Һәқиқәтни үгитиңлар
«Сениң сөзүң һәқиқәттур» (ЙОҺАН 17:17).
НАХШИЛАР: 34, 145
1, 2. а) Әйсаниң һаятида әң муһим иш қандақ болған вә немә үчүн? ә) Худа билән хизмәтдаш болуш үчүн немә қилишимиз керәк?
ӘЙСА МӘСИҺ авал яғашчи, кейин устаз болған (Марк 6:3; Йоһан 13:13). У һәр икки ишни маһирлиқ билән қилған. Яғашчи сүпитидә у яғачтин һәр түрлүк пайдилиқ буюмларни қилишни үгәнгән. Устаз сүпитидә болса, у Язмиларни билгәнлигини қоллинип, аддий адәмләргә Худа Сөзидики һәқиқәтни чүшинишкә ярдәм бәргән (Мәтта 7:28; Луқа 24:32, 45). Әйса 30 яшқа киргәндә, яғашчилиқ ишини қалдурған вә устаз болуш униң һаятидики әң муһим ишқа айланған. Униң ейтишичә, йәргә келиш сәвәплириниң бири — Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәрни җакалаш еди (Мәтта 20:28; Луқа 3:23; 4:43). Әйса вәз ишини һаятида әң биринчи орунға қойған вә башқиларниңму шундақ қилишини халиған (Мәтта 9:35—38).
2 Көпинчимиз яғашчи әмәс, лекин һәммимиз адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзимиз. Бу ишниң әһмийити шунчилик зорки, Худаниң Өзи бу ишқа қатнишиду. Һә, Муқәддәс китапта: «Биз Худаниң хизмәтдашлири»,— дәп йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 3:9; Коринтлиқларға 2-хәт 6:4). Биз «Сениң сөзүң һәқиқәттур» дегән сөзләр билән келишимиз (Йоһан 17:17). Шу сәвәптин, биз вәз қилғанда «һәқиқәт сөзини дурус» йәткүзүшни халаймиз (Тимотийға 2-хәт 2:15ни оқуң). Шуңа Муқәддәс китапни ишлитиш маһаритимизни ашурушқа тиришимиз. Муқәддәс китап — Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә Падишалиқ һәққидә тәлим беришниң асасий қурали. Вәз қилиш ишини яхши атқурушимиз үчүн Йәһваниң тәшкилати бизни башқиму үнүмлүк қураллар билән тәминләйду. Уларниң һәммиси тәлим бериш қураллириға кириду.
3. Вәз хизмитидики мәхситимиз немә болуши керәк вә Әлчиләр 13:48гә мас биринчи новәттә кимләрни издишимиз керәк?
3 Бәлким, сиз бу қураллар немә үчүн «Вәз қилиш қураллири» әмәс, «Тәлим бериш қураллири» дәп атилидиғанлиғиға һәйран болидиғансиз. Сәвәви «вәз қилиш» хуш хәвәрни җакалашни билдүриду, «тәлим бериш» болса, шу хәвәрни чүшәндүрүшни билдүриду. Адәм аңлиған хәвәрни чүшәнсә, бу уни билимигә мас һәрикәт қилишқа дәвәт қилиду. Бу дунияниң ахири йеқинлишиватиду, шуңа аз қалған вақитни адәмләр билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип, һәқиқәтни үгитишкә пайдилинишимиз лазим. Буниң үчүн биз мәңгү һаятни қобул қилишқа майил адәмләрни қизғинлиқ билән издәп, уларға Худаниң хизмәтчиси болушқа ярдәм беришимиз керәк (Әлчиләр 13:44—48ни оқуң).
4. Мәңгү һаятни қобул қилишқа майил адәмләрни қандақ тапалаймиз?
