Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

48-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

«Өтмүшни унтуп, келәчәккә интилимән»

«Өтмүшни унтуп, келәчәккә интилимән»

«Қериндашлар, мән өзүмни униңға йәттим дәп қаримаймән. Бир нәрсинила ейтай: өтмүшни унтуп, келәчәккә интилимән» (ФЛП. 3:13)

143-НАХША Зулмәт дуниядики нур

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Филипиликләргә 3:13тики нәсиһәткә қандақ әмәл қилалаймиз? Мисал кәлтүрүң.

 ҮЧ МИСАЛНИ тәсәввур қилайли. Яшанған қериндаш өтмүштә кәчүргән яхши күнлирини әсләйду. Гәрчә һазир турмушта қийинчилиқлири көпийип кәткәнлигигә қаримастин, у Йәһва Худаға қолидин кәлгинини қиливатиду (Кор. 1-х. 15:58). Һәр күни у өзиниң вә йеқинлириниң йеңи дунияда яшаватқанлиғини көз алдиға кәлтүриду. Башқа бир қериндаш етиқатдиши уни рәнҗитип қойғанлиғи есигә алиду, бирақ у адавәт сақлимаслиғини қарар қиливатиду (Кол. 3:13). Бурадәр өтмүштики хаталиқлирини яхши билиду, лекин у садақәтмән болуп қелишқа тиришиватиду (Зәб. 51:10).

2 Мошу етиқатдашларниң арисида қандақ ортақлиқ бар? Уларниң есидә Өтмүштә болған ишлар бар, амма улар өтмүш билән яшимайду. Әксинчә, улар келәчәккә интилиду (Филипиликләргә 3:13ни оқуң).

3. Немә үчүн биз келәчәккә интилишимиз керәк?

3 Бизниң келәчәккә интилишимиз немә үчүн муһим? Кәйнигә қарап маңған адәм удул маңалмайду. Худаға хизмәт қилиш шуниңғиму охшаш. Әгәр биз өтмүштә болған яки қилған ишлар тоғрилиқ ойлавәрсәк, Йәһва Худаға толуқ хизмәт қилишни давамлаштуралмаймиз (Луқа 9:62).

4. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

4 Бу мақалидә өтмүш билән яшашқа үндәйдиған үч тузақни көрүп чиқимиз. Булар: 1) өтмүшни әсләш 2) рәнҗиш вә 3) һәддидин зиядә өзини әйипләш. Һәрбир вәзийәттә Муқәддәс китаптики принциплар өтүп кәткән ишларни унтуп, алдида болидиған ишларға интилишкә ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз (Флп. 3:13).

ӨТМҮШНИ ӘСЛӘШ ТУЗУҒИ

Келәчәккә көз тикишимизгә немә тосалғулуқ қилиши мүмкин? (5, 9, 13-абзацларға қараң) d

5. Вәз 7:10-айәт бизни немә қилиштин сақлинишқа агаһландуриду?

5 Вәз 7:10ни оқуң. Бу айәттә: «Немә үчүн бурунқи күнлиримиз яхши еди?»— дәп сораш хата әмәс екәнлигигә диққәт қилсақ болиду. Яхши әслимиләр Йәһва Худаниң соғиси. Лекин бу айәттә мундақ йезилған: «Немә үчүн авалқи күнләр хазиркиләрдин яхши еди?» Башқичә ейтқанда, алдимиздики тузақ болса бурунқи әһвалимиз билән һазирқи әһвалимизни селиштуруш вә һазир һәммә ишларни начар дәп хуласә чиқириш тузаққа апириду. Муқәддәс китапниң башқа тәрҗимисидә мундақ йезилған: «Немишкә бурунқи күнләр һазирқи күнләрдин әвзәл?» — демә; чүнки сениң бундақ сориғиниң даналиқтин әмәс».

Мисирдин чиққандин кейин исраиллар қандақ хаталиқни өткүзгән? (6-абзацқа қараң)

6. Немә үчүн өтмүштики турмушимизни яхширақ дәп ойлаш наданлиқ? Мисал кәлтүрүң.

