Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Вәзийитиңиз өзгәрсиму, җан арамлиғини сақлаң

Вәзийитиңиз өзгәрсиму, җан арамлиғини сақлаң

«Җенимни бесивелип тиничландурдум» (ЗӘБУР 131:2, КТ).

НАХШИЛАР: 24, 154

1, 2. а) Һаяттики күтүлмигән өзгиришләр бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин? ә) Зәбур 131-бапқа асасән, җан арамлиғини сақлашқа немә ярдәм бериду?

 БӘЙТӘЛДӘ 25 жилдин ошуқ вақит хизмәт қилғандин кейин Ллойд билән Александра пионерлар сүпитидә тәйинләнгән. Дәсләптә уларниң көңли йерим болған. Ллойд мундақ дәйду: «Мән Бәйтәлдики хизмитимни яхши көргиним шуки, өзүмни башқа һеч йәрдә тәсәввур қилалматтим. Бу өзгиришниң сәвәвини әқлим билән чүшәнсәмму, өзүмни пат-пат керәксиз һис қилаттим». Ллойд бәзидә өзини яхши һис қилса, бәзидә чүшкүнлүккә чүшәтти.

2 Гайида һаятимизда күтүлмигән өзгиришләр йүз бериду. Шу чағларда биз ғәм-әндишигә чүшүп, қайғуға петишимиз мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25). Өзгиришләрни қобул қилиш вә уларға үгиниш қийин болғанда, җан арамлиғини сақлашқа немә ярдәм бериду? (Зәбур 131:1—3ни оқуң). Келиңлар, Йәһваниң бәзи қедимий һәм заманивий хизмәтчилириниң һаяти туюқсиз өзгәргәнлигигә қаримастин, улар җан арамлиғини қандақ сақлап қалғанлиғини көрүп чиқайли.

«ТӘҢРИНИҢ ТЕЧЛИҒИ» ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРИДУ?

3. Йүсүпниң һаяти қандақ туюқсиз өзгәргән?

3 Йүсүпниң мисалини алайли. У Яқупниң әң сөйүмлүк оғли болған. Шу сәвәптин акилири униңға көрәлмәслик қилип, 17 йешида уни қуллуққа сетивәткән (Яритилиш 37:2—4, 23—28). Йүсүп тәхминән 13 жил Мисирда җапа чәккән. Авал у қул болған, кейин болса зинданда олтарған. У интайин яхши көргән атисидин жирақ йәрдә еди. Амма у қийинчилиқлири түпәйлидин үмүтсизләнмигән вә таш жүрәк болуп кәтмигән. Униңға немә ярдәм бәргән?

4. а) Йүсүп зинданда олтарғанда, немә қилған? ә) Йәһва Йүсүпниң дуасиға қандақ җавап бәргән?

4 Йүсүп зинданда болғанда, Йәһваниң униңға қандақ ярдәм бәргәнлигигә диққәт ағдурған охшайду (Яритилиш 39:21; Зәбур 105:17—19). Бәлким, у яш чеғида көргән бәшарәтлик мәнаси бар чүшләр һәққидә мулаһизә қилғанду. Шуңа, Йүсүп Йәһваниң униң билән болғанлиғини чүшәнгәндә, җени арам тапқан еди (Яритилиш 37:5—11). У һәрдайим Йәһваға ич-бағрини төкүп дуа қилған болуши мүмкин (Зәбур 145:18). Йәһва униң дуасиға җавап берип, вәзийәтниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, «униң билән» болидиғанлиғиға ишәндүргән (Әлчиләр 7:9, 10) a (Изаһәткә қараң.).

5. «Тәңриниң течлиғи» Йәһваға давамлиқ хизмәт қилишимизға қандақ ярдәм бериду?

5 Вәзийитимиз мәйли қанчилик қийин болсун, «әқлимизни» сақлап, җан арамлиғини әта қилидиған «Тәңриниң течлиғиға» егә болалаймиз (Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуң). Биз ғәм-әндишигә чөккәндә яки бесим һис қилғанда, «Тәңриниң течлиғи» Йәһваға давамлиқ хизмәт қилишимизға күч берәләйду. Келиңлар, һазир мундақ вәзийәтни баштин кәчүргән бирнәччә қериндашларниң мисаллирини көрүп чиқайли.

ЙӘҺВАДИН ЯРДӘМ СОРАҢ

6, 7. Дуа қилиш җан арамлиғиға еришишкә қандақ ярдәм бериду? Мисал кәлтүрүң.

