Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Даһийимиз Мәсиһкә ишәнч қилайли

Даһийимиз Мәсиһкә ишәнч қилайли

«Силәрдә бирла Даһий бар — Мәсиһ» (МӘТТА 23:10).

НАХШИЛАР: 14, 30

1, 2. Муса өлгәндин кейин Йәшуаға қандақ вәзипә тапшурулған?

 ЙӘҺВА ХУДА Йәшуаға: «Мениң бәндәм Муса вапат болди. Әнди сән қопуп, бу хәлиқниң һәммисини башлап, Иорданниң өзидин өтүп,... мән уларниң өзигә вәдә қилған жутиға киргин»,— дәп ейтқан (Йәшуа 1:1, 2). Тәхминән 40 жил Мусаниң ярдәмчиси болған Йәшуа үчүн бу наһайити чоң өзгириш еди!

2 Буниңдин авал көплигән жиллар давамида Исраил хәлқини Муса йетәклигән, әнди бу вәзипини Йәшуа орунлайду. Йәшуа хәлиқ уни йолбашчиси сүпитидә қобул қилиши һәққидә әнсиригән болуши мүмкин (Қанун шәрһи 34:8, 10—12). Бир китапта Йәшуа 1:1, 2 һәққидә мундақ сөзләр йезилған: «Бир һөкүмранниң орниға башқиси кәлгән вақит хәлиқ үчүн әң қийин вә хәтәрлик вақит болған».

3, 4. Йәһва Йәшуани ишәнчиси үчүн қандақ бәрикәтлигән вә биз өзүмизгә қандақ соал қойсақ болиду?

3 Йәшуа қаттиқ әнсиригән, амма у Йәһваға ишинип, дәрһал Униң буйруқлириға қулақ салған (Йәшуа 1:9—11). Худа Йәшуани ишәнчи үчүн бәрикәтләп, уни вә исраиллиқларни йетәкләш үчүн Өз пәриштисини әвәткән. Бу пәриштә Сөз, йәни Худаниң тунҗа Оғли болған охшайду (Чиқиш 23:20—23; Йоһан 1:1).

4 Йәшуаниң йеңи йолбашчи болуши Исраил хәлқи үчүн чоң өзгириш еди, амма Йәһва уларға бу өзгиришни қобул қилишқа ярдәм бәргән. Бүгүнки күндиму тәшкилатта чоң өзгиришләр йүз бериватиду. Шуңа биз: «Худаниң тәшкилати давамлиқ алға бесиватқан вақитта, Даһийимиз Әйса Мәсиһкә ишинишниң қандақ асаси бар?»— дәп ойлинишимиз мүмкин (Мәтта 23:10ни оқуң). Бу соалниң җававини тепиш үчүн Йәһва қедимда өзгиришләр вақтида Өз хәлқини қандақ йетәклигәнлигини көрүп чиқайли.

ХУДА ХӘЛҚИНИ ВӘДӘ ҚИЛИНҒАН ЗӘМИНГӘ ЙЕТӘКЛӘШ

5. Ериха шәһириниң әтрапида Йәшуа билән қандақ алаһидә вақиә йүз бәргән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

5 Исраиллар Иордан дәриясидин өткәндин кейин көп вақит өтмәй, Йәшуа билән алаһидә вақиә йүз бәргән. У Ериха шәһириниң әтрапида қолида қилич тутқан бир кишини учраштурған. Йәшуа униңдин: «Сән болсаң биз тәрәплик кишиму яки дүшмәнлиримизгә тәрәпдар болған кишиму?»— дәп сориған. У киши өзиниң «Худавәндиниң қошуниниң сәрдари», йәни Худа хәлқини һимайә қилишқа тәйяр болған пәриштә екәнлигини ейтқанда Йәшуа һәйран қалған еди (Йәшуа 5:13—15ни оқуң). Муқәддәс китапниң башқа айәтлиридә Йәшуа билән беваситә Йәһваниң Өзи сөзләшкәнлиги йезилған болсиму, Йәһва униң билән, қедимда болғинидәк, пәриштиси арқилиқ сөзләшкән (Чиқиш 3:2—4; Йәшуа 4:1, 15; 5:2, 9; Әлчиләр 7:38; Галатилиқларға 3:19).

