Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Ата-ана, балиңизға чөмдүрүлүш мәрасимиға тәйяр болушқа ярдәм бериватамсиз?

Ата-ана, балиңизға чөмдүрүлүш мәрасимиға тәйяр болушқа ярдәм бериватамсиз?

«Әнди немишкә алдиримайсән? Тур,... чөмдүрүлүп гуналириңни жуй» (ӘЛЧИЛӘР 22:16).

НАХШИЛАР: 7, 11

1. Балилири чөмдүрүлүштин өтмәй туруп, мәсиһий ата-анилар немигә көз йәткүзүшни халайду?

 «АТА-АНАМҒА чөмдүрүлүшни халиғанлиғимни айлар бойи ейтип жүрдум. Улар мениң билән бу мавзу һәққидә пат-пат сөзлишәтти. Чүнки буниң қанчилик җиддий қарар екәнлигини чүшәнгәнлигимгә көз йәткүзүшни халиған. Шундақ қилип, 1934-жилниң 31-декабрь күни мән һаятимдики әң муһим қәдәмни бастим». Блоссом Брандт қериндишимиз чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни қарар қилғинида йүз бәргән вақиәләрни шундақ тәсвирлиди. Бүгүнки күндиму ата-анилар балилириға тоғра қарарларни қилишқа ярдәм бәргүси келиду. Әгәр бала чөмдүрүлүшни муһим сәвәпсиз кәйнигә сүрсә, бу униң Йәһва билән болған мунасивитигә зиян кәлтүрүши мүмкин (Яқуп 4:17). Балилири чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүштин авал, зерәк ата-анилар уларниң Мәсиһниң шагирти болушқа тәйяр екәнлигигә көз йәткүзиду.

2. а) Бәзи наһийилик назарәтчиләр немини байқиған? ә) Бу мақалидә биз немини муһакимә қилимиз?

2 Бәзи наһийилик назарәтчиләр 20 яш әтрапидики яшларниң һәқиқәтни кичигидин билсиму, техи чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмигәнлигини байқиған. Адәттә улар җамаәт учришишлириға бариду, вәз қилиду вә өзлирини Йәһва гувачилири дәп һесаплайду. Лекин қандақту бир сәвәп билән өзини Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтмигән. Бәзи чағларда буниңға ата-аниси сәвәп болиду. Улар балиси чөмдүрүлүштин өтүшкә техи тәйяр әмәс дәп ойлайду. Бу мақалидә биз ата-аниға балисини чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә дәвәт қилишқа тосалғу болидиған төрт ойни қараштуримиз.

БАЛАМ ТЕХИ КИЧИКМУ?

3. Блоссомниң ата-аниси немә һәққидә әнсиригән?

3 Биринчи абзацта тилға елинған Блоссомниң ата-аниси қизимиз чөмдүрүлүшниң немә екәнлигини вә қанчилик җиддий қарар екәнлигини чүшиниш үчүн техи кичик дәп әнсиригән. Ата-анилар балисиниң өзини Йәһваға беғишлашқа тәйяр болғанлиғини қандақ биләләйду?

4. Мәтта 28:19, 20дики Әйсаниң тәлими ата-аниларға қандақ ярдәм бериду?

4 Мәтта 28:19, 20ни оқуң. Муқәддәс китапта чөмдүрүлүштин нәқ нәччә яшта өтүш керәклиги йезилмиған. Лекин ата-аниларға шагирт тәйярлашниң немини билдүридиғанлиғи һәққидә пухта ойлиниш керәк. Мәтта 28:19дики шагирт тәйярлаш дегән ибарә грек тилида бирсигә шагирт болушқа ярдәм бериш мәхситидә тәлим беришни билдүриду. Шагирт — Әйсаниң тәлимлирини билидиған вә чүшинидиған һәм Әйсаға бойсунушни халайдиған адәм. Шу сәвәптин, ата-ана балилириға туғулғандин башлап тәлим берип, Йәһваға беғишлинишқа һәм Әйсаниң шагирти болушқа ярдәм беришни мәхсәт қилиши керәк. Әлвәттә, бовақлар чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә тәйяр болалмайду. Амма Муқәддәс китапта йезилғандәк, һәтта кичик балиларму Худа Сөзидики һәқиқәтни чүшинәләйду вә яхши көрәләйду.

5, 6. а) Муқәддәс китапта Тимотий һәққидә йезилған сөзләрдин униң чөмдүрүлүши тоғрисида қандақ хуласә қилалаймиз? ә) Ата-ана балилириға ярдәм берәләйдиған әң яхши йол қандақ?

