Йәһваниң адалити билән рәһимигә тәқлит қилиң
«Һәқиқий адаләтни жүргүзүңлар, дурус һөкүмләрни чиқириңлар, бир-бириңларға меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиңлар» (ЗӘКӘРИЯ 7:9).
НАХШИЛАР: 21, 11
1, 2. а) Әйса Муса қануниға қандақ қариди? ә) Тәврат устазлири һәм пәрисийләр Қанунни қандақ бурмилап қолланған?
ӘЙСА Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән Қанунни яхши көргән. Биз буниңға һәйран болмаймиз, чүнки бу Қанунни Әйсаниң һаятидики әң муһим Шәхс — Атиси Йәһва бәргән. Әйсаниң Худа Қануниға болған чоңқур муһәббити һәққидә Зәбур 40:8дә алдин ала шундақ ейтилған: «Худайим, Сениң көңлүңдики болса, өзүмниң хурсәнлигимдур, Сениң Тәврат қануниң қәлбимдә пүтүклүктур». Әйса сөзи һәм иши билән Худаниң қануни камил вә пайдилиқ екәнлигини һәм униңда йезилғанларниң сөзсиз әмәлгә ашидиғанлиғини испатлиған (Мәтта 5:17—19).
2 Тәврат устазлири һәм пәрисийләр Қанунни бурмилап қолланғанлиғини көргәндә, Әйсаниң жүриги ағриған. Уларниң Қанундики ушшақ-чүшшәк қаидиләрни орунлиғанлиғи һәққидә Әйса мундақ дегән: «Силәр ялпуз, қилияш вә сияданниң ондин бир қисмини берисиләр». Ундақта, улар немини натоғра қилди? Әйса: «Лекин Тәврат қанунидики әң муһими — адиллиқ, рәһимлик һәм садиқлиққа сәл қарайсиләр»,— дәп чүшәндүрди (Мәтта 23:23). Пәрисийләр Муса қануниниң мәнасини чүшәнмиди вә өзлирини башқилардин үстүн көрди. Амма Әйса Қанунниң немә үчүн берилгәнлигини вә униңдики һәрбир тәләпниң Йәһва һәққидә немини аян қилғанлиғини яхши чүшәнгән.
3. Мошу мақалидә немини қараштуримиз?
3 Мәсиһийләр сүпитидә биз Тәврат қануниға бойсунуштин әркин болдуқ (Римлиқларға 7:6). Ундақта, Йәһва Худа немә сәвәптин Тәврат қанунини Муқәддәс китапқа яздуруп қойди? У бизниң «әң муһимни», йәни Қанунниң асасидики принципларни, чүшинишимизни һәм қоллинишимизни халайду. Мәсилән, панаһгаһ шәһәрлири һәққидики көрсәтмиләрдин қандақ принципларни көрүшкә болиду? Өткән мақалидә биз қачқунниң немә қилиши керәклигини қараштурдуқ. Мошу мақалидә болса, панаһгаһ шәһәрлири орунлаштурушидин Йәһва Худа вә униң хисләтлиригә қандақ тәқлит қилалайдиғанлиғимиз һәққидә биливалимиз. Биз келәрки үч соалға җавап алимиз: панаһгаһ шәһәрлири қандақларчә Йәһваниң рәһимини көрситиду? Улардин Худаниң һаятқа болған көзқариши һәққидә немигә үгинәләймиз? Панаһгаһ шәһәрлири Униң камил адалитини қандақ нәмаян қилиду? Мошу соалларниң һәрқайсисини қараштурғанда, асмандики Атимизға қандақ тәқлит қилалайдиғанлиғиңиз тоғрисида ойлап көрүң (Әфәсликләргә 5:1ни оқуң).
ПАНАҺГАҺ ШӘҺӘРЛИРИНИҢ ҚОЛАЙЛИҚ ҖАЙЛАШҚАНЛИҒИ РӘҺИМНИҢ ИПАДИСИ
4, 5. а) Қачқунға панаһгаһ шәһиригә йетиш асан болуш үчүн, қандақ чарә орунлаштурулған вә немишкә? ә) Буниңдин Йәһва һәққидә немигә үгинимиз?
4 Алтә панаһгаһ шәһиригә йетиш асан болған. Чүнки Йәһва Худа исраиллиқларға Иордан дәриясиниң икки тәрипидин үч шәһәрдин таллавелишни ейтқан. Немә сәвәптин? Шу чағда қачқун бу шәһәрләрниң биригә тез вә асан йетәләтти (Санлар 35:11—14). Бу шәһәрләргә апиридиған йоллар яхши һаләттә сақланған (Қанун шәрһи 19:3). Йәһудийларниң адити бойичә, қачқунларға панаһгаһ шәһирини тепиш асан болуш үчүн, йол бойида көрсәткүчләр орнитилған. Исраилда панаһгаһ шәһәрлири болғанлиқтин, бирсини байқимастин өлтүрүп қойған исраиллиқ ят йәргә берип, пана издәшкә мәҗбур болмай, сахта илаһларға сәҗдә қилишқа аздурулмиған.
5 Мону һәққидә ойлап көрүң: Йәһва қатилниң өлүм җазасиға һөкүм қилинишини тәләп қилған. Амма у қәстән киши өлтүрмигән адәмгә рәһим көрситилип, пана берилишигә ғәмхорлуқ қилған. Бир Муқәддәс китап тәтқиқатчиси мундақ дегән: «Бу чарә бәк ениқ, асан вә чүшинишлик болған. Униңға риайә қилиш наһайити Әфәсликләргә 2:4).
оңай болған». Йәһва өз хизмәтчилирини җазалаш мүмкинчилигини издәйдиған бағриташ сотчи әмәс. Әксичә, У «рәһимликкә толуп-ташқан» (6. Пәрисийләр Йәһваниң рәһимигә тәқлит қилғанму? Чүшәндүрүп бериң.
6 Бирақ пәрисийләр башқиларға рәһим-шәпқәт көрситишкә интилмигән. Мәсилән, йәһудийларниң урп-адити бойичә, пәрисийләр бир хаталиқни үч қетимдин артуқ кәчүрмәтти. Уларниң көзқариши қанчилик натоғра болғанлиғини көрситиш үчүн, Әйса селиқ жиққучиниң йенида дуа қилған пәрисий һәққидә бир тәмсил ейтқан. Пәрисий: «Худайим, Саңа мениң башқа адәмләрдәк булаңчи, адаләтсиз, зинахор вә һәтта мону селиқ жиққучидәк болмиғиним үчүн, шүкри ейтимән»,— дегән. Әйса буниң билән немә ейтмақчи болған? Пәрисийләр «башқиларни көзигә илмай», уларға рәһим көрситишниң һаҗити йоқ дәп һесаплиған (Луқа 18:9—14).
7, 8. а) Йәһваниң рәһимигә қандақ тәқлит қилалаймиз? ә) Немишкә башқиларни кәчүрүш үчүн, кәмтәр болушимиз керәк?
7 Пәрисийләргә әмәс, Йәһваға тәқлит қилиң. Рәһим-шәпқәт көрситиң (Колосилиқларға 3:13ни оқуң). Башқиларға сиздин кәчүрүм сораш оңай болсун (Луқа 17:3, 4). Өзүңиздин: «Мени һәтта көп қетим рәнҗиткән адәмни тез вә асан кәчүримәнму? Мени қаттиқ хапа қилған адәм билән яришишқа интилимәнму?»— дәп сораң.
8 Башқиларни кәчүрүш үчүн кәмтәр болушимиз керәк. Пәрисийләр өзлирини башқилардин үстүн һесаплиғанлиқтин, кәчүрүшни халимиған. Амма биз, мәсиһийләр сүпитидә, башқиларни кәмтәрлик билән өзүмиздин артуқ санап, уларни һиммәтлик кәчүримиз (Филипиликләргә 2:3). Өз-өзүмиздин: «Йәһвадин үлгә елип, кәмтәрлик көрситимәнму?»— дәп сорисақ болиду. Кәмтәр болсақ, башқиларға биздин кәчүрүм сорашқа асан болиду вә биз уларни асан кәчүрәләймиз. Ундақта, хапа болушқа алдиримай, рәһимлик болушқа интилайли (Вәз 7:8, 9).
ҺАЯТНИ ҺӨРМӘТЛӘҢ ВӘ ҚАН ТӨКҮШТӘ ӘЙИПЛИК БОЛМАҢ
9. Йәһва исраиллиқларға һаятниң муқәддәс екәнлигини чүшинишкә қандақ ярдәм бәрди?
9 Панаһгаһ шәһәрлириниң болушиниң асасий сәвәви исраиллиқларни бегуна адәмниң қенини төкүштин һимайә қилиш еди (Қанун шәрһи 19:10). Йәһва Худа һаятни қәдирләйду вә киши өлтүрүшни өч көриду (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16, 17). Адил вә муқәддәс Худа болғанлиқтин, у һәтта байқимай өлтүрүп қойған адәмниң гунасиға сәл қаримайду. Қәстән өлтүрмигән адәмгә рәһим көрситилгәнлиги раст, амма у әң авал болған вәзийәтни ақсақалларға чүшәндүрүп бериши лазим болған. Ақсақаллар буниң тәсадипий әһвал болди дәп қарар қилса, қачқун панаһгаһ шәһиридә алий роһанийниң өлүмигичә яшиши керәк еди. Демәк, қачқун һаятиниң ахириғичә шу шәһәрдә яшишиға тоғра келиши мүмкин еди. Бу чарә һәммә исраиллиқларни һаятниң муқәддәс екәнлигини есиға салған. Һаят бәргүчини һөрмәтләш үчүн, улар башқиниң һаятиға хәвп туғдиридиған һәрқандақ нәрсидин нери туруши керәк болған.
10. Әйсаниң сөзлиригә бенаән, Тәврат устазлири вә пәрисийләр адәмләрниң һаятини баһалимиғанлиғини қандақ көрсәткән?
10 Тәврат устазлири билән пәрисийләр Йәһваға тәқлит қилмиған. Улар башқиларниң һаятини һеч баһалимиған. Әйса уларға: «Силәр тәлимләргә болған ачқучни еливалдиңлар. Өзүңларму кирмидиңлар вә кирмәкчи болғанларға кашила қилдиңлар!»— дегән (Луқа 11:52). Буниң билән Әйса немә демәкчи болған? Тәврат устазлири вә пәрисийләр хәлиқкә Худа Сөзини чүшәндүрүши вә мәңгү һаятқа еришишкә ярдәм бериши керәк еди. Лекин буниң орниға, улар адәмләргә «Һаятқа йетәклигүчи», йәни Әйсаға әгишишкә тосалғу қилған (Әлчиләр 3:15). Мошундақ қилип улар адәмләрни һалакәткә апарған. Тәврат устазлири билән пәрисийләр тәкәббур вә шәхсиятчи болуп, адәмләрниң һаяти улар үчүн әтиварсиз болған. Немә дегән вәһшийлик, шундақ әмәсму?!
11. а) Әлчи Паул қандақларчә һаятқа Йәһвадәк қариғанлиғини көрсәткән? ә) Паулниң хизмәттики қизғинлиғиға тәқлит қилишқа немә ярдәм бериду?
11 Биз қандақларчә Йәһвадин үлгә елип, Тәврат устазлири вә пәрисийләрдәк болуштин нери туралаймиз? Буни һаятни баһалап, уни һөрмәтләш арқилиқ қилалаймиз. Әлчи Паул буни Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни мүмкинқәдәр көп адәмгә йәткүзүш арқилиқ қилған. Шуниң үчүн у: «Һәммиңларниң қенидин мән таза»,— дәп ейталиған (Әлчиләр 20:26, 27ни оқуң). Бирақ Паул буни әйиплик һис қилишни халимиғанлиқтин яки Йәһва буйриғанлиқтинла қилмиған. У адәмләрни яхши көргән. Паул адәмләрниң һаятини баһалиған вә уларниң мәңгү һаятқа еришишини халиған (Коринтлиқларға 1-хәт 9:19—23). Бизму һаятқа Йәһвадәк қаришимиз керәк. У һәрбир адәмниң һаятқа еришиш үчүн товва қилишини халайду (Петрусниң 2-хети 3:9). Йәһваға тәқлит қилиш үчүн адәмләрни яхши көрүшимиз керәк. Рәһимлик болғанлиғимиз вәз ишиға қизғин қатнишишқа дәвәт қилиду вә бу иш бизгә зор хошаллиқ әкелиду.
12. Худаниң хәлқи үчүн бехәтәрлик қаидилири немишкә муһим?
12 Һаятқа болған көзқаришимиз Йәһваниңкидәк болуши үчүн биздә хәвпсизликкә болған тоғра көзқараш болуш керәк. Биз машинини һайдиғанда, ишлигәндә, ибадәт орнини қурғанда вә ремонт ишиға қатнашқанда яки шу йәргә барғанда бехәтәрлик қаидилирини сақлишимиз лазим. Ишни яки пулни һечқачан адәмниң һаяти, бехәтәрлик яки саламәтлигиңиздин үстүн қоймаң. Худайимиз һәрдайим тоғра һәрикәт қилиду вә бизниңму униңдин үлгә елишимизни халайду. Болупму ақсақаллар өзлириниң вә башқиларниң хәвпсизлиги һәққидә ойлиши керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 22:3). Әгәр ақсақал сизгә бехәтәрлик қаидилирини есиңизға салса, униңға қулақ селиң (Галатилиқларға 6:1). Һә, һаятқа болған көзқаришиңиз Йәһваниңкидәк болса, қан төкүшкә әйиплик болмайсиз.
ИШНИ «ШУ ӘҺКАМЛАРҒА МУВАПИҚ ҺӨКҮМ ҚИЛСУН»
13, 14. Исраиллиқ ақсақаллар қандақ қилип Йәһваға тәқлит қилалиған?
13 Йәһва исраиллиқ ақсақаллардин өзигә охшаш адил һәрикәт қилишни тәләп Санлар 35:20—24ни оқуң). Киши өлтүргән адәмгә пәқәт кам дегәндә икки гувачиниң көрсәтмилири бойичә һөкүм чиқирилған (Санлар 35:30).
қилған. Авал, ақсақаллар һәммә дәлилләрни тәкшүрүши керәк еди. Андин кейин, улар қатилниң нийити, көзқариши вә бурунқи һәрикәтлирини диққәт қоюп қараштуруши керәк болған. Қачқунниң өлтүрүп қойған кишини өч көргән-көрмигәнлигини вә уни өлтүрүш нийити болған-болмиғанлиғини ениқлиши лазим еди (14 Болған вақиәниң түп маһийитигә йәткәндин кейин, ақсақаллар пәқәт адәмниң иши әмәс, униң өзи һәққидиму ойлиши керәк болған. Бирдин көзгә көрүнмәйдиған нәрсиләрни билиш үчүн вә бу вәзийәтниң немишкә йүз бәргәнлигини ениқлиши керәк еди. Әң муһими, ақсақалларға Йәһваға охшаш зерәклик, рәһим вә адиллиқ билән һәрикәт қилишқа ярдәм беридиған муқәддәс роһ һаҗәт болған (Чиқиш 34:6, 7).
15. Әйсаниң гунакарларға болған көзқариши пәрисийләрниңкидин қандақ пәриқләнгән?
15 Пәрисийләр рәһимсиз һөкүм чиқарған. Улар адәмниң өзигә әмәс, униң гунасиға тикилип қариған. Бир қетим Әйсаниң Мәттаниң өйидә тамақ йегәнлигини көргәндә, бәзи пәрисийләр шагиртлардин: «Немишкә силәрниң устазиңлар селиқчилар һәм гунакарлар билән тамақлиниду?»— дәп сориди. Шу чағда Әйса: «Сағламлар әмәс, бәлки ағриқлар дохтурға муһтаҗ. Шуңлашқа берип: “Мән қурбанлиқни әмәс, рәһимликни халаймән”, дегән сөзләрниң мәнасини үгинип келиңлар. Чүнки мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим»,— деди (Мәтта 9:9—13). Әйса җиддий гунаға көз жумғанму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс. Әйса уларниң гуналириға товва қилишини халиған. Адәмләрни товва қилишқа үндәш униң вәз қилған хәвириниң муһим бир қисми болған (Мәтта 4:17). Әйса селиқ жиққучилар һәм гунакарларниң кам дегәндә бәзилири өзгиришни халиғанлиғини билгән. Улар Мәттаниң өйигә пәқәт тамақлиниш үчүн кәлмигән, әксичә Әйсаниң кәйнидин әгишишни халиған (Марк 2:15). Әпсуслинарлиғи, пәрисийләрниң көпинчиси адәмләргә Әйсадәк қаримиған. Улар адәмләрниң өзгирәләйдиғанлиғиға ишәнмәй, уларни натоғра йолидин һечқачан қайтмайдиған гунакарлар дәп һесаплиған. Пәрисийләр билән адил вә меһрибан Йәһваниң арисидики пәриқ асман билән йәрдәк болған!
16. Сот комитети немини ениқлиши керәк?
16 Бүгүнки күндә ақсақаллар «адаләтни сөйидиған» Йәһва Худаға тәқлит қилиши керәк (Зәбур 37:28). Улар авал гуна қилинған-қилинмиғанлиғини ениқлаш үчүн, болған вақиәни синчилап тәкшүрүши лазим. Әгәр гуна қилинған болса, немә қилишни Муқәддәс китапқа асаслинип қарар қилиду (Қанун шәрһи 13:12—14). Сот комитетида хизмәт қилған болса, улар җиддий гуна қилған адәм товва қилған-қилмиғанлиғини ениқлаш үчүн бәк диққәтлик болуши һаҗәт. Буни ениқлаш һәрқачан асан әмәс. Чүнки адәмниң товва қилған-қилмиғанлиғи бирдин көрүнмәслиги мүмкин. Бу униң қилған гунасиға қандақ қарайдиғанлиғидин вә жүригидә немә барлиғидин көрүниду (Вәһий 3:3). Гуна қилған адәмгә рәһим көрситилиши үчүн, у товва қилиши лазим * (Изаһәткә қараң).
17, 18. Адәмниң һәқиқәтән товва қилған-қилмиғанлиғини ақсақаллар қандақ биләләйду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
17 Йәһва Худа билән Әйса адәмниң немә ойлап, қандақ һис қилидиғанлиғини Падишалар 1-язма 3:9). Иккинчидин, «бу дунияниң қайғуси» билән «Худаға яқидиған қайғуниң», йәни һәқиқий пушайманниң, арисидики пәриқни көрүш үчүн, Худа Сөзи вә садиқ қулниң әдәбиятлириға тайиниң (Коринтлиқларға 2-хәт 7:10, 11). Муқәддәс китап товва қилған вә товва қилмиған адәмләрни қандақ тәсвирлигәнлигигә диққәт қоюп, уларниң һис-туйғулири, ойлири вә һәрикәтлири һәққидә мулаһизә қилиң.
билиду, чүнки улар жүригидә немә бар екәнлигини көрәләйду. Амма ақсақаллар адәмниң жүригини көрәлмәйду. Ақсақал болсиңиз, адәмниң һәқиқәтән товва қилғанлиғини қандақ ениқлалайсиз? Биринчидин, даналиқ вә зерәклик сорап, дуа қилиң (18 Үчинчидин, адәмниң қилған гунаси һәққидила әмәс, униң өзи һәққидиму ойлаң. У қандақ тәрбийә алған вә қандақ муһитта чоң болған? Мундақ қарар қилишиға немә сәвәп болди? Униң қандақ қийинчилиқлири бар? Муқәддәс китапта мәсиһий җамаәтниң беши болған Әйсаниң қандақ һөкүм қилидиғанлиғи һәққидә алдин ала мундақ йезилған: «У көзи билән көргинигә асасән һөкүм чиқармайду яки қулиғи билән аңлиғиниға асасән кесим қилмайду. У намратларға һәққанийлиқ билән һөкүм чиқириду вә мискин-мөмүнләр үчүн адаләт билән кесим қилиду» (Йәшая 11:3, 4). Ақсақаллар, Әйса силәргә җамаәткә ғәмхорлуқ қилишни тапшурди, шуңа адаләт вә меһрибанлиқ билән һөкүм чиқиришқа өзи ярдәм бериду (Мәтта 18:18—20). Бизниң ғемимизни ойлайдиған ақсақалларниң болғанлиғиға шунчилик миннәтдармиз! Шуниң билән, улар бизгә өз ара адаләтлик вә меһрибанлиқ көрситишкә ярдәм бериду.
19. Панаһгаһ шәһәрлиридин қандақ савақ алдиңиз вә сиз һаятиңизда немини қолланмақчи?
19 Тәврат қанунида «билим вә һәқиқәтниң асаслири» йезилған. Униңдин Йәһва вә униң принциплири һәққидә биливалалаймиз (Римлиқларға 2:20). Қанунда ейтилған панаһгаһ шәһәрлири һәққидә қараштуруш арқилиқ ақсақаллар «һәқиқий адаләт» билән һөкүм чиқиришқа үгиниду вә қериндашларға өз ара «меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт» көрситишкә ярдәм бериду (Зәкәрия 7:9). Бүгүн биз Муса Қануниға риайә қилмисақму, Йәһва Худа өзгәргини йоқ. Адаләт вә меһрибанлиқ униң үчүн техичә бәк муһим. Мундақ Худаға хизмәт қилиш биз үчүн имтияз. Ундақта, Йәһваниң әҗайип хисләтлиригә тәқлит қилип, униңдин пана вә һимайә издәйли!
^ 16-абзац «Күзитиш мунариниң» (рус) 2006-жил, 1-март саниниң 30-бетидики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.