Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Онесим вә Джеральдин

Йәһва Худа өз дөлитигә қайтқанларни бәрикәтләйду

Йәһва Худа өз дөлитигә қайтқанларни бәрикәтләйду

КӨПИРӘК пул тепиш үчүн башқа дөләтләргә көчүп кәткән нурғун қериндашлар өз дөлитигә қайтқан. Йәһва Худани вә қериндашларни яхши көргәч, улар вәз ейтқучилар аз йәрләргә көчүп кәткән (Мәт. 22:37—39). Йәһва Худа уларни қандақ бәрикәтлигән? Буни билиш үчүн Камерун дөлитигә диққәт қилайли.

«БЕЛИҚ КӨП ЙӘРГӘ БЕРИШ»

1998-жили Онесим бурадәр өз дөлити Камерундин кетип қалған. У 14 жил башқа дөләттә яшиған. Бир күни у җамаәттә вәз қилиш һәққидә бир мисални аңлиған. Натиқ мундақ дегән: «Икки дост һәрхил йәрдә белиқ тутиду дәйли. Бирси белиқни көп, башқиси болса белиқни аз тутқан, шуңа қандақ ойлайсиләр, белиқни аз тутқан киши белиқни көп тутқан достиниң қешиға бармамду?»

Бу мисал Онесимни роһий белиқларни тутуш үчүн өз дөлити Камерунға қайтип, йәрлик қериндашларға ярдәм бериши һәққидә ойландурған. Бирақ у қаттиқ әнсиригән. У Камерундин кетип, чәт әлдә нурғун жил яшиғандин кейин өз жутида яшашқа көнәләймәнму, дәп әндишә қилған. Бешида синап көрүп беқиш үчүн алтә айға барған. Кейин 2012-жили у шу йәрдә яшаш үчүн көчүп кәткән.

«Мән иссиқ һава райиға вә йәрлик шараитларға көнүшкә тириштим. Маңа қайтидин Ибадәт өйдә қолайсиз орундуқларда олтиришқа тоғра кәлди. Лекин мән диққитимни нутуққа көпирәк бөлгәнсири, орундуқниң қолайсиз екәнлигигә ерән қилмайдиған болдум»,— дәйду күлүмсирәп Онесим.

Онесим 2013-жили Франциядә 9 жил яшап, Камерунға қайтип кәлгән Джеральдин исимлиқ қериндашқа өйләнгән. Улар һаятида Йәһваниң ирадисини биринчи орунға қойюп, қандақ бәрикәтләргә еришкән? Онесим мундақ дәйду: «Биз иккимиз Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә оқидуқ вә Бәйтәлдә хизмәт қилдуқ. Бир жилниң ичидә, биз Муқәддәс китап тәтқиқ үгиниши өткүзгән 20 адәм чөмдүрүлүштин өткән. Мән һазир өзүмни шу “белиқ” көп йәрдә һис қилдим» (Марк 1:17, 18). Джеральдин бундақ дәйду: «Мән хиялимға кәлтүрүп бақмиған нурғун бәрикәтләргә ериштим».

ШӘГИРТ ТӘЙЯРЛАШ ИШИДИН БОЛҒАН ХОШАЛЛИҚ

Джудит вә Сэм-Кастел

Джудит Камерундин Америкиға көчкән, амма у көпирәк Йәһваға хизмәт қилишни халиған. У: «Һәр қетим Камерундики уруқ-туққанлиримни йоқлап Америкиға қайтип маңғинимда, мән башлиған Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишлирини ташлап кетишкә тоғра кәлгәндә жиғлаттим». Бирақ Джудит Камерунға қайтиштин иккиләнгән. Чүнки униң жуқури маашлиқ иши Камерундики дадисини давалинишиға асанлиқ яритатти. Лекин Джудит Йәһва Худаға ишәнч қилип, Камерунға қайтқан. У Америкидики бәзи қолайлиқ шараитларни сеғинғанлиғини етирап қилған. У Камерундики шарайитларға көнүш үчүн Йәһва Худадин ярдәм сориған вә наһийилик назарәтчи аяли билән уни қоллап-қувәтләп илһам бәргән.

