Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Йәһва Худа қараримға мол бәрикәт бәрди

Йәһва Худа қараримға мол бәрикәт бәрди

1939-жил. Биз түн йеримида туруп, АҚШтики Миссури штатиниң ғәрбий-җәнубидики Джоплин дегән кичик шәһәргә атландуқ. У йәрдә биз һәрбир өйдики ишикниң астиға варақчиларни қалдуруп кәттуқ. Варақчиларни тарқитип болғандин кейин, дәрһал машинимизға олтирип, башқа топлардики қериндашлар билән учраштуқ. Таң сәһәр вақти болған еди. Шу күни күн чиқиштин бурун вәз хизмитигә чиқип, шәһәрдин чапсан кетишимизниң сәвәви немә болған? Буни кейинирәк ейтип беримән.

Мән 1934-жили дунияға кәлдим. Мениң ата-анам Фред билән Эдна 20 жил давамида Муқәддәс китап тәтқиқатчилири (Йәһва гувачилири) болған еди. Дилимда Йәһваға болған меһир-муһәббәтни ойғатқанлиғи үчүн уларға миннәтдармән. Биз Канзас штатидики Парсонс дегән кичик шәһәрдә яшидуқ. Җамаәттикиләрниң һәммиси дегидәк майланған еди. Биз һәрқачан җамаәт учришишлириға һәм вәз хизмитигә қатнишаттуқ. Һәр шәнбә күни чүштин кейин кочида вәз қилаттуқ. Бүгүнки күндә вәз хизмәтниң бу түри җәмийәтлик орунда вәз қилиш дәп атилиду. Бәзи вақитларда һерип қалаттуқ, шуңа дадам бизгә хизмәттин кейин һәрдайим музшекәр елип берәтти.

Бизниң кичик җамаитимизниң вәз қилиш райони бәк чоң еди. Бу районға бирнәччә кичик шәһәрләр вә көплигән фермилар кирәтти. Деханчиларниң бәзилири әдәбиятлиримиз үчүн пулниң орниға көктатларни, тоху йеңила туққан тухумларни яки тирик тохуларни берәтти. Пулимиз көп болмиғанлиқтин вә дадам шу әдәбиятлар үчүн пулни алдин-ала тапшуруп болғанлиқтин, биз адәмләр бәргән озуқ-түлүкни йәттуқ.

МӘХСУС ПААЛИЙӘТЛӘР

Ата-анам вәз хизмитидә патефонни қоллинатти. Мән кичик болғанлиқтин уни қоллиналматтим, бирақ қайта йолуқушта вә Муқәддәс китапни үгинишкә барғанда, Рутерфордниң нутуқлирини аңлитиш үчүн патефонни қошушқа ата-анамға ярдәм берәттим. Бу маңа бәк яқатти.

Ата-анам билән аваз күчәйткүчи бар машининиң йенида

Дадам машинисиниң үстигә йоған аваз күчәйткүчни орнитип қойған. Бу хизмитимизгә көп пайда әкәлди. Адәмләрниң диққитини ағдуруш үчүн авал нахша қоюп, кейин Муқәддәс китапқа асасланған нутуқни қошаттуқ. Андин қизиққан адәмләргә әдәбиятларни берәттуқ.

Канзастики Черривейл дегән кичик шәһәрдә дадам аваз күчәйткүчи бар машинисини адәмләр йәкшәнбә күни дәм алидиған бағчиға қойған. Шу чағда сақчилар келип униңға машинисини пәқәт бағчиниң тешиға қоюшқа болидиғанлиғини ейтти. Дадам машинини бағчиниң қешидики кочиға қойди. Адәмләр у йәрдинму нутуқни яхши аңлалатти. Дадам вә акам Джерри билән биллә вәз қилғанда, хизмәттә болған шуниңға охшаш қизиқарлиқ вақиәләр маңа бәк яқатти.

Шу жиллири биз адәмләр қаршилиқ көрситидиған районларда мәхсус паалийәтләргә қатнаштуқ. Мақалиниң бешида тилға елинғандәк, түн йеримида туруп, һәрбир өйниң ишикниң түвигә варақчиларни қалдуруп кетәттуқ. Кейин сақчилар һечкимни тутувалмиғанлиғиға көз йәткүзүш үчүн һәммимиз шәһәрниң тешида учришаттуқ.

