Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

12-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Башқиларниң һис-туйғулириға көңүл бөләйли

Башқиларниң һис-туйғулириға көңүл бөләйли

«һәммиңлар бир пикирлик, һисдашлиқ, қериндашларчә сөйү[ңлар]» (ПЕТ. 1-Х. 3:8).

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Петрусниң 1-хети 3:8гә асасән, һис-туйғулиримизға көңүл бөлидиғанлар билән биллә болғанда немә үчүн хошал болумиз?

 БИЗ һис-туйғулиримиз вә һал-әһвалимизға көңүл бөлидиғанлар билән биллә болғанда хошал болумиз. Шундақ адәмләр өзлирини башқиларниң орниға қоюп, уларниң ой-һияллирини вә һис-туйғулирини чүшинишкә тиришиду. Улар немигә муһтаҗ екәнлигимизни билгәндә, биз техи ейтмай туруп, ярдәм қолини суниду. Биз һисдашлиқ b билдүридиған адәмләрни қәдирләймиз вә уларға миннәтдар болумиз (Петрусниң 1-хети 3:8ни оқуң).

2. Һисдашлиқ билдүрүш үчүн немишкә күч чиқиришимиз керәк?

2 Худаниң хизмәтчилири сүпитидә биз һисдашлиқ билдүрүшни халаймиз. Лекин биз намукәммәл болғанлиқтин, бәзидә бу қийин болуши мүмкин (Рим. 3:23). Шу сәвәптин, биз өз-өзүмизнила ойлаш майиллиғидин айрилиш үчүн күч чиқиришимиз керәк. Бәлким, өсүп-йетилгән муһит вә өтмүштә баштин кәчүргән вақиәләр түпәйли, башқиларға ич ағритиш биз үчүн асан әмәс болиду. Өп-чөримиздики адәмләрму бизгә яман тәсир қилиши мүмкин. Биз яшаватқан ахир заманда адәмләр башқиларниң һис-туйғулириға көңүл бөлмәйду. Улар «өзинила яхши көридиған» болуп кәткән (Тим. 2-х. 3:1, 2). Һисдашлиқ билдүрүшкә тосалғу болидиған бу қийинчилиқларни йеңишимизгә немә ярдәм бериду?

3. a) Башқиларға һисдашлиқ билдүрүшни қандақ үгинәләймиз? ә) Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

3 Йәһва Худа билән Әйсадин үлгә алсақ, башқиларға һисдашлиқ билдүрүшни үгинәләймиз. Йәһва — меһир-муһәббәт вә У башқиларға ғәмхорлуқ қилишниң әң яхши үлгисини көрситиду (Йоһ. 1-х. 4:8). Әйса пәйғәмбәр Атисиниң пәзиләтлирини мукәммәл түрдә әкс әттүргән (Йоһ. 14:9). У йәрдә болғанда, һисдашлиқ билдүрүшниң йоллирини көрсәткән. Бу мақалидә авал Йәһва Худа билән Әйса башқиларниң һис-туйғулириға қандақ көңүл бөлгәнлигини биливалимиз. Уларни қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизниму көрүп чиқимиз.

ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ҮЛГИСИ

4. Йәшая 63:7—9дин Йәһваниң Өз хизмәтчилириниң һис-туйғулириға көңүл бөлидиғанлиғи қандақ көрүниду?

4 Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң Өз хизмәтчилириниң һис-туйғулириға көңүл бөлидиғанлиғи йезилған. Мәсилән, қедимда исраиллар қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва Худаниң қандақ һиссиятта болғанлиғини көрүп чиқайли. Муқәддәс китапта: «Уларниң барлиқ дәртлиридә Уму дәрт тартқан»,— дәп йезилған (Йәшая 63:7—9ни оқуң, КТ). Кейин Зәкәрия пәйғәмбәр Йәһваниң хәлқигә зиянкәшлик қилғанлар Худаниң Өзигә қарши чиқидиғанлиғини ейтқан. Йәһва Худа Өз хизмәтчилиригә: «Ким силәргә тәккүчи болса, шу [Мениң] көз қаричуғимға тәккән болиду»,— дегән (Зәк. 2:8, КТ). Бу Йәһва Худаниң Өз хәлқигә көңүл бөлидиғанлиғини тәсвирләйдиған әҗайип бир мисал!