Өтмүшни әсләп, Джудит мундақ дәйду: «Үч жилниң ичидә мән төрт адәмниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бәргәнлигимдин хошаллиққа чөмдүм». Джудин мәхсус пионер хизмитини башлиған. Бүгүнки күндә, у йолдиши Сэм-Кастелға наһийилик назарәтчиниң хизмитидә һәмра болмақта. Амма Джудитниң дадисиға немә болған? У аилисидикиләр билән дадисиниң операция һәққини көтиридиған чәт әлдики бир дохтурханини тапқан. Хошаллинарлиқ йери, операция мувәппәқийәтлик болған.

ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ЯР-ЙӨЛӘК БОЛҒАНЛИҒИНИ КӨРҮШ

Кэролайн вә Виктор

Виктор исимлиқ бурадәр Канадиға көчүп кәткән. У «Күзитиш мунари» журналидики алий билим һәққидики мақалини оқуп, өзиниң оқуши тоғрилиқ ойлиған. Университетни ташлап, қисқа тәрбийиләш курслириға барған. У: «Бу мениң тез иш тепишимға һәм мән бурундин арман қилип келиватқан пионерлиқ хизмәтни башлашқа мүмкинчилик бәргән»,— дәп ейтқан. Кейинәрәк Виктор Кэролайнға өйлинип, Камерунға барған. Шу йәрдә улар Бәйтәлни зиярәт қилишқа барғанда, Камерунда хизмәт қилиш мүмкинчилиги тоғрисида ойлинишқа дәвәт қилинған еди. Виктор: «Биз бу тәклипни рәт қилишқа сәвәпләрни тапалмидуқ вә турмушимизни аддийлаштуруп, бу тәклипни қобул қилалидуқ»,— дегән. Кэролайнниң саламәтлиги начар болушиға қаримастин, улар Камерунға көчүп кетишни қарар қилған.

Виктор билән Кэролайн Муқәддәс китапқа қизиқтуридиған адәмләргә ярдәм бериш үчүн пионерлиқ хизмәтни башлиған. Улар жиғип қойған пулиға бир мәзгил яшиған, уларға иш издәшниң һаҗити болмиған. Пули пүткәндә, улар Канадаға бирнәччә айға ишләшкә берип, кейин пионерлиқ хизмитини давамлаштуруш үчүн қайта Камерунға қайтип кәлгән. Виктор билән Кэролайн қандақ бәрикәтләргә еришкән? Улар Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәпни тамамлап, мәхсус пионер болуп хизмәт қилған вә һазир тәшкилатимизниң қурулуш ишлирида хизмәт қиливатиду. Виктор мундақ дәйду: «Қолайлиқ турмушимиздин айрилиш Йәһва Худаниң яр-йөләк болғанлиғини көрүшимизгә имканийәт яратти».

АДӘМЛӘРНИҢ ӨЗИНИ ЙӘҺВАҒА БЕҒИШЛИШИҒА ЯРДӘМ БЕРИП ТАПҚАН ХОШАЛЛИҚ

Стефани вә Алаин

2002-жили Германиядики университетта оқуған Алаин исимлиқ яш бурадәр «Яшлар — һаятиңларни немигә беғишлайсиләр?» намлиқ варақчини оқуған. Униңдики мәлуматлар уни йеңи мәхсәтләрни қоюшқа дәвәт қилинған. 2006-жили Хизмәт маһаритини ашуруш мәктивини тамамлап, у туғулуп өскән Камерун дөлитигә хизмәт қилишқа тәйинләнгән еди.

Камерунда Алаин йерим күн ишләйдиған ишни тапқан. Кейинәрәк жуқури маашлиқ ишни тапсиму, бурунқидәк көпирәк хизмәт қилалмай қелиштин әнсиригән. Шуңа Алайнни мәхсус пионер болуп хизмәт қилишқа тәклип қилғанда, у иккиләнмәй қобул қилған. Униң башлиғи жуқури маашлиқ ишни тәвсийә қилсиму, Алаин өзиниң қараридин ваз кәчмигән. Кейин Алаин көплигән жил Францияда яшиған Стефаниға өйләнгән. Стефани Камерунға көчүп кәлгәндин кейин қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?