Хизмитимизниң йәнә бир илһам беридиған түри — әхбаратлиқ маршлар еди. Өзүмизгә йезиғи бар плакатларни есивелип, шәһәрни арилап чиқаттуқ. Бир қетим қериндашлар бизниң шәһәргә келип, «Дин — тузақ вә алдамчилиқ» дегән йезиғи бар плакатлар билән маңған. Улар бизниң өйдин башлап, тәхминән 1,5 километр шәһәрни айлинип, қайтидин өйүмизгә қайтқан. Бәхиткә яриша, уларға һечким тосалғулуқ қилмиди, әксичә көп адәм қизиқиш көрсәтти.

КИЧИК ЧЕҒИМДИКИ КОНГРЕССЛАР

Биз Техаста өткүзүлидиған конгрессларға пат-пат бараттуқ. Дадам төмүр йол ширкитидә ишлигәнликтин, биз конгрессларға вә туққанлиримизни йоқлашқа һәқсиз баралаттуқ. Апамниң акиси Фред Висмар вә униң аяли Юлейли Техастики Темпл шәһиридә яшиған. Фред тағам һәқиқәтни 1900-жилларниң бешида билип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән. У апамға вә башқа қериндашлириға үгәнгәнлири һәққидә ейтип бәргән. Мәркизий Техастики етиқатчилар Фред тағамни яхши билгән, чүнки бурун у район хизмәтчиси (һазир наһийилик назарәтчи дәп атилиду) болуп хизмәт қилған. У бәк меһрибан, қизғин вә хушхуй болған. У мән үчүн яхши үлгә еди.

1941-жили биз поезд билән Миссури штатидики Сент-Луис шәһиридә өткүзүлгән чоң конгрессқа бардуқ. Яшларниң һәммиси «Падишаниң балилири» дәп атилидиған Рутерфорд бурадәрниң нутуғини аңлаш үчүн сәхниниң алдидики орунларға олтиришқа чақирилди. Нутуқниң ахирида 15000 балиниң һәммиси алаһидә бир соға алған. Рутерфорд бурадәр вә униң ярдәмчилири һәрбиримизгә «Балилар» намлиқ йеңи китапни бәрди.

1943-жилниң апрель ейида биз Канзастики Коффивилл шәһиридә өткән «Һәрикәт қилишқа чақириш» дәп аталған конгрессқа бардуқ. Шу конгресста җамаәтләрниң һәммисигә «Вәзичиләр мәктиви» дегән йеңи учришиш һәққидә елан қилинди. Шуниң билән бу йеңи мәктәп үчүн тәйярланған 52 савақтин ибарәт варақчиму берилди. Шу жилниң ахирида мән бу мәктәптә тунҗа нутуғумни ейттим. Мәзкүр конгресста мән үчүн йәнә бир алаһидә вәзийәт болған. Мән фермадики көлчәктә чөмдүрүлүш мәрәсимидин өттүм.

БӘЙТӘЛДӘ ХИЗМӘТ ҚИЛИШНИ ХАЛИДИМ

1951-жили мәктәпни тамамлиғандин кейин, мән келәчигим һәққидә ойлашни башлидим. Джерри акам Бәйтәлдә хизмәт қилған еди. Мәнму Бәйтәлдә хизмәт қилишни бәкму халиған едим, шуңа илтимас хетини толдуруп, әвәттим. Узун өтмәй, мән Бәйтәлгә чақирилип, 1952-жилниң 10-мартидин тартип шу йәрдә хизмәт қилишни башлидим. Бу Худаға техиму көпирәк хизмәт қилишимға ярдәм бәргән дана қарар болған.

