Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сизниң көзқаришиңизни ким шәкилләндүриду?

Сизниң көзқаришиңизни ким шәкилләндүриду?

«Бу дуния қурулумиға башқа маслашмаңлар, әксичә... әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар» (РИМЛИҚЛАРҒА 12:2).

НАХШИЛАР: 11, 22

1, 2. а) Петрус Әйсани өз мәнпәитини ойлашқа дәвәт қилғанда, Әйса немә дегән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Әйса немә сәвәптин шундақ җавап бәргән?

 ӘЙСАНИҢ шагиртлири һәйран қалған. Улар Мәсиһ келип, Исраил падишалиғини қайта тикләйду дәп ойлиған. Лекин Әйса өзиниң азап чекип, өлидиғанлиғини ейтқан. Шу чағда әлчи Петрус: «Һакимдарим, өзүңгә меһрибан болғин. Бу нәрсиләр сениң билән һәргиз болмас»,— деди. Буниңға Әйса: «Шәйтан, йоқал мениңдин! Сән мән үчүн путликашаң теши, чүнки сән ойлиғиниң Худаниң әмәс, инсанниңдур»,— дәп җавап қайтурған (Мәтта 16:21—23; Әлчиләр 1:6).

2 Әйса бу сөзлири билән Йәһваниң көзқариши вә Шәйтан башқуруватқан дуниядики көзқарашлар арисида пәриқ бар екәнлигини ениқ көрсәткән (Йоһанниң 1-хети 5:19). Петрус Әйсани көп адәмләргә хас шәхсийәтчиликни көрситишкә дәвәт қилған. Бирақ Әйса Йәһва униң алдидики азап вә өлүмгә тәйярлинишини халиғанлиғини билгән. Әйса бәргән җавап униң Йәһваниң көзқаришиға мас һәрикәт қилип, бу дуниядики көзқарашни рәт қилғанлиғини көрсәткән.

3. Бу дунияниң көзқаришини рәт қилип, Йәһваниң көзқаришини қобул қилиш немә үчүн қийин?

3 Биз һәққидә немә дейишкә болиду? Биз Йәһваниң яки бу дуниядики адәмләрниң көзқаришини қобул қилимизму? Биз Худаниң хизмәтчилири болғачқа, Униң қәлбини хошал қилиш үчүн бар күчимизни чиқиримиз. Амма биз Йәһваға охшаш ойлашқа, йәни һәрбир вәзийәткә Униң көзқариши билән қарашқа тиришимизму? Буниң үчүн көп күч селиш керәк. Дунияниң роһи бизни һавадәк қоршиғанлиқтин, униңдики көзқарашларни қобул қилиш асан (Әфәсликләргә 2:2). Шуниң билән, әтрапимиздики адәмләр пәқәт өзлиринила ойлайду вә бу бизгиму тәсир қилиши мүмкин. Һә, Йәһваға охшаш ойлаш үчүн күч селиш керәк, лекин бу дуниядики адәмләрдәк ойлаш бәк оңай.

4. а) Көзқаришимизға мошу дунияниң тәсир қилишиға йол қойсақ, немә болиду? ә) Бу мақалидә немиләрни көрүп чиқимиз?

4 Көзқаришимизға мошу дунияниң тәсир қилишиға йол қойсақ, шәхсийәтчи болуп кетип, неминиң тоғра, неминиң натоғра екәнлигини өзүмиз қарар қилишни халишимиз мүмкин (Марк 7:21, 22). Шуңа биз инсанлардәк әмәс, Худаға охшаш ойлашни үгинишимиз наһайити муһим. Бу мақалә бизгә шуниңға үгинишкә ярдәм берәләйду. Биз Йәһваға охшаш ойлашниң немә үчүн әркинлигимизни чәклимәйдиғанлиғини, әксичә, көп пайда әкелидиғанлиғини көрүп чиқимиз. Шундақла бу дунияниң көзқариши вә ой-пикир қилиш усулини үлгә қилмаслиқ, йәни көзқаришимизни шәкилләндүрүшигә йол бәрмәслик үчүн немә қилиш керәклигини үгинимиз. Келәрки мақалидә Йәһваниң бәзи мәсилиләргә бағлиқ көзқаришини қандақ биләләйдиғанлиғимизни вә Униң көзқаришиға қандақ егә болалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

ЙӘҺВАНИҢ КӨЗҚАРИШИ ПАЙДА ӘКЕЛИДУ

5. Бәзи адәмләр немә үчүн бирсиниң дегинини қилғуси кәлмәйду?

