Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

12-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

143-НАХША Зулмәт дуниядики нур

Қараңғулуқтин нери болуп, йоруқлуқта жүрүңлар

Қараңғулуқтин нери болуп, йоруқлуқта жүрүңлар

«Силәр қараңғулуқ едиңлар, әнди болса Һакимдар йолидики — йоруқлуқ» (ӘФӘС. 5:8).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Әфәсликләргә 5-бапта тилға елинған қараңғулуқ билән йоруқлуқ сөзлиридин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни биливалимиз?

1, 2. а) Қайси вәзийәт астида Паул әфәстики етиқатдашлириға хәт язған? ә) Биз қандақ соалларни көрүп чиқимиз?

 ПАУЛ Римда өйдә назарәт астида болғанда, у етиқатчи қериндашлирини илһамландурмақчи болған. У улар билән үзму-үз көришәлмәтти. Шуңа у хәт язған. Шу хәтләрниң бири милади 60, 61-жиллири Әфәс шәһиридики җамаәткә әвәтилгән (Әфәс. 1:1; 4:1).

2 Шуниңдин он жил илгири Паул Әфәс шәһиридә бир мәзгил туруп, шу йәрдә хуш хәвәрни йәткүзгән вә тәлим бәргән (Әлч. 19:1, 8—10; 20:20, 21). Паул шу шәһәрдики қериндашларни интайин яхши көрәтти вә уларниң Йәһваға садиқ болуп қелишиға ярдәм беришни ойлиған. Амма у немә үчүн майланған етиқатчиларға қараңғулуқ вә йоруқлуқ һәққидә хәт язған? Барлиқ Әйсаниң әгәшкүчилири бу нәсиһәт сөзлиридин қандақ савақ алалайду? Бу соалларниң җававини бирликтә муһакимә қилип бақайли.

ҚАРАҢҒУЛУҚТИН ЙОРУҚЛУҚҚА ЧИҚИШ

3. Әлчи Паул әфәсликләргә хәт язғанда, қандақ охшитиш сөзлирини ишләткән?

3 Паул Әфәстики етиқатчиларға мундақ язған: «Бурун силәр қараңғулуқ едиңлар, әнди болса Һакимдар йолидики — йоруқлуқ» (Әфәс. 5:8) Бу йәрдә «қараңғулуқ» вә «йоруқлуқ» дегән охшитиш сөзлирини ишлитип, бир-биригә пүтүнләй қарши икки хил әһвални чүшәндүргән. Биз Паулниң немә үчүн әфәсликләргә «бурун силәр қараңғулуқ едиңлар» дегәнлигини чүшинип бақайли.

4. Немә үчүн әфәсликләрни диний қаранғулуқта қалған дейишкә болиду?

4 Диний қараңғулуқ. Әфәс шәһиридики Мәсиһ әгәшкүчилири һәқиқәтни тонуштин илгири ялған диний көзқарашлар вә хурапатлиқларниң қули болған. Әфәс шәһиридә мәшһур Артемис бутханиси бар еди. Қедимий заманда кишиләр бу бутханини дуниядики йәттә мөҗүзиниң бири дәп қариған вә у йәрдә бутларға чоқунуп, дуа қилишқан. Һүнәрвәнләр Артемисниң бутханиси вә һәйкәллирини ясаш арқилиқ сода-тиҗарәт қилип көп пул тепишқан (Әлч. 19:23—27). Буниңдин башқа, шу шәһәр сеһирвазлиқ билән шуғуллиништа даңқи чиқарған еди (Әлч. 19:19).

5. Немә үчүн әфәсликләрни әхлақий қаранғулуқта қалған дейишкә болиду?

5 Әхлақий қараңғулуқ. Әфәс хәлқи чекидин ашқан болуп, жиркиничлик ишларни қилиш билән даңқи чиққан. Шәһваний параңлар адәттә шәһәр театрханилирида, һәтта диний байрамларда аңлинип туратти (Әфәс. 5:3). Әфәсликләрниң көпинчиси «һар-номусни жүтирип» кәткән еди, йәни бу ипадиниң удул сөзму-сөз мәнаси «ағриқ азавини һис қилмаслиқни» билдүриду (Әфәс. 4:17—19). Әфәсликләр илгири Йәһва Худаниң тоғра-хата өлчәмлирини тонумиғанда, уларниң виждани сәзмәс болуп қалған яки улар Йәһваниң көзқарашлирини нәзәригә алмиған еди. Шуңлашқа Паул уларни «әқли билән қараңғулуқта болуп, Яратқучидин чиқидиған һаятлиқтин. . . мәһрум қилинған» дәп тәсвирлигән.