6 Райан билән Джульетта әнди мәхсус пионер болмайдиғанлиғини аңлиғанда, көңли йерим болған еди. Райан мундақ дәйду: «Биз дәрһал Йәһваға дуа қилдуқ. Бу вәзийәтни Йәһваға ишәнч бағлиғанлиғимизни көрситишниң пурсити дәп көрдуқ. Җамаитимиздики көп қериндашлар һәқиқәтни йеңи тонуғанлиқтин, етиқат көрситишниң үлгиси болуш үчүн дуа қилдуқ».

7 Йәһва уларниң дуасиға қандақ җавап бәргән? Райан мундақ чүшәндүриду: «Дуа қилғандин кейин биз яман һис-туйғулардин вә ғәм-тәшвиштин дәрһал айрилдуқ. Йәһвадин кәлгән течлиқ жүригимиз билән әқлимизни һимайә қилған. Биз Йәһваға пүтүнләй таянсақ, Униңға давамлиқ хизмәт қилалайдиғанлиғимизни чүшәндуқ».

8—10. а) Биз ғәм-әндишигә берилгәндә, муқәддәс роһ бизгә қандақ ярдәм берәләйду? ә) Йәһваға болған хизмәтни биринчи орунға қойсақ, У бизгә қандақ ярдәм бериши мүмкин?

8 Муқәддәс роһ бизгә җан арамлиғини бериду. Шуниң билән, у һаятимизда әң муһим немә екәнлигини чүшинишкә ярдәм беридиған айәтләрни есимизгә салиду (Йоһан 14:26, 27ни оқуң). Бәйтәлдә тәхминән 25 жил хизмәт қилған Филип билән Мэриниң мисалини көрүп чиқайли. Төрт айниң ичидә һәр иккилиси анилиридин айрилған вә Филипниң йәнә бир туққини вапат болған. Буниңдин ташқири, Мэриниң атиси еғир ағриққа гириптар болғанлиқтин, улар униңға ғәмхорлуқ қилиши керәк еди.

9 Филип мундақ дәйду: «Бир қетим мән “Күзитиш мунариниң” тәтқиқ қилишқа арналған мақалисидә кәлтүрүлгән Колосилиқларға 1:11ни оқудум. Мән қийинчилиқлар билән күрәшсәмму, маңа бир нәрсә йәтмәйватқанлиғини чүшәндим. Мән қийинчилиқларға хурсәнлик вә сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ беришим керәк еди. Бу айәт маңа хошаллиғим вәзийәтлиримгә әмәс, муқәддәс роһниң һаятимға қандақ тәсир қилғанлиғиға бағлиқ болуши керәклигини есимгә салған».

10 Филип билән Мэри Йәһваға хизмәт қилишни һаятида биринчи орунға қойғанлиқтин, мол бәрикәтләргә еришкән. Филип билән Мэри Бәйтәлдин кәткәндин узун өтмәй, һәр иккилиси яхши оқуғучиларни тапқан вә улар Муқәддәс китапни қизиқиш билән үгинип, роһий җәһәттин тез өскән. Мэри мундақ дегән: «Оқуғучилиримиз биз үчүн зор бәрикәт болған. Йәһва бизгә улар арқилиқ “һәммә нәрсә яхши болиду” дәп ейтқандәк һис қилдим».

ЙӘҺВАНИҢ БӘРИКИТИГӘ ЕРИШИШ ҮЧҮН ҺӘРИКӘТ ҚИЛИҢ

Һаятимизда өзгиришләр йүз бәргәндә, Йүсүптин қандақ үлгә алсақ болиду? (11—13 абзацларға қараң)

11, 12. а) Йәһваниң бәрикитигә еришиш үчүн Йүсүп немә қилған? ә) Йәһва Йүсүпкә қандақ бәрикәт бәргән?

11 Һаятимиз туюқсиз өзгәргәндә, биз ғәм-қайғуға петип, пәқәт өз қийинчилиқлиримиз һәққидә ойлишимиз мүмкин. Йүсүп биләнму шундақ болуши мүмкин еди. Амма у өз вәзийитидә қолидин кәлгининиң һәммисини қилған. У Потипарниң өйидә тәр төкүп ишлигән. Кейинирәк зиндан башқурғучиси бәргән һәрқандақ тапшурмини тиришчанлиқ билән орунлиған (Яритилиш 39:21—23).

