Кимләр иззәт-һөрмәт көрситишимизгә лайиқ?
«Тәхттә олтарғучиға вә Қозиға әбәттин-әбәт қут-бәрикәт, шан-шәрәп, шан-шөһрәт вә күч-қудрәт болсун!» (ВӘҺИЙ 5:13).
НАХШИЛАР: 9, 14
1. Бәзилири немишкә һөрмәткә лайиқ вә мошу мақалидә немини муһакимә қилимиз?
БИРСИНИ иззәтләйдиғанлиғимизни униңға алаһидә көңүл бөлүп, һөрмәтләш арқилиқ көрситәләймиз. Адәттә биз һөрмәткә лайиқ иш қилған яки қандақту бир муһим вәзипигә яки орунға егә адәмни һөрмәтләймиз. Бу мақалидә һөрмәткә ким вә немишкә лайиқ екәнлигини муһакимә қилимиз.
2, 3. а) Немишкә болупму Йәһва иззәт-һөрмәткә лайиқ? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Вәһий 5:13тә тилға елинған «Қоза» дегән ким вә немишкә униңға иззәт-һөрмәт көрситишимиз лазим?
2 Вәһий 5:13тә «Тәхттә олтарғучи» вә «Қоза» һөрмәткә лайиқ екәнлиги йезилған. Мошу айәттики «Тәхттә олтарғучи» — Йәһваниң өзи. Вәһий китавиниң 4-бабида асмандики роһий мәвҗудатлар Йәһвани, йәни «Әбәттин-әбәткичә яшиғучини», һөрмәтләшниң бир сәвәвини кәлтүргән (Вәһий 4:9—11). Улар: «Йәһва, бизниң Худайимиз, сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қудрәткә лайиқсән, чүнки сән барлиқ нәрсини яраттиң вә барлиқ нәрсә сениң ирадәң бойичә моҗут һәм яритилғандур»,— дәп ейтмақта (Вәһий 4:9—11).
Вәһий 5:13тики «Қоза» болса, Әйса Мәсиһни билдүриду. Буни нәдин билимиз? Әйса йәрдә болған вақтида «дунияниң гунасини өзигә алидиған Худаниң Қозиси» дәп аталған (Йоһан 1:29). Қол астидики хәлқи үчүн тәйярлиқ билән һаятини қийған йәнә қандақ падиша бар? Сөзсиз, бу Әйсани иззәт-һөрмәтләшниң муһим бир сәвәви! Әйса «падишаларниң Падишаси һәм һакимларниң Һакимдари» болғанлиқтин, у һөрмәткә лайиқ (Тимотийға 1-хәт 6:14—16). Бәлким, сизму нахша ейтқан асмандики мәвҗудатларниң һис-туйғулириға қошулидиғансиз: «Қурванлиққа боғузланған Қоза қудрәткә, байлиққа, даналиққа, күчкә, шәрәпкә, шөһрәткә вә бәрикәткә лайиқтур» (Вәһий 5:12).
34. Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһкә һөрмәт көрситиш қанчилик муһим?
4 Йоһан 5:22, 23тә ейтилғандәк, Йәһва Худа Мәсиһкә инсанларни сотлаш вәзиписини бәрди. Бу — Әйсани һөрмәтләшниң асасий сәвәви. Әйсани һөрмәтлисәк, Йәһваниму һөрмәтләймиз. Әйсаға вә униң Атисиға һөрмәт көрсәтсәк, мәңгү һаят кәчүрәләймиз (Зәбур 2:11, 12ни оқуң).
5. Немишкә адәмләрниң һәммиси һөрмәткә лайиқ?