Йәһва Худа исраилларға һисдашлиқ билдүрүп, уларни Мисир қуллуғидин азат қилған (5-абзацқа қараң)

5. Йәһва Худа азап чәккән хизмәтчилиригә қандақ ярдәм бәргәнлигини ейтип бериң.

5 Йәһва Худа қийинчилиқларға дуч кәлгән хизмәтчилиригә ичи ағритипла қоймай, уларға ярдәм бериш үчүн һәрикәт қилған. Мәсилән, исраиллиқлар Мисир қуллиғида азап чәккәндә, Йәһва Худа уларниң қайғусини чүшинип, уларни әркинликкә чиқармақчи болған. Йәһва Худа Мусаға мундақ дегән: «Мән хәлқимниң Мисирдики дәрдини көрдүм... дат-пәриядини аңлидим. Униң қанчилик азаплиниватқинини Мән билимән. Һәм Мән уни мисирлиқларниң қолидин қутулдуруп... чиққили маңдим» (Чиқ. 3:7, 8). Йәһва Худа исраиллиқларға ич ағритқанлиқтин, уларни қуллуқтин азат қилған. Әсирләр өтүп, Вәдә қилинған зәминдә исраиллиқларға дүшмәнләр һуҗум қилған. Йәһва Худа буниңға қандақ қариған? «Йәһва уларниң залимлар вә хорлиғучилардин чиққан зарлишини аңлап, ичини ағритатти». Йәһва бу қетимму хәлқигә ғәмхорлуқ қилип, уларға ярдәм бәргән. У исраиллиқларни дүшмәнлиридин қутқузуш үчүн һакимларни әвәтти (Һак. 2:16, 18).

6. Хизмәтчилири натоғра ой-пикирдә болғандиму, Йәһва уларниң һис-туйғулирини етибарға аламду? Мисал кәлтүрүң.

6 Һәтта хизмәтчилири натоғра ой-пикирдә болғандиму, Йәһва уларниң һис-туйғулирини етибарға алған. Юнус пәйғәмбәрниң мисалини көрүп чиқайли. Худа пәйғәмбәрни Нинәвәһ турғунлириға һөкүм хәвирини ейтишқа әвәткән. Улар товва қилғанда, Худа уларни һалак қилмаслиққа қарар қилған. Лекин Юнус пәйғәмбәр Йәһваниң бу қарарини яқтурмиған. Ейтқан хәвири әмәлгә ашмиғанлиқтин, у буниңдин интайин нарази болди. Бирақ Йәһва Юнусқа сәвирчанлиқ билән көзқаришини өзгәртишкә ярдәм бәргән (Юнус 3:10—4:11). Вақти кәлгәндә, Юнус Йәһваниң униңға немини үгәтмәкчи болғанлиғини чүшәнгән. Бу вақиәдин бизниңму пайда-мәнпәәткә еришишимиз үчүн Йәһва уни Юнусқа яздурған (Рим. 15:4). c

7. Йәһва Худаниң Өз хизмәтчилиригә қилған муамилисидин немини билимиз?

7 Йәһва Худа Өз хизмәтчилиригә қилған муамилисидин уларниң ғемини ойлиғанлиғини көрүшкә болиду. У кимниң немидин азап чекиватқанлиғини көриду. Йәһва «һәммә адәмниң жүригидә немә боливатқанлиғини билиду» (Тар. 2-яз. 6:30, ЙД). У бизниң йошурун ойлиримизни вә жүригимизниң чоңқур қатламлиридики һис-туйғуларниму билиду. «У силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду» (Кор. 1-х. 10:13). Бу вәдә бизгә тәсәлли бериду.

ӘЙСА ПӘЙҒӘМБӘРНИҢ ҮЛГИСИ

8—10. Әйсаниң башқиларниң һис-туйғулирини чүшинишигә немә ярдәм бәргән?