6—8. а) Пәриштиниң бәзи көрсәтмилири немә үчүн ғәлитә болуп көрүнүши мүмкин еди? ә) Көрсәтмиләрниң тоғра вә өз вақтида берилгәнлигини нәдин билимиз? (Изаһәткиму қараң.)

6 Пәриштә Йәшуаға Ерихани бесивелиш үчүн немә қилиш керәклигини ейтқан. Пәриштиниң бәргән бәзи көрсәтмилири ғәлитә болуп көрүнүши мүмкин еди. Мәсилән, пәриштә Йәшуаға һәммә әскәрләрни хәтнә қилиш керәклигини ейтқан. Бирақ улар бирнәччә күн давамида соқушалмайдиған болуп қалатти. Шу вақитта уларни хәтнә қилиш мәнтиқий болғанму? (Яритилиш 34:24, 25; Йәшуа 5:2, 8).

7 Бәлким, шу вақитта әскәрләр: «Әгәр дүшмәнләр бизгә һуҗум қилса, аилимизни қандақ һимайә қилимиз?»— дәп әнсиригәнду. Бирақ кейин күтүлмигән вақиә йүз бәргән! Ериханиң турғунлири исраилларға һуҗум қилишниң орниға, улардин қорқушқа башлиған еди. Муқәддәс китапта: «Йерихониң [Ериханиң] сепиллири болса бәни-Исраилниң сәвәвидин етилип, һеч киши кирип чиқалмиғидәк тақалған еди»,— дәп йезилған (Йәшуа 6:1). Бу хәвәр исраиллиқларниң Йәһваниң рәһбәрлигигә болған етиқадини техиму күчәйткән.

8 Пәриштә исраиллиқларға Ерихаға һуҗум қилмаслиқни буйриған. Буниң орниға, улар шәһәрни алтә күн давамида күнигә бир қетим вә йәттинчи күни йәттә қетим айлинип чиқиши керәк еди. Бәлким әскәрләр: «Вақтимиз билән күчимизни исрап қилишниң немә кериги бар!?»— дәп ойлиғанду. Бирақ Исраилниң Худаси Йәһва дәл немә қилиш керәклигини яхши билгән. Бу көрсәтмиләргә риайә қилиш исраилларниң етиқадини мустәһкәмләп, улар Ериха шәһирини җәңсиз бесивалған (Йәшуа 6:2—5; Ибранийларға 11:30) a (Изаһәткә қараң.).

9. Немә үчүн Худаниң тәшкилатидин алған һәрбир көрсәтмигә риайә қилишимиз керәк? Мисал кәлтүрүң.

9 Бу вақиәдин немини үгинәләймиз? Йәһваниң тәшкилати бәзи нәрсиләрни йеңи усулда қилиши мүмкин вә биз бу өзгиришләрниң сәвәвини чүшәнмәслигимиз мүмкин. Мәсилән, бизниң шәхсий тәтқиқ, вәз хизмити вә җамаәт учришишлирида электронлуқ қурулмиларни ишлитиш һәққидә гуманимиз болғанду, бирақ кейин буниң пайдисини көрүп, һазир уларни дайим ишлитимиз. Мундақ өзгиришләрниң пайдисини көргәндә, етиқадимиз мустәһкәмлинип, қериндашлар билән техиму инақ болимиз.

ӘЙСА ДӘСЛӘПКИ МӘСИҺИЙЛӘРНИ ҚАНДАҚ ЙЕТӘКЛИГӘН?

10. Хәтнә қилиш мәсилисини рәһбәрлик кеңәшниң һәл қилишини әмәлийәттә ким башқурған?