6. Немә үчүн Паул әфәстики етиқатдашларға «әнди. . . йоруқлуқсиләр» дегән?

6 Әфәсликләрниң бәзилири қараңғулуқтин чиқип кәткән. Паул улар һәққидә мундақ дәйду: «Әнди болса Һакимдар йолидики — йоруқлуқ» (Әфәс. 5:8). Улар әнди Муқәддәс китаптики һәқиқәт нуриға әгишип яшиған (Зәб. 119:105). Әфәсликләр ялған диний урп-адәтләрни вә әхлақсиз қилмишларни ташлиған еди. Улар Худани үлгә қилип, пүтүн күчи билән Униңға хизмәт қилған вә Униң көңлини хурсән қилидиған ишларни қилған (Әфәс. 5:1).

7. Немә үчүн бизниң вәзийитимизни әфәстики көпинчә Мәсиһ әгәшкүчилириниң вәзийитигә охшап кетиду дейишкә болиду?

7 Бизниң вәзийитимизму дәл шуниңға охшап кетиду. Биз һәқиқәтни билиштин бурун диний вә әхлақий җәһәттин қараңғулуқта қалған. Бәзилиримиз ялған дин билән бағлиниши бар байрамларни тәбриклигән. Йәнә бәзилиримиз әхлақсиз турмуш кәчүргән едуқ. Амма биз Йәһваниң тоғра-хата өлчимини билгәндин кейин һаятимизда өзгәртишләрни қилдуқ. Биз Униң тәливигә мас һаят кәчүрүшкә башлидуқ. Нәтиҗидә, биз нурғун бәрикәтләргә ериштуқ (Йәшая 48:17). Бирақ һазир биз қийинчилиқларға дуч келиватимиз. Биз ташлап чиқип кәткән қараңғулуқтин жирақ туруп, «йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» жүрүшимиз керәк. Ундақта буни қандақ қилалаймиз?

Image digitally reproduced with the permission of the Papyrology Collection, Graduate Library, University of Michigan, P.Mich.inv. 6238. Licensed under CC by 3.0

Бүгүнки күндә әмәлий қоллинишқа болидиған әлчи Паулниң меһир-муһәббәтлик мәслиһити (7-абзацқа қараң) b


ҚАРАҢҒУЛУҚТИН НЕРИ ТУРУШ

8. Әфәсликләргә 5:3—5 айәтләргә асасланғанда, әфәстики етиқатчилар немиләрдин нери туруши керәк еди?

8 Әфәсликләргә 5:3—5ни оқуң. Әфәстики етиқатчилар әхлақий қараңғулуқтин нери туруши үчүн Йәһвани хурсән қилмайдиған ишларни давамлиқ рәт қилиши керәк еди. Бу җинсий әхлақсизлиқтинла әмәс, йәнә шәһваний гәп-сөзләрдинму жирақ турушни өз ичигә алған. Әфәсликләр әшу ишлардин жирақ турғандила, «Худаниң вә Мәсиһниң Падишалиғида мирасхор» болатти.

9. Немә үчүн әхлақсизлиққа йетәкләйдиған һәрқандақ ишни қилиштин пәхәс болушимиз керәк?

9 Биз «қараңғулуқниң мевисиз ишлириға» қайта шерик болуп қелиштин сақлиниш үчүн давамлиқ күрәш қилишимиз керәк (Әфәс. 5:11). Нурғун мисаллар шуни қайта-қайта испатлайдуки, бир адәм напак, әхлақсиз ишлар һәққидики параңлар яки сөһбәтләрни көп көрсә, аңлиса, у өзи асанла хата ишларни қилип қалиду (Ярит. 3:6; Яқуп 1:14, 15). Бир дөләттә көплигән қериндашлар бир иҗтимаий алақә программиси арқилиқ сөһбәтлишип турған. Дәсләптә көпинчилири роһий ишлар тоғрисида параңлишишқа башлиған. Амма вақитниң өтүшигә әгишип, улар Йәһвани хурсән қилмайдиған пайдисиз гәп-сөзләрни қилишқан. Уларниң параңлири ахирида җинсий мунасивәт һәққидә сөһбәткә айлинип кәткән. Кейин шуларниң бирқанчиси бундақ шәһваний сөһбәтләрниң өзлирини җинсий әхлақсизлиқ қилишиға сәвәпчи болғанлиғини етирап қилған.

