13-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Вәз хизмитидә адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөләйли
«Әйса топ-топ кишиләрни көрүп уларға ичи ағриди. ... Шуниң билән, у уларни көп нәрсиләргә үгитишкә башлиди» (МАРК 6:34).
44-НАХША Хошаллиқ билән һосул жиғимиз
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әйсаниң қайси пәзилити қәлбимизгә тәсәлли тапқузиду? Чүшәндүрүп бериң.
ӘЙСА намукәммәл адәмләрниң қандақ қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғини яхши билиду. Буни билиш қәлбимизгә тәсәлли тапқузиду. У йәрдә болғанда, «хошал болғанлар билән биллә хошал болуп», «жиғлиғанлар билән биллә жиғлиған» (Рим. 12:15). Мәсилән, 70 шагирти вәз қилип, шат-хорам қайтип кәлгәндә, Әйсаму улар билән хошал болған (Луқа 10:17—21). Дости Лазар өлүп кәткәндә, униң туққанлири билән достлириниң қаттиқ қайғурғанлиғини көрүп, Әйса ичидин аһ уруп, көңли азапланған (Йоһ. 11:33).
2. Әйсани адәмләргә һисдашлиқ қилишқа немә дәвәт қилған?
2 Әйса мукәммәл болсиму, намукәммәл адәмләргә рәһимдиллиқ вә һисдашлиқ көрсәткән. Уни бундақ қилишқа немә дәвәт қилған? Әң авал, Әйса адәмләрни яхши көргән. Өткән мақалидә ейтилғандәк, у «хурсәнлигим инсан оғуллириға бағлиқ еди» (Пәнд н. 8:31). Меһир-муһәббити Әйсани адәмләрниң қандақ ойлайдиғанлиғини яхши чүшинишкә дәвәт қилған. Әлчи Йоһан Әйса тоғрилиқ: «Инсанниң дилида немә барлиғини биләтти»,— дәп ейтқан (Йоһ. 2:25). Әйсаниң адәмләргә ичи ағриған. Улар униң меһрибанлиғини сәзгән, шуңа Падишалиқ һәққидики хуш хәвәргә қулақ салған. Бизму униңдин үлгә елип, вәз қилғанда адәмләргә қанчилик көп һисдашлиқ қилсақ, вәз хизмитимиз шунчилик нәтиҗилик болиду (Тим. 2-х. 4:5).
3, 4. a) Адәмләргә һисдашлиқ қилсақ, вәз хизмитигә қандақ қараймиз? ә) Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
3 Әлчи Паулниң хуш хәвәрни ейтиш борчи болған. Бизниңму вәз қилиш борчимиз бар (Кор. 1-х. 9:16). Лекин биз адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлсәк, вәз хизмитимиз биз үчүн пәқәт борч болуп қалмайду. Әксинчә, адәмләргә чин жүрәктин ичимиз ағриғач вә ярдәм беришни халиғач, уларға вәз қилимиз. Биз «елиштин көрә бериш бәхитлигирәк» екәнлигигә көз йәткүздуқ (Әлч. 20:35). Мошу принципни әстә тутсақ, хизмәттә көпирәк хошаллиқ тапимиз.
4 Бу мақалидә вәз хизмитидә адәмләргә қандақ һисдашлиқ қилишқа болидиғанлиғини биливалимиз. Авал Әйсаниң үлгисини вә андин униңдин үлгә елишқа ярдәм беридиған төрт мәслиһәтни көрүп чиқимиз (Пет. 1-х. 2:21).
ӘЙСА ХИЗМӘТТӘ МЕҺРИБАНЛИҚ КӨРСӘТКӘН
5, 6. a) Әйса кимләргә һисдашлиқ қилған? ә) Йәшая 61:1, 2дики пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән, немә үчүн Әйса вәз қилған адәмләргә ич ағритқан?
