Һеч нәрсә сизни мукапаттин айримисун
«Һечқандақ адәм мукапитиңлардин мәһрум қилмисун» (КОЛОСИЛИҚЛАРҒА 2:18).
НАХШИЛАР: 32, 55
1, 2. а) Худаниң хизмәтчилири қандақ мукапатқа көз тиккән? ә) Көзүмизни мукапатқа тикишкә немә ярдәм бериду?
МАЙЛАНҒАН мәсиһийләрдә есил үмүт бар. Улар асмандики һаятни тақәтсизлик билән күтмәктә. Әлчи Паул бу үмүтни «Худаниң... мукапити» дәп атиған (Филипиликләргә 3:14). Асманда улар Әйса Мәсиһ билән һөкүмранлиқ қилип, адәмләрни мукәммәлликкә йетәкләшкә ярдәм қилиду (Вәһий 20:6). Немә дегән әҗайип үмүт! Башқа қойлар болса, өзгә мукапатни күтмәктә. Улар йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшашқа үмүтлинип, бу үмүт уларға зор хошаллиқ әта қилиду! (Петрусниң 2-хети 3:13).
2 Әлчи Паул өз заманидики майланған қериндашларниң садиқ болуп, мукапат елишини халиған. Шу сәвәптин уларға: «Асмандикини ойлаңлар»,— деди (Колосилиқларға 3:2). Һә, улар асманда яшаш үмүтигә көз тикиши керәк еди (Колосилиқларға 1:4, 5). Йәһваниң бәрикәтлири һәққидә мулаһизә қилғанлиғи Худаниң һәммә хизмәтчилиригә, үмүти қандақ болушидин қәтъийнәзәр, көзини мукапатқа тикишкә ярдәм бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 9:24).
3. Паул қериндашларни немә һәққидә агаһландурған?
Колосилиқларға 2:16—18). Шундақла, у бүгүнки күнгичә мәвҗут хәвп-хәтәрләр һәққидә ейтип, улар бизни мукапитимиздин мәһрум қилиши мүмкинлигини ейтқан. Униң ичидә әхлақсиз һәвәсләр билән қандақ күришиш керәклигини вә аилимиздә яки җамаәттики қериндашлар билән қийинчилиқ пәйда болғанда немә қилиш керәклигини чүшәндүрди. Паул бәргән баһалиқ мәслиһәтләр биз үчүнму пайдилиқ. Шуниң үчүн, униң колосилиқларға меһир-муһәббәт билән бәргән бәзи мәслиһәтлирини қараштурайли.
3 Шуниң билән, Паул қериндашларни мукапаттин айриши мүмкин хәтәрләр һәққидә агаһландурған. Мәсилән, колосилиқларға арналған хетидә у Мәсиһкә ишиниш арқилиқ әмәс, Тәврат қанунини тутуш арқилиқ Худаниң мақуллишиға еришмәкчи болған ялған мәсиһийләр тоғрисида язған (ӘХЛАҚСИЗ ҺӘВӘСЛӘРНИ ӨЛТҮРҮҢ
4. Немишкә әхлақсиз һәвәсләр бизни мукапитимиздин айриши мүмкин?
4 Паул қериндашларға есил үмүт һәққидә әсләткәндә, мундақ язди: «Шуңа йәрлик әзалириңларни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһвәт, хәтәрлик хаһишлар һәм... ачкөзлүкни өлтүрүңлар» (Колосилиқларға 3:5). Әхлақсиз һәвәсләр бәк күчлүк болуши мүмкин вә Йәһва билән болған мунасивитимизни бузуп, келәчәккә болған үмүтимиздин айриши мүмкин. Әхлақсиз һәвәслиригә берилгән бир бурадәрниң ейтишичә, бу һәвәсләрниң күчлүк болғини шуки, у «бурниға йемигичә, тоғра йолға қайтмиди».
5. Хәтәрлик вәзийәтләрдә өзүмизни қандақ һимайә қилалаймиз?
5 Йәһваниң әхлақий өлчәмлиригә риайә қилмай қалидиған вәзийәттә болуп қалсақ, алаһидә пәхәс болушимиз керәк. Мәсилән, муһәббәтлишип жүргән қиз-жигитниң әң бешидин Муқәддәс китапниң қол тутуш, сөйүшүш вә иккиси ялғуз қелишқа тегишлик тәлимлирини қандақ қоллинидиғанлиғини муһакимә қилиши дана болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 22:3). Йә болмиса, хизмәт иш сәпиридә жүргәндә яки ят җинислиқ адәм билән ишлигәндә, хәтәрлик вәзийәт пәйда болуши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 2:10—12, 16). Мундақ вәзийәтләрдә өзүңизни қандақ һимайә қилалайсиз? Йәһва гувачиси екәнлигиңизни ейтиң. Өзүңизни мувапиқ тутуп, найнақлаш яки көз-қаш ойнитишниң ақивети һалакәткә әкелидиғанлиғини унтумаң. Көңлүмиз йерим чағдиму бәк еһтиятчан болушимиз керәк. Чүнки шу чағда бирсиниң диққитигә вә баһалиқ екәнлигимизни ейтишиға муһтаҗ болушимиз мүмкин. Мундақ чағда, бизгә көңүл бөлгән һәрқандақ адәмниң диққитини қобул қилишимиз еһтимал. Бу наһайити хәтәрлик әһвал. Сиздиму мундақ һис-туйғу пәйда болса, мукапитиңиздин мәһрум қилиши мүмкин һечқандақ ишни қилмаң. Йәһва Худа вә қериндашларниң ярдимигә тайиниң (Зәбур 34:18; Пәнд-нәсиһәтләр 13:20ни оқуң).
6. Көңүл ечиш түрини таллиғанда, немини әстә тутушимиз керәк?
6 Әхлақсиз һәвәсләрни өлтүрүш үчүн, биз әхлақсиз оюн-тамашә түрлирини рәт қилишимиз керәк. Бүгүнки көңүл ечиш түрлириниң көпинчиси есимизға Содом вә Гоморридики әһвални салиду Йәһуда 7). Оюн-тамашини ойлап чиқиридиғанлар җинсий әхлақсизлиқни адәттики, һеч зийини йоқ нәрсидәк көрситиду. Демәк, биз һәрдайим пәхәс болушимиз зөрүр. Биз бу дунияға хас һәрқандақ оюн-тамашә түрини қобул қилмаслиғимиз керәк. Әксичә, мукапитимиздин айримайдиған көңүл ечиш түрини таллишимиз лазим (Пәнд-нәсиһәтләр 4:23).
(МЕҺИР-МУҺӘББӘТ ВӘ МЕҺРИБАНЛИҚҚА КИЙИНӘЙЛИ
7. Җамаәттә қандақ қийинчилиқлар пәйда болуши мүмкин?
7 Худаниң хизмәтчилиридин тәркип тапқан җамаәтниң әзаси болғанлиғимизға бәк хурсәнмиз. Биз җамаәт учришишлирида Худа Сөзини тәтқиқ қилимиз вә бир-биримизни меһир-муһәббәт билән қоллап-қувәтләймиз. Бу бар диққитимизни мукапатқа ағдурушимизға ярдәм бериду. Амма бәзидә қериндашлар арисидики чүшәнмәсликләр түпәйлидин қийинчилиқлар пәйда болиду. Мундақ қийинчилиқларни бирдин һәл қилмисақ, жүригимиздә адавәт йилтиз тартиши мүмкин (Петрусниң 1-хети 3:8, 9ни оқуң).
8, 9. а) Мукапатқа еришишимизгә қандақ хисләтләр ярдәм бериду? ә) Қериндишимиз бизни рәнҗитсә, инақлиқ сақлашқа немә ярдәм бериду?
8 Адавәтниң бизни мукапаттин айришиға йол қоймаслиғимиз керәк. Худаниң хизмәтчилири немә қилиши керәклигигә тегишлик Паул мундақ дегән: «Худаниң таллавалғанлиридәк, муқәддәсләр вә сөйүмлүкләр, һәмдәртлик, меһрибанлиқ, әқил мөмүнлигиниң, мулайимлиқ һәм узақ сәвирликниң назук сезимлиригә пүркүнәйли. Һәтта әгәр кимду-бирсиниң башқисиға шикайәт қилишиға асас болсиму, бир-бириңларға чидамлиқ болуп, бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар. Йәһва силәрни һиммәтләрчә кәчүргәндәк, силәрму шундақ кәчүрүңлар. Униңдин ташқири, меһир-муһәббәткә йөгиниңлар, чүнки у — бирликниң мукәммәл риштилиридур» (Колосилиқларға 3:12—14).
9 Меһир-муһәббәт билән меһрибанлиқ башқиларни кәчүрүшкә ярдәм бериду. Бирсиниң сөзи яки иши көңлүмизни ағритса, өзүмизниңму башқиларни сөзүмиз яки һәрикитимиз билән хапа қилғанлиғимизни вә улар бизни қандақ кәчүргәнлигини есимизға алсақ болиду. Шу чағда уларниң меһир-муһәббити билән меһрибанлиғиға қанчилик миннәтдар болдуқ! (Вәз 7:21, 22ни оқуң). Мәсиһ һәқиқий ибадәт қилғучиларни меһрибанлиқ билән бирләштүргәнлигигә миннәтдармиз (Колосилиқларға 3:15). Һәммимиз бир Худани яхши көримиз, бир хәвәрни җакалаймиз вә дуч келидиған қийинчилиқлиримизму охшаш. Әгәр биз бир-биримизни сөйүп, меһрибан вә кәчүрүмчан болсақ, җамаитимиз техиму инақ болиду вә биз мукапатқа көз тиккән болимиз.
10, 11. а) Көрәлмәслик немишкә хәтәрлик? ә) Көрәлмәслик бизни мукапаттин айримаслиғи үчүн немә қилишимиз керәк?
10 Көрәлмәслик мукапатқа еришишимизгә тосалғу қилиши мүмкин. Муқәддәс китаптики мисаллардин көрәлмәсликниң қанчилик хәтәрлик екәнлигини көримиз. Мәсилән, Қабил иниси Һабилға һәсәт қилғанлиқтин, уни өлтүрди. Қораһ, Датан, вә Абирам Мусаға һәсәт қилип, униңға қарши чиқти. Шаул падиша Давутни көрәлмәй, уни өлтүргүси кәлгән. Худа Сөзидики Яқуп 3:16).
мону сөзләр раст ейтилған: «Қәйәрдә көрәлмәслик һәм урушқақлиқ болса, шу йәрдә тәртипсизлик һәм барлиқ яманлиқлар болиду» (11 Һәқиқий меһир-муһәббәт билән меһрибанлиққа интилишкә тиришсақ, көрәлмәсликкә асан берилмәймиз. Муқәддәс китапта: «Меһир-муһәббәт узақ сәвирлик һәм меһрибандур. Меһир-муһәббәт қизғанмайду»,— дәп йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4). Көрәлмәслик қәлбимиздә йилтиз тартмаслиғи үчүн һәрқандақ мәсилидә көзқаришимиз Йәһваниңкидәк болуши керәк. Қериндашлиримизға бир тәнниң, йәни җамаәтниң, әзалири сүпитидә қаришимиз лазим. Муқәддәс китапта мундақ дейилгән: «Бир әзаниң даңқи чиқса, униң билән һәммә әзалар шатлиниду» (Коринтлиқларға 1-хәт 12:16—18, 26). Қериндишимиз қандақту бир утуққа йәтсә, биз униңға көрәлмәслик қилмай, әксичә, униң билән биллә хошал болимиз. Шаул падишаниң оғли Йонатанниң үлгиси һәққидә ойлап көрүң. У өзиниң әмәс, Давутниң падиша болидиғанлиғиға һәсәт қилмиған. Һәтта Давутқа тәсәлли берип, қоллиди (Самуилниң 1-язмиси 23:16—18). Бизму Йонатанға охшаш, меһрибанлиқ билән меһир-муһәббәт көрситәләймизму?
АИЛИҢИЗ БИЛӘН МУКАПАТҚА ЕРИШИҢ
12. Муқәддәс китаптики қайси мәслиһәт аилиңизгә мукапатқа еришишкә ярдәм бериду?
12 Аилимизниң һәрбир әзаси Муқәддәс китап принциплирини қолланса, өй-ичимиз инақ вә бәхитлик һаят кәчүрүп, келәчәктә мукапатқа егә болиду. Паул аилиләргә мундақ дана мәслиһәт бәргән: «Аяллар, әрлириңларға Һакимдар йолида лайиқ болғандәк беқиниңлар. Әрләр, өз аяллириңларни сөйүшни тохтатмаңлар вә улар билән қопал болмаңлар. Балилар, һәммә нәрсидә Колосилиқларға 3:18—21). Қандақ ойлайсиз, бу мәслиһәт аилиңизгә қандақ ярдәм берәләйду?
ата-анаңларни тиңшаңлар, чүнки бу Һакимдаримизға яқиду. Атилар, балилириңларниң көңли чүшмәслиги үчүн, уларни териктүрмәңлар» (13. Қериндаш Йәһваға ишәнмәйдиған йолдишиниң Худаға хизмәт қилиш истигини қандақ ойғиталайду?
13 Әгәр йолдишиңиз Йәһваға ишәнмисә вә сизгә һөрмәтлик вә юмшақ муамилә қилмиса, немә қилисиз? Аччиқлинип, униң билән гәп таллашсиңиз, вәзийәт яхшилинамду? Сиз йеңивалсиңизму, буниң арқилиқ ериңизниң Йәһваға хизмәт қилиш арзуси пәйда боламду? Бәлким, болмайду. Амма сиз йолдишиңизға аилә бешиға тегишлик һөрмәт көрсәтсиңиз, аилиңизниң өм болушиға һәссә қошусиз вә Йәһвани мәдһийиләйсиз. Сизниң яхши үлгиңиз һәмрайиңизда Йәһваға хизмәт қилиш истигини ойғитип, нәтиҗисидә иккилиңизму мукапатқа еришәләйсиз (Петрусниң 1-хети 3:1, 2ни оқуң).
14. Йәһваға хизмәт қилмайдиған аяли бурадәрни һөрмәтлимисә, у немә қилиши лазим?
14 Бәлким, аялиңиз Йәһваға хизмәт қилмайдиғанду. Әгәр у сизни һөрмәтлимәйду дәп ойлисиңиз, немә қилисиз? Аялиңизға вақирап, өйдә ким ғоҗайин екәнлигини көрсәтсиңиз, у сизни һөрмәтләмду? Әлвәттә, яқ! Худа Сөзи Мәсиһтин үлгә елип, яхши көридиған әр болисиз дәп күтиду (Әфәсликләргә 5:23). Җамаәтниң беши болған Әйса һәрқачан сәвирчан вә меһир-муһәббәтлик (Луқа 9:46—48). Әгәр Әйсаға тәқлит қилсиңиз, вақит өтүп, аялиңизму Йәһваға хизмәт қилишқа халиши мүмкин.
15. Мәсиһий әр аялини сөйидиғанлиғини қандақ көрситиду?
15 Йәһва әрләргә: «Өз аяллириңларни сөйүшни тохтатмаңлар вә улар билән Колосилиқларға 3:19). Сөйгү-муһәббити мол әр аялиға һөрмәт көрситиду. Қандақларчә? У аялиниң ой-пикрини инавәткә елип, ейтқанлири униң үчүн муһим екәнлигини көрситиду (Петрусниң 1-хети 3:7). Һәтта у аялиниң һәммә өтүнишини орунлалмисиму, уни диққәт қоюп тиңшиғанлиғи яхширақ қарарларни қобул қилишқа ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 15:22). Сөйидиған әр аялидин уни һөрмәтләшни тәләп қилмай, әксичә, униң һөрмитигә еришишкә тиришиду. Аилә беши аяли билән балилирини яхши көрсә, улар бәхитлик болуп, Йәһваға хизмәт қилиши вә һаят мукапитиға еришиши мүмкин.
қопал болмаңлар»,— дәп буйриған (ЯШЛАР, МУКАПАТҚА ЕРИШИШҚА ҺЕЧ НӘРСӘ ТОСАЛҒУ БОЛМИСУН!
16, 17. Яш чеғиңизда ата-аниңизға қаттиқ хапа болмаслиққа немә ярдәм бериду?
16 Яш болсиңиз, ата-аниңиз сизни чүшәнмәйдиғандәк яки һәддидин ташқири тәләпчан көринидиғанду. Буниңға қаттиқ рәнҗип, һәтта Йәһваға хизмәт қилғуңиз кәлмәй қелиши мүмкин. Лекин Йәһвани қалдурсиңиз, бу дунияда сизни Худаға хизмәт қилидиған ата-аниңиз билән җамаәттики достлириңизға охшаш һечким яхши көрмәйдиғанлиғини чүшинисиз.
17 Ойлап көрүң, әгәр ата-аниңиз сизни түзәтмисә, улар сизгә һәқиқәтән ғәмхорлуқ қилиду дәп ейтишқа болаттиму? (Ибранийларға 12:8). Әлвәттә, ата-аниңиз намукәммәл болғанлиқтин, уларниң сизни қандақ түзитидиғанлиғи сизгә яқмаслиғи мүмкин. Бирақ буниңға терикишниң орниға, улар мундақ қилғанлиғиниң сәвәвини чүшинишкә күч селиң. Еғир бесиқлиқни сақлап, һис-туйғулириңизға берилмәң. Худаниң Сөзидә: «Билими бар киши кам сөзлүк болар, йорутулған адәм болса, қалтис еғир бесиқ болар»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 17:27). Мәслиһәт қандақ берилгәнлигигә қаримастин, уни қобул қилип, униңдин савақ алалайдиған йетилгән адәм болушқа мәхсәт қоюң (Пәнд-нәсиһәтләр 1:8). Йәһвани яхши көридиған ата-аниңизниң бар болғанлиғи тәңдиши йоқ һәдийә екәнлигини унтумаң. Улар сизниң мәңгү яшаш мукапитини елишиңиз үчүн һаримай-талмай ярдәм бериду.
18. Немишкә мукапатқа көз тикишкә бәл бағлидиңиз?
18 Йәрдә яки асманда яшашқа үмүт қилишимиздин қәтъийнәзәр, һәммимиз гөзәл келәчәккә көз тикимиз. Бу — һәқиқий үмүт. У аләмниң Яратқучисиниң бәргән вәдисигә асасланған. Җәннәттики һаят һәққидә Худа: «Пүтүн йәр-йүзи Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду»,— дәп ейтқан (Йәшая 11:9). Пат йеқинда йәрдә туридиған һәрбир адәм Худа тоғрисида тәлим алиду. Бу интилишкә әрзийдиған мукапат әмәсму?! Шуниң үчүн Йәһваниң сизгә бәргән вәдисини һечқачан әстин чиқармаң вә һеч нәрсиниң сизни бу мукапаттин айришиға йол қоймаң!