6 Немә үчүн өтмүштики турмушимиз яхширақ дәп ойлаш наданлиқ болиду? Өтмүштики нәрсиләрни әсләш пәқәт яхши нәрсиләр һәққидә ойландуриду. Йә болмиса, у биз дуч кәлгән қийинчилиқларни унтулдуриду. Өтмүштики исраилларниң мисалини көрүп чиқайли. Улар Мисирдин чиқмайла, бурунқи турмушиниң қанчилик җапалиқ екәнлигини дәрһалла унтуп қалған еди. Әксинчә, улар өзлири яқтуридиған яхши озуқ-түлүкләргә диққитини ағдурған. Улар: «Биз Мисирда һәқсиз йегән белиқ, тәрхәмәкләр, қоғунлар, баш пияз, көк пияз һәм самсақ есимиздә»,— дегән (Сан. 11:5). Лекин улар әмәлийәттә бу йемәкликләрни һәқсиз йегәнму? Яқ. Улар көп бәдәл төлигән: Улар Мисирда қул болуп хорланған (Чиқ. 1:13, 14; 3:6—9). Кейинирәк өтмүштики җапалиқ күнлирини унтуп, өтмүшини сеғинған еди. Улар Йәһваниң өзлири үчүн қилған яхшилиқлириға диққәт ағдурушниң орниға, бурунқи яхши өткән күнлиригила әһмийәт бәргән. Йәһва Худа уларниң бундақ көзқаришидин хурсән болмиған еди (Сан. 11:10).

7. Бир қериндашқа өтмүшни әсләш тузиғидин нери турушқа немә ярдәм бәргән?

7 Өтмүшни әсләш тузуғидин қандақ нери туралаймиз? 1945-жили Бруклиндики Бәйтәлдә хизмәт қилишни башлиған бир қериндашниң мисални көрүп чиқайли. Бир нәччә жилдин кейин у бәйтәлдики бир бурадәргә турмушқа чиқип, улар шу йәрдә узун жиллар биллә хизмәт қилған. Бирақ 1970-жилларниң оттурисида униң йолдиши кесәл болуп қалған. Йолдиши өлүминиң йеқинлишиватқанлиғини чүшинип, униңға тул һаят кәчүрүшкә бәрдашлиқ бериштә ярдәм беридиған бир нәччә яхши мәслиһәтни бөргән. У униңға: «Бизниң турмушимиз бәхитлик өткән. Көпинчә адәмләр бундақ бәхитни һечқачан һис қилмиған»,— дәп ейтқан. Амма, уни әскәртип: «Гәрчә әслимиләр давамлашсиму, өтмүш билән яшимаң. Көңлиңиз йерим болмисун, бәкму азаплинип қайғу-һәсрәт чәкмәң, вақит өткәнсири яхши болуп кетисиз. Биз бирликтә Йәһваға хизмәт қилған шат-хорам вә бәхитлик күнләр үчүн хошал болуң. Әслимиләр — Худа бизгә бәргән соға». Бу немә дегән яхши мәслиһәт, шундақ әмәсму!

8. Өтмүш билән яшимиған бир қериндаш қандақ бәрикәткә еришкән?

8 Қериндишимиз һәмрайиниң мәслиһити бойичә қилған. 92 яшқа кирип, вапат болғичә Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилған. Буниңдин бир нәччә жил бурун, у: «Йәһваға 63 жилдин көпирәк толуқ вақитлиқ хизмитимгә қарап, мән һәқиқәтән қанаәтлинәрлик һаят кәчүрдүм дәп ейталаймән»,— дегән. Немә үчүн? У мундақ чүшәндүргән: «Әҗайип қериндашлиқ ришти билән бағлинип яшаш вә келәчәктики җәннәттә Улуқ Яратқучимиз, бирдин-бир Һәқ Худа Йәһваға мәңгү хизмәт қилиш үмити һәқиқәтән бизни қанаәт тапқузиду» b. Келәчәккә интилгәнләр үчүн немә дегән әҗайип яхши мисал бу,-һә!

РӘНҖИШ ТУЗИҒИ

9. Ләвийләр 19:18-айәткә асасланғанда, қандақ вәзийәтләрдә адавәт сақлимаслиқ қийин болуши мүмкин?