5 Бәзи адәмләр бирсиниң дегинини қилғуси кәлмәйду. Улар «өзүм билимән» дәйду. Бәлким, бу сөзлири билән улар өзлири қарар чиқиралайдиғанлиғини вә буниңға һоқуқи бар екәнлигини көрситидиғанду. Шундақ адәмләр бирсиниң уларни контрол қилишини яки башқилардәк һәрикәт қилишқа мәҗбурлишини халимайду a (Изаһәткә қараң.).

6. а) Йәһва бизгә қандақ әркинлик бәргән? ә) Бу әркинлик чәксизму?

6 Әлвәттә, Йәһваниң көзқаришини қобул қилсақ, өзүмизниң оюмиз йоқ екәнлигини билдүрмәйду. Коринтлиқларға 2-хәт 3:17дә: «Йәһваниң роһи болған җайда әркинлик бардур»,— дәп йезилған. Йәһва бизгә қандақ адәм болушни таллишимизға пурсәт бәргән. Һәммимиз немигә қизиқишни вә немигә амрақ болушни өзүмиз таллалаймиз. Йәһва Худа бизни шундақ яратқан. Амма бу әркинлигимиз чәксиз екәнлигини билдүрмәйду (Петрусниң 1-хети 2:16ни оқуң). Бизгә неминиң тоғра, неминиң натоғра екәнлигини ениқлаш керәк болғанда, Йәһва йол-йоруқни Муқәддәс китаптин издишимизни халайду. Қандақ ойлайсиз, бу әркинлигимизни чәкләмду яки бизгә пайда әкеләмду?

7, 8. Йәһваниң көзқаришиға егә болуш әркинлигимизни чәкләмду? Мисал кәлтүрүң.

7 Буни чүшиниш үчүн, бир мисални көрүп чиқайли. Ата-ана балисиға яхши тәрбийә беришкә тиришиду. Улар балисини инсаплиқ, әмгәксөйгүч вә ғәмхорчан болушқа тәрбийиләйду. Ата-аниси балисиниң әркинлигини чәклидиму? Әлвәттә, яқ. Бәлки улар балисиниң келәчәктә утуққа еришишигә ярдәм бериду. Бала чоң болуп, өйдин кәткәндә, өзи қарар қилидиған болиду. Әгәр у ата-аниси бәргән яхши тәрбийигә мас һаят кәчүрсә, дана қарарларни чиқирип, көп қийинчилиқлар, ғәм-қайғу вә үмүтсизлиништин нери болалайду.

Йәһва бизни Униң көзқаришиға егә болуп, Униң өлчәмлиригә мас яшашқа чақириду

8 Көйүмчан атиға охшаш, Йәһваму Өз балилириниң бәхитлик һаят кәчүрүшини халайду (Йәшая 48:17, 18). Шуңа У бизгә жүрүш-турушқа вә башқиларға қандақ муамилә қилишқа бағлиқ асасий принципларни бәргән. Йәһва бизни Униң көзқаришиға егә болуп, Униң өлчәмлиригә мас яшашқа чақириду. Бу бизниң әркинлигимизни чәклимәйду. Әксичә, бизгә техиму дана болушқа вә тоғра қарар қилишқа ярдәм бериду (Зәбур 92:5; Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—5; Йәшая 55:9). Әлвәттә, қарар қилиш өз қолумизда болсиму, биз бәхит әкелидиған қарарларни чиқиридиған болимиз (Зәбур 1:2, 3). Йәһваниң көзқаришиға егә болсақ, мол бәрикәтләргә еришимиз!

ЙӘҺВАНИҢ КӨЗҚАРИШИ ҺӘММИДИН ҮСТҮН

9, 10. Йәһваниң көзқариши бу дуниядики ой-пикирләрдин үстүн екәнлигини немә испатлайду?