8 Әйса йәрдә болғанда, адәмләрниң һис-туйғулириға етибар бәргән. Униң һисдашлиқ билдүрүшиниң үч сәвәвини көрәйли. Биринчиси, Әйса Атисиниң пәзиләтлирини мукәммәл түрдә әкс әттүргән. Уму Атисиға охшаш адәмләрни яхши көргән. Гәрчә Әйса аләмдики һәммә нәрсиләрни яритишта Йәһваға ярдәм бериштин хошал болған болсиму, у болупму «дуниядики инсанлардин хурсәнлик тепип жүрәтти» (Пәнд н. 8:31). Әйсаниң меһир-муһәббити уни башқиларниң һис-туйғулириға көңүл бөлүшкә дәвәт қилған.

9 Иккинчиси, Йәһваға охшаш, Әйса адәмләрниң жүригини көрәлигән. Демәк, у адәмләрниң нийитини вә һис-туйғулирини билгән (Мәт. 9:4; Йоһ. 13:10, 11). Шуниң үчүн Әйса езилгәнләрни көргән вә уларға тәсәлли бәргүси кәлгән (Йәшая 61:1, 2; Луқа 4:17—21).

10 Үчинчиси, Әйса адәмләр дуч келидиған бәзи қийинчилиқларни баштин кәчүрди. Мәсилән, у кәмбәғәл аилидә чоң болған. Әйса өгәй дадиси Йүсүп билән ишләп, еғир қара ишларни қилишни үгәнгән (Мәт. 13:55; Марк 6:3). Қаримаққа, Әйса вәз хизмитини башлаштин авал Йүсүп өлүп кәткән. Шуниң үчүн у йеқин адәмдин айрилишниң қандақ болидиғанлиғини яхши чүшиниду дәп ейталаймиз. Шундақла һәрхил диний көзқарашни тутқан аилидә яшаш қанчилик қийин екәнлигини өз бешидин өткүзгән (Йоһ. 7:5). Бу вәзийәтләр Әйсаниң аддий адәмләрниң қийинчилиқлирини вә һис-туйғулирини чүшинишигә ярдәм бәргән.

Әйсаниң паң кишигә ичи ағрип, уни хәлиқ арисидин чәткә елип берип сақайтти (11-абзацқа қараң)

11. Әйсаниң һисдашлиғи болупму немидин көрүнгән? Чүшәндүрүң. (Муқавидики рәсимгә қараң.)

11 Әйсаниң адәмләргә һисдашлиқ билдүргәнлиги болупму мөҗүзилиридин көрүнгән. Әйса мөҗүзиләрни мәҗбур болғанлиқтин әмәс, азап чәккәнләргә ичи ағриғанлиқтин қилған (Мәт. 20:29—34; Марк 1:40—42). Мәсилән, паң адәмни хәлиқниң арисидин чәткә елип берип, сақайтқанда яки бир тул аялниң йеганә оғлини тирилдүргәндә, Әйса қандақ һис-туйғуда болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң (Марк 7:32—35; Луқа 7:12—15). Әйса уларниң дәрдигә ортақлишип, уларға ярдәм бәргүси кәлгән.

12. Йоһан 11:32—35тин Әйса Марта билән Мәрийәмниң қайғусиға ортақ болғанлиғи қандақ көрүниду?

12 Әйса Марта билән Мәрийәмниң қайғусиға ортақ болған. Уларниң акиси Лазар қайтиш болғанда, Әйса көз яш қилған еди (Йоһан 11:32—35ни оқуң). У пәқәт йеқин достидин айрилғанлиғи үчүн жиғлимиған. Әйса Лазарни тирилдүридиғанлиғини билгән болсиму, әзиз достлириниң қайғусини чүшинип көз йеши қилған.

13. Әйсаниң һисдашлиқ билдүргәнлигини билиш бизни немә үчүн илһамландуриду?