5 Әйса башқиларға кандақ көңүл бөлгәнлиги һәққидә бир мисални көрүп бақайли. Бир қетим у вә униң шагиртлири тинмай вәз қилғанлиқтин, қаттиқ һерип кәткән еди. Шу вақитта «уларға һәтта тамақлинидиғанғиму вақит қалмиған». Шу чағда Әйса шагиртлирини әгәштүрүп, «хали җайға берип кичиккинә дәм» елишқа кәткән. Бирақ хәлиқ уларниң қәйәргә кәткәнлигини биливелип, шу йәрдә уларни күтүп турған. Әйса алдиға чиққан адәмләрни көргәндә, қандақ инкас қайтурған? «Әйса топ-топ кишиләрни көрүп уларға ичи ағриди b, чүнки улар қойчисиз қойларға охшатти. Шуниң билән, у уларни көп нәрсиләргә үгитишкә башлиди» (Марк 6:30—34).
6 Әйсаниң адәмләргә немә үчүн ичи ағриған? Улар «қойчисиз қойларға охшаш» екәнлигини көргән. Бәлким, уларниң арисида аилисини беқиш үчүн көп тәр төкүп ишлигән кәмбәғәл кишиләр болған. Еһтимал, йеқинлиридин айрилип қайғуриватқанларму болған. Әйса шу адәмләрниң һал-әһвалини яхши чүшәнгән. Сәвәви өткән мақалидин билгинимиздәк, Әйсаму шундақ қийинчилиқларни өз бешидин өткүзгән болуши мүмкин. Әйса башқиларға көңүл бөлгәнликтин, қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли беришни халиған (Йәшая 61:1, 2ни оқуң).
7. Әйсадин қандақ үлгә алалаймиз?
7 Әйсаниң үлгисидин қандақ савақ алалаймиз? Әйсаниң заманидикигә охшаш, һазирқи күндиму «қойчисиз қойларға охшаш» адәмләр көп. Адәмләрниң қийинчилиқлири чачтин тола. Бирақ биздә улар муһтаҗ нәрсә, йәни Падишалиқ һәққидики хуш хәвәр бар (Вәһ. 14:6). Биз Әйсани үлгә қилғанлиқтин вә «муһтаҗға» ичимиз ағриғанлиқтин, хуш хәвәрни җакалаймиз (Зәб. 72:13). Биз адәмләргә көңүл бөлүп, уларға ярдәм бериш үчүн қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилимиз.
ҺИСДАШЛИҚНИ ҚАНДАҚ КӨРСИТӘЛӘЙМИЗ?
8. Вәз хизмитидә һисдашлиқ көрситишниң бир усули қандақ? Мисал билән чүшәндүрүң.
8 Вәз хизмитидә учритидиған адәмләргә һисдашлиқни қандақ көрситәләймиз? Биз өзүмизни уларниң орниға қоюп, адәмләрниң ой-пикирлири билән һис-туйғулирини чүшинишкә тиришимиз. Шундақла уларниң бизгә қандақ муамилә қилишини халисақ, уларғиму шундақ муамилә қилишқа интилимиз c (Мәт. 7:12). Шундақ қилишниң төрт усулини қарап чиқайли. Биринчиси — һәрбир кишиниң немигә муһтаҗ екәнлиги һәққидә ойлиниш. Вәз хизмитини дохтурниң хизмити билән селиштурушқа болиду. Яхши дохтур һәрбир бемарниң еһтияҗлири һәққидә ойлайду. Хуласә чиқиришқа алдирмай, у авал соалларни қоюп, адәмниң әһвалини биливелишқа тиришиду. Дохтур дориларни йезип бериштин яки давалашни башлаштин бурун ағриқниң сәвәвини ениқлаш үчүн қошумчә тәкшүрүш қилишқа әвәтиду. Шуниңға охшаш, бизму пәқәт бир вәз қилиш усулини қолланмаймиз. Әксичә, һәрбир адәмниң әһвалини, көзқаришини етибарға елишқа тиришимиз.
9. Биз немә дәп ойлимаслиғимиз керәк? Чүшәндүрүп бериң.