Бәйтәлдә мән басмиханида хизмәт қилип, журналлар вә башқа әдәбиятларни бесип чиқиришқа ярдәм беримән дәп үмүтләнгән едим. Лекин бу үмүтүм орунланмиди. Мән күткүчи болдум вә кейинирәк ашханида хизмәт қилдим. Бу иштин хошаллиқ таптим вә шу йәрдә көп нәрсиләргә үгәндим. Биз новәт билән ишләттуқ, шуңа мән күндизи дәм алаттим. Мән пат-пат Бәйтәлниң китапханисиға берип, шу йәрдики китапларни оқуп шәхсий үгиниш өткүзәттим. Бу мениң етиқадимни вә Йәһва билән болған мунасиветимни күчәйткән еди. Шу чағда Бәйтәлдә мүмкинқәдәр көп вақит хизмәт қилишқа бәл бағлидим. Джерри 1949-жили Бәйтәлдин кетип, Патрисияға өйләнди. Бирақ улар Бруклинда турғанлиқтин, Бәйтәлдә йеңидин хизмәт қилған вақтимда мени қоллиған вә маңа ярдәм бәргән.

Бәйтәлгә кәлгинимдин көп өтмәй, қериндашлар натиқларни издәшкә башлиди. Тизимдики натиқлар Бруклиндин 320 километрчә сәпәр қилип, җамаәтләрдә нутуқ ейтиши вә қериндашлар билән вәз қилиши керәк еди. Мәнму бу тизимға киргүзүлгән едим. Җамаәтләргә сәпәр қилишни башлиғанда, азирақ һодуқтум. Шу жиллири аммивий нутуқлар бир саат давамлашқан. Адәттә мән җамаәтләргә поезд билән бараттим. 1954-жилниң қиши алаһидә есимдә қалди. Йәкшәнбә күни чүштин кейинки вақит болған еди. Мән Нью-Йоркқа поезд билән қайтиватқан едим вә Бәйтәлгә қараңғу чүшмәй йетишим керәк еди. Амма қаттиқ боран башлинип, қар йеғип кәтти. Шуңа поездниң мотори ишлимәй қалди вә мән Нью-Йоркқа пәқәт дүйшәнбә күни әтигән саат бәштә аран йәттим. Кейин Бруклинға метро билән берип, дәрру ашханидики ишимға кириштим. Мән ишқа азирақ кечиктим вә ухлимиғанлиқтин, наһайити һерип қалдим. Бирақ җамаәтләргә хизмәт қилиштин вә көплигән йеңи қериндашлар билән тонушуштин алған хошаллиғим һәммә қийинчилиқлиримдин ешип чүшкән.

Биз WBBR студиясидә программини башлашқа тәйярлиқ қиливатимиз

Бәйтәлдики хизмитимниң дәсләпки жиллири радиостанциямиздә (WBBR) һәр һәптә өткүзүлгән Муқәддәс китапни үгиниш программисиға қатнаштим. Бу радиостанция Колумбия-Хайтс көчисиниң 124-бенаниң иккинчи қәвитидә орунлашқан еди. Бәйтәлдә көп жиллар бойи хизмәт қилған Александр Х. Макмилланму шу программини өткүзүшкә қатнишип турған. Биз уни Мак бурадәр дәп ататтуқ. У көп қийинчилиқларни баштин кәчүрсиму, садиқ болуп қалған вә бизгә охшаш яш бурадәрләргә әҗайип үлгә болған.

Биз адәмләрни WBBR радиосини тиңшашқа чақириш үчүн мәлумат варақчилирини тарқитаттуқ

1958-жили башқа хизмәткә тәйинлинип, Гилиад мәктивини тамамлиған миссионерлар билән хизмәт қилишқа башлидим. Қизғинлиқ билән хизмәт қиливатқан шу қериндашларға визиларни елип, тәйинләнгән дөләтләргә йетивелишқа ярдәм берәттим. Шу вақитларда аэроплан билән учуш бәк қиммәт болған еди, шуниң үчүн миссионерларниң көпинчиси Африка вә Асияға жүк кемиси билән йетәтти. Жиллар өтүпла, аэроплан билетлириниң баһаси чүшкәндә, миссионерларниң көпинчиси тәйинләнгән дөләтлиригә аэроплан билән баридиған болди.