13 Әйсаниң һисдашлиқ билдүргәнлигини билиш бизни илһамландуриду. Адәмләргә яхши муамилә қилғанлиғи үчүн уни бәк яхши көрүмиз (Пет. 1-х. 1:8). Һазир униң Худа Падишалиғиниң Падишаси болғанлиғи бизгә тәсәлли бериду. Пат арида Әйса һәммә азапларни йоқ қилиду. Өзиму йәрдә адәм сүпитидә яшиғанлиқтин, Шәйтанниң һөкүмранлиғи кәлтүргән зиянниң һәммисини йоқ қилалайдиған әң яхши шәхс — Әйса Мәсиһтур. Аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилалайдиған һөкүмранимизниң болғанлиғи биз үчүн зор бәрикәт! (Ибр. 2:17, 18; 4:15, 16).

ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН ӘЙСАДИН ҮЛГӘ ЕЛИҢ

14. Әфәсликләргә 5:1, 2 бизни немигә дәвәт қилиду?

14 Йәһва билән Әйсаниң үлгиси тоғрилиқ чоңқур ойлаш бизни башқиларға көпирәк ич ағритишқа дәвәт қилиду (Әфәсликләргә 5:1, 2ни оқуң). Әлвәттә, биз адәмләрниң жүригини көрәлмәймиз. Шундақ болсиму, башқиларниң һис-туйғулирини вә еһтияҗлирини чүшинишкә тиришиш бәк муһим (Кор. 2-х. 11:29). Өз-өзинила ойлайдиған адәмләрниң арисида яшисақму, биз «пәқәт өз мәнпәәтлириңларға ғәмхорлуқ қилмай, башқиларниңму мәнпәәтлирини ойлаңлар» дегән мәслиһәткә қулақ селишқа интилимиз (Флп. 2:4).

(15—19 абзацларға қараң) d

15. Болупму кимләр һисдашлиқ билдүрүши керәк?

15 Болупму җамаәт ақсақаллири һисдашлиқ билдүрүши керәк. Ақсақаллар уларға тапшурулған қойларға қандақ ғәмхорлуқ қиливатқанлиғи үчүн Йәһва Худаниң алдида һесап бериду (Ибр. 13:17). Етиқатдашлириға ярдәм бериш үчүн ақсақаллар уларниң һис-туйғулирини яхши чүшиниши зөрүр. Ақсақаллар қериндашларниң һис-туйғулириға көңүл бөлидиғанлиғини қандақ көрситәләйду?

16. Көйүмчан ақсақаллар немә қилиду вә бу немә үчүн муһим?

16 Көйүмчан ақсақал қериндашлар үчүн вақтини айимайду. Улар соалларни қойиду вә кейин сәвирчанлиқ билән зәң қоюп тиңшайду. Әгәр қериндашларниң бири ич бағрини төкүшни халиса, амма өз көңлидикини ипадиләшкә сөз тапалмай қалса, бундақ әһвалда ақсақаллар алаһидә көңүл бөлүши муһим (Пәнд н. 20:5). Ақсақаллар вақтини чиқиришқа тәйяр болса, қериндашлар билән достлуғи мәһкәм болиду, бир-биригә ишиниду вә меһир-муһәббити күчийиду (Әлч. 20:37).

17. Көп қериндашлар ақсақалларниң қайси пәзилитини алаһидә қәдирләйду? Мисал кәлтүрүң.

17 Көплигән қериндашларниң ейтишичә, ақсақалларниң әң муһим пәзилити — жиғлиғанлар билән жиғлап, күлгәнләр билән күлүши екән. Немә үчүн? «Ақсақаллар сизни яхши чүшинидиғанлиғини билсиңиз, улар билән сөзлишиш оңай»,— дәйду Аделаида. У йәнә мундақ дәйду: «Уларниң сөзлиридин һис-туйғулиримни чүшинидиғанлиғини сезәләймән». Бир бурадәр ақсақалларға миннәтдарлиғини билдүрүп, мундақ дегән: «Бир ақсақалға әһвалимни чүшәндүриватқинимда, униң көзи яшқа толған еди. Шу вақит һазирғичә есимдин чиқмайду. Мән буни һечқачан унтумаймән» (Рим. 12:15).

