Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Бир-бириңларни чин жүрәктин яхши көрүңлар

Бир-бириңларни чин жүрәктин яхши көрүңлар

«Бир-бириңларни чин жүрәктин қизғин сөйүңлар» (ПЕТ. 1-Х. 1:22).

25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси

БУ МАҚАЛИДӘ a

Ахирқи кечидә Әйса әлчилири билән болғанда, меһир-муһәббәтниң муһимлиғини тәкитлигән (1, 2-абзацлириға қараң)

1. Әйса шагиртлириға қандақ алаһидә буйруқни бәргән? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

 ӨЛҮМИ алдидики әң ахирқи кечидә Әйса шагиртлириға алаһидә бир буйруқни бәргән. У уларға: «Силәрни мән сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни дәл шундақ сөйүңлар. Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду»,— дегән (Йоһ. 13:34, 35).

2. Бир-биримизни яхши көрүш немә үчүн муһим?

2 Әйса шагиртлириға әгәр улар башқиларни у уларни яхши көргәндәк яхши көрсә, һәммә адәмләр уларниң Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири екәнлигини билидиғанлиғини ейтқан. Бу сөзләрниң биринчи әсирдиму, һазирму җени бар. Шуңа, қийин болсиму, өз ара меһир-муһәббәт көрситиш интайин муһим!

3. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

3 Намукәммәл болғачқа, бир-биримизни яхши көрүш қийин болиду. Шундақ болсиму, Мәсиһтин үлгә елишқа тиришишимиз керәк. Бу мақалидә меһир-муһәббәт бизгә течлиқпәрвәр, һәммисигә тәң қарайдиған вә меһмандост адәм болушқа қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз. Өзүңиздин: «Қийинчилиқларға қаримастин меһир-муһәббәтни көрситишни давамлаштурған қериндашлардин қандақ үлгә алалаймән?»— дәп сорисиңиз болиду.

ТЕЧЛИҚПӘРВӘР БОЛУҢ

4. Мәтта 5:23, 24кә асасән, бизгә хапа болған қериндаш билән немә үчүн яришивелиш бәк муһим?

4 Әйса бизгә хапа болған қериндаш билән яришивелиш бәк муһим дәп тәлим бәргән (Мәтта 5:23, 24ни оқуң). У Худаниң қәлбини хурсән қилишни халисақ, башқилар билән яхши мунасивәттә болуш керәклигиниму тәкитлигән. Биз қериндашлар билән инақлиқта яшашқа тиришқанда, Йәһва Худа интайин хошал болиду. Әгәр бирсигә хапа болуп, адавәт сақлисақ вә униң билән яришивелишқа қәдәм басмисақ, Йәһва Худа ибадитимизни қобул қилмайду (Йоһ. 1-х. 4:20).

5. Марк үчүн уни хапа қилған бурадәр билән яришивелиш немә үчүн қийин болған?

5 Бәзидә инақлиқни сақлаш немә үчүн қийин болуши мүмкин? Маркниң b мисалини көрүп чиқайли. Марк уни тәңқит қилған вә башқиларға у тоғрилиқ яман гәп-сөзләрни қилған бурадәргә қаттиқ рәнҗип қалған. Марк қандақ инкас қайтурған? У мундақ дәйду: «Мән өзүмни туталмай, яман аччиғим кәлди». Амма кейин Марк қилғиниға пушайман қилип, шу бурадәрдин кәчүрүм сорашқа вә инақ мунасивәт орнитишқа тиришқан. Лекин бурадәр яришишни халимиған. Дәсләптә Марк «у халимиса, мән немә дәп униң билән яришивелиш үчүн күч селишим керәк?» дәп ойлиған. Лекин бир наһийилик назарәтчи уни давамлиқ тиришишқа дәвәт қилған. Шу чағда Марк немә қилған?

6. а) Марк инақлиқни орнитишқа қандақ тиришқан? ә) У Колосилиқларға 3:13, 14кә қандақ әмәл қилған?