10. Шәйтан қайси йоллар билән бизни аздуриду? (Әфәсликләргә 5:6)

10 Шәйтанниң дунияси бизни аздуруп, Йәһваниң нәзәридики әхлақсиз вә напак ишларни бизгә һечқандақ хата әмәстәк көрситип, шуниңға бизни ишәндүрүшкә уруниду (Пет. 2-х. 2:19). Биз буниңдин һәйран қалмаймиз! Шәйтан Иблис узундин буян қоллинип келиватқан усуллардин бири — кишиләрни қаймақтуруш. Шу сәвәп кишиләр немә хата, немә тоғра екәнлигини пәриқ қилалмай қалиду (Йәшая 5:20; Кор. 2-х. 4:4). Шуңлашқа бүгүнки күндә нурғунлиған кинолар, телевизия программилири вә торбәтләрдә Йәһваниң һәққаний өлчәм қаидилиригә зит келидиған ой-пикирләрни тәшвиқ қилишини һәргизму әҗәплинәрлик әмәс. Шәйтан бизни алдашқа урунуп, бу дунияда мода болуватқан напак иш-һәрикәтләрни вә турмуш кәчүрүш усуллирини хата дәп ойлимай, бәлки уларни қизиқарлиқ вә бехәтәр дәп ойлишимизни халайду (Әфәсликләргә 5:6ни оқуң).

11. Анжелланиң кәчүрмишлири Әфәсликләргә 5:7-айәттики дана нәсиһәткә әмәл қилиш керәклигини қандақ тәкитләйду? (Рәсимгиму қараң.)

11 Шәйтан бизниң Йәһваниң өлчәмлиригә бойсунуп яшишимизни қийинлаштуридиған кишиләр билән алақә қилишимизни халайду. Шуңлашқа Паул әфәстики қериндашларни «улар билән һечқандақ шерик болмаңлар» дәп Худаниң нәзәридә хата саналған ишларни қилидиғанлар билән арилашмаслиққа агаһландурған (Әфәс. 5:7). Шуни унтуп қалмаслиғимиз керәк: биз алақидә болидиған кишиләр пәқәт күндилик турмушимизда арилишип өтидиғанлардин башқа, йәнә иҗтимаий алақә торлирида сөһбәтлишидиғанларниму өз ичигә алиду. Демәк биз қедимий заманда әфәсликләр дуч кәлмигән хәтәрләргә дуч келимиз. Азиядә бир дөләттә яшайдиған Анжелла a иҗтимаий алақә ториниң интайин хәтәрлик екәнлигини тонуп йәткән. У мундақ дәйду: «Бу бир тузаққа айлинип қелип, һошиярлиғимизни аста-аста аҗизлаштуруши мүмкин. Илгири дайим Муқәддәс китап принциплирини һөрмәтлимәйдиған кишиләр билән дост болушни анчә зиянлиқ әмәс дәп ойлидим. Ахирида мән һәтта Йәһва яқтурмайдиған турмуш кәчүрүш усулини хата әмәс дәп ойлашқа башлидим». Хошаллинарлиқ йери, көйүмчан ақсақаллар Анжелланиң зөрүр өзгәртишләрни қилишиға ярдәм бәргән. У һазир мундақ дәйду: «Мән ой-пикримни иҗтимаий алақә торлириға әмәс, бәлки Йәһва Худа вә У яқтуридиған ишларға диққәт қилимән».

Достларни даналиқ билән таллаш Йәһва Худаниң өлчәмлиригә әмәл қилишимизни асанлаштуриду (11-абзацқа қараң)


12. Йәһва Худаниң тоғра хата тоғрисидики өлчәмлиригә бойсунушимизға немә ярдәм бериду?