Гилиад мәктивини тамамлиғанларниң дипломлирини тәйярлаватимән

ҖАЙ-ҖАЙЛАРДИКИ КОНГРЕССЛАР

1961-жили Европида хәлиқара конгресслар өтмәкчи еди. Шуниң үчүн 1960-жили шу конгрессларға Қошма Штатлардин баридиған қериндашларға аэропланни иҗаригә елиш иши билән шуғулландим. Мән Германиядики Гамбург шәһиридә өтидиған конгрессқа бардим. Конгресстин кейин Бәйтәлдә хизмәт қиливатқан үч қериндаш билән машинини иҗаригә елип, Германиядин Италиягә берип, Римдики Бәйтәлни зиярәт қилдуқ. Кейин биз Франциягә бардуқ вә Переней тағлири арқилиқ Испаниягә өттуқ. Шу вақитта Испаниядә паалийитимиз мәнъий қилинған еди. Биз Барселонидики қериндашлиримизға соғиға охшитип чирайлиқ қәғәз билән оралған әдәбиятлиримизни бәрдуқ. Бу шунчилик әҗайип учришиш болди! Андин Амстердамға берип, шу йәрдин Нью-Йоркқа қайттуқ.

1963-жили дунияниң җай-җайлирида өтидиған «Мәңгү давамлишидиған хуш хәвәр» намлиқ хәлиқара конгрессларға 583 қериндаш бериши керәк еди. 1962-жили маңа шу қериндашларниң берип-келишини уюштуруш иши тапшурулди. Улар Европа, Асия вә Теч океанниң җәнубий дөләтлиригә, кейин Гавайидики Гонолулу шәһиригә вә әң ахирида Калифорниядики Пасадина шәһиригә бериши керәк еди. Шундақла улар Муқәддәс китапта йезилған вақиәләр йүз бәргән җайларға — Ливан вә Иордания дөләтлирини зиярәт қилмақчи болған. Бизниң бөлүм конгрессқа келидиған меһманларға аэроплан билетлирини елиш, визиларни ясаш вә меһманханиға орунлишишқа ярдәм бәрди.

ЙОЛ ҺӘМРАЙИМ

1963-жил мән үчүн алаһидә болғанлиғиниң йәнә бир сәвәви бар еди. Шу жилниң 29-июнь күни мән Лайла Роджерс билән той қилдим. Уму Миссури штатидин болуп, 1960-жилдин башлап Бәйтәлдә хизмәт қилған. Той қилғинимизға бир һәптә болғанда, Лайла иккимиз дунияниң җай-жайлиридики конгрессларға қатнашмақчи болуп, Греция, Мисир вә Ливанға бардуқ. Бу дөләтләрни зиярәт қилип болғандин кейин биз Иорданиягә атландуқ. Бу йәрдә паалийитимиз мәнъий қилинғанлиқтин, һөкүмәт Йәһва гувачилириға виза бәрмәтти. Шуңа Иорданиядә бизни немә күтиватқанлиғини билмидуқ. Бирақ аэропортта «Қериндашлар, хуш кәпсиләр!» дегән йезиқни тутуп турған бир топ етиқатдашларни көргәндә, биз һаң-таң болуп, наһайити хошал болдуқ! Шуниң билән Ибраһим, Исһақ вә Яқуп пәйғәмбәрләр һаят кәчүргән һәм Әйса вә униң әлчилири вәз қилған җайларни көрүп интайин хурсән болдуқ. Мәсиһниң әгәшкүчилири йәр йүзиниң у четигичә дәл мошу йәрләрдин тарқалған еди (Әлчиләр 13:47).

Лайла 55 жил бойи маңа вәзипилиримни орунлашқа ярдәм берип кәлмәктә. Испания билән Португалиядә паалийитимиз мәнъий қилинған чағда, шу йәрдики җамаәтләрни бирнәччә қетим зиярәт қилдуқ. Шу йәрдики қериндашларға әдәбиятлар вә башқа керәклик нәрсиләрни йәткүзүп, уларға тәсәлли берәттуқ. Һәтта Испанияниң Кадис шәһиридики түрмидә олтарған қериндашлиримизни йоқлашқа пурситимиз болған. Шу қериндашларға нутуқ ейтип, уларға илһам берәлигәнлигимгә бәкму хошал болдум.