9 Ләвийләр 19:18ни оқуң. Адәттә етиқатдишимиз, йеқин достумиз яки уруқ-туққинимиз бизгә яман муамилә қилип, бизни рәнҗитип қойса, адавәт сақлимаслиқ қийин. Мәсилән, бир етиқатдаш у пулумни оғрилавалди, дәп башқа қериндашни хата әйиплиди дәйли. Кейинәрәк хата әйиплигән қериндаш кәчүрүм сориди. Бирақ әйипләнгән қериндаш йүз бәргән ишқа бәк хапа болуп, көңлидин чиқиралмиған. Сиз бундақ һис-туйғуда болуп баққанму? Һәтта биз һечқачан шундақ әһвалиға чүшмигән болсақму, көпинчимиз бизни рәнҗитип қойған кишигә хапа болуп, униң қилған ишини һечқачан унтуп қалмаймән, дәп ойлиған болушимиз мүмкин.

10. Рәнҗигән болсақ, бизгә немә ярдәм берәләйду?

10 Рәнҗигән болсақ, бизгә немә ярдәм берәләйду? Биринчидин, Йәһва һәммини көридиғанлиғини есиңиздә тутуң. У биз баштин өткүзгән һәммини, шу җүмлидин барлиқ адаләтсизликләрни билиду (Ибр. 4:13). Биз азап чәккән вақтимизда Худа бизгә ич ағритиду (Йәшая 63:9). У бизгә шуни вәдә қилидуки, адаләтсизлик түпәйли биз чәккән азап-оқубәтләр вә барлиқ зиянни Худа ахири йоқ қилиду (Вәһ. 21:3, 4).

11. Биз адавәт сақлимисақ, өзүмизгә қандақ пайдилиқ?

11 Биз адавәтни сақлимисақ, өзүмиз пайда алалаймиз. Буни хата әйиплигән қериндаш билгән. Вақит өтүп, у хапачилиқтин қутулған. У әгәр биз башқиларни кәчүрсәк, Йәһва Худаму бизни кәчүрүдиғанлиғини чүшәнгән (Мәт. 6:14). У етиқатдишиниң қилған ишини кичиклитип көрсәтмигән яки уни ақлимиған. Әксинчә, у адавәтни сақлимаслиқни қарар қилған. Нәтиҗидә, қериндишимиз техиму хошал болуп, диққитини Йәһваға хизмәт қилишқа қаритилған.

ҺӘДДИДИН ЗИЯДӘ ӨЗИНИ ӘЙИПЛӘШ ТУЗИҒИ

12. Йоһанниң 1-хети 3:19, 20-айәтләрдин немини үгинимиз?

12 Йоһанниң 1-хети 3:19, 20ни оқуң. Бәзидә биз өзүмизни әйипләймиз. Мәсилән, бәзиләр һәқиқәтни билиштин авал қилған ишлири түпәйлидин, өзини гунакар һис қилиду. Башқилар болса, чөмдүрүлүштин өткәндин кейин, өткүзгән хаталиқлири сәвәплик өзини гунакар һис қилиду. Шундақ һис-туйғуларда болуш тәбиий әһвал (Рим. 3:23). Әлвәттә, биз тоғра иш қилишни халаймиз. Бирақ «биз һәммимиз пат-пат хаталишимиз» (Яқуп 3:2; Рим. 7:21—23). Гәрчә өзүмизни гунакар һис қилиш бизни хошал қилмисиму, бирақ биз буниңдин пайда алалаймиз. Немә үчүн? Өзүмизни гунакардәк һис қилиш бизни һаят йолумизни түзитишкә вә хаталиқлиримизни йәнә қайтилимаслиққа бәл бағлашқа ярдәм бериду (Ибр. 12:12, 13).

13. Һәддидин зиядә өзини әйипләштин нери туруш немә үчүн муһим?