10 Ят хәлиқтин чиққан Корнилий намлиқ хәтнә қилинмиған киши мәсиһий болғандин кейин 13 жил өтсиму, бәзи йәһудий мәсиһийләр техичә хәтнә қилиниш керәк дәп ейтқан (Әлчиләр 15:1, 2). Антакядики қериндашларниң арисида бу мәсилә һәққидә талаш-тартиш болған. Шуңа бу мәсилини һәл қилиш үчүн ақсақаллар Паулни Йерусалимдики рәһбәрлик кеңәшкә әвәткән. Бирақ әмәлийәттә уни ким әвәткән? Паул мундақ чүшәндүргән: «У яққа барған сәвәвим, вәһий көрдүм». Ениқки, рәһбәрлик кеңәшниң бу мәсилини һәл қилишини Мәсиһниң өзи башқурған (Галатилиқларға 2:1—3).

Дәсләпки мәсиһийләрниң җамаитини Мәсиһ башқурған (10, 11-абзацларға қараң)

11. а) Бәзи йәһудий мәсиһийләр хәтнә қилиш мәсилисигә қандақ көзқарашта болған? ә) Паул Йерусалимдики ақсақалларни кәмтәрлик билән қоллиғанлиғини қандақ көрсәткән? (Изаһәткиму қараң.)

11 Мәсиһниң йолбашчилиғи астида, рәһбәрлик кеңәш йәһудий әмәс мәсиһийләрниң хәтнә қилиниши шәрт әмәслигини ениқ көрсәткән (Әлчиләр 15:19, 20). Буниңға қаримастин, бираз жилдин кейинму көплигән йәһудий мәсиһийләр техичә оғуллирини хәтнә қилишни давамлаштурған. Кейин Йерусалимдики ақсақаллар Паул Тәврат қанунини һөрмәтлимәйду дегән сөз-чөчәкни аңлиған. Шуңа ақсақаллар Паулни Тәврат қанунини һөрмәтләйдиғанлиғини көрситиш үчүн бир ишни қилишни сориған b (Изаһәткә қараң.) (Әлчиләр 21:20—26). Паул Қанунға болған һөрмитини адәмләр көрүши үчүн өзи билән төрт кишини елип, мәркизий ибадәтханида тазилиниш рәсимидин өтүши керәк еди. У: «Буниң немә кериги бар? Немә үчүн буни қилишимни тәләп қиливатисиләр? Әгәр йәһудий мәсиһийләр хәтнә қилиш мәсилисини чүшәнмисә, мениң немә гунайим бар?»— дәп ейталатти. Лекин Паул ақсақалларниң һәммә җамаәтләрдә инақлиқни сақлаш арзуйини чүшинип, уларниң көрсәтмисигә кәмтәрлик билән қулақ салған. Биз: «Мусаниң қануни Әйса өлгәндә күчидин айрилған әмәсму? Ундақта, Әйса немә үчүн хәтнә қилиш мәсилисиниң шунчә узун давамлишишиға йол қойған?»— дәп ойлинишимиз мүмкин (Колосилиқларға 2:13, 14).

12. Әйса немә үчүн хәтнә қилиш мәсилисиниң шунчә узун давамлишишиға йол қойған болуши мүмкин?

12 Йеңи чүшәнчигә үгиниш үчүн бираз вақит кетиши мүмкин. Бәзи йәһудий мәсиһийләргиму улар әнди Тәврат қануниға бойсунмайдиғанлиғини чүшиниш үчүн вақит керәк еди (Йоһан 16:12). Улар хәтнә қилиш Худа билән болған алаһидә мунасивәтниң бәлгүси болғанлиғиға үгинип қалған (Яритилиш 17:9—12). Башқа йәһудий мәсиһийләр болса, йәһудийлардин пәриқләнсә, тәқипкә дуч келиштин қорққан (Галатилиқларға 6:12). Амма вақит өтүп бу мәсиһийләр Паулниң хәтлири арқилиқ Мәсиһтин көпирәк йол-йоруқ алған (Римлиқларға 2:28, 29; Галатилиқларға 3:23—25).