18. Башқиларға қандақ қилип һисдашлиқ билдүрәләймиз?

18 Әлвәттә, һисдашлиқ билдүрүш пәқәт ақсақалларниң вәзиписи әмәс. Бу пәзиләтни һәммимиз риваҗландуришимиз керәк. Қандақ қилип? Аилиңиздикиләр вә җамаәттики қериндашлар қандақ қийинчилиқларға дуч келиватқанлиғини чүшинишкә тиришиң. Җамаәттики өсмүрләргә, саламәтлиги начар вә яшанған қериндашларға йеқин кишилиридин айрилғанларға көңүл бөлүң. Уларниң һал-әһвалини сораң. Улар һис-туйғулирини изһар қилғанда, диққәт билән тиңшаң. Уларниң әһвалини һәқиқәтән чүшинидиғанлиғиңизни көрситиң. Қолуңиздин кәлгиничә ярдәм қилишқа тиришиң. Шундақ қилсақ, меһир-муһәббитимизни пәқәт сөзүмиз билән әмәс, ишимиз билән көрситәләймиз (Йоһ. 1-х. 3:18).

19. Башқиларға ярдәм қилишқа тиришқанда, немишкә әвришим болушимиз керәк?

19 Башқиларға ярдәм қилишқа тиришқанда, уларниң әһвалиға қарап иш тутушимиз керәк. Чүнки һәрбиримиз қийинчилиқларға һәрхил инкас қайтуримиз. Бәзиләр һис-туйғулирини очуқ ейтип бериду. Йәнә бирлири болса, қийинчилиқлири һәққидә сөзләшкүси кәлмәйду. Шуниң үчүн, ярдәм бәрмәкчи болғанда, уларниң ишиға арилишиштин яки хиҗаләткә қалдуридиған соалларни қоюштин нери болушимиз керәк (Сал. 1-х. 4:11). Кимду бири көңлидикини ейтип бәргәндә, бәзидә униң ейтқанлири билән келишмәслигимиз мүмкин. Бирақ бу униң һис-туйғуси екәнлигини унтумайли. Аңлашқа тез, сөзләшкә алдиримайдиған болайли (Мәт. 7:1; Яқуп 1:19).

20. Кейинки мақалидин қайси соалға җавап тапимиз?

20 Биз җамаәттикиләргә һисдашлиқ билдүргәндәк, вәз қилғандиму адәмләргә бу есил пәзиләтни көрситишни халаймиз. Шагиртларни тәйярлаш ишиға қатнашқанда, бу пәзиләтни қандақ көрситәләймиз? Бу соалға кейинки мақалидин җавап тапимиз.

35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға

a Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ башқиларниң һис-туйғулириға көңүл бөлиду. Уларниң үлгисидин қандақ савақ алалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Шундақла башқиларниң һис-туйғулириға көңүл бөлүшниң немә үчүн муһим екәнлигини вә буниң бирнәччә усулини биливалимиз.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Бирсигә «һисдашлиқ қилиш» дегинимиз шу адәмниң қандақ һис-туйғуда болуватқанлиғини чүшинип, өзүмизму шу кишидәк һис-туйғуда яки һиссиятта болушни билдүриду (Рим. 12:15).

c Йәһва роһи чүшкән вә қорқунучқа берилгән башқиму садиқ хизмәтчилиригә һисдашлиқ билдүргән. Уларниң ичидә Һанна (Сам. 1-яз. 1:10—20), Илияс (Пад. 1-яз. 19:1—18), Әбәд-Мәләк (Йәр. 38:7—13; 39:15—18).

d СҮРӘТЛӘРДӘ: Җамаәт учришишлирида башқиларға көңүл бөлүшниң мүмкинчиликлири көп. 1) Ақсақал кичик балиға вә униң анисиға меһрибанлиқ билән сөзләватиду. 2) Дадиси билән қизи яшанған қериндашни машиниға олтарғузиватиду. 3) Икки ақсақал мәслиһәткә муһтаҗ қериндашни зәң қоюп тиңшаватиду.