13 Башқа тәрәптин, биз һәддидин зиядә өзүмизни гунакардәк һис қилишимиз мүмкин. Йәни биз товва қилғандин кейин Йәһва бизни кәчүргәнлигини көрсәтсиму, биз бәлким өзүмизни давамлиқ гунакардәк һис қилимиз. Шундақ өзини әйипләш туйғуси бизгә зиян кәлтүрәләйду (Зәб. 31:10; 38:3, 4). Қандақларчә? Өтмүштә өткүзгән гуналири үчүн өзини әйипләш туйғуси билән күрәш қилған бир қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. У: «Мән Йәһваға бар күчимни чиқирип хизмәт қилсамму, пайдиси йоқ, чүнки мән бәрибир қутулуп қалмаслиғим мүмкин»,— дегән. Көплиримиз шу қериндашқа охшаш һис-туйғуда болушимиз мүмкин. Һәддидин зиядә өзини әйипләштин нери туруш бәк муһим. Гәрчә Йәһва бизни кәчүргән болсиму, биз өзүмизни кәчүрәлмәй Униңға хизмәт қилишни тохтатқан болсақ, Шәйтан қанчилик хошал болуп кетәр,-һә! (Коринтлиқларға 2-хәт 2:5—7, 11ни селиштуруң).

14. Йәһваниң биздин ваз кәчмигәнлигигә қандақ көз йәткүзәләймиз?

14 Йәнә биз: «Йәһва мениңдин ваз кәчмигәнлигигә қандақ көз йәткүзәләймән?»,— дәп әнсиришимиз мүмкин. Әгәр биз бу соални сорисақ, бу Йәһваниң бизни кәчүрәләйдиғанлиғини көрситиду. Нурғун жиллар бурун, «Күзитиш мунари» журналида мундақ йезилған: «Бәлким биз қандақту бир хаталиқни қайта-қайта қиливатимиз. Мүмкин биз Йәһва Худаға хизмәт қилиштин авал өткүзгән қандақту бир хаталиқтин техиғичә қутулалмидуқ... Шундақ болсиму, көңүлиңизни һеч йерим қилмаң. Кәчүрүшкә болмайдиған гуна қилдим дегән хуласигә кәлмәң. Шәйтан нәқ шундақ ойлишиңизни халайду. Қилған хаталиғиңиз түпәйли қайғуруп, үмүтсизлинип қалидиғансиз. Бу сизниң яман адәм әмәс екәнлигиңизни вә Йәһва Худа сизни кәчүрәләйдиғанлиғини көрситиду. Йәһвадин кәмтәрлик билән чин жүрәктин кәчүрүм, пак вижданға егә қилишни ялвуруп сораң. Мәйли қанчә қетим қийинчилиққа учриғиниға қаримай вә қанчә қетим хаталиқни өткүзмисиму, көйүмчан дадисиға барған кичик балаға охшаш сизму Йәһваға бериң. У мол меһир-шәпқити билән сизгә ярдәм бериду».

15, 16. Бәзиләр Йәһва Худа улардин ваз кәчмигәнлигини чүшәнгәндә, қандақ һис-туйғуда болған?

15 Йәһваниң нурғун хизмәтчилири Униң улардин ваз кәчмигәнлигини һис қилип тәсәлли тапқан. Мәсилән, бирнәччә жил бурун, бир бурадәр «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» намлиқ бир қатар мақалиләрдә бир қериндишимизниң мисалини оқуған. Униң мисали бурадәргә қандақ тәсәлли бәргән? Бу мақалидә қериндаш өзиниң өтмүштики һаяти сәвәплик Йәһва уни яхши көрәләйдиғанлиғиға ишиниш тәскә чүшкәнлигини ейтиду. У чөмдүрүлүштин өтүп, нәччә жилдин кейинму, бу һис-туйғулар билән күрәш қилған. Бирақ төләм қурбанлиғи һәққидә чоңқур мулаһизә қилиш униңға Йәһва Худаниң уни яхши көридиғанлиғиға ишинишкә ярдәм бәргән еди c.

16 Қериндашниң мисали бурадәргә қандақ тәсәлли бәргән? У мундақ дәп язған: «Мән яш вақтимда, шәһваний мәзмундики нәрсиләргә, йәни порнографиягә хумар болуп қалған едим. Йеқинда, мән уни қайтидин қилип қойдум. Мән җамаәт ақсақаллиридин ярдәм соридим вә начар адитимни ташлашта ғәлибә қилалидим. Ақсақаллар Йәһва Худаниң мени яхши көридиғанлиғиға вә У мени кәчүрүшни халайдиғанлиғиға ишинишимгә ярдәм бәрди. Амма бәзидә өзүмни керәксиз вә Йәһва Худа мени яхши көрәлмәйдиғандәк техиғичә һис қилимән. Бу қериндашниң мисалини оқуш һәқиқәтән маңа ярдәм бәрди. Йәһва Худа бәлким мени кәчүрәлмәйду дегән ойлаш әмәлийәттә Униң Оғлиниң төләм қурбанлиғи мениң гуналиримни жуюшқа йетәрлик әмәс дегән билән охшаштур. Мән өзүмни керәксиздәк сәзгинимдә, бу мақалини оқуп, мулаһизә қилиш үчүн уни кесип еливалдим.