Стефани мундақ дәйду: «Мән бәзи кичик ағриқлар вә зиядә сәзгүрлүк кесилигә гириптар болдум. Лекин мән уларниң давасини тепип йениклишип қалдим». Мошу җүп сәвирчанлиғи үчүн мукапатланған. Алаин мундақ дәйду: «Биз Катэ дегән чат бир җайдики йезиға вәз қилишқа барғанда, Муқәддәс китапни үгинишни халайдиған бирнәччә адәмни таптуқ. Кейинирәк биз улар билән телефон арқилиқ үгинишни өткүзгән. Үгиниватқанларниң арисида икки адәм чөмдүрүлүштин өтүп, шу йезида бир топ уюштурулған еди». Стефани қошуп мундақ дәйду: «Адәмләрниң өзини Йәһваға беғишлишиға ярдәм бериштин артуқ чоң хошаллиқ йоқтур. Мошу йәрдә хизмәт қилип, биз шундақ хошаллиқни көп қетим һис қилдуқ». Бүгүнки күндә Алаин наһийилик назарәтчи болуп аяли билән җамаәтләрни зиярәт қилиду.

БИЗ ПӘҚӘТ ӨЗ БОРЧИМИЗНИ АДА ҚИЛДУҚ

Леон вә Жизель

Жизель Италиядики тиббий мәктәптә оқуғанда чөмдүрүлүштин өткән. У өзи билән Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини өткүзиғатқан бир җүп пионерларниң аддий һаятидин бәк тәсирләнгән. Шуңа Жизель көпирәк хизмәт қилишни халиғач, мошу мәктәпни тамамлап пионер сүпитидә хизмәт қилишни башлиған.

Жизель Камерунда Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилишни халисиму, бирақ у әнсиригән. У дәйду: «Италияда мунтизим яшаш һоқуқидин ваз кечиштин, достлирим һәм аиләмдикиләрдин айрилиштин қорқаттим». Шундақ болсиму, Жизель 2016-жили Камерунға қайтип кәткән.

Бир мәзгилдин кейин у Леонға турмушқа чиққан. Камерундики Бәйтәл уларға вәз ейтқучиларға муһтаҗ Айос дегән шәһәргә көчүшни тәвсийә қилған.

Айос шәһиридә турмуш шарайити қандақ болған? Жизель мундақ дәйду: «Һәптиләп ток йоқ болатти, биз телефонлиримизға ток қачилалматтуқ, шуңа телефонлиримиз көпинчә вақитларда ишлимигән. Мән отун йеқип тамақ тәйярлашни үгәндим, кәчқурунлиғи һарву билән қол чириғи билән суға бараттуқ. Чүнки шу вақитта адәмләр аз болатти». Жизель билән һәмрайиға сәвир-тақәтлик болушиға немә ярдәм қилған? Жизель мундақ деди: «Йәһваниң муқәддәс роһи, достлиримизниң вә анда-санда аилимизниң пул тәрәптин қоллап-қувәтлиши һәммә қийинчилиқларни бешимиздин өткүзүшкә ярдәм бәргән».

Жизель өз жутиға қайтип кәлгинигә хошалму? «Әлвәттә, мениң қилчиму гуманим болмиған. Дәсләптә қийинчилиқлар вә үмүтсизлик туйғулири болди. Амма биз уларни йеңивалғанда һәмрайимиз иккимиз пәқәт өз борчимизни ада қилғанлиғимизни һис қилдуқ. Биз Йәһва Худаға ишинип, Униңға техиму йеқин екәнлигимизни чүшиниватимиз»,— дәйду Жизель. Леон билән Жизель Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәпни тамамлап вақитлиқ мәхсус пионер болуп хизмәт қиливатиду.

Көплигән белиқларни тутуш үчүн белиқ овлиғучилар һәрхил қийничлиқларни бешидин өткүзүшкә тәйяр. Уларға охшаш өз жутиға қайтқанлар Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни тиңшайдиғанларға ярдәм бериш үчүн көплигән қийинчилиқларға дуч келишкә тәйяр. Йәһва Худа шундақ әмгәксөйгүч вәз ейтқучиларниң Униң исмиға көрсәткән меһир-муһәббитини әстә сақлайду (Нәһ. 5:19; Ибр. 6:10). Әгәр сиз чәт әлдә яшаватқан болсиңиз, өз жутиңизда вәз ейтқучилар аз болса, сиз қайтишқа тәйярму? Әгәр шундақ қилсиңиз, Йәһва Худа сизни мол бәрикәтләргә ериштүриду (Пәнд н. 10:22).