Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Аса, Йәһошафат, Хизқия, Йошия

Йәһваға пүтүн қәлбимиз билән хизмәт қилайли!

Йәһваға пүтүн қәлбимиз билән хизмәт қилайли!

«Әй Худавәндә, саңа ялвуримәнки, мениң сениң алдиңда қандақ садақәтлик билән туруп, садиқ көңүл билән жүрүп нәзәриңдә яхши болғанни қилғинимни яд қилғин» (ПАДИШАЛАР 2-ЯЗМА 20:3).

НАХШИЛАР: 52, 32

1—3. Йәһваға пүтүн қәлб билән хизмәт қилиш дегән немини билдүриду? Мисал кәлтүрүң.

ҺӘММИМИЗ мукәммәлсиз вә хаталиқларни өткүзимиз. Лекин бәхтимизгә яриша, Йәһва төләм қурбанлиғиниң асасида бизни кәчүрүшкә тәйяр. Шуңа кәмтәр болуп, товва қилсақ, униң кәчүрүмигә еришәләймиз. Йәһваниң бизгә «гуналиримизға қарита муамилә қилмайдиғанлиғиға» ишәнчимиз камил (Зәбур 103:10). Шундақ болсиму, биз Униңға пүтүн қәлбимиз билән хизмәт қилишимиз керәк (Тарихнамә 1-язма 28:9). Мукәммәлсиз болғинимизға қаримастин буни қандақ қилалаймиз?

2 Буни чүшиниш үчүн, Аса падиша билән Амазя падишаниң һаятини селиштуруп көрәйли. Иккилисиму яхши ишларни қилған болсиму, намукәммәл болғанлиқтин хаталиқларни өткүзгән. Амма Муқәддәс китапта «Асаниң көңли пүтүн өмридә Худавәндигә майил» болғанлиғи йезилған (Тарихнамә 2-язма 15:16, 17; 25:1, 2; Пәнд-нәсиһәтләр 17:3). У һәрдайим Йәһваниң мақуллишиға егә болушқа тиришип, униңға пүтүнләй беғишланған еди (Тарихнамә 1-язма 28:9). Амазя падиша болса, Йәһваға пүтүн қәлби билән хизмәт қилмиди. Худаниң дүшмәнлирини йеңивалғандин кейин, өзи билән уларниң илаһлирини еливелип, шу бутларға чоқунушқа башлиди (Тарихнамә 2-язма 25:11—16).

3 Худаға пүтүн жүриги билән хизмәт қилидиған адәм Йәһвани чин жүрәктин яхши көрүп, униңға мәңгү ибадәт қилишни халайду. Муқәддәс китаптики «жүрәк» дегән сөз адәттә адәмниң ички дуниясини билдүриду. Буниңға бирсиниң пикир қилиш тәрзи, немини яхши көридиғанлиғи, һаятида немә қилишни халиғанлиғи вә иш-һәрикәтлириниң сәвәви қатарлиқлар ятиду. Мукәммәлсиз болсақму, биз Йәһваға пүтүн қәлбимиз билән ибадәт қилалаймиз. Биз Йәһва Худаға мәҗбурийәт яки пәқәт адәтләнгәнликтин хизмәт қилмастин, буни чин жүрәктин халиғанлиқтин қилимиз (Тарихнамә 2-язма 19:9).

4. Бу мақалидә немини қараштуримиз?

4 Худаға пүтүн қәлб билән хизмәт қилиш немини билдүридиғанлиғини ениғирақ чүшиниш үчүн, Аса вә Йәһуданиң башқиму үч садиқ падишасиниң һаятини қараштурайли. Булар: Йәһошафат, Хизқия вә Йошия падишалар. Гәрчә бу төрт падиша һаятида хаталиқ өткүзгән болсиму, Йәһваниң мақуллишиға еришкән. Худа уларниң пүтүн жүриги билән хизмәт қилғанлиғини көрди. Йәһва Худа уларға немишкә шундақ қариған вә биз улардин қандақ үлгә алалаймиз?

АСА ПАДИША ЙӘҺВАҒА ПҮТҮН ҚӘЛБИ БИЛӘН ХИЗМӘТ ҚИЛҒАН

5. Падиша тәхтигә олтарғандин кейин, Аса немә қилди?

