болуп қалған еди. Ундақта, бирәр яхши нәрсигә қол йәткүзгәндә яки башқилар бизни махтиғанда, немә қилишимиз керәк? Жүригимиздә немә барлиғи бизниң қандақ инкас қайтурғанлиғимиздин көрүниду. Мәсилән, бурадәр көп күч селип, көпчиликниң алдида нутуқни ейтти дәйли. Қериндашлар уни махтиғанда, у қандақ инкас қайтуриду?

14 Әйсаниң: «Шуниңдәк силәрму тапшурулған барлиқ нәрсини қилип болғандин кейин: “Биз әрзимәс қуллармиз. Биз пәқәт тегишлик ишимизни қилдуқ”,— дәңлар» дегән сөзлирини әстә тутушимиз керәк (Луқа 17:10). Хизқия падиша тәкәббур болуп кәткәндә, у Йәһва Худаниң ярдимини қәдирлимигәнлигини унтумаң. Шуңа башқилар бизни орунлиған тапшуруғимиз үчүн махтиса, кәмтәр болуп қелишимизға немә ярдәм бериду? Йәһва Худа биз үчүн қилған нәрсиләр тоғрисида мулаһизә қилсақ болиду. Шуниң билән башқиларға Униң бизгә кандақ ярдәм қилғанлиғини ейтип бәрсәк болиду. Ахири, тапшуруғимизни яхши орунлаш үчүн Муқәддәс китап билән муқәддәс роһни Йәһва бәргәнғу!

ҚАРАР ҚИЛҒАНДА ЙӘҺВАНИҢ РӘҺБӘРЛИГИГӘ ТАЙИНИҢ

15, 16. Йошия падишаниң һалак болушиға немә сәвәп болди?

15 Йошия падишаниң мисалидин немигә үгинәләймиз? Йошия яхши падиша болған, шундақ болсиму, у өлүмигә әкәлгән хаталиқни өткүзди (Тарихнамә 2-язма 35:20—22ни оқуң). Немә йүз бәрди? Йошия падиша Мисирниң падишаси Нәко билән һеч сәвәпсиз җәң башлиди. Әслидә, Нәко падишаниң өзи Йошияға униң билән җәң қилғуси кәлмәйдиғанлиғини ейтқан. Муқәддәс китапта Нәко падишаниң сөзлири «Худаниң ағзидин» кәлгәнлиги йезилған. Лекин Йошия униң сөзлиригә қулақ салмастин, җәңдә һалак болди. У немә сәвәптин Нәкоға қарши җәң қилди? Муқәддәс китапта буниң сәвәви чүшәндүрүлмигән.

16 Йошия падиша Нәкониң сөзлири әмәлийәттә Худадин болған-болмиғанлиғиға көз йәткүзүши керәк еди. Қандақ қилип? У Йәһва Худаниң пәйғәмбири Йәрәмиядин сориши керәк еди (Тарихнамә 2-язма 35:23, 25). Униңдин ташқири, у вәзийәтләрни тәкшүрүши лазим еди. Әмәлийәттә, Нәко падиша Йерусалимға қарши чиқмастин, Каркемишта яшиған башқа хәлиқ билән җәң қилмақчи болған. Шундақла у Йәһва Худани вә униң хәлқини һақарәтлимәкчи болмиған. Йошия падиша қарар қилиштин бурун, буларни ой таразиға салмиған. Биз бу вақиәдин қандақ савақ алалаймиз? Қандақту бир қийинчилиққа дуч келип, қарар қилишимиз керәк болғанда, авал Йәһва Худадин рәһбәрлик соришимиз лазим.

17. Қийинчилиққа дуч кәлгәндә, қандақларчә Йошия қилған хаталиқни қайтилаштин нери туралаймиз?

17 Қарар қилиштин илгири биз Муқәддәс китапниң қайси принциплири ярдәм берәләйдиғанлиғини вә уларни қандақ қоллиналайдиғанлиғимиз һәққидә ойлинишимиз керәк. Бәзи вәзийәтләрдә қошумчә тәтқиқ қилиш яки ақсақалдин мәслиһәт сораш һаҗәт болуши мүмкин. У бизгә Муқәддәс китаптики башқа принципларни көрситиши мүмкин. Көз алдиңизға мундақ вәзийәтни кәлтүрүң: Қериндишимизниң ери Гувачи әмәс. У бәлгүлүк бир күни вәз хизмитигә чиқмақчи болди дәйли (Әлчиләр 4:20). Лекин дәл шу күни ери униң вәз қилишини халимайду. Йеқиндин бери биллә вақит өткүзмидуқ дәп, аялини бирәр йәргә апармақчи. Шуңа қериндишимиз дана қарар қилиш үчүн, Муқәддәс китапниң принциплирини қараштуриду. У Йәһваға бойсунуши керәклигини вә Әйсаниң шагиртларни тәйярлашқа буйриғанлиғини билиду (Мәтта 28:19, 20; Әлчиләр 5:29). Амма аялларниң әрлиригә бойсунуши керәклигини вә Худа хизмәтчилириниң әқил-парасәтлик болуши керәклигиниму унтумайду (Әфәсликләргә 5:22—24; Филипиликләргә 4:5). Ери вәз қилишини мутләқ тохтатқанлиғини халамду яки пәқәт шу күни униң билән вақит өткүзүшини халамду? Йәһваниң хизмәтчилири сүпитидә биз дана вә Худаға яқидиған қарарлар қилишни халаймиз.

ПҮТҮН ҚӘЛБИҢИЗ БИЛӘН ХИЗМӘТ ҚИЛИШТИН ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ

18. Йәһуданиң төрт падишасиниң вақиәлири һәққидә ойлинип, өзүмизгә қандақ савақ алалаймиз?

18 Бәзидә бизму Йәһуданиң төрт падишаси қилған хаталиқларни өткүзүшимиз мүмкин. Бәлким, биз 1) өз әқлимизгә тайинимиз, 2) яман достларни таллаймиз, 3) тәкәббур болуп кетимиз яки 4) авал Худаниң ирадиси қандақ екәнлигини биливалмай, қарар қилимиз. Шундақ болсиму, биз Йәһваниң мақуллишиға һечқачан еришәлмәймиз дәп ойлимаслиғимиз керәк. У бу төрт падишаниң яхши тәрәплирини көргәндәк, бизниңму яхши тәрәплиримизни көриду. Йәһва Худа бизниң уни қанчилик яхши көрүп, униңға пүтүн җенимиз билән хизмәт қилиш арзуйимизниму көриду. Шуңа еғир гуналарни өткүзмәслигимиз үчүн, у бизни мисаллар арқилиқ агаһландуриду. Бу мисаллар һәққидә ойлинип, Йәһваға уларни бәргини үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрәйли!