Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһваниң көзқаришини қобул қилдиңизму?

Йәһваниң көзқаришини қобул қилдиңизму?

«Әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар» (РИМЛИҚЛАРҒА 12:2).

НАХШИЛАР: 34, 43

1, 2. Роһий җәһәттин өскәнсири, биз немини чүшинишкә башлаймиз? Мисал кәлтүрүң.

 КИЧИК бала бир соға алди дәйли. Йенида турған ата-аниси униңға: «Рәхмәт демәмсиз?»— дәйду. Шу чағда бала пәқәт ата-аниси ейтқанлиқтин рәхмәт дәйду. Лекин бала чоң болғансири немә үчүн ата-анисиниң миннәтдарлиқ билдүрүшни муһим дәп һесаплайдиғанлиғини чүшиниду. Кейин у миннәтдар болушни үгинип, башқиларға рәхмәт ейтишқа башлайду.

2 Бизниң һаятимиздиму охшаш вәзийәт йүз бәргән. Биз һәқиқәтни үгәнгәндә, Йәһваниң асасий тәләплиригә бойсунушниң муһимлиғини чүшәндуқ. Роһий җәһәттин өскәнсири, биз Йәһваниң көзқаришини чүшинишкә башлидуқ: Униңға неминиң яқидиғанлиғини һәм яқмайдиғанлиғини вә У һәрхил вәзийәтләргә қандақ қарайдиғанлиғини биливалдуқ. Йәһваниң көзқариши қарарлиримиз вә иш-һәрикәтлиримизгә тәсир қилишиға йол қойсақ, бизму Униңға охшаш ойлайдиған болимиз.

3. Йәһваниң көзқаришини қобул қилиш немә үчүн қийин болуши мүмкин?

3 Йәһваға охшаш ойлашни үгәнгәндә хошал болсақму, биз намукәммәл болғачқа, бәзидә Униң көзқаришини қобул қилиш қийин болиду. Мәсилән, биз әхлақий өлчәмләр, мал-дуния, вәз қилиш иши, қанни ишлитиш вә башқа нәрсиләргә бағлиқ Йәһваниң көзқаришини билимиз. Бирақ биз үчүн Униң көзқаришини чүшиниш қийин болидиғанду. Ундақта Йәһваниң көзқаришини қобул қилишни қандақ давамлаштуралаймиз? Бу һазирму, кәлгүсидиму тоғра һәрикәт қилишқа қандақ ярдәм бериду?

ЙӘҺВАНИҢ КӨЗҚАРИШИНИ ҚОБУЛ ҚИЛИШНИҢ УСУЛЛИРИ

4. Әқлимизни йеңилаш үчүн немә қилишимиз керәк?

4 Римлиқларға 12:2ни оқуң. Бу айәттә әлчи Паул Йәһваға охшаш ойлашни үгиниш үчүн немә қилиш керәклигини язған. У: «Бу дуния қурулумиға башқа маслашмаңлар»,— дегән. Өткән мақалидин билгинимиздәк, буниң үчүн мошу дуниядики ой-пикирләр вә көзқарашларни рәт қилишимиз керәк. Әлчи Паул йәнә өз әқлимизни йеңилаш керәклигини ейтқан. Буниң үчүн биз Худа Сөзини тәтқиқ қилишқа, Йәһваниң ойлирини чүшинип, улар һәққидә мулаһизә қилишқа вә Худаға охшаш ойлашқа тиришишимиз лазим.

5. Оқуш билән шәхсий үгинишниң пәрқини чүшәндүрүп бериң.

5 Шәхсий үгиниш пәқәт мәлуматни тез оқуп, җавапларни сизип қоюш биләнла чәкләнмәйду. Биз тәтқиқ қилғанда «Йәһва қандақ Худа? У қандақ һәрикәт қилиду? Униң көзқариши қандақ?» дегән соаллар тоғрисида ойлинишимиз керәк. Шундақла биз Йәһваниң бәзи ишларни қилишимизни вә башқа ишлардин нери турушимизни немә сәвәптин тәләп қилидиғанлиғини чүшинишкә тиришимиз. Шуниң билән жүрүш-турушимиз билән көзқаришимизни қайси тәрәптин өзгәртиш керәклиги һәққидә ойлинип бақайли. Әлвәттә, һәммә соаллар тоғрисида мулаһизә қилиш мүмкин әмәс. Шундақ болсиму, мулаһизә қилишқа вақит чиқиришимиз керәк. Бәлким, шәхсий үгинишкә беғишлиған вақитниң йеримини мулаһизә қилишқа бөлсәк болиду (Зәбур 119:97; Тимотийға 1-хәт 4:15).

6. Муқәддәс Язмилардики сөзләр һәққидә мулаһизә қилғанда қандақ нәтиҗигә еришимиз?

6 Муқәддәс Язмилардики сөзләр һәққидә мулаһизә қилғанда әҗайип нәтиҗигә еришимиз. Биз Йәһваниң ойлири мукәммәл екәнлигигә көз йәткүзимиз. Йәһваниң һәр түрлүк вәзийәтләргә болған көзқаришини чүшинип, ахирида Униң көзқаришини қобул қилимиз. Шундақ қилип әқлимиз йеңилинип, йеңи усулда ойлашни башлаймиз. Бара-бара биз Йәһваниң көзқаришини қобул қилимиз.

ОЙЛИРИМИЗ ИШ-ҺӘРИКӘТЛИРИМИЗГӘ ТӘСИР ҚИЛИДУ

7, 8. а) Йәһваниң мал-дунияға болған көзқариши қандақ? (Мақалиниң бешидики рәсимләргә қараң.) ә) Мал-дунияға Йәһва қариғандәк қарисақ, биз үчүн әң муһим немә болиду?

7 Ойлиримиз иш-һәрикәтлиримизгә тәсир қилиду (Марк 7:21—23; Яқуп 2:17). Буни яхши чүшиниш үчүн, келиңлар, бирнәччә мисални көрүп чиқайли. Биринчиси, Әйсаниң туғулуши һәққидики вақиә. Бу вақиәдин Йәһваниң мал-дунияға болған көзқариши ениқ көрүниду. Йүсүп билән Мәрийәм аддий һаят кәчүрсиму, Оғлини беқип чоң қилиш үчүн Йәһва уларни таллиған (Лавийлар 12:8; Луқа 2:24). Әйса туғулғанда, Мәрийәм уни «малниң оқуриға селип қойди, чүнки меһманханида орун болмиған еди» (Луқа 2:7). Йәһва халиса, Оғлиниң яхширақ бир җайда туғулуши үчүн һәрикәт қилалатти. Бирақ У Әйсаниң пак ибадәтни биринчи орунға қойидиған аилидә өсүшини халиған. Йәһва үчүн бу әң муһим нәрсә болған.

8 Бу вақиәдин Йәһваниң мал-дунияға болған көзқариши ениқ көрүниду. Бәзи ата-анилар мал-дунияға болған натоғра көзқараш балилириниң Йәһва билән болған мунасивитигә зиян кәлтүрәләйдиғанлиғини билсиму, уларниң әң яхши вә қиммәт нәрсиләргә егә болушини халайду. Амма Йәһва үчүн бизниң Униң билән болған мунасивитимиз бәк муһим. Сиз мал-дунияға Йәһваға охшаш қарамсиз? Сизниң иш-һәрикәтлириңиз шуни көрситәмду? (Ибранийларға 13:5ни оқуң).

9, 10. Башқиларни путликашаң қилишқа Йәһвадәк қарайдиғанлиғимизни қандақ көрситимиз?

9 Йәнә бир мисал сүпитидә Йәһва башқиларни путликашаң қилидиған адәмләргә қандақ қарайдиғанлиғини көрүп чиқайли. Мундақ адәм башқиларниң гуна қилишиға яки Йәһваға хизмәт қилишни тохтитишиға сәвәпчи болиду. Әйса: «Ким маңа ишәнгән мошундақ әрзимәсләрдин биригә путликашаң теши болуп аздурса, бойниға түгмән тешини бағлап, деңизға ташланғини шу киши үчүн әвзәл болатти»,— дегән (Марк 9:42). Немә дегән күчлүк агаһландуруш! Һәммимиз билгинимиздәк, Әйса Йәһваниң көзқаришини әкс әттүриду. Шуңа бирәр киши Әйсаниң шагиртини путликашаң қилса, Йәһва рәнҗийду (Йоһан 14:9).

10 Башқиларни путликашаң қилишқа бағлиқ көзқаришимиз Йәһва билән Әйсаниң көзқаришиға охшамду? Бу иш-һәрикәтлиримиздин көрүнәмду? Мәсилән, биз мәлум кийиниш вә ясиниш үлгилиригә амрақ болушимиз мүмкин. Лекин бу җамаәттики бирсигә яман тәсир қилса яки униңда напак ойларни ойғатса, немә қилимиз? Етиқатдашларға болған меһир-муһәббәт бизни өз арзу-һәвәслиримизни чәткә сүрүп қоюшқа дәвәт қилмамду? (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10).

11, 12. Йәһва өч көридиғанни өч көргәнлигимиз вә өзүмизни тутушқа үгәнгәнлигимиз бизни немидин һимайә қилиду?

11 Үчинчи мисални көрүп чиқайли: Йәһва рәзилликни өч көриду (Римлиқларға 1:18). Намукәммәл болғанлиқтин, бизгә тоғра нәрсини қилиш бәзидә қийин. Худа буни яхши билсиму, У бизниң Униңдин үлгә елип, яманлиқтин нәпрәтлинишимизни халайду (Зәбур 97:10ни оқуң). Әгәр биз Йәһваниң яманлиқни өч көридиғанлиғиниң сәвәви һәққидә мулаһизә қилсақ, Униң көзқаришини қобул қилип, яман иш-һәрикәтләрдин нери туримиз.

Муқәддәс китапта тилға елинмиған бәзи яман ишлар натоғра болиду

12 Рәзилликтин нәпрәтлинишни үгәнсәк, Муқәддәс китапта тилға елинмиған бәзи яман ишларниң натоғра екәнлигини чүшинимиз. Мәсилән, бүгүнки күндә бир кишиниң қучиғиға олтирип уссул ойнаштәк әхлақсиз һәрикәт кәң тарқалған. Бәзи адәмләр «бу уссулни ойниғанда, бирси билән җинсий мунасивәттә болмайсиз, шуңа униң һеч ямини йоқ» дейиши мүмкин a (Изаһәткә қараң.). Бирақ Йәһва буниңға қандақ қарайду? Есиңларда болсун, Йәһва яманлиқниң һәрқандақ түрини өч көриду. Ундақта, өзүмизни тутушни үгиниш арқилиқ вә Йәһва өч көридиған ишлардин нәпрәтлиниш арқилиқ яманлиқтин нери турайли (Римлиқларға 12:9).

ҚАНДАҚ ЙОЛ ТУТУШНИ АЛДИН-АЛА ОЙЛАШТУРУҢ

13. Йәһваниң көзқариши һәққидә ойлансақ кәлгүсидики қарарлиримизға қандақ тәсир қилиду?

13 Шәхсий үгиниш вақтида, Йәһваниң һәр түрлүк вәзийәтләргә болған көзқариши һәққидә ойлинишимиз керәк. Бу дана қарар қилишимизға ярдәм бериду. Шу чағда қарарни тез қобул қилиш керәк болғанда, биз тәйяр болумиз (Пәнд-нәсиһәтләр 22:3). Һазир Муқәддәс китаптики бирнәччә мисалларни көрүп чиқайли.

14. Йүсүпниң Потипарниң аялиға бәргән җававидин немини үгинимиз?

14 Потипарниң аяли Йүсүпни езиқтурғанда, у уни бирдин рәт қилған. Йүсүп Йәһваниң некаға нисбәтән көзқариши тоғрилиқ мулаһизә қилған болса керәк (Яритилиш 39:8, 9ни оқуң). У Потипарниң аялиға: «Қандақму мән бундақ зор явузлуқни қилип, Худа алдида гунакар болай?»— дегән. Бу униң Йәһваниң көзқаришини қобул қилғанлиғини көрситиду. Биз һәққидә немә дейишкә болиду? Әгәр хизмәтдишиңиз сизгә қаш-көз ойнитишқа башлиса, немә қилисиз? Йә болмиса бирси янфониңизға әхлақсиз учур яки рәсим әвәтсичу? b (Изаһәткә қараң.) Шу чағда Йәһваниң мундақ нәрсиләргә болған көзқаришини билип, уни қобул қилсақ вә қандақ һәрикәт қилишни алдин-ала қарар қилсақ, Йәһваға садиқ болуп қелиш асанирақ болиду.

15. Үч ибраний жигиткә охшаш Йәһваға садиқ болушимизға немә ярдәм бериду?

15 Шадрак, Мишак вә Әбәднего исимлиқ үч ибраний жигитниң мисалини көрүп чиқайли. Небуқаднисар падиша ясиған алтун һәйкәлгә сәҗдә қилишни буйриғанда, улар буни қәтъий рәт қилған. Уларниң падишаға бәргән ениқ җававидин садиқлиғи қандақ синилиши мүмкин екәнлиги һәққидә алдин-ала мулаһизә қилғанлиғи көрүниду (Чиқиш 20:4, 5; Даниял 3:4—6, 12, 16—18). Биз һәққидә немә ейтишқа болиду? Башлиғиңиз ялған дин билән бағлиқ мәйрәмгә пул беришни сориса, немә қилисиз? Мундақ вәзийәткә дуч кәлгәндила әмәс, һазирниң өзидә Йәһваниң буниңға бағлиқ көзқариши тоғрисида мулаһизә қилишимиз муһим. Шу чағда шундақ вәзийәткә дуч кәлгәндә, һелиқи үч ибраний жигиткә охшаш бирдин тоғра һәрикәт қилип, тоғра җавап беришкә тәйяр болимиз.

Издиниш өткүзүп, ирадимизни ениқ көрситидиған һөҗҗәтни толдуруп, бу һәққидә дохтур билән алдин-ала сөзләштиңизму? (16-абзацқа қараң.)

16. Йәһваниң көзқаришини чүшиниш бизни җиддий тиббий ярдәм керәк болған вәзийәткә қандақ тәйярлайду?

16 Бәзидә биз җиддий тиббий ярдәмгә муһтаҗ болушимиз мүмкин. Йәһваниң көзқариши һәққидә мулаһизә қилиш шу вәзийәттиму Униңға садиқ болуп қелишимизға ярдәм бериду. Әлвәттә, биз қанниң өзи яки униң төрт тәркивий қисимлирини қуйдуруштин баш тартимиз (Әлчиләр 15:28, 29). Лекин қан билән бағлиқ башқа давалиниш усуллириға тегишлик һәрбир мәсиһий Муқәддәс китап принциплириға асаслинип, шәхсий қарар қилиши керәк. Қандақ йол тутушни қачан қарар қилишимиз лазим? Дохтурханида җенимиз қийнилип, қарарни тез қобул қилиш бесими астида болған вақиттиму? Әлвәттә, яқ. Биз һазирдин тартип издиниш өткүзүп, ирадимизни ениқ көрситидиған һөҗҗәтни толдуруп қойсақ вә бу һәққидә дохтур билән алдин-ала сөзләшсәк, яхши болиду c.

17—19. Йәһваниң һәр түрлүк вәзийәтләргә болған көзқаришини һазир билиш немә үчүн муһим? Мисал кәлтүрүң.

17 Петрусниң «Һакимдарим, өзүңгә меһрибан болғин» дегән әқилсиз мәслиһитигә Әйсаниң бирдин җавап бәргәнлиги һәққидә ойлинип көрүң. Ениқки, Әйса Йәһваниң униңдин немини күтидиғанлиғи һәм йәрдики һаяти билән өлүми һәққидә көп мулаһизә қилған. Бу Йәһваға садиқ болуп қелишиға һәм биз үчүн җенини пида қилишиға күч бәргән (Мәтта 16:21—23ни оқуң).

18 Худа бизниң Униң билән дост болушимизни вә бар күчимиз билән хуш хәвәрни вәз қилишимизни халайду (Мәтта 6:33; 28:19, 20; Яқуп 4:8). Бирақ Петрусқа охшаш, бәзи адәмләр яхши нийәт билән бизни оюмиздин ялтайтиши мүмкин. Мәсилән, башлиғимиз көп пул беришкә вәдә қилидиғанду, амма бу көпирәк ишлишимизни тәләп қилғачқа, учришишларға яки вәз хизмитигә вақтимиз йәтмәй қелиши мүмкин. Йә болмиса муәллимләр сизгә өйүңиздин кетип, жирақ бир йәрдә қошумчә билим елишқа тәғдим қилди дәйли. Шундақ вәзийәтләрдә сиз қарар қилиштин бурун дуа қилип, издиниш өткүзүп, аилә әзалириңиз яки ақсақаллар билән мәслиһәтләшсиңиз болиду. Йәһваниң көзқаришини һазир билип, Униң көзқаришини қобул қилсиңиз яхши. Шу чағда мундақ вәзийәтләргә дуч кәлгәндә, бу тәғдимләрдин баш тартиш асан болиду. Йәһваға хизмәт қилишқа бәл бағлиғанлиқтин, биз қандақ йол тутушни ениқ билимиз.

19 Бәлким, сиз етиқадиңизни күтүлмигән йәрдин синайдиған башқа вәзийәтләр һәққидиму ойлайдиғансиз. Әлвәттә, һәрбир вәзийәткә тәйяр болуш мүмкин әмәс. Бирақ биз шәхсий үгиниш вақтида Йәһваниң көзқариши һәққидә мулаһизә қилсақ, билимимизни әстә сақлашқа асан болиду. Шу чағда билгәнлиримизни һәрхил вәзийәттә қандақ ишлитишкә болидиғанлиғини билимиз. Шуңа шәхсий үгиниш өткүзгәндә Йәһваниң һәр түрлүк вәзийәтләргә бағлиқ ой-пикрини ениқлашқа вә Униң көзқаришини қобул қилишқа тиришиң. Шуниң билән бу бизгә һазирму һәм келәчәктиму дана қарар қобул қилишқа қандақ ярдәм беридиғанлиғи һәққидә мулаһизә қилиң.

ЙӘҺВАНИҢ КӨЗҚАРИШИ КЕЛӘЧИГИМИЗГӘ ТӘСИР ҚИЛИДУ

20, 21. а) Йеңи дунияда немә үчүн әркинлигимиздин һузурлинимитиз? ә) Һазирниң өзидә қандақ қилип бәхитлик һаят кәчүрәләймиз?

20 Һәммимиз йеңи дунияни тақәтсизлик билән күтимиз. Көпчилигимиз йәрдики җәннәттә мәңгү яшашқа үмүт қилимиз. Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиғи астида биз бу дунияда баштин кәчүрүватқан азаплардин азат болимиз. Шүбһисизки, һәммимиз таллаш әркинлигигә егә болуп, һәрбиримиз өз арзу-һәвисимизгә мас қарар қилимиз.

21 Амма бизниң әркинлигимиз чәксиз болмайду. Мөмүн кишиләр давамлиқ Йәһваниң қанунлири билән Униң көзқаришиға тайинип қарар қилиду. Бу уларға зор хошаллиқ вә түгимәйдиған течлиқни әкелиду (Зәбур 37:11). Шу вақит кәлгичә, Йәһваниң көзқаришини қобул қилип, бәхитлик һаят кәчүрәләймиз.

a Бирсиниң қучиғиға олтирип уссул ойнаш — херидарниң қучиғиға олтирип, җинсий һәвисини қозғайдиған һәрикәтләрни қилиш. Шундақ уссулни ойнайдиған адәм йерим ялиңач болуши мүмкин. Вәзийәткә бағлиқ дәлилләр асасида бу һәрикәт җинсий әхлақсизлиқ дәп һесаплинип, сот комитетини тәшкилләш зөрүр болуши мүмкин. Мундақ һәрикәткә қатнашқан етиқатдаш ақсақаллардин ярдәм издиши керәк (Яқуп 5:14, 15).

b Янфон арқилиқ әхлақсиз рәсимләрни, учурларни яки видеоларни әвәтиш «секстинг» дәп атилиду. Вәзийәткә бағлиқ дәлилләр асасида мундақ иш билән шуғулланған адәмниң һәрикитини қараштуруш үчүн сот комитетини тәшкилләш зөрүр болуши мүмкин. Бәзи чағларда һөкүмәт секстинг билән шуғулланғанлиғи үчүн өсмүрләрни һәтта җавапқа тартқан еди. Көпирәк мәлумат елиш үчүн jw.org торбетигә кирип, «Что мне нужно знать о секстинге?» дегән мақалигә қараң (МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМЛИРИ > ӨСМҮРЛӘР). Йә болмиса, «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 2013-жил, ноябрь саниниң 4, 5-бәтләрдики «Как поговорить со своим ребенком-подростком о секстинге?» намлиқ мақалигә қараң.

c Сизгә ярдәм беридиған Муқәддәс китап принциплирини «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавиниң 215—218 бәтлиридин тапалайсиз.