5 Исраил хәлқи Йәһуда билән Исраил падишалиғиға бөлүнгәндин кейин, Аса Йәһуданиң үчинчи падишаси болди. У падишалиғини сахта ибадәт билән жиркиничлик җинсий әхлақсизлиқтин тазилашқа бәл бағлиди. У хәлиқ сәҗдә қилған бутларни йоқ қилип, ибадәтханидики паһишиларни қоғлап чиқарди. Аса падиша һәтта момиси Маакани «бут сүритини ясиғини үчүн мәликә мәртивисидин чүшәрди» (Падишалар 1-язма 15:11—13). Шундақла Аса падиша хәлиқни Йәһвани «издәп, Тәврат билән әмирләрни тутушқа» дәвәт қилди. У башқиларға Йәһваға ибадәт қилишқа ярдәм бериш үчүн қолидин кәлгәнни қилди (Тарихнамә 2-язма 14:4).

6. Һәбәшликләр Йәһудаға һуҗум қилғанда, Аса немә қилди?

6 Аса һөкүмранлиғиниң дәсләпки он жил давамида Йәһуда жутида урушлар болмиған. Кейин Йәһудаға миллион әскири билән үч йүз җәң һарвуси бар һәбәшлик, йәни эфиопиялик, қошун қарши чиқти (Тарихнамә 2-язма 14:1, 6, 9, 10). Аса немә қилди? У Йәһваниң өз хәлқигә ярдәм қилидиғанлиғиға һеч гуманланмиди. Шуңа падиша урушни йеңивелиш үчүн Йәһваға дуа қилип ярдәм сориди (Тарихнамә 2-язма 14:11ни оқуң). Бәзидә Йәһва өз хәлқигә һәтта падишалири садақәтмән болмисиму, дүшмәнлириниң үстидин ғәлибә қазинишқа ярдәм бәргән. Буни өзиниң һәқиқий Худа екәнлигини көрситиш үчүн қилған (Падишалар 1-язма 20:13, 26—30). Лекин бу қетим Аса падиша Униңға таянғанлиқтин, Йәһва өтүнүшини җавапсиз қалдурмиди. Йәһва Асаниң дуасиға җавап берип, улар урушни йеңивалди (Тарихнамә 2-язма 14:12, 13). Кейинирәк Аса Йәһваниң әмәс, Сирия падишасиниң ярдимигә тайинип, җиддий хаталиқ қилди (Падишалар 1-язма 15:16—22). Шундақ болсиму, Аса Йәһвани яхши көргән. Униң «көңли пүтүн өмридә Худавәндигә майил» болған еди. Биз қандақларчә Асаға тәқлит қилсақ болиду? (Падишалар 1-язма 15:14).

7, 8. Асаға қайси җәһәттин тәқлит қилалаймиз?

7 Бизниң жүригимиз Йәһваға пүтүнләй берилгәнлигини қандақ биләләймиз? Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Бешимға күн чүшкәндә Йәһваға бойсунимәнму? Униң җамаитини пак сақлашқа бәл бағлидимму?» Аса падишаға өз момисини мәликә мәртивисидин айриветиш үчүн қанчилик көп җасурлуқ һаҗәт болди десиңизчу! Бәзидә бизгиму Асаға охшаш җасурлуқ керәк. Мәсилән, аилә әзалириңизниң бири яки йеқин достуңиз гуна қилип, товва қилмиғанлиғи үчүн җамаәттин чиқирилсичу? Униң билән мунасивитиңизни үзәләмсиз? Қәлбиңиз сизни немә қилишқа дәвәт қилиду?

8 Бәзидә бизгиму Асаға охшаш һәммиси бизгә қарши болғандәк туюлуши мүмкин. Бәлким, синипдашлар яки муәллимләр сизни Йәһва гувачиси болғанлиғиңиз үчүн заңлиқ қилидиғанду. Йә болмиса, хизмәтдашлириңиз чоң жиғилишқа бериш үчүн иштин соранғанлиғиңиз яки көпирәк пул тепиш үчүн қошумчә иш қилмайдиғанлиғиңиз үчүн сизни ахмақ дәп һесаплайдиғанду. Шундақ вәзийәтләрдә Асаға тәқлит қилип, Худаға тайиниң. Йәһваға дуа қилип, җасурлуқ билән давамлиқ тоғра нәрсиләрни қилиң. Худа Аса падишаға күч-ғәйрәт бәргәндәк, сизгиму күч-ғәйрәт беридиғанлиғини унтумаң.

9. Вәз қилғанда Йәһвани қандақ рази қилимиз?

9 Аса падиша өзинила ойлимай, башқиларниму Йәһвани «издәшкә» чақирди. Бизму адәмләргә Йәһваға ибадәт қилишқа ярдәм беримиз. Башқиларға Худа һәққидә ейтқанлиғимиз униң нәзәридин сирт қалмайду. Буни Уни яхши көргәнликтин вә адәмләрниң келәчиги һәққидә ойлиғанлиқтин қилғанлиғимизни көргәндә, У қанчилик рази болидиғанлиғини тәсәввур қилиңа!

ЙӘҺОШАФАТ ЙӘҺВАНИ ИЗДИГӘН

10, 11. Йәһошафатқа қандақ тәқлит қилалаймиз?

10 Йәһошафат падиша «атиси Асаниң йоллирида жүрүп, улардин чиқмиди» (Тарихнамә 2-язма 20:31, 32). Қандақларчә? Атисиға охшаш, уму хәлиқни Йәһваға ибадәт қилишқа дәвәт қилған. Йәһошафат «Худавәндиниң қанун китавидин» тәлим бериш үчүн, Йәһуда шәһәрлиригә бирнәччә кишини әвәтти (Тарихнамә 2-язма 17:7—10). Йәһошафат хәлиқни «Худавәндиниң тәрипигә яндуруш» үчүн, һәтта шималий Исраил падишалиғидики Әфраим тағлириға атланди (Тарихнамә 2-язма 19:4). Растинла, у «Худавәндини пүтүн көңли билән издигән» падиша болди (Тарихнамә 2-язма 22:9).

11 Йәһва Худа бүгүнму дуния йүзидики адәмләрниң Өзи һәққидә тәлим елишини халайду вә биздә бу ишқа өз һәссимизни қошуш пурсити бар. Бу ишқа һәр айда қатнишишқа мәхсәт қоямсиз? Башқиларға Муқәддәс китаптин тәлим берип, уларниңму Йәһваға ибадәт қилишини халаттиңизму? Бу һәққидә дуа қиламсиз? Күч чиқарсиңиз, Йәһва бирси билән тәтқиқ қилиш дәрисини башлашқа ярдәм бериду. Тәтқиқ қилиш дәрисини өткүзүш үчүн бош вақтиңизни сәрип қилишқа тәйярму? Йәһошафат башқиларниң пак ибадәтни тиклишигә ярдәм беришкә тиришқан, шуниңға охшаш, бизму паалсиз җакалиғучиларға ярдәм беришкә тиришсақ болиду. Шундақла ақсақаллар җамаәттин чиқирилған, лекин бурунқи гуналирини ташлиғанларға ярдәм көрситиш үчүн, уларға йолуқушни орунлаштуруши мүмкин.

12, 13. а) Йәһошафат қорққан чағда немә қилған? ә) Немишкә Йәһошафатқа тәқлит қилишимиз керәк?

12 Атиси Асаға охшаш, Йәһошафатму сан-санақсиз дүшмән қошуни Йәһудаға қарши чиққанда, Йәһваға таянди (Тарихнамә 2-язма 20:2—4ни оқуң). У қорқти вә Йәһвадин ярдәм сориди. Йәһошафат дуасида дүшмәнлириниң үстидин ғәлибә қилалмайдиғанлиғини вә өзиниңму, хәлиқниңму немә қилишни билмәйдиғанлиғини иқрар қилди. Шуниң билән, у Йәһва униңға ярдәм беридиғанлиғиға гуманланмиди. Йәһошафат: «Көзлиримиз саңа тәлмүрүп туриду»,— деди (Тарихнамә 2-язма 20:12).

13 Йәһошафатқа охшаш, бешимизға күн чүшкәндә, немә қилишимизни билмәй, һәтта қорқунучтин пут-қолумизда мағдиримиз қалмаслиғи мүмкин (Коринтлиқларға 2-хәт 4:8, 9). Йәһошафатниң немә қилғанлиғини унтумаң. У жутниң алдида ейтқан дуасида өзлириниң қанчилик аҗиз екәнлигини изһар қилди (Тарихнамә 2-язма 20:5). Аилә башлири Йәһошафатқа тәқлит қилалайду. Қийинчилиққа дуч кәлгәндә, Йәһва Худадин өзүңизгә вә аилиңизгә күч вә ярдәм беришни сораң. Аилә әзалириңизниң дуалириңизни аңлишидин уялмаң. Улар сизниң Йәһваға қанчилик тайинидиғанлиғиңизни көриду. Дәрһәқиқәт, У Йәһошафатқа ярдәм бәргәндәк, сизгиму шундақ ярдәм бериду.

ХИЗҚИЯ ДАЙИМ ТОҒРА ИШЛАРНИ ҚИЛҒАН

14, 15. Хизқия Худаға пүтүнләй таянғанлиғини қандақ көрсәткән?

14 Йәһваға «чаплишип, униң йолидин чиқмиған» йәнә бир падиша Хизқия болған. У атисиниң бутларға сәҗдә қилип, яман үлгә қалдурғанлиғиға қаримастин, Худаға садақәтмән болди. Хизқия «қурбанлиқ егизликлирини бузуветип, бут сүрәтлирини чеқип, Аширә сүрәтлирини жиқитип, Муса әткән мис иланни езип сундурди». Буни қилғанлиғиниң сәвәви — исраиллиқлар мошу бутларға чоқунған. Хизқия өзини Йәһваға пүтүнләй беғишлиди. «Униң йолидин чиқмай, Худавәндә Мусаға бәргән әмирләрни тутатти» (Падишалар 2-язма 18:1—6).

15 Хизқия һөкүмранлиқ қилғанда, Асурийәниң қудрәтлик әскири Йәһудаға һуҗум қилип, Йерусалимни вәйран қилғуси кәлди. Асурийә падишаси Сәннахерип Йәһваға тил тәккүзүп, Хизқияни баш әгдүрмәкчи еди. Шу чағда Хизқия Йәһваға пүтүнләй тайинип, ярдәм сорап дуа қилған. У Худаниң асурийәликләрдин нәқәдәр күчлүк болуп, хәлқини қутулдуралайдиғанлиғини билгән (Йәшая 37:15—20ни оқуң). Худа униң дуасиға җавап берип, 185000 асурийәлик әскәрни қирип ташлаш үчүн пәриштисини әвәтти (Йәшая 37:36, 37).

16, 17. Хизқияға йәнә қайси җәһәттин тәқлит қилалаймиз?

16 Кейинирәк Хизқия еғир кесәлгә гириптар болуп, өлүм ағзида болди. Шу қийин вақитта у Йәһваға ялвуруп, униң алдида садақәтмән жүргәнлигини әскә елишини өтүнди (Падишалар 2-язма 20:1—3ни оқуң). Йәһва Худа Хизқияниң дуасини аңлап, уни сақайтти. Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, бүгүнки күндә Худа бизни мөҗүзәвий һалда сақайтмайду яки һаятимизни узартмайду. Амма Хизқияға охшаш бизму Йәһваниң ярдимигә тайиналаймиз. Биз Йәһваға: «Әй Худавәндә, саңа ялвуримәнки, мениң сениң алдиңда қандақ садақәтлик билән туруп, садиқ көңүл билән жүрүп нәзәриңдә яхши болғанни қилғинимни яд қилғин»,— дәп ейталаймиз. Һәтта ағрип қалғиниңиздиму, Йәһва сизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишәнчиңиз камилму? (Зәбур 41:3).

17 Хизқияға йәнә қайси җәһәттин тәқлит қилалаймиз? Бәлким, Йәһва билән мунасивитиңизгә тосалғу болидиған яки көңлүңизни хизмәттин бөлидиған қандақту бир нәрсини байқайдиғансиз. Мәсилән, бүгүн көплири адәмләргә «чоқуниду». Улар юлтузларға вә өзи тонумайдиған башқа адәмләргә амрақ. Көпчилик мошундақ адәмләр һәққидә оқуш вә сүрәтлирини көрүшкә көп вақтини исрап қилиду. Шундақла улар пат-пат иҗтимаий алақә торлири яки башқа қурулмилар арқилиқ натонуш адәмләр билән арилишиду. Әлвәттә, мошундақ алақә қурулмилири арқилиқ аилимиз вә йеқин достлиримиз билән арилишишимиз мүмкин. Бирақ еһтиятчан болмисақ, иҗтимаий алақә торлири қиммәт вақтимизни оғурлайду. Биз һәтта торбәткә салған рәсимлиримиз билән изаһлиримиз көпчиликкә йеқип қалса, мәз болуп, махтинишқа башлишимиз мүмкин. Амма бирси уларни көрүшни тохтатса, рәнҗишимиз еһтимал. Биз әлчи Паул вә Прискила билән Акилидин савақ алалаймиз. Қандақ ойлайсиз, улар жутниң, болупму Йәһваға хизмәт қилмайдиғанларниң, немә қиливатқанлиғиниң тәпсилатлирини билишкә вақит чиқардиму? Муқәддәс китапта Паулниң «Худаниң сөзигә өзини әстаидил беғишлиғанлиғи» йезилған. Акила билән Прискила болса, вақтини вәз қилиш вә башқиларға «Худа йолини ениғирақ чүшәндүрүшкә» беғишлиди (Әлчиләр 18:4, 5, 26). Өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Мән адәмләргә “чоқунуштин” пәхәс болимәнму? Қиммәтбаһа вақтимни муһим әмәс нәрсиләргә исрап қилмаймәнму?» (Әфәсликләргә 5:15, 16ни оқуң).

ЙОШИЯ ЙӘҺВАНИҢ ӘМИРЛИРИГӘ ҚУЛАҚ САЛҒАН

18, 19. Қандақ қилип Йошиядәк һәрикәт қилалаймиз?

18 Йошия падишаму Худаниң әмирлиригә «һәммә көңли» билән қулақ салған (Тарихнамә 2-язма 34:31). Йошия Хизқияниң чәвриси болған. Өсмүр вақтида у «Давутниң Худасини издигили башлиди». 20 яшқа киргәндә болса, у Йәһудани бутпәрәсликтин тазилашқа киришкән (Тарихнамә 2-язма 34:1—3ни оқуң). Йошия Йәһуданиң башқа падишалириға қариғанда, Йәһва Худани рази қилишқа көпирәк тиришқан. Бир күни алий роһаний ибадәтханидин Худаниң Қанунини тепивалди. Бу Муса өз қоли билән язған китап болуши мүмкин! Кативи бу китапни оқуғанда, Йошия Йәһваға техиму қизғин хизмәт қилиш керәклигини чүшәнди. У башқиларниму мошундақ қилишқа дәвәт қилди. Нәтиҗидә, хәлиқ Йошия һаят вақтида «Худавәндидин янматти» (Тарихнамә 2-язма 34:27, 33).

19 Әгәр яш болсиңиз, Йошияға тәқлит қилип, Йәһва һәққидә яхширақ биләләйсиз. Йошия товва қилған бовиси Манассә падишаниң вақиәсидин Йәһваниң кәчүрүшкә тәйяр екәнлигини билгәнлиги еһтимал. Яшлар, силәрму аилиңиз вә җамаитиңиздики йеши чоңлардин үгәнсәңлар болиду. Улар Йәһваниң өзлиригә яхшилиқ қилған көп вақиәләрни ейтип берәләйду. Шундақла, Язмилар Йошияға қандақ тәсир қилғанлиғини унтумаңлар. У Йәһваниң мақуллишиға еришишни шунчилик халиғанки, бирдин өзгириш қилди. Язмиларни оқуш сизниму Йәһваға итаәтчан болушни қәтъий қарар қилишқа үндәйдиғанду. Нәтиҗидә, Йәһва билән болған достлуғуңиз техиму қоюқлишип, өзүңизни униңдинму артуқ бәхитилик һис қилисиз. Шу чағда башқиларға Йәһва һәққидә ейтишқа тәшна болисиз (Тарихнамә 2-язма 34:18, 19ни оқуң). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип, хизмитиңизниң маһаритини ашуруш усуллирини тапалайсиз. Шундақ болса, Йошиядин үлгә елип, өзгириш қилиш үчүн қолуңиздин кәлгәнни қилиң.

ЙӘҺВАҒА ПҮТҮН ҚӘЛБИМИЗ БИЛӘН ХИЗМӘТ ҚИЛАЙЛИ!

20, 21. а) Биз қараштурған төрт падишаниң қандақ охшашлиғи болған? ә) Келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

20 Йәһваға пүтүн қәлб билән хизмәт қилған Йәһуданиң төрт падишасидин немигә үгинәләймиз? Улар Йәһваниң мақуллишиға еришишкә вә униңға өмүрвайәт ибадәт қилишқа бәл бағлиған. Қувәтлик дүшмәнлири яқисидин алған чағда, улар Йәһваға таянған. Әң муһими, улар Йәһвани яхши көргәнликтин, униңға хизмәт қилди.

21 Гәрчә бу төрт падиша мукәммәлсиз болуп, хаталиқларни қилсиму, Йәһва уларға рази болди. У уларниң жүригидә немә барлиғини көрүп, уни чин жүрәктин яхши көридиғанлиғини билди. Бизму намукәммәл бәндә вә хаталиқларни өткүзимиз. Йәһва бизниң униңға пүтүн жүригимиз билән хизмәт қилғинимизни көргәндә, хурсән болиду. Келәрки мақалидә мошу падишаларниң хаталиқлиридин қандақ савақ алалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.