6 Марк өзиниң ой-пикрини тәкшүрүп, униңға кәмтәрлик йетишмәйдиғанлиғини вә өзини башқилардин яхширақ дәп һесаплайдиғанлиғини байқиған. У өзиниң көзқаришини өзгәртиш керәклигини иқрар қилған (Кол. 3:8, 9, 12). Марк кәмтәрликни көрситип, шу бурадәргә қайта берип, кәчүрүм сориған. Буниңдин башқа, у қанчилик пушайман қилғанлиғи вә қайтидин дост болушни халайдиғанлиғи тоғрилиқ хәт язған. Марк шу бурадәр яқтуридиған кичик соғиларниму бәргән. Әпсуски, шу бурадәр йәнила адавәт сақлиған. Буниңға қаримастин, Марк меһир-муһәббәт көрситиш вә кәчүрүмчан болуш керәк дегән Әйсаниң әмригә әмәл қилишни давамлаштурған (Колосилиқларға 3:13, 14ни оқуң). Башқилар яришивелиш үчүн қилған һәрикәтлиримизгә тоғра инкас қайтурмисиму, һәқиқий меһир-муһәббәт бизгә уларни давамлиқ кәчүрүшкә вә яришивелиш тоғрилиқ дуа қилишни давамлаштурушқа ярдәм бериду (Мәт. 18:21, 22; Гал. 6:9).

Бизгә хапа болған адәм билән яришивелиш үчүн һәр түрлүк йолларни тепишқа тоғра келиши мүмкин (7, 8-абзацларға қараң) c

7. а) Әйса бизни немә қилишқа дәвәт қилған? ә) Бир қериндаш қандақ қийин вәзийәтни бешидин өткүзгән?

7 Әйса башқилар бизгә қандақ муамилә қилишини халисақ, бизму уларға шундақ муамилә қилишни давамлаштурушқа дәвәт қилған. Шуниңдәк, у өзүмизни яхши көридиғанларнила яхши көрүш йетәрлик әмәслигини ейтқан (Луқа 6:31—33). Әгәр җамаәттә бирси өзини қачуруп, сиз билән саламлашмиса, өзүңизни қандақ һис қилаттиңиз? Шундақ вәзийәт пат-пат болмисиму, бирақ Лара шуни бешидин өткүзгән. У мундақ дәйду: «Бир қериндаш мени көрмигәндәк қилип, йенимдин өтүп кетәтти. Униң немә үчүн шундақ муамилә қилғанлиғини чүшәнмәттим. Бу мән үчүн бәк еғир кәлди вә һәтта учришишларғиму барғум кәлмәтти». Бешида Лара мундақ ойлиған: «Мениң һечқандақ бир ишни хата қилғиним йоқ. Һәтта башқиларму шу қериндашниң һәрикәтлирини ғәлитә дәп һесаплайду».

8. Инақлиқни сақлаш үчүн Лара немә қилған вә униң мисалидин қандақ савақ алалаймиз?

8 Лара яришивелиш үчүн қәдәм басқан. У Йәһва Худаға дуа қилип, шу қериндаш билән сөзлишишни қарар қилған. Улар чүшәнмәслиги тоғрилиқ параңлишип, бир-бирини қучақлап, яришивалған. Қаримаққа, һәммиси орниға чүшкәндәк еди. Лара давамлаштуруп, мундақ деди: «Лекин кейинирәк шу қериндаш маңа бурунқидәк муамилә қилишқа башлиди. Буниңдин көңлүм йерим болди». Бешида Лара шу қериндаш маңа болған көзқаришини өзгәртсә, мән хошал болалаймән дәп ойлиған. Бирақ кейинирәк Лара шу қериндашқа меһрибан болуп, уни чин дилдин кәчүрүш әң яхши қарар екәнлигини чүшәнгән еди (Әфәс. 4:32—5:2). Лара һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири «адавәт сақлимайду», әксинчә «һәммигә бәрдашлиқ бериду, һәммигә ишиниду, һәммә нәрсигә үмүтлиниду, һәммини тәқабил чидайду» дегәнләрни есигә алған (Кор. 1-х. 13:5, 7). Лара қайтидин хатирҗәмликни һис қилған. Вақит өтүп, шу қериндашму Лараға достанә муамилә қилишни башлиған. Әгәр қериндашлар билән инақлиқни сақлаш үчүн бар күчиңизни чиқарсиңиз вә уларни яхши көрүшни давамлаштурсиңиз, «хатирҗәмлик вә меһир-муһәббәтликниң Худаси» сиз билән биргә болидиғанлиғиға көз йәткүзәләйсиз (Кор. 2-х. 13:11).