5 Тимотий яш чеғидин башлап Йәһваға хизмәт қилишни қарар қилған шагирт. Әлчи Паул Тимотийниң Худа Сөзидики һәқиқәтни «бовақ чеғидин» үгинишкә башлиғанлиғини ейтқан. Тимотийниң дадиси Йәһваға хизмәт қилмиған. Лекин аниси вә момисиниң ярдими билән у Худа Сөзини яхши көргән. Нәтиҗидә, униң етиқади бәк күчлүк еди (Тимотийға 2-хәт 1:5; 3:14, 15). Тимотий тәхминән 20 яшларда җамаәттә алаһидә тапшуруқларни орунлашқа лайиқ болған (Әлчиләр 16:1—3).

6 Бәш қол бирдәк болмиғандәк, бир бала башқисиға охшимайду. Уларниң һәммиси роһий җәһәттин охшаш йетилмәйду. Бәзи балилар кичигидин башлап һәқиқәтни чүшиниду, дана қарарларни чиқириду вә яш чеғида чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халайду. Башқиларға болса, көпирәк вақит керәк. Дана ата-ана балиларға бесим қилип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә мәҗбурлимайду. Әксичә, улар һәрбир балиға роһий җәһәттин өз илдамлиғи билән өсүшкә ярдәм бериду. Балилар Пәнд-нәсиһәтләр 27:11дики (оқуң) сөзләрни қолланғанда, ата-аниси хошал болиду. Лекин уларниң мәхсити балилириға шагирт болушқа ярдәм бериш екәнлигини унтумаслиғи керәк. Ата-ана буни әстә тутуп, өзидин: «Баламниң Худаға беғишлиниши вә чөмдүрүлүштин өтүши үчүн билими йетәрликму?»— дәп сориши керәк.

БАЛАМНИҢ БИЛИМИ ЙЕТӘРЛИКМУ?

7. Бирси беғишлинип, чөмдүрүлүштин өтмәй туруп, Муқәддәс китапниң һәрбир тәлиматини ушшақ-чүшшәккичә билиши шәртму? Чүшәндүрүп бериң.

7 Ата-ана балилирини үгәткәндә, уларға һәқиқәтни яхши билишкә ярдәм бериду. Бу билим балиларни Худаға өзини беғишлашқа дәвәт қилиду. Лекин балиниң беғишлинип, чөмдүрүлүштин өтмәй туруп, Муқәддәс китапниң һәрбир тәлиматини ушшақ-чүшшәккичә билиши шәрт әмәс. Мәсиһниң һәрбир шагирти чөмдүрүлгәндин кейинму билим елишни тохтатмаслиғи керәк (Колосилиқларға 1:9, 10ни оқуң). Ундақта, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш үчүн, адәм қанчилик билим елиши керәк?

8, 9. Филипидики түрмә башлиғи билән немә иш йүз бәргән вә бу вақиәдин немигә үгинәләймиз?

8 Биринчи әсирдә яшиған бир аилиниң вақиәси бүгүнки аилиләргә ярдәм берәләйду (Әлчиләр 16:25—33). 50-жили әлчи Паул иккинчи миссионерлиқ сәпири билән Филипи шәһиригә кәлгән. Шу йәрдә болғанда, Паул билән Силасни ялған әйипләп, тутувелип, түрмигә ташлиди. Түндә йәр қаттиқ тәврәп, түрминиң барлиқ ишиклири ечилди. Түрмә башлиғи мәһбусларниң һәммиси қечип кәтти дәп ойлап, өз-өзигә қол салмақчи болған. Амма Паул уни тохтатти. Кейин Паул билән Силас түрмә башлиғиға вә униң аилисигә Әйса тоғрисида һәқиқәтни үгәткән. Улар Әйса һәққидә аңлиғанлириға ишинип, униңға бойсунушниң қанчилик муһим екәнлигини чүшәнгән. Шуңа улар дәрру чөмдүрүлүштин өтти. Бу вақиәдин немигә үгинәләймиз?

9 Түрмә башлиғи бурун Рим әскири болған охшайду. У Худа Сөзини билмигән. Шуңа мәсиһий болуш үчүн, у Муқәддәс китаптики асасий һәқиқәтләрни билишкә, Йәһва хизмәтчилиридин немини тәләп қилидиғанлиғини чүшинишкә вә Әйсаниң тәлимлиригә бойсунушқа тәйяр болуши керәк еди. Мошу қисқа вақитниң ичидә алған билими уни чөмдүрүлүшкә дәвәт қилди. Әлвәттә, у чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндин кейинму давамлиқ билим елиши лазим еди. Әгәр балиңиз Йәһвани яхши көргәнликтин вә Униңға бойсунушни халиғанлиқтин, чөмдүрүлүштин өтүшни халиса, немә қилалайсиз? Балиңиз ақсақаллар билән сөзлишиши керәк дәп қарар қилишиңиз мүмкин. Улар балиңизниң чөмдүрүлүштин өтүшкә тәйяр яки тәйяр әмәс екәнлигини қарар қилалайду a (Изаһәткә қараң). Чөмдүрүлүштин өткән һәммә мәсиһийләргә охшаш, балиңизму Йәһва һәққидә билим елишни һаятиниң ахириғичә, һәтта мәңгү давамлаштуриду (Римлиқларға 11:33, 34).