12 Бу дунияда нурғун кишиләр әхлақсиз қилмишларни хата әмәс дәп қарайду, бирақ биз бундақ натоғра көзқарашқа қарши күрәш қилишимиз керәк (Әфәс. 4:19, 20). Чүнки биз әшу қилмишларниң хаталиғини убдан билимиз. Өз-өзүмиздин мундақ сорап көрүш пайдилиқ: «Хизмәтдашлирим, савақдашлирим яки Йәһваниң һәққаний өлчәмлирини һөрмәтлимәйдиған кишиләр билән муһим болмиған барди-кәлди мунасивәтләрдә болуштин сақлинишқа тиришимәнму? Бәзиләр маңа бундақ қилиш бәкму ашурвәткәнлик десә, җасарәт билән давамлиқ Йәһваниң өлчәмлирини чиң тутимәнму?» Униңдин башқа, Тимотийға 2-хәт 2:20—22 айәтләрдә көрситилгәндәк, биз җамаәттә етиқатчилар арисидин достларни таллиғандиму еһтиятчанлиқ болушимиз керәк. Шуни унтуп қалмаслиғимиз керәкки, бәзиләр бизниң Йәһваға садиқ хизмәт қилишимизға ярдәм қилалмайду.

«ЙОРУҚЛУҚНИҢ ПӘРЗӘНТЛИРИДӘК» ЖҮРҮҢЛАР

13. «Йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» жүрүш немини билдүриду? (Әфәсликләргә 5:7—9)

13 Паул әфәстики етиқатчиларни қараңғулуқтин давамлиқ нери турушқа агаһландурупла қалмай, йәни уларни давамлиқ «йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» жүрүңлар дәп илһамландурған еди (Әфәсликләргә 5:7—9ни оқуң). Бу немини билдүриду? Аддий қилип ейтқанда, һәрдайим Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилиригә хас һаят кәчүрүшимиз керәклигини билдүриду. Мошу мәхсәткә йетишниң бир усули Муқәддәс китапни вә Муқәддәс китапқа асасланған нәшри материаллиримизни давамлиқ әстаидиллиқ билән оқуш вә тәтқиқ қилип үгиништур. Болупму Әйса Мәсиһниң дунияниң нури болушта қалдурған үлгиси вә бәргән тәлимлиригә көңүл қоюш интайин муһим (Йоһ. 8:12; Пәнд н. 6:23).

14. Муқәддәс роһ бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

14 Биз «йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» яшишимиз үчүн Худаниң Муқәддәс роһиниң ярдимигә муһтаҗ. Немә үчүн? Чүнки әхлақсизлиққа толған бу дунияда өзүмизни пак тутуш асан әмәс (Сал. 1-х. 4:3—5, 7, 8). Муқәддәс роһ бизгә бу дунияниң әхлақсиз ой-пикирлиригә, йәни барлиқ Худаниң көзқарашлириға зит келидиған пәлсәпивий көзқарашлар вә тәппәкүр қилиш усуллириға қарши турушимизға ярдәм бериду. Муқәддәс роһниң ярдимидә биз һәрхил яхшилиқ вә һәққанийлиқ мевисини берәләймиз (Әфәс. 5:9).

15. Қайси йоллар билән муқәддәс роһқа еришәләймиз? (Әфәсликләргә 5:19, 20)

15 Муқәддәс роһқа еришишниң бир йоли — Йәһваға дуа қилип сораш. Әйса мундақ дегән: «Униңдин муқәддәс роһни сориғанларға бериду!» (Луқа 11:13) Униңдин башқа, җамаәт жиғилишида етиқатчи биз бирликтә Йәһва Худани мәдһийилигәндә муқәддәс роһқа еришимиз (Әфәсликләргә 5:19, 20ни оқуң). Худаниң муқәддәс роһи бизгә яхши тәсир қилип, Худани хурсән қилидиған усулда һаят кәчүрүшимизгә ярдәм бериду.

16. Бизниң дана қарарларни чиқиришимизға немә ярдәм бериду? (Әфәсликләргә 5:10, 17)

16 Биз муһим қарарларни чиқарғанда, авал «Йәһваниң ирадиси немидә екәнлигини» чүшиниш үчүн тиришишимиз, андин кейин Униң ирадисигә мувапиқ иш қилишимиз керәк (Әфәсликләргә 5:10, 17ни оқуң). Бизниң вәзийитигә мас келидиған Муқәддәс китап принциплирини издигинимиздә, әмәлийәттә шу ишқа қарита Худаниң көзқариши қандақ екәнлигини билишни халайдиғанлиғимизни көрситимиз. Кейин биз әшу принципларни әмәлий қоллансақ, техиму яхширақ қарар чиқиралаймиз.