4 Биз мәңгү һаятни қобул қилишқа майил адәмләрни қандақ тапалаймиз? Биринчи әсирдики етиқатчилар мундақ кишиләрни пәқәт вәз қилиш арқилиқ тапалиған. Әйса шагиртлириға: «Қайсила шәһәр яки йезиға кирсәңлар, лайиқ кишиләрни издәп тепиңлар һәм кәткичә шу җайда болуңлар»,— дәп ейтқан (Мәтта 10:11). Бүгүнки күндә бизму шундақ қилишимиз керәк. Әлвәттә, әгәр адәм сәмимий болмиса, Худа һәққидә билишни тамамән халимиса яки тәкәббур болса, у хуш хәвәрни тиңшайду дәп күтмәймиз. Биз сәмимий, кәмтәр вә һәқиқәтни билишни халайдиған адәмләрни издәймиз. Вәз ишини Әйсаниң яғашчилиқ иши билән селиштурушқа болиду. Әйса җиһаз, ишик, боюнтуруқ яки башқа буюмни ясаштин бурун, яхши яғачни тепиши керәк еди. Кейин у қурал-сайманлирини вә қабилийитини ишлитип, жуқуридики нәрсиләрни ясалиған. Дәл шундақ, бизму авал сәмимий адәмләрни тепип, андин уларға шагирт болушқа ярдәм бериш үчүн, қураллиримиз вә қабилийәтлиримизни ишлитишимиз лазим (Мәтта 28:19, 20).
5. Тәлим бериш қураллиримиз һәққидә немә билишимиз керәк? Мисал кәлтүрүң (Мақалиниң бешидики рәсимләргә қараң.).
5 Һәрбир қурал-сайманниң өз мәхсити бар. Мәсилән, Әйса ишләткән қуралларни алайли a (Изаһәткә қараң.). Униңға яғачни өлчәш, бәлгүләш, кесиш, тешиш, шәкилләндүрүш һәм яғачларни өз ара бириктүрүш үчүн қураллар керәк болған. Шуниңға охшаш, һәрбир тәлим бериш қуралиниң өз мәхсити бар. Келиңлар, шу қуралларни қоллиниш усуллирини көрүп чиқайли.
БИЗНИҢ КИМ ЕКӘНЛИГИМИЗНИ КӨРСИТИДИҒАН ҚУРАЛЛАР
6, 7. а) Алақилишиш карточкилири қандақ мәхсәттә чиқирилған? ә) Тәклипнамиләрни немә үчүн ишлитимиз?
6 Алақилишиш карточкилири. Бу қураллар кичик болсиму, наһайити үнүмлүк. Адәмләр улардин бизниң ким екәнлигимизни биләләйду вә бирдин jw.org торбетигә диққәт ағдуралайду. Бу торбәттә адәмләр биз һәққидә көпирәк билип, һәтта Муқәддәс китапни үгинишни илтимас қилалайду. Мошу кәмгичә jw.org торбети арқилиқ 400000дин ошуқ адәм Муқәддәс китапни үгинишни илтимас қилған вә шу илтимасни һәр күни йүзлигән адәмләр толдуриду. Өзүңиз билән бирнәччә алақилишиш карточкисини елип, уларни пайдилинип, сөзләшкән адәмләргә гувалиқ бәрсиңиз болиду.
7 Тәклипнамә. Җамаәт учришишлириға чақириш тәклипнамисидә мундақ йезилған: «Биз сизни Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа тәклип қилимиз». Кейин Муқәддәс китапни «аммивий учришишлиримизда» яки «айрим сиз билән» үгинишкә болидиғанлиғи йезилған. Тәклипнамә бизниң ким екәнлигимизни көрситип, «өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләрни» биз билән Муқәддәс китапни үгинишкә чақириду (Мәтта 5:3). Адәм Муқәддәс китапни үгәнсиму, үгәнмисиму җамаәт учришишлиримизға қатнишалайду. У учришишқа кәлгәндә, Муқәддәс китап һәққидә көп билим елишқа болидиғанлиғини көриду b (Изаһәткә қараң.).
8. Немә үчүн адәм учришишқа бир қетим болсиму келиши муһим? Мисал кәлтүрүң.
8 Адәмләрни җамаәт учришишиға бир қетим болсиму, тәклип қилишимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки учришишқа кәлгәндә, улар бизниң ялған динлардин пәриқлинидиғанлиғимизни, йәни Худани тонуп билишкә ярдәм беридиғанлиғимизни көриду (Йәшая 65:13). Мәсилән, Қошма Штатларда яшайдиған Рэй вә Линда исимлиқ бир әр-аял бу пәриқни бирнәччә жил бурун өз көзи билән көргән. Улар Худаға ишәнгән вә Уни яхширақ билишни халиған. Шуңа, улар шәһиридики һәммә чирколарға берип көрүшни қарар қилған. Улар бирәр чиркониң әзаси болуштин бурун икки нәрсигә диққәт қилмақчи болған еди. Биринчидин, улар чиркода билим елиши лазим. Иккинчидин, чирко әзалириниң кийими Худаға хизмәт қилидиған кишиләргә хас болуши керәк. Һәммә чирколарни тәкшүрүп чиқиш үчүн бирнәччә жил кәтти, чүнки шу шәһәрдә чирколар бәк көп болған. Амма улар издигинини тапалмиған еди. Сәвәви улар һечнәрсигә үгәнмигән вә чирколардикиләр әдәпсиз кийингән. Улар тизимидики һәммә чирколарға берип болған. Шу күни Линда ишқа кәтти вә Рэй өйгә қайтти. Йолда келиветип Рэй Йәһва гувачилириниң Ибадәт өйини көрүп: «Бу йәрниму көрүп чиқай»,— дәп ойлиди. Униң ичигә киргәндә у дәл издигинини тапқан! Ибадәт өйидикиләрниң һәммиси меһрибан вә достанә муамилә қилған. Шундақла улар пакиз вә чирайлиқ кийингән. Рэй биринчи қатарға олтарған вә алған билими униңға бәк яққан! Бу вәзийәт әлчи Паулниң сөзлирини есимизгә салиду. Учришишқа биринчи қетим кәлгән адәм: «Һәқиқәтән Худа силәрниң араңлардекән!»— дәп ейтиши мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 14:23—25). Буниңдин кейин Рэй учришишларға һәр йәкшәнбә күни келидиған болди. Андин у башқиму учришишларға Линда билән келишкә башлиған. Уларниң йеши 70тин ашсиму, улар Муқәддәс китапни үгинип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән.
СӨҺБӘТ БАШЛАШҚА ЯРДӘМ БЕРИДИҒАН ҚУРАЛЛАР
9, 10. а) Варақчиларни ишлитиш немә үчүн асан? ә) «Худаниң һөкүмити барму?» варақчисини қандақ ишлитишкә болиду?
9 Варақчилар. Тәлим бериш қураллириниң арисида сәккиз варақчә бар. Уларни ишлитиш асан вә сөһбәтни башлаш оңай. Дәсләпки варақчилар 2013-жили бесип чиқирилған вә тәхминән бәш миллиард варақчә нәшир қилинған. Бу варақчиларниң һәммиси охшаш, шуңа бирини ишлитишни үгинивалсиңиз, башқиларниму ишлитәләйсиз. Адәмләр билән сөһбәтни башлаш үчүн варақчини қандақ ишләтсиңиз болиду?
10 Бәлким, сиз «Худаниң һөкүмити барму?» дегән варақчини қолланмақчи болдиңиз дәйли. Адәмгә муқавидики соални көрситип, үч җавапниң бирини таллашқа пурсәт бериң. Униң тоғра яки натоғра җавап бәргәнлигини ейтишниң орниға, варақчиниң ичидики «Муқәддәс китапта бу һәққидә немә ейтилиду» дегән соалға диққәт ағдуруп, Даниял 2:44 вә 7:14ни оқуп бериң. Сөһбәтниң ахирида варақчиниң ахирқи бетидики «Худаниң һөкүмити астида һаят қандақ болиду?» дегән соални көрситиң. Бу соалға келәрки қетим кәлгәндә җавап бәрсиңиз болиду. Шу кишигә қайта йолуққанда «Хуш хәвәр» китапчисиниң 7-савиғиға диққәт ағдуруң. Бу китапчә тәтқиқ қилиш дәрисини башлашқа ярдәм беридиған қуралларниң бири.
МУҚӘДДӘС КИТАПҚА ҚИЗИҚИШ ОЙҒИТИДИҒАН ҚУРАЛЛАР
11. Журналлиримиз қандақ мәхсәттә йезилған вә улар һәққидә немини биливелишимиз лазим?
11 Журналлар. «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниңлар!» журналлири дунияда әң кәң тарқалған вә әң көп тилға тәрҗимә қилинған. Уларни һәр түрлүк дөләтләрдики кишиләр оқуғачқа, журналдики темилар һәммисигә қизиқарлиқ болидиғандәк йезилған. Биз мошу журналларни ишлитип, адәмләрниң һаяттики әң муһим нәрсә немә екәнлигини чүшинишигә ярдәм беришимиз керәк. Буниң үчүн, авал қайси журналниң қандақ адәмләр үчүн йезилғанлиғини биливелишимиз лазим.
12. «Ойғиниңлар!» журнали ким үчүн нәшир қилинған вә униң мәхсити немә?