9 Көзқаришимизни Йәһваниң көзқаришиға маслаштурушниң йәнә бир сәвәви — Униң көзқариши мошу дуниядики көзқарашлардин нәқәдәр үстүндур. Бу дуния жүрүш-туруш, аиләвий бәхит, утуққа йетиш вә һаятимизниң башқа саһалири һәққидә мәслиһәтләрни бериду. Бирақ мошу мәслиһәтләрниң көпинчиси Йәһваниң көзқаришиға қаршидур. Мәсилән, бу дуния адәмләрни пәқәт өз мәнпәитинила ойлашқа вә җинсий әхлақсизлиққа көз жумушқа үндәйду. Шуниң билән бу дуния әр-аял әрзимәс сәвәп түпәйлидин айрим яшиса яки аҗрашса, бәхитлигирәк болалайду дәп үгитиду. Бирақ шундақ ой-пикирләр Муқәддәс китапқа зиттур. Ундақта, бүгүнки күндә Муқәддәс китапниң мәслиһәтлири яки бу дунияниң мәслиһәтлири пайдилиқму?

10 Әйса: «Даналиқниң һәққанийлиғи ишлири билән тәстиқлиниду»,— дегән (Мәтта 11:19). Гәрчә бу дуния техникилиқ җәһәттин зор тәрәққият қилған болсиму, адәмләргә азап әкелидиған уруш, милләтчилик вә җинайәттәк нәрсиләрни йоқ қилалмайду. Буниңдин ташқири, бу дунияда җинсий әхлақсизлиқ адәттики нәрсигә айланған. Лекин көп адәмләр әхлақсизлиқниң аилиләрни вәйран қилип, саламәтликкә зиян кәлтүрүп, башқиму еғир ақивәтләргә апиридиғанлиғини чүшиниду. Йәһваниң мәслиһәтлири һәққидә немә дейишкә болиду? Униң көзқаришини қобул қилған мәсиһийләрниң аилилири бәхитлик, саламәтлиги яхши вә улар дунияниң җай-җайлиридики қериндашлири билән инақ яшимақта (Йәшая 2:4; Әлчиләр 10:34, 35; Коринтлиқларға 1-хәт 6:9—11). Буниң һәммиси Йәһваниң көзқариши бу дуниядики ой-пикирләрдин үстүн екәнлигини испатлайду.

11. Мусаниң көзқаришини ким шәкилләндүргән вә буниң нәтиҗиси қандақ болған?

11 Йәһваниң қедимдики садиқ хизмәтчилири Униң көзқариши әң үстүн екәнлигини билгән. Мәсилән, Муса мисирлиқларниң барлиқ даналиғиға үгәнгән болсиму, пәқәт Йәһва һәқиқий даналиқниң мәнбәси екәнлигини чүшәнгән (Әлчиләр 7:22; Зәбур 90:12). Шуңа у Йәһвадин: «Маңа йоллириңни ечип бәргәйсән»,— дәп сориған (Чиқиш 33:13). Муса Йәһваниң униң көзқаришини шәкилләндүрүшигә йол қойған. Шу сәвәптин Худа Өз ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн Мусани алаһидә усул билән қолланған вә уни етиқади мәһкәм киши дәп атап, зор шан-шәрәпкә ериштүргән (Ибранийларға 11:24—27).

12. Паул немигә асаслинип қарар қобул қилған?

12 Әлчи Паул билимгә егә, оқумушлуқ киши болған вә ибраний һәм грек тиллирини билгән (Әлчиләр 5:34; 21:37, 39; 22:2, 3). Амма у бу дунияниң даналиғиға таянмай, Муқәддәс Язмиларға асаслинип қарар қобул қилған (Әлчиләр 17:2; Коринтлиқларға 1-хәт 2:6, 7, 13ни оқуң). Нәтиҗидә униң хизмити бәк үнүмлүк болуп, у мәңгү мукапитини тақәтсизлик билән күткән (Тимотийға 2-хәт 4:8).

13. Көзқаришимизни өзгәртип, уни Йәһваниң көзқаришиға маслаштуруш үчүн ким җавапкар?