ҺӘММИСИГӘ ТӘҢ ҚАРАҢ

9. Әлчиләр 10:34, 35кә асасән, немә үчүн башқиларға тәң қаришимиз керәк?

9 Йәһва Худа һәммисигә тәң қарайду (Әлчиләр 10:34, 35ни оқуң). Әгәр башқиларға тәң қарисақ, Худаниң балилири екәнлигимизни испатлаймиз. Биз йениңдики кишини өзүңни сөйгәндәк сөйгин, дегән әмиргә бойсунимиз вә роһий аилимиздики инақлиқни сақлаймиз (Рим. 12:9, 10; Яқуп 2:8, 9).

10, 11. Бир қериндаш яман һис-туйғулирини қандақ йәңгән?

10 Бәзи кишиләр үчүн һәммисигә тәң қараш асанға чүшмәслиги мүмкин. Рут исимлиқ қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. Өсмүр чеғида башқа дөләттики бир киши униң аилисигә яманлиқ қилған еди. Бу Рутқа қандақ тәсир қилған? Рут мундақ дәйду: «Шу дөләт билән бағлинишлиқ болған һәммә нәрсиләрни өч көрәттим. Шу дөләттики адәмләрниң һәммиси охшаш яман, һәтта бизниң етиқатдашларму шундақ дәп ойлаттим». Рут шундақ сәлбий һис-туйғуларни қандақ йәңгән?

11 Рут шундақ ой-пикрини өзгәртиш үчүн көп күч чиқириш керәклигини чүшәнгән еди. У жилнамидин шу дөләт тоғрилиқ оқуп, мундақ дәйду: «Мән шу йәрдә яшайдиған адәмләр тоғрилиқ яхши тәрәптин ойлаш үчүн көп күч чиқардим. Шу дөләттики қериндашларниң Йәһва Худаниң хизмитини қизғинлиқ билән қилидиғанлиғини байқашқа башлидим. Уларниңму дуниявий қериндашчилиғимизниң әзалири екәнлигигә ениқ көз йәткүздүм». Вақит өтүп Рут техиму көп меһир-муһәббәт көрситиш керәклигини чүшәнгән. Рут йәнә мундақ дегән: «Һәр қетим шу дөләттики етиқатдашларни учратқанда, уларға иллиқ муамилә қилишқа тиришаттим. Мән улар билән параңлишип, уларни яхширақ биливалаттим. Ахирида вақит өткәнсири яман һис-туйғулирим йоқап кәтти».

Биз қериндашларниң һәммисини яхши көрсәк, һечкимни камситмаймиз (12, 13-абзацларға қараң) d

12. Сара қандақ қийинчилиққа дуч кәлгән?

12 Бәзиләр өзлири билмәстин, башқиларни камситиши мүмкин. Мәсилән, Сара адәмләрни миллити, бай-кәмбәғәллиги яки тәшкилатта орунлаватқан вәзипилиригә қарап һөкүм қилмиғачқа, һәммисигә тәң қараймән дәп ойлиған. Бирақ у өзиниң һәммисигә тәң қаримиғанлиғини чүшәнгән еди. Қандақларчә? Сара алий билим алған аилидин келип чиққачқа, өзигә охшаш саватлиқ адәмләр билән көпирәк арилишишқа амрақ болған. Һәтта бир күни у достиға мундақ дегән: «Мән пәқәт алий билими бар қериндашлар билән арилишимән. Башқилардин болса нери туримән». Ениқки, Сара башқиларға болған көзқаришини өзгәртиши керәк еди.