12 «Ойғиниңлар!» журнали Муқәддәс китап һәққидә аз билидиған яки һечнемә билмәйдиған адәмләр үчүн нәшир қилинған. Мундақ адәмләр Муқәддәс китап тәлимлирини тамамән билмәслиги, динға ишәнмәслиги яки Муқәддәс китапниң һаяти үчүн пайдиси йоқ дәп ойлиши мүмкин. Бу журналниң әң муһим мәхсити — адәмләрни Худаниң бар екәнлигигә ишәндүрүш (Римлиқларға 1:20; Ибранийларға 11:6). Буниңдин ташқири, бу журнал оқурмәнләргә Муқәддәс китап «Худа сөзи» екәнлигигә етиқадини мустәһкәмләшкә ярдәм бериду (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13). Мәсилән, 2018-жилиниң «Ойғиниңлар!» (рус) журналлирида мундақ үч мавзу бар: «Бәхитниң ачқучи», «Бәхитлик аилә қурушниң 12 сири» вә «Дәрткә дәрман болуш».
13. а) «Күзитиш мунариниң» аммивий нәшри ким үчүн йезилған? ә) Бу қурални ишләткәндә сиздә қандақ қизиқарлиқ вақиәләр болди?
13 «Күзитиш мунариниң» аммивий нәшри Худаға вә Муқәддәс китапқа һөрмәт билән қарайдиған адәмләргә Муқәддәс китаптики тәлимләрни чүшәндүрүшкә беғишланған. Шундақ кишиләр Муқәддәс китапниң бәзи тәлимлирини билсиму, бирақ уларни ениқ чүшәнмәслиги мүмкин (Римлиқларға 10:2; Тимотийға 1-хәт 2:3, 4). 2018-жили нәшир қилинған журналлар бу үч соалға җавап бериду: «Муқәддәс китапниң бүгүнки күндә әһмийити барму?», «Келәчигимиз қандақ болиду?» вә «Худа бизгә ғәмхорлуқ қиламду?»
ИШ-ҺӘРИКӘТКӘ ДӘВӘТ ҚИЛИДИҒАН ҚУРАЛЛАР
14. а) Тәлим бериш қураллириға киридиған видеолар немә үчүн чиқирилған? ә) Бу видеоларни көрсәткәндә, қандақ қизиқарлиқ вақиәләр билән учраштиңиз?
14 Видеолар. Әйсаниң күнлиридә яғашчилар пәқәт қол қуралларни ишләткән. Амма бүгүнки күндә яғашчилар электр қувити билән ишләйдиған қуралларни, мәсилән, электр һәриси, чақлаш вә бурғилаш машинилирини қоллиниду. Бүгүнки күндә бесип чиқирилған әдәбиятлардин башқа, адәмләргә вәз қилиш үчүн әҗайип видеолиримиз бар. Уларниң төрти тәлим бериш қураллириға кириду: «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?», «Муқәддәс китапни оқуп-үгиниш қандақ өткүзилиду?», «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» вә «Йәһва гувачилири дегән кимләр?» Бәзи видеоларни дәсләпки йолуқушта, башқилирини болса, қайта йолуқушта қоллинишқа болиду. Бу видеолар тәлим беришниң әҗайип қураллири, сәвәви улар адәмләрни Муқәддәс китапни үгинишкә вә учришишлиримизға келишкә дәвәт қилиду.
15. Адәмгә ана тилидики видео қандақ тәсир қилиши мүмкин? Мисалларни кәлтүрүң.
15 Мәсилән, бир қериндишимиз Микронезиядин көчүп кәлгән аялға униң ана тили болған яп тилида «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?» намлиқ видеони көрсәткән. Видео башланғанда һелиқи аял: «Бу мениң ана тилимғу! Ишәнмәйватимән, бу киши мениң тилимда сөзләватиду. Тәләппузиға қариғанда у бизниң аралдин чиққан»,— дәп ейтқан. Кейин у jw.org торбетидин ана тилидики һәммә нәширләрни оқуп, видеоларни көрүп чиқидиғанлиғини ейтти (Әлчиләр 2:8, 11ни селиштуруң). Башқа бир мисал Қошма Штатлардики қериндишимиз башқа қуруқлуқта яшайдиған җийәнигә дәл шу видеониң уланмисини әвәткән. У видеони көрүп, мундақ дәп язған: «Бу дуния Шәйтанниң һөкүми астида болуватқанлиғини көргиним жүригимни тәврәтти. Шуңа мән Муқәддәс китапни үгинишни соридим». Бу вақиә алаһидә қизиқарлиқ, чүнки қериндишимизниң җийәни паалийитимиз чәкләнгән дөләттә яшайду.