13 Ениқки, Йәһваниң көзқариши дунияниңкидин нәқәдәр үстүндур. Әгәр биз Худаниң өлчәмлиригә мас яшисақ, һәқиқий бәхиткә еришәләймиз. Бирақ Йәһва бизни Өзигә охшаш ойлашқа мәҗбурлимайду. «Садиқ һәм әқил-парасәтлик қулму», ақсақалларму бизни буниңға мәҗбурлимайду (Мәтта 24:45; Коринтлиқларға 2-хәт 1:24). Һәрбиримиз көзқаришимизни өзгәртип, уни Йәһваниң көзқаришиға маслаштуруш үчүн җавапкар. Йәһваға охшаш ойлаш үчүн немә қилалаймиз?

КӨЗҚАРИШИМИЗНИ БУ ДУНИЯ ШӘКИЛЛӘНДҮРМИСУН

14, 15. а) Йәһваға охшаш ойлаш үчүн биз немә һәққидә мулаһизә қилишимиз керәк? ә) Немә үчүн дунияниң көзқариши бизгә тәсир қилишиға йол қоймаслиғимиз лазим? Мисал кәлтүрүң.

14 Римлиқларға 12:2дә: «Бу дуния қурулумиға башқа маслашмаңлар, әксичә Худаниң меһрибан, әзиз һәм мукәммәл ирадисиниң немидә екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн, әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар»,— дәп йезилған. Бу айәттин көрүнидуки, һәқиқәтни билмәй туруп көзқаришимизни қандақ нәрсиләр шәкилләндүргәндин қәтъийнәзәр, биз ой-пикримизни өзгәртип, уни Йәһваниңкигә техиму маслаштуралаймиз. Генетикилиқ факторлар яки өтмүштики вақиәләр көзқаришимизға мәлум дәриҗидә тәсир қилсиму, ой-пикримизни өзгәртиш мүмкин. Көзқаришимизниң өзгириши ойлиримиз билән зич бағлиқ. Әгәр биз Йәһваниң ойлири һәққидә мулаһизә қилсақ, Униң көзқариши һәрдайим тоғра екәнлигигә көз йәткүзимиз. Шу чағда биз һәрқандақ вәзийәткә Униң көзқариши билән қарайдиған болимиз.

15 Көзқаришимизни өзгәртип, Йәһваға охшаш ойлаш үчүн, әң авал, «бу дуния қурулумиға башқа маслашмаслиғимиз» керәк. Демәк, биз Худаниң көзқаришиға зит һәрқандақ нәрсини көрүштин, оқуштин вә тиңшаштин нери болушимиз лазим. Буниң муһимлиғини чүшиниш үчүн бир мисални көрүп чиқайли. Саламәтлиги яхши болушини халайдиған киши пайдилиқ таамларни истимал қилишқа тиришиду. Лекин у пайдилиқ таамларни йәп, йәнә бузулуп кәткән таамниму йесә, мәхситигә йәтмәйду. Шуниңға охшаш, биз дунияниң көзқариши бизгә тәсир қилишиға йол қойсақ, Йәһваниң ойини билишкә тиришқанлиғимиз бекар болиду.

16. Биз өзүмизни немидин қоғдишимиз керәк?

16 Әлвәттә, биз бу дунияниң ой-пикирлиридин пүтүнләй нери туралмаймиз. Бу дуниядин һеч йәргә қачалмаймиз, шуңа биз бәрибир уларға дуч келимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 5:9, 10). Һәтта вәз қилғандиму бәзи натоғра тәлимләрни аңлаймиз. Лекин аңлап қалған ой-пикирләр һәққидә давамлиқ ойлимаслиғимиз яки уларни қобул қилмаслиғимиз керәк. Биз Әйсадин үлгә елип, Шәйтан оюмизға сиңдүрмәкчи болған пикирләрни дәрру рәт қилишимиз зөрүр. Бу дунияниң көзқаришидин мүмкинқәдәр нери туруш арқилиқ өзүмизни қоғдалаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 4:23ни оқуң).

17. Бу дунияниң ой-пикирлиридин өзүмизни қоғдаш үчүн немә қилалаймиз?