5 Худа инсанларни «өзигә охшитип яратти» (Яритилиш 1:27). Демәк, уларниң көпчилиги Худаға охшаш хисләтләрни көрситәләйду. Мәсилән, улар меһир-муһәббәт, рәһим вә һисдашлиқни көрситәләйду. Шундақла инсанларға виждан яки тоғра билән натоғра, раст билән ялғанни һәм лайиқ билән налайиқ нәрсиләрни айривелиш қабилийити берилгән (Римлиқларға 2:14, 15). Адәмләрниң көпчилиги таза вә гөзәл нәрсиләрни яхши көриду вә бир-бири билән инақлиқта һаят кәчүрүшни халайду. Буниңға һәйран қалмаймиз, сәвәви Йәһва тәртип билән тинчлиқниң Худаси. Өзлири билсиму, билмисиму, улар қандақту бир мәлум дәриҗидә Йәһваға тәқлит қилғанлиқтин, иззәт-һөрмитимизгә лайиқ (Зәбур 8:5).
БАШҚИЛАРҒА ОРУНЛУҚ ҺӨРМӘТ КӨРСИТИШ
6, 7. Адәмләргә һөрмәт көрситиштә Йәһва гувачилири башқилардин қандақ пәриқлиниду?
6 Биз башқа адәмләрни һөрмәтлишимиз керәклигини билимиз, лекин уларға қандақ вә қанчилик һөрмәт көрситишни ениқлаш қийин болуши мүмкин. Буниң сәвәви — намукәммәл инсанларға Шәйтан дуниясиниң көзқариши қаттиқ тәсир қилиду. Жут адәмләргә сәҗдә қилиду. Башқиларға Йәһва Худаниң нийитигә мас иззәт-еһтирам көрситишниң орниға, уларға худаларға қариғандәк қарайду. Улар диний вә сәясий рәһбәрләрниң, спорт вә кино юлтузлириниң вә башқа мәшһур адәмләрниң кийиниш усулини һәм жүрүш-турушини дорайду.
7 Һәқиқий мәсиһийләр мошундақ орунсиз иззәт-һөрмәт көрситишниң натоғра екәнлигини билиду. Тарихта яшиған адәмләр арисидин тәқлит қилишқа әрзийдиған ялғуз инсан — Әйса, сәвәви у бизгә мукәммәл үлгә қалдурди (Петрусниң 1-хети 2:21). Монуни әстин чиқармиған яхши: «Һәммиси гуна қилди һәм Пәрвәрдигарниң шөһритидин мәһрум болди» (Римлиқларға 3:23). Һечбир инсан башқиларниң униңға ибадәт қилишиға лайиқ әмәс. Адәмләргә артуқчә һөрмәт көрсәтсәк, Йәһвани рәнҗитимиз.
8, 9. а) Йәһва гувачилириниң һөкүмәт әмәлдарлириға болған көзқариши қандақ? ә) Уларға қачан бойсунмаймиз?
Римлиқларға 13:1, 7).
8 Бәзи адәмләр алаһидә орунға егә болғанлиқтин, һөрмитимизгә лайиқ. Мәсилән, һөкүмәт хизмәтчилириниң биз үчүн немә қилидиғанлиғи һәққидә ойлинип көрәйли. Улар җәмийәттә тәртип сақлашқа вә пухралириниң еһтияҗлирини қанаәтләндүрүшкә ярдәм бериду. Уларниң хизмитиниң башқа көплигән пайдиси бар. Әлчи Паул шундақла бу адәмләрни «жуқуриқи һакимийәтләр» сүпитидә иқрар қилип, орнатқан қанунлириға беқинишимиз керәклигини ейтқан. У: «Һәркимгә тегишликни бериңлар: кимгә селиқ — селиқ» вә «кимгә иззәт-еһтирам — иззәт-еһтирам»,— дәп язған (9 Йәһва гувачилири сүпитидә, биз мәмликәт хизмәтчилирини һөрмәтләш үчүн қолумиздин кәлгәнни қилимиз. Әлвәттә, һәр дөләтниң өз қанун тәләплири бар болғанлиқтин, шундақ әмәлдарларниң биздин немини күтидиғанлиғи башқа йәрдин пәриқлиниши мүмкин. Шундақ болсиму, биз өз борчини орунлаватқан һөкүмәт әмәлдарлири билән һәмкарлишимиз. Лекин улар Йәһваға итаәтсизлик қилишқа дәвәт қилидиған ишни қилишимизни сориса, биз уни қилмаймиз. Шундақ чағда биз адәмгә қариғанда, Йәһвани көпирәк һөрмәтләп, униңға беқинимиз (Петрусниң 1-хети 2:13—17ни оқуң).