9 Хизмәттә адәмләр билән сөзләшкәндә, униң һал-әһвалини яки у немигә вә немә үчүн ишинидиғанлиғини билимән дәп ойлимаң (Пәнд н. 18:13). Униң орниға силиқ-сипайилик билән соалларни қоюң (Пәнд н. 20:5). Әгәр мәдәнийитиңиздә орунлуқ болса, униң келип чиқиши, аилиси, иши яки көзқариши тоғрилиқ сорисиңиз болиду. Соал қоюш арқилиқ униң һазир немигә муһтаҗ болуватқанлиғини биливалисиз. Һәмдә Әйса Мәсиһкә охшаш, кишиләрниң муһтаҗлиқлириға көңүл бөлүш, уларға тегишлик ярдәм қолуңизни суналайсиз (Коринтлиқларға 1-хәт 9:19—23 селиштуруң).
10, 11. Коринтлиқларға 2-хәт 4:7, 8гә асасән, адәмләргә һисдашлиқ қилишниң иккинчи усули қандақ? Мисал кәлтүрүң.
10 Иккинчиси — адәмләрниң әһвали тоғрилиқ ойлаш. Биз адәмләрниң һал-әһвалини чүшинәләймиз. Сәвәви намукәммәл болғанлиқтин, һәммимизниң қийинчилиқлиримиз охшаш (Кор. 1-х. 10:13). Бу рәзил дунияда һаят кәчүрүш бәк қийин болуши мүмкин. Амма пәқәт Йәһва Худаниң ярдими биләнла биз қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәләймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7, 8ни оқуң). Лекин Йәһва Худа билән йеқин достлуқ мунасивәттә болмиған адәмләр үчүн бу дунияда һаят кәчүрүшниң қанчилик мүшкүл болуватқанлиғини ойлап көрүң. Әйсаға охшаш, бизниңму уларға ичимиз ағрийду, шуңа уларға бәхитлик хуш хәвәрни елип келимиз (Йәшая 52:7).
11 Сергей исимлиқ бурадәрниң мисалини көрәйли. У һәқиқәтни тонуштин бурун наһайити тартинчақ болуп, өз ой-пикрини ипадиләлмәтти. Кейин у Муқәддәс китапни үгинишни башлиған. У мундақ дәйду: «Муқәддәс китаптин һәрбир мәсиһий етиқади һәққидә вәз қилиш керәклигини чүшинип йәттим. Лекин мән буни қилалмаймән дәп ойлидим». Шундақ болсиму, Сергей һәқиқәтни билмәйдиған адәмләр тоғрилиқ ойлап, Йәһва Худасиз уларниң турмуши қанчилик еғир екәнлигини билгән. У йәнә: «Үгәнгәнлирим мени хошал қилип, маңа җан арамлиғини бәргән, шуңа башқиларму һәқиқәтни аңлашқа муһтаҗ екәнлигини чүшәндим». Сергейниң адәмләргә ичи ағриғанлиқтин, у қорқунучини йеңип, җасурлуқ билән вәз қилишқа башлиған. «Қизиқарлиқ йери шуки, башқиларға Муқәддәс китап тоғрилиқ ейтқанда, өзүмгә ишәнчлик болуп қалдим вә һәқиқәт өз жүригимдә чоңқур йилтиз тартишқа башлиған»,— дәп сөзини тамамлиди Сергей d.
12, 13. Немә үчүн вәз хизмитидә адәмләргә сәвир-тақәтлик болушимиз керәк? Мисал билән чүшәндүрүң.
12 Үчинчиси — сәвир-тақәтлик болуш. Биз яхши билидиған Муқәддәс китаптики бәзи тәлимләр адәмләргә намәлум. Улар ишинидиған нәрсиләр уларниң қәлбигә сиңип кәткән. Нурғун адәмләрниң диний көзқариши, аилиси, мәдәнийити һәм жути билән зич бағлинишлиқ. Биз шундақ адәмләргә қандақ ярдәм берәләймиз?
