КҮЗИТИШ МУНАРИ (ТӘТҚИҚ НӘШРИ) Март 2020

Бу сан 2020-жилниң 4—31 май арилиғида тәтқиқ қилинидиған мақалиләрни өз ичигә алиду.

Йәһваға болған меһир-муһәббитиңиз сизни чөмдүрүлүшкә дәвәт қилсун

Йәһваға болған меһир-муһәббәт сизни чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә дәвәт қилалайду. Лекин бу қарарни қилишиңизға немә тосалғу болуши мүмкин?

Сиз чөмдүрүлүшкә тәйярму?

Бу мақалидики соалларға бәргән җаваплириңиз буни қарар қилишқа ярдәм бериду.

ТӘРҖИМИҺАЛ

«Мана биз, әвәт бизни!»

Джек вә Мари-Лин уларни толуқ вақитлиқ хизмәтни башлашқа немә дәвәт қилғанлиғи вә йеңи вәзийәтләргә тез көнүп кетишигә немә ярдәм бәргәнлигини ейтип бериду.

Қачан сөзлишимиз керәк?

Қачан сөзлишимиз вә қачан сөзлимәслигимиз керәклигини чүшинишимизгә ярдәм беридиған Худа Сөзидики мәслиһәтләрни көрүп чиқиң.

Бир-бириңларни чин жүрәктин яхши көрүңлар

Әйса униң шагиртлирини меһир-муһәббәт арқилиқ биливелишкә болидиғанлиғини ейтқан. Меһир-муһәббәт бизгә қандақ қилип течлиқпәрвәр, һәммисигә тәң қарайдиған вә меһмандост адәм болушқа ярдәм берәләйду?

Сиз биләмсиз?

Исраилларниң Мисирда қул болғанлиғиға Муқәддәс китаптин башқа йәнә қандақ дәлил-испатлар бар?

Оқурмәнләрниң соаллири

Йәһудийларниң ибадәтханисидики сақчилар кимләр болған? Улар қандақ вәзипиләрни орунлиған?