17. Әлчи Паул һәддидин зиядә өзини әйипләштин қандақ нери турған?

17 Шундақ вәзийәтләр бизгә әлчи Паулниң мисалини әслитиду. Мәсиһий болуштин илгири у еғир гуналарни қилған. Паул немә қилғанлиғини есигә алған, бирақ бу һәққидә дайим ойлимиған (Тим. 1-х. 1:12—15). У төләм қурбанлиғиға униңға шәхсән берилгән соғидәк қариған (Гал. 2:20). Шу арқилиқ, Паул һәддидин зиядә өзини әйипләштин нери турған вә диққитини Йәһваниң бәргән һәммә яхшилиғиға қаратқан.

КЕЛӘЧӘККӘ ИНТИЛИШ

Келәчәккә интилишкә бәл бағлайли (18, 19-абзацларға қараң) e

18. Бу мақалидә немиләрни үгәндуқ?

18 Бу мақалидә муһакимә қилинған тузақлардин немиләрни үгәндуқ? 1) Яхши әслимиләр Йәһва Худаниң соғиси, бирақ өтмүштики турмушимиз қанчилик яхши болушидин қәтъийнәзәр, келәчәктә йеңи дунияда һаятимиз униңдинму яхши болиду. 2) Башқилар бизни рәнҗитип қоюши мүмкин, лекин уларни кәчүрүшни қарар қилғанда, алдиға қарап маңалаймиз. 3) Һәддидин зиядә өзүмизни әйипләш Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилишимизға тосалғу болуши мүмкин. Шуңа, Паулға охшаш Йәһваниң бизни кәчүргәнлигигә ишинишимиз лазим.

19. Йеңи дунияда биз өтмүштики қилған ишқа пушайман қилмайдиғанлиғимизни нәдин билимиз?

19 Бизниң мәңгү яшаш пурситимиз бар. Худаниң йеңи дуниясида яшиғанда, биз өтмүштики қилған ишларға пушайман қилмаймиз. Бу вақит һәққидә Муқәддәс китапта: «Илгәрки ишлар һеч әсләнмәйду»,— дәп йезилған (Йәшая 65:17, КТ). Ойлап беқиң, бәзилиримиз Йәһва Худаға өмүр бойи хизмәт қилип, яшинип қерип қалдуқ, лекин йеңи дунияда қайтидин яш чеғимизға қайтимиз (Аюп 33:25). Шуңа, келиңлар өтмүш билән яшимайли! Әксинчә, келәчәктики йеңи дунияға көз тикип, шу йәрдә болуш үчүн қолумиздин кәлгинини қилишқа интилайли.

54-НАХША Етиқатта чиң турайли

a Өтмүштә болғанларни әсләш яхши болуши мүмкин. Әгәр биз өтмүштики нәрсиләрни һәддидин зиядә көп ойлисақ, Йәһва Худа үчүн қиливатқан ишлиримиз һәммиси илгири басалмайду. Йә болмиса, Йәһваниң җәннәт һәққидики әҗайип вәдисигә көз тикишни тохтитишимиз мүмкин. Бу мақалидә бизни өтмүштики ишларнила ойлашқа үндәйдиған үч тузақни көрүп чиқимиз. Йәнә мошу тузақлардин жирақ турушимизға ярдәм беридиған Муқәддәс китаптики қаидә-принципларни муһакимә қилимиз.

d СҮРӘТТӘ: Өтмүшни әсләш, рәнҗиш вә һәддидин зиядә өзини әйипләш һаятқа йетәкләйдиған йолда меңишқа тосалғулуқ қилидиған еғир жүккә охшаш.

e СҮРӘТТӘ: Бу еғир жүкни ташлиғандин кейин йеникчилик вә хошаллиқни һис қилип йеңи күчкә еришәләймиз, шу чағдила келәчәккә интилип қаралаймиз.