Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз Йәһвадин пана издәмсиз?

Сиз Йәһвадин пана издәмсиз?

«Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һурлуққа чиқириду, Униңға таянғанлардин һечкимигә гуна бекитилмәйду» (ЗӘБУР 34:22).

НАХШИЛАР: 49, 32

1. Худаниң көплигән садиқ хизмәтчилири гунаниң кесиридин өзини қандақ һис қилиду?

ӘЛЧИ ПАУЛ: «Немә дегән бәхитсиз адәммән!»— дәп язған (Римлиқларға 7:24). Паулға охшаш, Худаниң көплигән заманивий садиқ хизмәтчилири чүшкүнлүккә чүшүп, өзини ярамсиз һис қилиду. Немә сәвәптин? Чүнки биз Йәһвани хошал қилишқа халисақму, һәммимиз гунани мирас қилдуқ. Шуңа Униңға яқидиған иш қилалмиғанда, өзүмизни яман һис қилимиз. Еғир гуна қилған бәзи мәсиһийләр Йәһваниң кәчүрүмигә һечқачан еришәлмәймән дәп ойлайду.

2. а) Зәбур 34:22 Худаниң хизмәтчилири өзини давамлиқ әйиплик һис қилишниң һаҗити йоқ екәнлигини қандақ көрситиду? ә) Бу мақалидә немиләрни қараштуримиз? (« Савақ елиш үчүнму яки символлуқ мәнадаму?» намлиқ рамкиға қараң.)

2 Язмилар бизни Йәһваниң панаси астида болсақ, өзүмизни давамлиқ әйиплик һис қилишниң һаҗити йоқ екәнлигигә ишәндүриду (Зәбур 34:22ни оқуң). Амма Йәһваниң панаси астида болуш немини билдүриду? Йәһваниң рәһимигә вә кәчүрүмигә еришишни халисақ, немә қилишимиз керәк? Келиңлар, бу соалларниң җававини елиш үчүн, қедимий Исраилдики панаһгаһ шәһәрлирини қараштурайли. Бу чарә б.м. 33-жили Һосул жиғиш мәйримидә башқа бир келишим билән алмаштурулған Қанун келишиминиң бир қисми болған. Амма бу Қанун Йәһвадин кәлгән. Шуңа бу орунлаштурушни қараштуруш арқилиқ Йәһва Худаниң гунаға, гунакарларға вә гунасиға товва қилғанларға болған көзқаришини көрәләймиз. Авал Исраилдики панаһгаһ шәһәрлириниң немә үчүн керәк болғанлиғини қараштурайли.

«ӨЗҮҢЛАР ҮЧҮН ПАНАҺГАҺ ШӘҺӘРЛӘРНИ ИЛҒАҢЛАР»

3. Исраиллиқлар қатил билән немә қилиши лазим еди?

3 Йәһва Худа бирсиниң өлтүрүлүшигә бепәрва қаримиған. Әгәр бирәр исраиллиқ бирсини өлтүрүп қойса, қени төкүлгән адәмниң әң йеқин әр туққини «қан интиқамини алғучи» сүпитидә шу кишини өлтүрүши керәк еди (Санлар 35:19). Шундақ қилип, қатил өзи өлтүргән әйипсиз адәмниң һаяти үчүн өз һаятини берәтти. Әгәр у җавапқа тартилмиса, Вәдә қилинған зәмин напак қилинатти, йәни муқәддәс болматти. Йәһва: «Өзүңлар олтарған жутни напак қилмаңлар»,— дәп буйриған (Санлар 35:33, 34).

4. Исраиллиқ байқимай бирсини өлтүрүп қойса, немә йүз бәргән?