13. Сараниң өз көзқаришини өзгәрткинидин немини үгинәләймиз?

13 Наһийилик назарәтчи Сараға өзиниң көзқаришини тәкшүрүшкә ярдәм бәргән. Сара мундақ дегән: «У мени садиқ хизмитим, яхши изаһәтләрни бәргиним вә Худа Сөзини яхши билгәнлигим үчүн махтиди. Кейин у көпирәк билим алғансири, яхши пәзиләтләрни, шу җүмлидин кәмтәрлик, кичик-пейиллиқ вә һисдашлиқни йетилдүрүшимиз керәклигини ейтқан». Сара наһийилик назарәтчиниң мәслиһитини қобул қилған еди. У мундақ дәйду: «Мән меһрибан болуш вә башқиларни яхши көрүш бәк муһим екәнлигини чүшәндим». Нәтиҗидә Сара етиқатдашларға болған көзқаришини өзгәрткән. «Йәһва Худа қериндашларни қандақ пәзиләтлири үчүн қәдирләйдиғанлиғини чүшинишкә тиришаттим»,— дәйду Сара. Биз өзүмизчу? Алған билимимиз түпәйли өзүмизни башқилардин артуғирақ дәп һечқачан ойлимайли. Әгәр қериндашларни чин жүрәктин яхши көрсәк, биз башқиларни камситиштин нери туримиз (Пет. 1-х. 2:17).

МЕҺМАНДОСТ БОЛУҢ

14. Ибранийларға 13:16гә асасән, биз меһмандост болғанда Йәһва қандақ һис-туйғуда болиду?

14 Йәһва Худа меһмандостлуқни бәк қәдирләйду (Ибранийларға 13:16ни оқуң). У меһмандостлуқни, болупму муһтаҗлиқта қалғанларға ярдәм беришни, ибадитимизниң бир қисми дәп һесаплайду (Яқуп 1:27; 2:14—17). Шуниң үчүн Муқәддәс китап бизни меһмандост болушқа дәвәт қилиду (Рим. 12:13). Меһмандост болғанда, биз башқиларға чин меһир-муһәббәт, ғәмхорлуқ вә улар билән дост болуш истигимизни көрситимиз. Биз башқиларни чай яки тамаққа тәклип қилсақ яки улар билән вақит өткүзсәк, Йәһва Худаниң жүригини хошал қилимиз (Пет. 1-х. 4:8—10). Лекин бәзидә меһмандостлуқни көрситиш қийин болуши мүмкин.

«Бурун мән меһмандост әмәс едим, бирақ мән көзқаришимни өзгәртип, нурғун бәрикәтләргә ериштим» (16-абзацқа қараң) e

15, 16. а) Бәзиләр немә үчүн меһмандостлуқни көрситиштин өзини тартиши мүмкин? ә) Эдитқа меһмандост болушқа немә ярдәм бәргән?

15 Биз шараитим яр бәрмәйду дәп, башқиларға меһмандостлуқни көрситиштин тартинишимиз мүмкин. Эдит исимлиқ тул аялниң мисалини көрүп чиқайли. Йәһва гувачиси болуштин авал у башқилар билән арилашқуси кәлмигән. У башқилар маңа қариғанда меһманларни яхширақ күтәләйду дәп ойлиған.