МӘСИҺ ҺАЗИРМУ ҖАМАӘТНИ ЙЕТӘКЛИМӘКТӘ

13. Әйса Мәсиһниң йолбашчилиғини қоллашқа бизгә немә ярдәм бериду?

13 Мәсиһ — һазирғичә мәсиһий җамаәтниң Беши. Шуңа әгәр тәшкилатта сиз чүшәнмәйдиған қандақту бир өзгириш йүз бәрсә, Мәсиһниң қедимда Худа хәлқини қандақ йетәклигәнлиги һәққидә мулаһизә қилиң. Мәсиһ Йәшуаниң заманидиму, әлчиләрниң күнлиридиму, Худа хәлқигә һәрдайим тоғра йолбашчилиқ бәргән. Шуниң арқисида улар һимайә астида болған һәм уларниң етиқади билән инақлиғи күчәйгән (Ибранийларға 13:8).

14—16. «Садиқ қулниң» йолбашчилиғи Мәсиһниң етиқадимизни мәһкәм сақлашқа ярдәм беришни халайдиғанлиғини қандақ испатлайду?

14 Бүгүнки күндә «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» бизгә керәклик йолбашчилиқни дәл өз вақтида бериду (Мәтта 24:45). Бу Әйсаниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини испатлайду. Төрт пәрзәнтниң атиси Марк мундақ дәйду: «Шәйтан аилиләргә һуҗум қилиш арқилиқ җамаәтләрни аҗизлаштурмақчи. Һазир аиләвий ибадәтни һәр һәптә өткүзүш көрсәтмиси берилгәнликтин, һәр аилә беши өйидикилирини қоғдашниң муһимлиғини чүшиниду».

15 Әйсаниң бизни қандақ йетәкләватқанлиғини көргәндә, униң етиқадимизни мәһкәм сақлашқа ярдәм беришни халайдиғанлиғини чүшинимиз. Мәсилән, Патрик исимлиқ ақсақал мундақ дәйду: «Дәсләптә бәзилиригә дәм елиш күнлири кичик топларда өтидиған вәзлик учришишлар яқмиған». Бирақ униң ейтишичә, бу өзгириш Әйсаниң җамаәттики қериндашларниң һәрбиригә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрситиду. Мәсилән, бәзи уялчақ яки вәз хизмитигә көп чиқмайдиған қериндашлар өзлирини керәклик һис қилиду. Бу өзгириш уларниң етиқадини мустәһкәмлигән.

16 Мәсиһ бизгә вәз хизмитигә, йәни һазир йәр йүзидә жүргүзүливатқан әң муһим ишқа, көңүл бөлүшкә ярдәм бериду (Марк 13:10ни оқуң). Йеңидин тәйинләнгән Андре исимлиқ ақсақал Йәһваниң тәшкилати беридиған һәрқандақ йеңи көрсәтмигә риайә қилишқа тиришиду. У мундақ дәйду: «Бәйтәлдә хизмәт қилидиған қериндашларниң сани қисқартилиши вақитниң аз қалғанлиғини һәм вәз қилиш хизмитигә бар күчимиз билән қатнишишимиз керәклигини есимизгә салиду».

МӘСИҺНИҢ ЙОЛБАШЧИЛИҒИНИ ҚАНДАҚ ҚОЛЛАЛАЙМИЗ?

17, 18. Немә үчүн өзгиришләрниң пайдиси һәққидә ойлинишимиз керәк?

17 Падишайимиз Әйса Мәсиһниң йолбашчилиғи бизгә һазирму, келәчәктиму пайда әкелиду. Пат арида болған өзгиришләрдин қандақ пайда алғанлиғиңиз һәққидә ойлинип көрүң. Җамаәттики яки вәз хизмитидики өзгиришләр аилиңизгә қандақ ярдәм бәргәнлигини аиләвий ибадәттә муһакимә қилсиңиз болиду.