17 Мәсилән, өзүмизни қоғдаш үчүн яхши достларни таллишимиз керәк. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Йәһваға хизмәт қилмайдиғанлар билән дост болсақ, уларға охшаш ойлашни башлишимиз мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20; Коринтлиқларға 1-хәт 15:12, 32, 33). Оюн-тамашә түрлирини таллиғандиму пәхәс болушимиз лазим. Эволюция нәзәрийиси, зораванлиқ вә әхлақсизлиқни өз ичигә алған оюн-тамашә түрлирини рәт қилсақ, биз әқлимизни «Худа тоғрилиқ билимләргә қарши чиқидиған көзқарашлар» билән зәһәрлиништин сақлаймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 10:5).

Зиян кәлтүридиған оюн-тамашә түрлирини рәт қилишқа балилиримизға қандақ ярдәм берәләймиз? (18, 19-абзацларға қараң)

18, 19. а) Биз немә үчүн бу дунияниң бирдин байқалмайдиған ой-пикирлиридин пәхәс болушимиз керәк? ә) Өзүмизгә қандақ соалларни қойсақ болиду вә немә үчүн?

18 Биз бу дуниядики бирдин көрүнмәйдиған ой-пикирләрни байқап, рәт қилишимиз керәк. Мәсилән, бәзидә хәвәрләрдә қандақту бир сәясий топниң пикри яки бу дуниядики адәмләрниң көзлигән мәхсәт-нишанлири тәшвиқ қилиниши мүмкин. Бәзи фильмлар вә китаплар «биринчи новәттә мән», «биринчи орунда аиләм» дәп ойлашқа дәвәт қилип, шундақ пикирләрни әқилгә мувапиқ, йеқимлиқ, һәтта тоғра дәп көрситиши мүмкин. Амма бу ой-пикирләр Муқәддәс китапқа зит. Худа Сөзидә Йәһвани һәммидин артуқ яхши көрсәк, өзүмизму, аилимизму бәхитлик болалайдиғанлиғи йезилған (Мәтта 22:36—39). Шундақла балилар үчүн бәзи китаплар, оюнлар вә мультфильмлар зиянсиз болуп көрүнсиму, балиларни әхлақсиз жүрүш-турушқа үгитиши мүмкин.

19 Әлвәттә, биз пайдилиқ оюн-тамашә түрлирини рәт қилмаймиз. Бирақ өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Мән бу дунияниң бирдин билинмәйдиған пикирлирини байқаймәнму? Өзүмни вә балилиримни бәзи телевизийә программилиридин вә әдәбиятлардин қоғдаймәнму? Балилирим бу дуниядики пикирләрни қобул қилмаслиғи үчүн, уларға Йәһваниң көзқаришиға егә болушқа ярдәм беримәнму?» Әгәр биз Худаниң вә дунияниң көзқариши арисидики пәриқни ениқ көрсәк, көзқаришимизни бу дунияниң шәкилләндүрүшигә йол қоймаймиз.

СИЗНИ КИМ ШӘКИЛЛӘНДҮРИВАТИДУ?

20. Бизни ким шәкилләндүридиғанлиғи немигә бағлиқ?

20 Мәлуматниң пәқәт икки мәнбәси бар екәнлигини унтумайли. Бири — Йәһва Худа, иккинчиси — Шәйтан вә униң рәзил дунияси. Сизни ким шәкилләндүриватиду? Бу сизниң қайси мәнбәдин мәлумат алғанлиғиңизға бағлиқ. Бу дуниядики көзқарашни қобул қилсақ, у оюмизни шәкилләндүрүп, биз пәқәт өз мәнпәитимизни ойлайдиған болимиз. Шуңа биз немини көрүш, оқуш вә тиңшашни таллиғанда, еһтиятчан болушимиз муһим.

21. Келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

21 Бу мақалидин Йәһваға охшаш ойлаш үчүн биз бу дуниядики ой-пикирләрдин нери турушимиз керәклигини биливалдуқ. Биз Худаниң ойлири һәққидә мулаһизә қилсақ, көзқаришимиз Униңкигә охшаш болиду. Келәрки мақалидә биз Униң көзқаришини қобул қилишқа үгинимиз.

a Әмәлийәттә, һәтта әң мустәқил кишиләрму әтрапидикиләрниң тәсиригә берилиду. Мәсилән, һаятлиқниң башлиниши һәққидә көзқаришимизға вә кийиниш усулимизға башқилар азирақ болсиму, тәсир қилиду. Лекин бизгә кимниң тәсир қилишиға йол қоюш өзүмизниң қолумизда.