10. Йәһваниң қедимий хизмәтчилиридин немигә үгинәләймиз?
10 Һөкүмәт вә униң әмәлдарлириға һөрмәт көрситишкә тегишлик Йәһваниң қедимий хизмәтчилиридин үлгә алалаймиз. Йүсүп билән Мәрийәм тәқлит қилишқа лайиқ (Луқа 2:1—5). Рим империяси өз пухралиридин тизимдин өтүшни тәләп қилғанда, Йүсүп билән Мәрийәм буниңға бойсунди. Мәрийәмниң ай-күни тошуп қалғиниға қаримастин, улар Бәйтләһәмгә барди (Луқа 2:1—5). Һөкүмранларға һөрмәт көрсәткән йәнә бири — әлчи Паул. Башқилар Паулға яла чаплиғанда, у Агрипа падишаниң вә Рим өлкиси Йәһудийәниң һөкүмрани болған Фестниң алдида өзини қорғап, иззәт-һөрмәт билән сөзлигән (Әлчиләр 25:1—12; 26:1—3).
11, 12. а) Немишкә диний рәһбәрләргә алаһидә һөрмәт көрсәтмәймиз? ә) Австриялик Гувачиниң бир сәясәтчигә иззәт-һөрмәт көрсәткәнлигиниң нәтиҗиси қандақ болди?
11 Диний рәһбәрләр һәққидә немә ейтишқа болиду? Биз уларға алаһидә һөрмәт көрситишимиз керәкму? Башқа адәмләрни қандақ һөрмәтлисәк, уларниму шундақ һөрмәтләймиз. Лекин улар өзлиригә алаһидә һөрмәт көрситилиду дәп күтсиму, биз уларни махтап, асманға көтәрмәймиз. Немишкә? Сәвәви сахта дин Худа вә униң Сөзи болған Муқәддәс китап һәққидә һәқиқәткә үгәтмәйду. Әйса дин устазлирини иккиүзлүк кор йетәкчиләр дәп атап, тәңқит қилған (Мәтта 23:23, 24). Һөкүмәт әмәлдарлириға тегишлик болса, уларға һөрмәт көрсәткәнлигимиз яхши нәтиҗиләргә елип келиду. Бәзидә һөрмәт көрсәткәнлигимиз уларни бизгә ярдәм беришкә дәвәт қилған.
12 Шундақ әмәлдарларниң бири — австриялик сәясәтчи Генрих Глайсснер. Иккинчи дуния уруши вақтида уни нацистлар тутқунға алиду. Мәхбуслар лагериға апиридиған поезда у Леопольд Энглайтнер дегән австриялик Гувачи билән тонушиду. Леопольд бурадәр униңға өз ишәнчини иззәт-һөрмәт
билән чүшәндүрүп бериду. Глайсснер әпәнди уни диққәт қоюп тиңшайду. Уруштин кейин у өзиниң һоқуқини пайдилинип, Австриядики Гувачиларға қайта-қайта ярдәм көрситиду. Бәлким, сизму мәсиһийләрниң һөкүмәт әмәлдарлириға һөрмәт көрсәткәнлигиниң яхши нәтиҗиләргә әкәлгән вақиәләрни билидиғансиз.БАШҚИЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТӘЙЛИ
13. Иззәт-һөрмитимизгә болупму кимләр сазавәр вә немишкә?
