Қериндишимиз көрсәткән меһрибанлиқ
БУНИҢДИН алтмиш жилдәк вақит бурун Һиндистандики Гуджарат өлкисидики бир кичик шәһәрдә Джонниң атиси чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүп, Йәһва гувачиси болди. Лекин Джон, һәдиси, икки сиңлиси билән икки иниси вә аниси католиклар еди вә диниға қаттиқ риайә қилған. Шу сәвәптин, улар атисиниң диниға қарши болди.
Бир күни, атиси Джонни җамаәттики бир бурадәргә конверт апирип беришни сорайду. Бирақ у шу күни әтигәндә чоң бир төмүр туңни ачқанда, бармиғини қаттиқ кесивалиду. Шундақ болсиму, атисиниң ейтқинини қилиш үчүн, қан еқиватқан бармиғини лата билән бағлавелип, конвертни елип, өйдин чиқиду.
Баридиған йеригә йетип ишикни қаққанда, бурадәрниң аяли ачиду. Уму Йәһва гувачиси болған. Конвертни алғанда Джонниң җараһәтләнгән бармиғини байқап, у ярдәм беришни тәғдим қилиду. Шуңа җиддий қутқузуш боғчисини елип, ярисини жуюп, бармиғини бинт билән бағлап қоюду. Кейин униңға иссиқ чай қилип бериду. У Джонға иллиқ чирай билән Муқәддәс китап һәққидә ейтип бәрди.
Бу қериндашниң меһрибанлиғи түпәйлидин Джонниң Йәһва гувачилири һәққидики көзқариши өзгиришкә башлиди. У бу қериндаштин Йәһва гувачилириниң католиклардин пәриқлинидиған тәлимлири тоғрисида икки соал сориди. У: «Әйса Мәсиһ Худаму? Мәсиһийләр Мәриямгә дуа қилиши керәкму?»— дәп сориди. Бу қериндаш гуджарати тилини үгинивалғанлиқтин, Джонға униң ана тилида җавап бәрди. У җаваплирини Муқәддәс китаптин көрситип, униңға «Падишалиқ һәққидики бу хуш хәвәр» намлиқ китапчини бәрди.
Кейин китапчини оқуватқанда, Джон униңда йезилғанларниң һәқиқәт екәнлигини билгән. У чиркодики диний хизмәтчигә берип, шу икки соални униңғиму қойди. Шу чағда шу киши бәк аччиқлинип, Муқәддәс китапни униң бешиға етип: «Сән Шәйтан болуп кәттиң! Муқәддәс китапниң қайси йеридә Әйсаниң Худа әмәслиги йезилған?! Көрсәт! Мәриямгә сәҗдә қилмаңлар дәп нәдә йезилған? Қени, нәдә йезилған, көрсәт маңа!»— дәп вақириди. Джон роһанийниң мундақ һәрикитини көргәндә, һаң-таң қалди. У әнди һечқачан чиркониң босуғисини басмаймән дәп ейтиду. Һәм у өз сөзидә турған!
Джон Гувачилар билән тәтқиқ қилишни башлап, һәқиқәтни қобул қилди вә Йәһва Худаға хизмәт қилишни башлиди. Көп өтмәй, башқа аилә әзалириму униңға қошулди. Шу вақиәниң болғанлиғиға 60 жил өтсиму, бармиғидики тартуқ Джонға һазирғичә қериндашниң меһрибанлиғини әслитиду. Униң пәқәт бир меһрибан иши Джонниң жүригигә тәсир қилип, у бүгүнки күнгичә Йәһваға хизмәт қилмақта (Коринтлиқларға 2-хәт 6:4, 6).