16 Йәһва гувачиси болғандин кейин Эдит көзқаришини өзгәртип, меһмандост болушқа тиришқан. У мундақ дәйду: «Йеңи Ибадәт өйи селиниватқанда, ақсақал маңа қурулуш ишлириға ярдәм беришкә келидиған бир әр-аял тоғрилиқ ейтип, уларни икки һәптә меһман қилишни сориди. Йәһва Худа Зәрәпәттики тул аялни қандақ бәрикәтлигәнлигини әскә алдим» (Пад. 1-яз. 17:12—16). Эдит шу әр-аялниң униң өйидә турушиға қошулған. У қандақ бәрикәтләргә еришкән? Эдит мундақ дәйду: «Икки һәптиниң орниға улар икки айға қалғачқа, биз йеқин достлар болуп қалдуқ». Эдит җамаәттиму нурғун яхши достларни тапқан. Һазир у пионер болуп хизмәт қиливатиду вә биллә вәз қилған қериндашларни өйигә чақиришни яхши көриду. Эдит: «Башқиларға бәргәндә, бәк хошал болимән. Растни ейтқанда, еришиватқан бәрикәтлирим буниңдинму көп»,— дәп ейтқан (Ибр. 13:1, 2).

17. Люк вә униң аяли немини чүшәнгән?

17 Техиму меһмандост болушимиз мүмкинму? Мәсилән, Люк билән униң аяли дайим меһмандостлуқни көрсәткән. Улар ата-анилири, уруқ-туққанлири, йеқин достлири вә наһийилик назарәтчи билән униң аялини пат-пат меһманға чақирип туратти. Лекин Люк уларниң пәқәт йеқинлиринила тәклип қилғанлиғини чүшәнгән. Люк вә униң аяли техиму меһмандост болушни қандақ үгәнгән?

18. Люк вә униң аяли техиму меһмандост болушни қандақ үгәнгән?

18 Люк вә униң аяли Әйсаниң «силәрни яхши көридиғанларнила яхши көрсәңлар, силәргә қандақму мукапат болсун?» дегән сөзлири тоғрилиқ ойланғанда, көзқаришини өзгәрткән (Мәт. 5:45—47). Улар һәммисигә тәң сехийлиқ көрситидиған Йәһва Худадин үлгә елиш керәклигини чүшәнгән. Шуңа улар һечқачан меһманға чақирмиған қериндашларни тәклип қилишни мәхсәт қилған. Люк мундақ дәйду: «Һәммимиз биллә җәм болушни яхши көримиз. Биз өзүмизни бир-биримизгә вә Йәһва Худаға йеқинирақ һис қилимиз».

19. Әйсаниң шагиртлири екәнлигимизни қандақ испатлаймиз вә сиз немә қилишқа бәл бағлидиңиз?

19 Бу мақалидә меһир-муһәббәт бизгә қандақ қилип течлиқпәрвәр, һәммисигә тәң қарайдиған вә меһмандост адәм болушқа ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп чиқтуқ. Яман һис-туйғулардин айрилип, етиқатдашлиримизни чин жүрәктин яхши көрүшимиз лазим. Шундақ қилсақ, биз хошаллиққа еришимиз вә Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири екәнлигимизни испатлаймиз (Йоһ. 13:17, 35).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

a Әйса ейтқандәк, адәмләр Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилирини өз ара меһир-муһәббитидин тонуйду. Етиқатдашларни яхши көрсәк, биз течлиқпәрвәр, һәммисигә тәң қарайдиған вә меһмандост адәм болушқа интилимиз. Бу һәрқачан асанға чүшмәйду. Бир-биримизни чин жүрәктин сөйүшни давамлаштурушқа ярдәм беридиған бирнәччә әмәлий мәслиһәтни көрүп чиқайли.

b Бу мақалидики бәзи исимлар өзгәртилгән.

c СҮРӘТЛӘРДӘ: Қериндашниң яришивелиш үчүн көрсәткән тиришқанлиғи бешида нәтиҗә бәрмисиму, у күч чиқиришни тохтатмайду. Меһир-муһәббәт көрситишни давамлаштурғачқа, у қериндаш билән яришивалди.

d СҮРӘТТӘ: Яшанған бурадәр өзини чәттә қалғандәк һис қилиду.

e СҮРӘТТӘ: Меһмандостлуқни көрситиштин тартинған қериндаш көзқаришини өзгәртип, хошаллиққа еришти.