БАЛАМ ҮЧҮН ӘҢ ЯХШИ БИЛИМ ҚАНДАҚ?

10, 11. а) Бәзи ата-анилар қандақ көзқарашта? ә) Бала үчүн әң яхши һимайә немә?

10 Бәзи ата-ана балиси алий билим елип, яхши ишқа киривалғандин кейинла чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши тоғра дәп һесаплайду. Мундақ ата-аниниң нийити яхши болуши мүмкин, лекин улар өзидин: «Буниңдин балам һәқиқий муваппәқийәткә еришәләмду? Бу Муқәддәс китаптин билгәнлиримизгә мас келәмду? Йәһва Худа һаятимизни қандақ қоллинишимизни халайду?»— дәп сориши лазим (Вәз 12:1ни оқуң).

11 Бу дуния тәғдим қилидиған нәрсиләр Йәһваниң ойлири билән ирадисигә қарши екәнлигини әстә тутуш муһим (Яқуп 4:7, 8; Йоһанниң 1-хети 2:15—17; 5:19). Йәһва билән йеқин мунасивәт балиңиз үчүн Шәйтан, бу рәзил дуния вә униң натоғра көзқаришидин әң яхши һимайә болиду. Әгәр ата-ана алий билим елишни вә жуқури маашлиқ ишни биринчи орунға қойса, балилири бу дуниядики нәрсиләр Йәһва билән йеқин мунасивәттин муһимирақ дәп ойлиши мүмкин. Бу наһайити хәтәрлик. Ғәмхор ата-ана сүпитидә бу дунияниң балиңизға бәхиткә тегишлик өзиниң көзқаришини үгәткинини һәқиқәтән халамсиз? Һәқиқий бәхит-саадәткә еришишниң ялғуз йоли — Йәһвани һаятимизда биринчи орунға қоюш (Зәбур 1:2, 3ни оқуң).

БАЛАМ ГУНА ҚИЛИП ҚОЙСИЧУ?

12. Немишкә бәзи ата-анилар балисиниң чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмәй турғини тоғра дәп ойлайду?

12 Бир ана қизиниң чөмдүрүлүштин өтүшини халимиғанлиғиниң сәвәвини чүшәндүрди. У: «Буниң асасий сәвәви җамаәттин чиқирилиш чариси еди»,— дәп етирап қилди. Бу қериндашқа охшаш, бәзи ата-анилар балилири ахмақлиқ қилмайдиған яшқа кирмигичә, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмәй турғини тоғра дәп һесаплайду (Яритилиш 8:21; Пәнд-нәсиһәтләр 22:15). Улар балам чөмдүрүлүштин өтмисә, җамаәттин чиқирилиши мүмкин әмәс дәп ойлайду. Бирақ мундақ ой-пикир тоғриму? (Яқуп 1:22).

13. Бирси чөмдүрүлүштин өтмисә, униң Йәһваниң алдида җавапқа тартилмайдиғанлиғини билдүрәмду? Чүшәндүрүп бериң.

13 Әлвәттә, ата-ана балисиниң Йәһваға беғишлинишқа тәйяр болмай туруп, чөмдүрүлүштин өтүшини халимайду. Амма бала чөмдүрүлмисә, Йәһваниң алдида җавапқа тартилмайду дәп ойлаш натоғра. Бала Йәһваниң яхши билән яманға тегишлик көзқаришини билгәндин башлап Униң алдида җавапкар (Яқуп 4:17ни оқуң). Дана ата-ана балисини чөмдүрүлүштин ялтайтмайду. Улар балисиға кичигидин тартип, Йәһва тоғра дәп санайдиған ишларни яхши көрүшни вә натоғра дәп санайдиған ишларни өч көрүшни үгитиду (Луқа 6:40). Балиңизниң Йәһваға болған меһир-муһәббити уни еғир гуна қилиштин сақлайду. Чүнки у Йәһваниң көз алдида тоғра болған ишларни қилишни халайдиған болиду (Йәшая 35:8).

БАШҚИЛАРМУ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ

14. Ақсақаллар ата-аниларға қандақ ярдәм берәләйду?