Сиз аилиңизгә вә башқиларға тәшкилаттики өзгиришләргә көнүшкә ярдәм берәмсиз? (17, 18-абзацларға қараң)

18 Әгәр Йәһваниң тәшкилати беридиған көрсәтмиләргә қулақ селишниң пайдилиқ екәнлигини әстә тутсақ, уларға бойсунуш асанирақ болиду вә биз өзүмизни бәхитлик һис қилимиз. Мәсилән, биз бурунқидәк көп әдәбиятларни бесип чиқармиғанлиқтин, көп пулни теҗәймиз. Шундақла биз йеңи технологияни ишлитиш арқилиқ көпирәк адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзәләймиз. Сиз электронлуқ әдәбиятлар билән аудио вә видеоматериалларни көпирәк ишлитишкә тиришамсиз? Бу Мәсиһни қоллашниң бир усули, чүнки у тәшкилатниң мәблиғини дана ишлитишимизни халайду.

19. Биз Мәсиһниң йолбашчилиғини немә үчүн қоллишимиз керәк?

19 Биз Мәсиһниң йолбашчилиғини қоллиғанда, қериндашларға етиқадини вә өз ара инақлиғини мустәһкәмләшкә ярдәм беримиз. Андре Бәйтәлләрдә йеқинда йүз бәргән өзгиришләр һәққидә мундақ дегән: «Бәйтәлдә бурун хизмәт қилған қериндашларниң иҗабий көзқариши маңа қаттиқ тәсир қилған. Уларни техиму һөрмәтләйдиған болуп, Мәсиһниң йолбашчилиғиға болған етиқадим мустәһкәмләнгән. Бу қериндашлар тапшурулған һәрқандақ вәзипини хошаллиқ билән атқуруп, Йәһваниң әрштики һарвуси билән тәң маңиду».

ДАҺИЙИМИЗГӘ ТАЙИНИП, ИШӘНЧ БАҒЛАЙЛИ

20, 21. а) Немә үчүн биз Даһийимиз Мәсиһкә ишәнч бағлалаймиз? ә) Келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

20 Пат арида бизниң Даһийимиз Әйса Мәсиһ ғалибийәт қазинип, ғайәт зор ишларни көрситиду (Вәһий 6:2; Зәбур 45:4). У һазирму бизни йеңи дуниядики һаятқа тәйярлаватиду. Шу чағда биз тирилгән адәмләргә тәлим берип, йәрни җәннәткә айландурушқа ярдәм беримиз.

21 Әгәр биз Даһийимиз вә Падишайимиз Мәсиһкә таянсақ, өзгиридиған вәзийәтләргә қаримастин, у бизни йеңи дунияға йетәкләйду (Зәбур 46:1—3ни оқуң). Өзгиришләргә, болупму улар туюқсиз йүз бәрсә яки беваситә бизгә тәсир қилса, қобул қилиш қийин болуши мүмкин. Шундақ өзгиришкә дуч кәлгәндә, биз қандақ қилип җан арамлиғини вә Йәһваға болған мәһкәм етиқатни сақлалаймиз? Буни биз келәрки мақалидә муһакимә қилимиз.

a Археологлар Ериха шәһириниң харабилиридә жиғилған, амма йейилмәй қалған мол һосул тапқан. Бу тепилма қоршав қисқа вақит давамлашқанлиғи вә исраиллиқлар Ерихадики озуқлуқни йемигәнлиги һәққидә Муқәддәс китапта йезилған сөзләрни тәстиқләйду. Һосул жиғиш вақтида етизларда озуқлуқ мол болғачқа, бу исраиллиқларниң шәһәрни бесивелиши үчүн қолайлиқ вақит болған еди (Йәшуа 5:10—12).

b «Күзитиш мунариниң» (рус) 2003-жил, 1-март саниниң 24-бетидики «Паул синақни кәмтәрлик билән қобул қилған» намлиқ рамкиға қараң.