12 Бир күни Йүсүпкә пирәвнниң икки хизмәтчисигә ғәмхорлуқ қилиш тапшурулған. Йүсүп уларға меһрибан муамилә қилғачқа, улар униңға ғәм-әндишилири вә көргән чүшиниксиз чүшлири һәққидә әркин ейталиған (Яритилиш 40:5—8). Шу чағда Йүсүп бу сөһбәтниң нәтиҗиси қандақ болидиғанлиғини билмигән, лекин икки жилдин кейин у зиндандин азат қилинип, Мисирниң күчлүк һөкүмрани болған. Йүсүптин пәқәт пирәвн жуқури еди (Яритилиш 41:1, 14—16, 39—41).

13. Вәзийитимиз мәйли қандақ болсун, Йәһваниң бәрикитигә еришиш үчүн немә қилалаймиз?

13 Йүсүпкә охшаш, бизму өзүмиз өзгәртәлмәйдиған вәзийәткә дуч келишимиз мүмкин. Лекин шу вәзийәттә биз сәвир-тақәт көрситип, қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилсақ, Йәһва бизгә бәрикәт бериду (Зәбур 37:5). Һәтта биз немә қилишимизни билмәй, ғәм-әндишигә чүшкәндә, «үмүтсиз» болмаймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 4:8). Йәһва һәрқачан, болупму Униңға бар күчимиз билән хизмәт қилсақ, биз билән биргә болиду.

ХИЗМӘТКӘ ПААЛ ҚАТНИШИҢ

14—16. Филип һаятидики өзгиришләргә қаримастин, қандақ қилип хизмәткә паал қатнашқан?

14 Вәз ейтқучи Филип көплигән өзгиришләрни баштин кәчүрсиму, бар диққитини вәз қилиш хизмитигә ағдурған. Бу җәһәттин у бизгә әҗайип үлгә қалдурған. Йерусалимда у йеңи вәзипини алған (Әлчиләр 6:1—6). Лекин кейин туюқсиз өзгиришләр йүз бәргән. Истипан өлтүрүлгәндин кейин мәсиһийләр дәһшәтлик тәқипкә учрап, Йерусалимдин тәрәп-тәрәпкә тарқилип кәткән. Филип хизмитини давамлаштурушни халиғанлиқтин, Самарийә шәһиридики хуш хәвәрни аңлашқа тәшна болған адәмләргә барған (Мәтта 10:5; Әлчиләр 8:1, 5).

15 Филип муқәддәс роһ уни қәйәргә йетәклисә, шу йәргә беришқа тәйяр болған. Шу сәвәптин, Йәһва уни хуш хәвәрни техи аңлимиған адәмләргә вәз қилишқа әвәткән. Көплигән йәһудийлар самарийәликләрни төвән көрүп, камситатти. Амма Филип һәммә адәмләрни тәң көргән вә уларға қизғинлиқ билән хуш хәвәрни җакалиған. Самарийәликләр болса, һәммиси бирликтә «Филипниң ейтқанлирини қобул қилған» (Әлчиләр 8:6—8).

16 Кейин муқәддәс роһ Филипни ят хәлиқләр яшиған Азот билән Қәйсәрийә шәһәрлиридә вәз қилишқа дәвәт қилған (Әлчиләр 8:39, 40). Андин Филипниң һаятида йәнә бир өзгириш йүз бәргән. У аилә қуруп, өй-очақлиқ болған. Һаятидики өзгиришләргә қаримастин, у дайим вәз хизмитигә паал қатнашқан. Йәһва Худа Филип вә униң аилисигә мол бәрикәт бәргән (Әлчиләр 21:8, 9).

17, 18. Һаятимизда өзгиришләр йүз бәргәндә, вәз қилишқа паал қатнишишниң қандақ пайдиси бар?

17 Вәзийитимиз өзгәргәндә, вәз хизмитидә паал болуш хошаллиқни йоқатмай, иҗабий көзқарашни сақлап қелишқа ярдәм бериду. Көплигән толуқ вақитлиқ хизмәтчиләр буниңға көз йәткүзгән. Мәсилән, Җәнубий Африкида яшайдиған Осборн вә Полайт исимлиқ әр-аял Бәйтәлдин кәткәндә, пионер болуп хизмәт қилишқа пурсәт яритидиған ишни вә туридиған җайни тепиш асан болиду дәп ойлиған. Бирақ Осборн мундақ дәйду: «Әпсуски, иш биз ойлиғандәк тез тепилмиди». Полайт болса: «Биз үч ай бойи иш тапалмидуқ вә бизниң жиққан пулумиз болмиған еди. Растинму қийнилип кәттуқ»,— деди.