13 Өрүлүп кетәй дегән кона көрүкни тәсәввур қилиң. Йеңисини салмиғичә, кона көрүкни бузмайду. Адәмләр уни ишлитишни давамлаштуриду. Пәқәт йеңи көрүкни селип болғандин кейинла, конисини бузуветиду. Дәл шундақ, адәмләргә каллисиға сиңип кәткән көзқарашлиридин ваз кечишни ейтиштин авал, уларға йеңи һәқиқәтләрни яки илгири һечқачан аңлимиған Муқәддәс китаптики тәлимләрни қобул қилишқа ярдәм беришимиз керәк. Шу чағдила улар бурунқи көзқаришидин ваз кечишкә тәйяр болиду. Адәмләрниң өзгиришләрни қилишиға ярдәм бериш үчүн вақит керәклигини унтумайли (Рим. 12:2).
14, 15. Йәр йүзидики җәннәттә яшаш үмүти тоғрилиқ билмәйдиған адәмләргә қандақ ярдәм берәләймиз? Мисал кәлтүрүң.
14 Әгәр биз хизмәттә сәвирчан болсақ, адәмләр тунҗа қетим Муқәддәс китап һәқиқитини аңлап, дәрһал чүшинип, уни қобул қилиду дәп күтмәймиз. Әксинчә, биз уларниң һис-туйғулирини нәзәрдә тутуп, Язмиларға асаслинип бир мәзгил ойлинишиға ярдәм беримиз. Бу вақит тәләп қилиду. Мәсилән, йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшаш үмүтини алайли. Адәмләрниң көпинчиси бу тәлим тоғрилиқ һечқачан аңлимиған. Уларниң ойичә, өлгән адәмләрниң тирилиши мүмкин әмәс. Яки болмиса, яхши адәмләр асманға чиқип кетиду дәп ойлиши мүмкин. Шундақ адәмләргә қандақ ярдәм бәрсәк болиду?
15 Бир қериндашниң вәз қилиш усулини көрүп чиқайли. Әң авал у адәмгә Яритилиш 1:28ни оқуп беридекән. Кейин униңдин: «Худа адәмләрниң қәйәрдә вә қандақ шараитта яшишини халиған?»— дәп сорайдекән. Көпинчә адәмләр: «Йәр йүзидә, яхши шараитта»,— дәп җавап бериду. Кейин қериндаш Йәшая 55:11ни оқуп: «Худаниң ирадиси өзгәрдиму?»— дегән соални қойиду. Адәттә адәмләр өзгәрмигәнлигини ейтиду. Шу чағда у Зәбур 37:10, 11ни оқуп, адәмләрни келәчәктә немә күтиватқанлиғини сорайду. Муқәддәс китаптики айәтләр асасида ой-пикир жүргүзүш арқилиқ бу қериндаш бирнәччә адәмгә Худаниң ирадисини чүшинишкә, йәни яхши адәмләрниң йәрдики җәннәттә мәңгү яшишини халайдиғанлиғини көрүп йетишкә ярдәм берәлигән.
16, 17. Пәнд-нәсиһәтләр 3:27гә асасән һисдашлиқни көрситишниң йәнә бир усули қандақ? Мисал кәлтүрүң.
16 Төртинчиси — ярдәм бериш мүмкинчилигини қолдин чиқармаслиқ. Өй егисигә қолайсиз вақитта кәлдуқ дәйли. Шу чағда униңдин кәчүрүм сорап, башқа күни келидиғанлиғимизни ейтсақ болиду. Униңға ярдәм керәк болсичу? Яки болмиса, өйдин чиқалмайдиған адәмни учритип, униңға озуқ-түлүк яки дора сетивелишқа ярдәм керәк болсичу? Шундақ вәзийәтләрдә адәмгә ярдәм қолини сунуш пурситини қолумиздин чиқармайли (Пәнд-нәсиһәтләр 3:27ни оқуң).