17. Вақтимиздин үнүмлүк пайдилиниш үчүн немә қилалаймиз? (Әфәсликләргә 5:15, 16) (Рәсимгиму қараң.)

17 Паул әфәстики Мәсиһ әгәшкүчилиригә өзлириниң вақтидин үнүмлүк пайдилинишни нәсиһәт қилған (Әфәсликләргә 5:15, 16ни оқуң). Дүшминимиз Шәйтан бизни бу дунияниң ишлири билән алдираш өтүшкә дәвәт қилиду. Шундақ болғанда, бизниң Худаға хизмәт қилишимиз үчүн вақтимиз йәтмәйду (Йоһ. 1-х. 5:19). Әгәр биз еһтият қилмисақ, асанла маддий нәрсиләрни, алий билим елишни яки ишта утуқ қазинишни Йәһваға хизмәт қилиштин жуқури орунға қоюшимиз мүмкин. Әгәр һәқиқәтән шундақ иш йүз бәрсә, бу бизниң мошу дунияниң көзқарашлириниң тәсиргә учриғанлиғимизни көрситиду. Әлвәттә, бу ишларниң өзи һечқандақ хата әмәс, амма улар һәргизму һаятимизда биринчи орунға өтүп қалмаслиғи керәк. Биз давамлиқ «йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» жүрүшимиз үчүн вақтимиздин дурус пайдилинип, диққитимизни муһим ишларға қаритишимиз керәк.

Әфәстики етиқатчилар вақтидин үнүмлүк пайдилиниш һәққидә агаһландурулған (17-абзацқа қараң)


18. Дональд өз вақтидин үнүмлүк пайдилиниш үчүн қайси қәдәмләрни басқан?

18 Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилишниң пурситини чиң тутуң. Җәнубий Африкида яшайдиған Дональд шундақ қилған. У мундақ дәйду: «Мән өз турмушум һәққидә ойлинип, Йәһвадин вәз хизмитимдә техиму үнүмлигирәк болушумға ярдәм беришни өтүндүм. Мән вәз ейтишқа техиму көпирәк вақит чиқиралайдиған бир ишни тепиш үчүн дуа қилдим. Йәһваниң ярдимидә мувапиқ бир ишни таптим. Кейин аялим иккимиз толуқ вақитлиқ хизмәтни башлидуқ».

19. Биз қандақ қилсақ, «йоқруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» жүрәләймиз?

19 Паулниң әфәсликләргә язған хети уларниң Йәһваға садиқ болуп қелишиға ярдәм бәргән болуши мүмкин. Паулниң нәсиһәт сөзлири бизгиму ярдәм берәләйду. Үгинип өткинимиздәк, шу нәсиһәт көңүл ачидиған оюн-тамашиларни вә достларни таллиғинимизда ақиланә қарар чиқиришимизға ярдәм берәләйду. Униңдин башқа бу бизни Муқәддәс китапни давамлиқ чоңқур тәтқиқ қилип, һәқиқәт нуриниң йетәкчилигини қобул қилишқа дәвәт қилалайду. Паул йәнә хетидә бизниң яхши пәзиләтләрни йетилдүрүшимизгә ярдәм берәләйдиған муқәддәс роһниң муһимлиғини тәкитлигән. Паул язған нәсиһәт сөзлиригә қулақ салсақ, Йәһваниң ирадисигә мувапиқ қарарларни чиқиралаймиз. Биз бу ишларни қилиш арқилиқ бу дунияниң қараңғулиғидин чиқип, давамлиқ йоруқлуқта жүрәләймиз.

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Әфәсликләргә 5:8-айәттә тилға елинған «қаранғулуқ» вә «йоруқлуқ» немини билдүриду?

  • Қандақ қилип «қаранғулуқтин» нери туралаймиз?

  • Қандақ қилип «йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» жүрәләймиз?

43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!

a Бәзи исимлар өзгәртилгән.

b СҮРӘТТӘ: Әлчи Паулниң әфәстики етиқатдашларға язған хетиниң қедимий қол язма көчүрмә нусхилиридин бири.