1969-жили Джерри вә Патрисия Молохенлар билән «Йәр йүзидики течлиқ» намлиқ конгрессқа маңған йолда

1963-жилдин тартип мән Африка, Австралия, Җәнубий вә Мәркизий Америка, Европа, Асия, Гавайи, Йеңи Зеландия билән Пуэрто-Рикодики хәлиқара конгрессларға баридиған етиқатдашларниң сәпәрлирини уюштурдум. Лайла иккимиз есимиздин мәңгү өчмәс конгрессларға қатнаштуқ. Шу конгрессларниң бири 1989-жили Польшаниң Варшава шәһиридә өткүзүлгән. Конгрессқа Россиядин көплигән қериндашлар кәлгән. Бу улар қатнашқан тунҗа конгресс еди! Шу йәрдә биз Совет Иттипақида етиқади үчүн узун жиллар бойи түрмидә олтарған етиқатдашлиримиз билән учраштуқ.

Мениң йәнә бир вәзипәм, дунияниң җай-җайлиридики Бәйтәл аилилиригә вә миссионерларға зиярәт қилиш болған еди. Ахирқи қетим биз Җәнубий Кореягә сәпәр қилип, Сувон шәһиридә түрмидә олтарған 50 қериндашни көрүп қайттуқ. Бу қериндашлар иҗабий көзқараш көрситип, Йәһваға әркин хизмәт қилалайдиған вақитни тақәтсизлик билән күтүп жүргән еди. Уларни көрүп, биз көп тәсәлли алдуқ (Римлиқларға 1:11, 12).

ӨСҮМНИ КӨРҮП ХОШАЛ БОЛИМӘН

Мән Йәһваниң жиллар давамида Өз хәлқигә мол бәрикәт төккәнлигигә гувачи болдум. 1943-жили чөмдүрүлүш мәрасимидин өткинимдә, пәқәт 100000 җакалиғучи бар еди. Һазир болса 240 дөләттә 8000000дин ошуқ Йәһва гувачилири бар. Мундақ өсүмниң болушиға Гилиад мәктивини тамамлиған миссионерлар чоң үлүшини қошқан. Шу миссионерлар билән хизмәтдаш болғинимға вә уларниң тәйинләнгән йәрлиригә йетишигә ярдәм берәлигинимгә интайин хошалмән.

Яш чеғимда һаятимни Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлап, Бәйтәлгә илтимас хетини әвәткинимгә шунчилик хурсәнмән. Йәһва бу жилларниң һәммисидә мени мол бәрикәтләп кәлгән. Бәйтәлдики хизмитимни һесаплимиғанда, Лайла иккимиз 50 жилдин ошуқ Бруклинда бирнәччә җамаәт билән вәз ишиға қатнишип, көплигән һәқиқий достларни таптуқ. Бу бизгә зор хошаллиқ әта қилған.

Рәпиқәм Лайланиң ярдими билән Бәйтәлдә хизмәт қилишни давамлаштуриватимән. Мән хәтләр билән бағлиқ ишларни қилимән. Һәтта йешим 84тин ашқан болсиму, бу йәрдә давамлиқ ярдәм бериватқиним мени шат-хорам қилиду.

Лайла иккимиз

Йәһваниң әҗайип тәшкилатиниң әзаси болуш немә дегән шан-шәрәп! Шундақла Малаки 3:18дики сөзләрниң растлиғиға көзүмиз йәтмәктә. Бу айәттә мундақ йезилған: «Силәр... һәққанийлар билән рәзилләрни, Худаниң хизмитидә болғанлар билән болмиғанларни пәриқ етәләйсиләр». Растинла, Шәйтанниң дунияси барғансири начарлишиватиду. Адәмләрниң һеч үмүти йоқ вә улар мәнасиз һаят кәчүриду. Бирақ Йәһвани яхши көридиған вә Униңға хизмәт қилидиған кишиләр алаһидә қийин вақитларда яшаватсиму, бәхитлик һаят кәчүрмәктә. Уларниң келәчәккә болған мәһкәм үмүти бар һәм улар башқиларға хуш хәвәрни җакалаш имтиязиға егә! (Мәтта 24:14). Пат арида Худа Падишалиғи рәзил дунияни йоқ қилип, йәрдә җәннәтни орнитиду. Биз шу вақитниң келишигә тәшна! Шу чағда йәр йүзидики һәрбир кишиниң саламәтлиги яхши болуп, адәмләр мәңгү бәхитлик һаят кәчүриду.