17 Бир қериндаш билән болған вақиәни көрүп чиқайли. У бәк аддий, бирақ наһайити муһим яхшилиқни қилип, буниң яхши нәтиҗисини көрди. У балиси чачрап кәткән бир әр-аялға ич ағритип, уларға хәт язған. Хетидә Язмилардин елинған тәсәлли беридиған сөзләрни язди. Бу хәт шу әр-аялға қандақ тәсир қилған? Қәлби қайғу-һәсрәткә толған аял хәткә мундақ җавап қайтурған: «Түнүгүн мән үчүн қаттиқ еғир қайғулуқ күн болған еди. Хетиңиз дәрдимизгә дәрман болғанлиғини сөз билән ипадиләш маңа бәк қийин. Түнүгүн хетиңизни кам дегәндә 20 қетим оқуп чиқтим. Язған сөзлириңиздин шунчилик иллиқлиқ, ғәмхорлуқни сәздим. У бизгә һәқиқәтән көп тәсәлли бәрди. Сизгә чиң қәлбимиздин рәхмәт ейтимиз». Шәк-шүбһисизки, бизму азап чекиватқан адәмләрниң һис-туйғулирини чүшинишкә тиришип, қолумиздин кәлгиничә ярдәм бәрсәк, бизму буниң мол бәрикитини көримиз.
ӨЗҮМИЗДИН КӨП КҮТМӘЙЛИ
18. Коринтлиқларға 1-хәт 3:6, 7дә йезилғандәк немини әстә тутушимиз керәк?
18 Вәз хизмитидә буни әстә сақлишимиз керәк: адәмләргә Худаға йеқинлишишқа ярдәм бәрсәкму, бу иштики әң муһим рольни орунлайдиған биз әмәс (Коринтлиқларға 1-хәт 3:6, 7ни оқуң). Адәмләрни һәқиқәткә җәлип қилидиған Йәһва Худаниң Өзи (Йоһ. 6:44). Ахирқи қарарни һәрбир адәм өзи чиқириду. Демәк, һәқиқәтни қобул қилиш-қилмаслиғи шу адәмниң қәлбидә немә барлиғи билән бағлиқ (Мәт. 13:4—8). Әйса тарихтики әң улуқ устаз болсиму, көп адәмләр уни тиңшимиған. Шуңа адәмләр хуш хәвәрни қобул қилмиса, роһумиз чүшмәслиги керәк.
19. Вәз хизмитидә адәмләргә һисдашлиқ қилсақ, қандақ бәрикәтләргә еришимиз?
19 Вәз хизмитидә адәмләргә һисдашлиқ қилсақ, көп бәрикәтләргә еришимиз. Мәсилән, вәз қилиштин хошаллиқ тапимиз. Шундақла башқиларға бәргәнликтин, өзүмизни бәхитлик сезимиз вә мәңгү һаятқа йетәкләйдиған һәқиқәтни қобул қилишқа майил адәмләргә шу һәқиқәтни тонушиға ярдәм беримиз (Әлч. 13:48). Шуңа «вақит бизгә пурсәт бериватқан чағда, һәммисигә яхшилиқ қилайли» (Гал. 6:10). Шу чағда асмандики Атимизға шан-шәрәп кәлтүрүп, қәлбимиз шат-хорамлиққа толиду! (Мәт. 5:16).
141-НАХША Течлиқ достлирини издәймиз
a Вәз хизмитидә адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлсәк, хизмәттә көпирәк хошаллиқ тапалаймиз вә көпирәк кишиләр хуш хәвәрни яхширақ тиңшиши мүмкин. Бу мақалидә биз Әйсаниң үлгисидин немини үгинишкә болидиғанлиғини көрүп чиқимиз һәм вәз хизмитидә адәмләргә һисдашлиқ қилишни үгинимиз. Буниң үчүн биз төрт мәслиһәткә диққәт ағдуримиз.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Ичи ағриш. Бу айәттики «ичи ағриш» дегән сөз азап чекиватқанларға яки хорлуққа учриғанларға рәһимдил болуш вә һисдашлиқ қилишни билдүриду. Бу һис-туйғу адәмни башқиларға қолдин келишичә ярдәм беришкә дәвәт қилиду.
c «Күзитиш мунариниң» (рус) 2014-жил, 15-май санидики «Вәз хизмитидә “алтун қаидигә” риайә қилайли» дегән мақалигә қараң.