ҺӘҚИҚӘТНИ ҮГИТИДИҒАН ҚУРАЛЛАР
16. Мошу китапчиларниң мәхситини чүшәндүрүп бериң: а) «Худаниң Сөзигә қулақ селип мәңгү яшаң!» ә) «Худадин кәлгән хуш хәвәр!» б) «Бүгүнки күндә Йәһваниң ирадисини ким орунлаватиду?»
16 Китапчилар. Яхши оқалмайдиған яки ана тилида әдәбият болмиған адәмләргә һәқиқәтни қандақ йәткүзәләймиз? Биз «Худаниң Сөзигә қулақ селип мәңгү яшаң!» дегән китапчини қоллиналаймиз. «Худадин кәлгән хуш хәвәр!» — адәмләр билән Муқәддәс китапни үгинишни башлаш үчүн әҗайип қурал. Адәмгә китапчиниң ахирқи бетидики он төрт савақни көрситип, уларниң қайсиси көпирәк қизиқтуридиғанлиғини сорисиңиз болиду. Кейин у таллиған савақни ечип униң билән үгинишни башлалайсиз. Буни қайта йолуқушта ишлитип көрдиңизму? Бизниң тәлим бериш қураллиримизниң ичигә «Бүгүнки күндә Йәһваниң ирадисини ким орунлаватиду?» дегән китапчә кириду. Бу китапчиниң мәхсити — адәмләрни тәшкилатимиз билән тонуштуруш. Уни тәтқиқ дәрисидә ишлитишни үгиниш үчүн, 2017-жилниң «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимизниң» март ейидики саниға қараң.
17. а) Тәтқиқ қилиш үчүн бу икки китапниң мәхсити қандақ? ә) Адәм чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән болсиму, немә қилиш керәк вә немә үчүн?
17 Китаплар. Китапчини тәтқиқ қилишни башлиғандин кейин, халиған вақитта «Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?» намлиқ китапқа көчсиңиз болиду. Бу қурал адәмгә Муқәддәс китапниң асасий тәлимлирини яхширақ чүшинишкә ярдәм бериду. Әгәр үгәнгүчи роһий җәһәттин өсүшкә башлиса, бу китапни түгәткәндин кейин, «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавини башлисиңиз болиду. Бу китаптин үгәнгүчи Муқәддәс китап принциплирини өз күндилик турмушида ишлитишни үгиниду. Есиңиздә болсун, адәм чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән болсиму, бу икки китапни ахириғичә тәтқиқ қилиши керәк. Шундақ қилиш үгәнгүчигә Йәһваға болған етиқатни мустәһкәмләшкә вә Униңға садиқ болуп қелишқа ярдәм бериду (Колосилиқларға 2:6, 7ни оқуң).
18. а) Тимотийға 1-хәт 4:16гә бенаән һәқиқәтни үгитиш үчүн немә қилишимиз керәк вә буниң нәтиҗиси қандақ болуши мүмкин? ә) Тәлим бериш қураллирини ишләткәндә, мәхситимиз қандақ болуши керәк?
18 Йәһва гувачилири сүпитидә биз адәмләрни мәңгү һаятқа йетәкләйдиған «хуш хәвәрниң һәқиқәт сөзлиригә» үгитишимиз керәк (Колосилиқларға 1:5; Тимотийға 1-хәт 4:16ни оқуң). Буни қилишқа ярдәм беридиған тәлим бериш қураллиримиз бар (« Тәлим бериш қураллири» намлиқ рамкиға қараң). Бу қуралларни маһирлиқ билән қоллинайли. Һәрбиримиз қайси чағда қайси қурални ишлитишни өзүмиз қарар қилалаймиз. Лекин бизниң мәхситимиз — һәқиқәтни қобул қилишқа майил сәмимий вә кәмтәр адәмләргә Әйсаниң шагирти болушқа ярдәм бериш (Әлчиләр 13:48; Мәтта 28:19, 20).
a 2010-жилниң «Күзитиш мунари» (рус) журналиниң 1-август санидики «Яғашчи» намлиқ мақалә вә «Яғашчиниң қурал-сайманлири» дегән рамкиға қараң.
b Алақилишиш карточкилирини вә тәклипнамиләрни ишлитишкә бағлиқ йәрлик қанунларни нәзәрдә тутуң. Бу һәққидә ақсақаллардин сорисиңиз болиду.