13 Қериндашлиримиз иззәт-һөрмәткә әрзийду. Болупму рәһбәрликни бойниға алидиған бурадәрләр, мәсилән, ақсақаллар, наһийилик назарәтчиләр, филиал комитети билән Рәһбәрлик кеңәшниң әзалири һөрмитимизгә сазавәр (Тимотийға 1-хәт 5:17ни оқуң). Уларниң һәммиси Худа хәлқигә ғәмхорлуқ қилиду вә Муқәддәс китапта инсан сүпитидики һәдийәләр дәп атилиду (Әфәсликләргә 4:8). Шуңа биз уларни миллити, билими, җәмийәттики орни вә малийәвий әһвали қандақ болмисун, һөрмәтләймиз. Биринчи әсирдики мәсиһийләр бизгә яхши үлгә қалдурди. Улар рәһбәрликни бойниға алғанларни һөрмәтлигән, бүгүнки таңда бизму шундақ қилимиз. Лекин биз уларни пәриштә яки худди йерим худа дәп һесаплимаймиз. Амма әмгиги билән кичик пеиллиғи үчүн уларға иззәт-һөрмәт көрситимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 1:24; Вәһий 19:10ни оқуң).
14, 15. Мәсиһий ақсақаллар диний рәһбәрләргә қайси тәрәптин охшимайду?
14 Мошундақ ақсақалларни кәмтәр падичилар дәп ейтишқа болиду. Улар өзлиригә юлтузлардәк қаришимизни Мәтта 23:6, 7).
халимайду. Шуңа улар заманивий вә Әйсаниң күнидики көплигән диний рәһбәрләргә һеч охшимайду. Әйса диний рәһбәрләр һәққидә мундақ дегән: «Улар зияпәтләрдә әң әтиварлиқ, йәһудий ибадәтханиларда алдинқи орунларни вә базар мәйданлирида уларға салам беришләрни яхши көриду, шундақла кишиләр уларни “устазлар” дәп атишиға амрақ» (Ақсақаллар кәмтәр болуп, Әйсаниң сөзигә қулақ салса, қериндашлар уларни яхши көриду, һөрмәтләйду вә қәдирләйду
15 Мәсиһий ақсақаллар болса, Әйсаниң келәрки сөзлиригә қулақ салиду: «Силәр болсаңлар өзүңларни “устазлар” дәп аташқа рухсәт қилмаңлар, чүнки силәрниң бирла Устазиңлар бар, силәр барлиғиңлар бир-бириңларға — қериндашлар. Һәм һечкимни йәрдә “атам” демәңлар, чүнки силәрниң бирла асмандики Атаңлар бар. Һәм өзүңларни “даһийлар” дәп аташқиму йол қоймаңлар, чүнки силәрдә бирла Даһий бар — Мәсиһ. Бирақ араңлардики әң мәртивилик киши силәрниң чакариңлар болуши лазим. Ким өзини үстүн тутса, төвәнлитилиду һәм ким өзини төвән тутса, үстүнлитилиду» (Мәтта 23:8—12). Пүткүл дуния йүзидики җамаәт ақсақаллири кәмтәр болуп, Әйсаниң сөзигә қулақ салса, қериндашлар уларни яхши көриду, һөрмәтләйду вә қәдирләйду.
16. Немишкә орунлуқ һөрмәт көрситишкә күч селишни давамлаштурушимиз керәк?
16 Башқиларға орунлуқ һөрмәт көрситишни үгиниш үчүн көп вақит керәк болуши мүмкин. Дәсләпки мәсиһийләрдиму шундақ болған (Әлчиләр 10:22—26; Йоһанниң 3-хети 9, 10). Йәһваниң көзқаришиға мас иззәт-һөрмәт көрситишни үгиниш күч чиқиришқа әрзийду, сәвәви униң көп пайдисини көримиз.
ҺӨРМӘТ КӨРСИТИШНИҢ ПАЙДИСИ
17. Һоқуққа егә болғанларға һөрмәт көрситишниң пайдиси қандақ?