14 Ақсақаллар роһий мәхсәтләр һәққидә иҗабий һалда сөзлисә, ата-аниларға ярдәм берәләйду. 70 жилдин ошуқ вақит давамида толуқ вақитлиқ хизмәт қилған қериндишимиз Расселл бурадәр билән сөһбәтләшкәнлигини әслиди. Шу чағда у пәқәт алтә яшта еди. У мундақ дәйду: «У мениң билән роһий мәхсәтлирим тоғрисида сөзлишиш үчүн 15 минут вақтини чиқарди». Растинла, иҗабий вә тәсәлли беридиған сөзләр адәмниң пүтүн һаятиға тәсир қилиши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 25:11). Шундақла ақсақаллар ата-анилар билән балиларни Ибадәт өйидики ишларға қатнишишқа тәклип қилалайду. Балилар йешиға вә қабилийитигә мас келидиған тапшуруқларни қилса болиду.

15. Җамаәттики башқа қериндашлар яшларға қандақ ярдәм берәләйду?

15 Җамаәттики башқа қериндашлар қандақ ярдәм берәләйду? Яшларға орунлуқ түрдә шәхсий диққәт бөлсә болиду. Мәсилән, яшларниң Йәһваға йеқинлишиватқанлиғини көрситидиған бәлгүләрни байқашқа тиришиң. Улар җамаәт учришишида җавап бәрдиму? Һәптә оттурисидики учришишта тапшурмини орунлидиму? Мәктәптә гувалиқ бәрдиму? Йә болмиса, яманлиқ қилишқа аздурулғанда, тоғра һәрикәт қилдиму? Шундақ қилған болса, уларни махташқа алдираң! Учришиштин бурун вә униңдин кейин яшлар билән сөзлишишкә мәхсәт қоюң. Шу чағда балилар өзлириниң «зор җамаәтниң» бир әзаси екәнлигини һис қилиду (Зәбур 35:18).

БАЛИҢИЗҒА ЧӨМДҮРҮЛҮШ МӘРАСИМИДИН ӨТҮШКӘ ТӘЙЯР БОЛУШҚА ЯРДӘМЛИШИҢ

16, 17. а) Балиниң чөмдүрүлүштин өткини немишкә муһим? ә) Мәсиһий ата-ана қандақ хошаллиққа еришәләйду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

16 Балиға Йәһвани яхши көрүшни үгитиш — ата-аниға берилгән зор шан-шәрәп (Зәбур 127:3; Әфәсликләргә 6:4). Исраил хәлқидә балилар туғулғандин башлап Йәһваға беғишланған хәлиқниң бир қисми еди. Лекин бизниң балилиримиз билән ундақ әмәс. Ата-аниниң Йәһвани вә һәқиқәтни яхши көргини балиларниңму шундақ қилидиғанлиғини билдүрмәйду. Ата-ана балиси туғулғандин тартип униңға шагирт болушқа, Худаға беғишлинишқа вә чөмдүрүлүштин өтүшкә ярдәмлишишни мәхсәт қилиши керәк. Буниңдин муһим иш барму?! Адәм Худаға беғишлинип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүп, Йәһваға садиқ хизмәт қилса, бүйүк апәт вақтида аман қалалайду (Мәтта 24:13).

Ата-анилар балилириға шагирт болушқа ярдәм беришни мәхсәт қилиши керәк (16, 17-абзацларға қараң)

17 Блоссом Брандт қериндаш чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмәкчи болғанда, ата-аниси униң тәйяр екәнлигигә көз йәткүзүшни халиған. Улар қизиниң тәйяр екәнлигигә ишәнчлик болғанда, униң қарарини қоллиған. Блоссом қериндаш мундақ дәйду: «Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүштин авалқи кечиси дадам һәммимизни җәм қилди һәм биз тизлинип, Йәһва Худаға дуа қилдуқ. Дадам кичик қизиниң өз һаятини Йәһваға беғишлашни қарар қилғиниға наһайити хошал екәнлигини ейтти». 60 жилдин ошуқ вақит өткәндин кейин Блоссом қериндаш: «Мән бу кәчни мәңгү унтумаймән!»— деди. Ата-ана, балиңиз Йәһваниң беғишланған вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән хизмәтчиси болғанда, силәрниңму хошаллиқ вә қанаәткә еришишиңларни тиләймиз!

a Ата-анилар балилири билән мошу пайдилиқ мәлуматларни муһакимә қилса болиду: «Яшларниң соаллири. Әмәлий мәслиһәтләр» (рус), 2-том, 304—310 бәтләр; «Вәзилик хизмитимиз» (рус), 2011-жил, апрель, 2-бәт, «Вәзичиләрниң соаллири».