18 Мундақ қийин әһвалда Осборн билән Полайтқа немә ярдәм бәргән? Осборн мундақ дәйду: «Җамаәт билән вәз қилиш ғәм-әндишигә берилмәй, иҗабий көзқарашни сақлашқа ярдәм бәрди». Улар ғәм-қайғуға берилишниң орниға көпирәк вәз қилған. Бу уларға зор хошаллиқ әкәлгән! Осборн ейтқандәк, улар иш тепиш үчүн бар күчини салған вә ахирида иш тапқан.

ЙӘҺВАҒА ТОЛУҚ ИШӘНЧ БАҒЛАҢ

19—21. а) Җан арамлиғимизни сақлашқа немә ярдәм бериду? ә) Туюқсиз йүз бәргән өзгиришләргә көнүшниң қандақ пайдиси бар?

Өзгиришләргә көнгәнлигимиз бизни Йәһваға техиму йеқинлаштуруши мүмкин

19 Биз қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилип, Йәһваға толуқ ишәнч бағлисақ, мәйли қандақ вәзийәт болсун, җан арамлиғини сақлап қалалаймиз (Мика 7:7ни оқуң). Вақит өтүп, өзгиришләргә көнгәнлигимиз бизни Йәһваға техиму йеқинлаштурғанлиғини байқишимиз мүмкин. Полайт Бәйтәлдин кетип, пионер болуп тәйинләнгәндә, қийин вәзийәттә Йәһваға тайинишни үгәнгәнлигини ейтиду. У: «Мән Йәһваға техиму йеқинлаштим»,— дәйду.

20 Жуқурида тилға елинған Мэри һазирғичә яшанған атисиға ғәмхорлуқ қилип, пионер болуп хизмәт қилмақта. У мундақ дәйду: «Мән ғәм-әндишигә берилгәндә, тохтап, дуа қилип, сәвир сақлишим керәклигини чүшәндим. Әң муһими, мән ғәм-әндишилиримни Йәһваға тапшурушни үгәндим. Бу маңа келәчәктә техиму көп пайда әкелиду».

21 Ллойд билән Александра һаятидики өзгиришләр улар үчүн күтүлмигән синақ болғанлиғини ейтқан. Лекин улар бу синақлардин бираз нәрсигә үгәнгән. Һазир улар қийинчилиққа дуч кәлгәндә, мәһкәм етиқади уларға тәсәлли берәләйдиғанлиғини билиду. Шундақла улар өзлириниң яхши тәрәпкә өзгәргәнлигини байқиди.

Күтүлмигән өзгиришләр бизгә күтүлмигән бәрикәтләрни әкелиши мүмкин! (19—21 абзацларға қараң)

22. Өз вәзийитимиздә қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилсақ, немигә ишәнчлик болалаймиз?

22 Бу дунияда һаятимиз туюқсиз өзгириши мүмкин. Мәсилән, биз башқа йәрдә хизмәт қилишқа тәйинлинишимиз, саламәтлигимиз начарлишиши яки аилимиздә йеңи вәзипиләр пәйда болуши мүмкин. Амма вәзийәт қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Йәһва сизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға вә керәк вақитта ярдәм беридиғанлиғиға ишиниң (Ибранийларға 4:16; Петрусниң 1-хети 5:6, 7). Һазир болса, өз вәзийитиңиздә қолуңиздин кәлгән һәммә нәрсини қилиң. Әрштики Атиңиз Йәһваға дуа қилип, Униңға толуқ тайинишқа үгиниң. Шундақ қилсиңиз, вәзийитиңиз қайси тәрәпкә өзгәрмисун, Йәһвадин келидиған җан арамлиғиға еришисиз.

a Бираз жилдин кейин Йүсүп: «Худа маңа пүткүл дәртлиримни... унтушқа имканийәт яратти»,— дәп, тунҗа оғлиға Манассә [«Унтулдурған» дегәнни билдүриду] дегән исим қойған. Йүсүп оғлини Йәһвадин кәлгән тәсәлли дәп көргән (Яритилиш 41:51).