17 Әмәлдарларға һөрмәт көрсәтсәк, улар вәз қилиш һоқуқумизни қоғдиши мүмкин. Улар һәтта бу ишимизға иҗабий қарашқа башлиши еһтимал. Германиядә пешқәдәм болуп хизмәт қилған Биргит исимлиқ қериндаш бирнәччә жил бурун қизиниң мәктәпни пүтириш мәрасимиға барған. Муәллимләр Биргитқа мәктивидә жиллар бойи Гувачиларниң балилири оқуғанлиғиға хурсән болғанлиғини вә улар болмиса, мәктәп башқичә болидиғанлиғини ейтти. Биргит қериндаш: «Биз балилиримизға Худаниң өлчәмлиригә мас һәрикәт қилишни, шу җүмлидин муәллимләргә һөрмәт көрситишни, үгитимиз»,— дәп чүшәндүрди. Шу чағда бир муәллим: «Балиларниң һәммиси силәрниңкидәк болса, мәктивимиз җәннәттәк болатти»,— деди. Муәллимләрниң Гувачи балиларға тегишлик көзқариши иҗабий болғанлиқтин, бирнәччә һәптидин кейин уларниң бири һәтта конгрессқа қатнишипту.
18, 19. Ақсақалларға һөрмәт көрсәткәндә, немини унтумаслиғимиз лазим?
18 Худаниң Сөзидики принциплар җамаәт ақсақаллириға қандақларчә орунлуқ һалда һөрмәт көрситиш керәклигини чүшинишимизгә ярдәм бериду Ибранийларға 13:7, 17ни оқуң). Уларни еғир әмгиги үчүн махталаймиз вә махтишимиз зөрүр. Ақсақаллар бәргән көрсәтмиләргә қулақ салсақ, бу уларға хизмитини хошаллиқ билән орунлашқа ярдәм бериду. Муқәддәс китапта уларниң етиқадиға тәқлит қилишимиз керәклигиму ейтилған. Лекин бу «мәшһур» ақсақалларниң кийиниш, сөзләш вә тәлим бериш усуллирини дораш керәклигини билдүрмәйду. Әгәр шундақ қилсақ, Әйсаға әмәс, адәмләргә әгишип жүргәндәк болуп қалимиз. Ақсақалларниңму бизгә охшаш мукәммәлсиз екәнлигини унтумаслиғимиз керәк.
(19 Ақсақалларға юлтузлардәк қаримай, әксичә орунлуқ иззәт-еһтирам көрсәтсәк, уларму буниң пайдисини көриду. Қандақларчә? Бу уларни мәнмән болуп кетиштин вә өзини башқилардин үстүн қоюп, иш-һәрикәтлирим һәрдайим тоғра дәп ойлаштин сақлайду.
20. Башқиларға һөрмәт көрситишниң қандақ пайдисини көримиз?
20 Башқиларни һөрмәтлигәнлигимиз бизни мәнмәнликтин сақлайду вә кимду-бирси бизгә алаһидә көңүл бөлсә, кәмтәр болуп қелишимизға ярдәм бериду. Шундақла, бу бизни өзүмиз һөрмәтләйдиған адәм көңлүмизни қалдурған вақиттиму, путликашаң болушимиздин һимайә қилиду. Башқиларға орунлуқ иззәт-һөрмәт көрситишниң йәнә бир пайдиси — биз Йәһваниң тәшкилати билән һәмкарлишимиз. Тәшкилатимиз кимду-бирсигә, мәйли етиқатдаш болсун-болмисун, һөрмәт көрситиштә чәктин чиқип кәтмәйду.
21. Башқиларға орунлуқ һөрмәт көрситиштин келидиған әң муһим пайда қандақ?
21 Башқиларға иззәт-һөрмәт көрситиштин келидиған әң муһим пайда — Худаниң мақуллишиға еришиш. Шундақ қилип, биз Униң ирадисигә бенаән һәрикәт қилип, садақәтмәнлигимизни сақлаймиз. Шу арқилиқ Йәһва өзигә қарши чиққан Шәйтанға җавап берәләйду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11). Бу дуниядики көп адәмләр башқиларға орунлуқ һөрмәт көрситишни билмәйду. Башқиларға қандақларчә Йәһваға яқидиған усулда һөрмәт көрситиш керәклигини билгинимиз үчүн интайин миннәтдармиз!