4 Амма исраиллиқ бир кишини байқимай өлтүрүп қойсичу? Бу тәсадипий әһвал болсиму, у әйипсиз адәмниң қенини төккәнлиги үчүн җавапқа тартилған (Яритилиш 9:5). Бирақ Йәһва мундақ вәзийәттә униңға рәһим көрситишкә болидиғанлиғини ейтқан. Байқимай киши өлтүрүп қойған адәм интиқам алғучидин қечип, алтә панаһгаһ шәһириниң биригә баралиған. Шу шәһәрдә турушқа рухсәт алғандин кейин, у хәвпсизликтә болған. Лекин у шу йәрдә алий роһанийниң өлүмигичә яшиши керәк еди (Санлар 35:15, 28).

5. Панаһгаһ шәһәрләрниң болғанлиғидин Йәһва һәққидә немини биләләймиз?

5 Панаһгаһ шәһәрлириниң болушини адәмләр әмәс, Йәһваниң өзи орунлаштурди. У Йәшуаға: «Сән өзүң бәни-Исраилға ейтқин:...“Өзүңлар үчүн панаһгаһ шәһәрләрни илғаңлар”»,— дәп буйриған (Йәшуа 20:1, 2, 7, 8). Йәһваниң өзи бу шәһәрләрни алаһидә бир мәхсәт үчүн аҗритишқа қарар қилди. Шуңа бу чаридин биз Йәһва һәққидә көпирәк биләләймиз. Мәсилән, униң рәһимини яхширақ чүшинәләймиз вә бүгүнки күндә қандақ қилип униң панасида болалайдиғанлиғимизни билимиз.

«ӨЗ ӘҺВАЛИНИ» ШӘҺӘРНИҢ АҚСАҚАЛЛИРИҒА ЕЙТИП БӘРСУН

6, 7. а) Қәстән өлтүрмигән адәмни сотлашта ақсақалларниң орни қандақ болған? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Қачқунниң ақсақаллар билән сөзлишиши немишкә дана болған?

6 Исраиллиқларниң бири байқимай киши өлтүрүп қойса, панаһгаһ шәһиригә қечип, шәһәр дәрвазисиниң алдидики ақсақалларға «өз әһвалини» ейтип бериши лазим болған. Ақсақаллар уни иллиқ чирай билән қарши елиши керәк еди (Йәшуа 20:4). Кейинирәк улар шу кишини қатиллиқ йүз бәргән шәһәрниң ақсақаллириға әвәтип, улар униң ишини қараштурған (Санлар 35:24, 25ни оқуң). Әгәр бу ақсақаллар қатиллиқ һәқиқәтән тәсадипий болди дәп қарар қилса, һелиқи кишини панаһгаһ шәһиригә қайтурған.

7 Қачқун немишкә ақсақаллар билән сөзлишиши керәк болған? Шу арқилиқ ақсақаллар Исраил хәлқиниң пак сақланғанлиғиға көз йәткүзүп, кишини әтәй өлтүрмигән адәмгә Йәһваниң рәһимигә еришишкә ярдәм берәлигән. Бир Муқәддәс китап тәтқиқатчиси язғандәк, қачқун ақсақалларға бармиған һалда, у өлтүрүләтти. Шундақ қилип, бу тәтқиқатчиниң ейтишичә, Худаниң тәливини орунлимиған қачқун өз өлүмигә өзи җавапкар болған. Һаятини сақлап қелиш үчүн кишини қәстән өлтүрмигән адәм ярдәм сорап, уни қобул қилиши керәк еди. Әгәр қатил панаһгаһ шәһәрлириниң биригә қачмиса, өлгән адәмниң йеқин туққининиң уни өлтүрүшкә һоқуқи болған.

8, 9. Немишкә җиддий гуна қилған мәсиһий ақсақаллар билән сөзлишиши керәк?

8 Бүгүнки күндә гуна қилған мәсиһий Йәһва билән мунасивитини тикләш үчүн, ақсақаллардин ярдәм сориши керәк. Немишкә бу шунчилик муһим? Биринчидин, җиддий гуна қилған адәмниң вәзийитини қараштурушни ақсақалларға Йәһваниң өзи тапшурған (Яқуп 5:14—16). Иккинчидин, ақсақаллар товва қилған гунакарға Йәһваниң мақуллишиға қайта еришишкә вә гунасини қайтилимаслиққа ярдәм берәләйду (Галатилиқларға 6:1; Ибранийларға 12:11). Үчинчидин, ақсақаллар гунасиға товва қилған адәмниң виждан азавидин айрилишқа ярдәм беришкә тайинланған вә тәйярланған. Йәһва мундақ ақсақалларни «боранға болған пана» дәп атайду (Йәшая 32:1, 2). Бу чарә арқилиқ Йәһва бизгә рәһимини көрсәткән.

9 Йәһваниң көп хизмәтчиси ақсақаллар билән сөзлишип, уларниң ярдимини қобул қилғанда, йениклишип қалди. Мәсилән, Дэниел исимлиқ бурадәр җиддий гуна қилған, лекин бирнәччә ай давамида ақсақалларға бармиған. У мундақ дәйду: «Шунчилик көп вақит өтүп кәткәнликтин, әнди ақсақаллар маңа ярдәм берәлмәйду дәп ойлидим». Бирақ Дэниел гунаси һәққидә кимду-бирси билип қойиду дәп дайим әнсиригән вә Йәһваға ейтқан һәрбир дуасини кәчүрүм сораштин башлаш керәк дәп ойлиған. Ахирида, у ақсақалларға берип, ярдәм сориди. Өткәнни әсләп, у: «Әлвәттә, уларға беришқа бәк қорқтум. Амма улар билән сөзләшкәндин кейин, өзүмни йәлкәмдин еғир бир тағ чүшкәндәк һис қилдим»,— деди. Дэниел буниңдин кейин қайтидин Йәһваға әркин дуа қилалиди. Һазир униң виждани пак болуп, йеқинда у хизмәт ярдәмчиси болуп тайинланди.

БУ ШӘҺӘРЛӘРНИҢ БИРИГӘ ҚЕЧИШИ КЕРӘК

10. Кәчүрүмгә еришиш үчүн, бирсини байқимай өлтүрүп қойған адәм немә қилиши керәк еди?

10 Байқимай киши өлтүрүп қойған адәм кәчүрүмгә еришиш үчүн, дәрру йеқин аридики панаһгаһ шәһиригә қечиши керәк болған (Йәшуа 20:4ни оқуң). Аман қелиш үчүн у бу шәһәргә тезирақ йетип, алий роһанийниң өлүмигичә шу йәрдә қелиши лазим еди. Буниң үчүн униңға бәзи нәрсиләрни қурбан қилишқа тоғра кәлгән. У өз ишини вә қолайлиқ өйини ташлап, әнди әркин-азадә сәяһәт қилалматти * (Изаһәткә қараң) (Санлар 35:25). Лекин шундақ қилиш әрзийдиған иш еди. Чүнки әгәр қачқун өз мәйличә шу шәһәрдин чиқса, бирсиниң қенини төккәнлигигә бепәрва қариғанлиғини көрситәтти, шуниң билән өз һаятини тәвәккәлгә тикәтти.

11. Гунасиға товва қилидиған мәсиһий Худаниң рәһимигә болған миннәтдарлиғини қандақ көрситәләйду?

11 Бүгүнки күндә гунасиға товва қилған адәмму Худаниң кәчүрүмигә еришиш үчүн, бәлгүлүк һәрикәтләрни қилиши керәк. У гуна қилишни тохтитиши лазим. Бу җиддий гунаға елип келидиған һәрқандақ нәрсидин нери турушниму билдүриду. Әлчи Паул Коринттики товва қилған мәсиһийләрниң иш-һәрикитини мундақ тәсвирлигән: «Худаға яқидиған қайғулириңлар силәрдә қандақ ихласни, қандақ тазилинишни, қандақ ғәзәпни, қандақ қорқунучни, қандақ хаһишни, қандақ түзитишни һасил қилди!» (Коринтлиқларға 2-хәт 7:10, 11). Шуңа, әгәр биз гуна қилишни тохтитиш үчүн қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилсақ, өз әһвалимизға бепәрва әмәслигимизни вә Йәһва бизни бәри бир кәчүридиғу дәп ойлимайдиғанлиғимизни көрситимиз.

12. Йәһваниң рәһимигә давамлиқ еришиш үчүн, мәсиһий немидин ваз кечиши керәк болуши мүмкин?

12 Йәһваниң рәһимигә давамлиқ еришиш үчүн, мәсиһий немидин ваз кечиши керәк болуши мүмкин? У гуна қилишқа дәвәт қилидиған нәрсиләрдин, һәтта өзигә яқидиған нәрсиләрдин ваз кечишкә тәйяр болуши лазим (Мәтта 18:8, 9). Мәсилән, достлириңиз Йәһва өч көридиған иш қилишқа дәвәт қилса, улар билән арилишишни тохтитамсиз? Әгәр ичимликни қандақ мөлчәрдә ичишни башқуралмисиңиз, көп ичип қоюшиңиз мүмкин вәзийәтләрдин нери турамсиз? Әхлақсиз һәвәсләр билән күришиш қийин болса, яман ойларни туғдиридиған кинолардин, торбәтләрдин вә ишлардин қачамсиз? Йәһваниң қанунлириға риайә қилиш үчүн қилған һәммә қурбанлиқлар униңға әрзийдиғанлиғини унтумаң. Йәһва Худа бизни ташлап кәтти дегән һис-туйғудин яман һеч нәрсә йоқ. Һәм Униң «мәңгүлүк меһир-муһәббитини» һис қилиштин артуқ һечнемә йоқтур (Йәшая 54:7, 8).

БУ ШӘҺӘРЛӘР ПАНАҺГАҺ БОЛИДУ

13. Панаһгаһ шәһиридә қачқун немишкә хәвпсиз, тинч вә бәхитлик һаят кәчүрәлигән? Чүшәндүрүң.

13 Қачқун панаһгаһ шәһиридин чиқмиса, хәвпсизликтә болатти. Йәһва шу шәһәрләр һәққидә: «Бу шәһәрләр... силәргә... панаһгаһ болиду»,— дәп ейтқан (Йәшуа 20:2, 3). Йәһва қачқунниң қайтидин сотлинишини тәләп қилмиған. Шуниң билән, қачқунни өлтүрмәслиги үчүн, қан интиқамини алғучиға панаһгаһ шәһиригә кириш мәнъий қилинған. Қачқун шу шәһәрдә турған һалда, Йәһваниң һимайиси астида болған. У түрмидә болмиған. Униң ишләш, башқиларға ярдәм бериш вә Йәһваға тинчлиқта ибадәт қилиш мүмкинчилиги болған. Һә, у бәхит-саадәтлик һаят кәчүрәлигән!

Йәһваниң сизни кәчүридиғанлиғиға ишиниң (14—16 абзацларға қараң)

14. Гунасиға товва қилған мәсиһий немигә ишинәләйду?

14 Җиддий гуна қилған бәзи мәсиһийләр товва қилғандин кейинму виждан азавидин айрилалмайду. Бәзибирлири һәтта Йәһва уларниң гунасини һечқачан кәчүрмәйду дәп ойлайду. Әгәр сизму шундақ һис қилсиңиз, илтимас, Йәһваниң сизни кәчүргәнлигигә камил ишиниң. У кәчүрсә, пүтүнләй кәчүриду. Шуниң үчүн өзүңизни әйипләвәрмәң. Жуқурида тилға елинған Дэниелму буниң һәқиқий екәнлигигә көз йәткүзди. Ақсақаллар униң ишини қараштуруп, пак вижданға егә болушқа ярдәм бәргәндин кейин, у виждан азивидин қутулди. У мундақ дәйду: «Әнди өзүмни әйиплик һис қилмидим. Гунайим пүтүнләй кәчүрүлди. Йәһва Худа дегәндәк, у жүкиңизни елип ташлайду. Уни қайта-қайта ойлашниң һаҗити йоқ». Қедимда панаһгаһ шәһиригә киргән қачқун интиқам алғучи келип, уни өлтүрүп кетидиғанлиғидин қорқмиған. Шуниңға охшаш, гунайимизни кәчүргәндин кейин, Йәһва гунайимизни қайтидин әсләп, бизни җавапқа тартиду дәп қорқмаслиғимиз керәк (Зәбур 103:8—12ни оқуң).

15, 16. Әйсаниң төләм бәргәнлиги вә Алий роһаний екәнлигини билиш Худаниң рәһимигә болған ишәнчимизни қандақ мустәһкәмләйду?

15 Дәрһәқиқәт, исраиллиқларға қариғанда, биздә Йәһваниң рәһим-шәпқәт көрситидиғанлиғиға ишинишкә техиму көп сәвәп бар. Паул Йәһваға мукәммәл һалда бойсуналмиғанлиғиға ечинип, «Немә дегән бәхитсиз адәммән!» дәп язғандин кейин: «Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға шүкүр!»— дәп ейтқан (Римлиқларға 7:25). Бу сөзләрниң мәнаси немә? Паул гунакар һәвәслири билән күришип, бурун гуна қилған болсиму, буниңға товва қилған. Шу сәвәптин, Әйсаниң төләм қурбанлиғиниң асасида Йәһваниң уни кәчүридиғанлиғиға ишәнгән. Әйса җенини пида қилғанлиқтин, биз пак вижданға вә көңүл арамлиғиға егә болалаймиз (Ибранийларға 9:13, 14). Алий роһаний сүпитидә Әйса «Тәңригә униң арқилиқ йеқинлишиватқанларға толуқ қутқузушни беришкә қабил, чүнки у улар үчүн өтүнүшкә һәрдайим тирик» (Ибранийларға 7:24, 25). Қедимда исраиллиқлар алий роһаний арқилиқ Йәһваниң кәчүрүмигә еришәлигән. Бизниң Алий роһанийимиз Әйса болғанлиқтин, биздә Йәһваниң «мол меһирлигигә еришишкә һәм рәһимлигини тепишқа» сәвәп техиму көп (Ибранийларға 4:15, 16).

16 Ундақта, Йәһва бизниң панайимиз болуши үчүн, биз Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишинишимиз керәк. Төләм пәқәт умумән инсанийәткә тегишлик дәп ойлимастин, униң пайдисини шәхсий сиз көрәләйдиғанлиғиңизға ишиниң (Галатилиқларға 2:20, 21). Төләм қурбанлиғи түпәйлидин Йәһва сизниң гуналириңизни кәчүриду. Төләм сизгә мәңгү яшаш үмүтини беридиғанлиғиға ишиниң. Әйсаниң қурбанлиғи — Йәһваниң сизгә бәргән һәдийәси!

17. Немишкә сиз Йәһвадин пана издәшни халайсиз?

17 Панаһгаһ шәһәрлири Йәһваниң рәһимини яхширақ чүшинишимизгә ярдәм бериду. Худаниң бу чариси бизгә һаятниң муқәддәс екәнлигини үгитиду. Шуниң билән, бу чарә ақсақалларниң бизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини, һәқиқәтән товва қилиш немини билдүридиғанлиғини вә немишкә Йәһва бизни пүтүнләй кәчүридиғанлиғиға ишинишкә болидиғанлиғини көрситиду. Сиз Йәһвадин пана издәмсиз? Дунияда буниңдин хәвпсиз орун йоқ! (Зәбур 91:1, 2). Келәрки мақалидә панаһгаһ шәһәрлири адаләт вә рәһимниң әң улуқ үлгиси болған Йәһваға тәқлит қилишимизға қандақ ярдәм беридиғанлиғини қараштуримиз.

^ 10-абзац Йәһудий тәтқиқатчиларниң ейтишичә, қачқунниң аилисиму униң билән яшаш үчүн панаһгаһ шәһиригә көчәләтти.