Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

44-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Пәрзәнтлириңиз чоң болғанда Худаға хизмәт қиламду?

Пәрзәнтлириңиз чоң болғанда Худаға хизмәт қиламду?

«Әйса өсүп, техиму дана болуп, Худаниң вә инсанларниң көз алдида техиму мол илтипатқа еришти» (ЛУҚА 2:52).

41-НАХША Йәһваға яш вақтиңдин хизмәт қил!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Һәрким қандақ әң яхши қарар чиқириши мүмкин?

 ПАТ-ПАТ ата-аниларниң қилған қарари узун вақит балилириниң қәлбигә тәсир қилиду. Әгәр ата-анилар натоғра қарарларни чиқарса, улар балиларниң қийинчилиқлири пәйда болушиға сәвәп болуши мүмкин. Лекин улар дана қарарларни чиқарса, балилириниң бәхитлик қанаәтлинәрлик турмуш кәчүрүшигә ярдәм бериду. Әлвәттә, балиларму чоқум тоғра қарарларни чиқириши керәк. Һәрким чиқаралайдиған әң яхши қарар — асмандики көйүмчан Атиға хизмәт қилиш (Зәб. 73:28).

2. Әйса вә униң ата-аниси қандақ тоғра қарар чиқарған?

2 Әйсаниң ата-аниси балилириниң Йәһва Худаға хизмәт қилишиға ярдәм беришкә бәл бағлиған. Уларниң қилған қарари һаятидики әң муһим мәхсәтниң Йәһваға хизмәт қилиш екәнлигини дәлиллигән еди (Луқа 2:40, 41, 52). Әйса чиқарған қарарму Йәһваниң ирадисини орунлишиға ярдәм бәргән (Мәт. 4:1—10). Әйса өсүп меһрибан, садиқ һәм җасур адәм болған. Һәрқандақ Йәһва Худани яхши көридиған ата-анилар өзлириниң Әйсаға охшаш балиси болса, униңдин пәхирлинип, мәмнун болмай қалмайду.

3. Бу мақалидә қандақ соалларға җавап тапимиз?

3 Бу мақалидә, мундақ соалларға җавап тапимиз: Әйса үчүн Йәһва Худа қандақ яхши қарар чиқарған? Йәһва гувачилири болған ата-анилар, Әйсаниң ата-аниси чиқарған қараридин немиләрни үгинәләйду? Яш Йәһва гувачилири Әйса чиқарған қараридин немиләрни үгинәләйду?

ЙӘҺВА ХУДАНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

4. Йәһва Худа Өз Оғли үчүн қандақ ата-анини таллиған?

4 Әйса үчүн Йәһва Худа әҗайип яхши ата-анини таллиған (Мәт. 1:18—23; Луқа 1:26—38). Муқәддәс китапта йезилған Мәрийәмниң сәмимий сөзлири Йәһваға вә Униң Сөзигә болған чоңқур меһир-муһәббитини көрситип бериду (Луқа 1:46—55). Йүсүпниң Йәһва көрсәткән йол-йоруқ бойичә иш тутуши униң Худадин әйминидиғанлиғини вә Уни хурсән қилишини халайдиғанлиғини көрситиду (Мәт. 1:24).

5, 6. Йәһва Худа Өз Оғлиниң немиләрни һис қилишиға йол бәргән?

5 Байқиған болсиңиз, Йәһва Худа Әйса үчүн бай ата-анини таллимиған. Әйса туғулғандин кейин Йүсүп билән Мәрийәмниң әкәлгән қурбанлиғи уларниң кәмбәғәл екәнлигини көрситиду (Луқа 2:24). Бәлким, Йүсүпниң Насирәдики өйиниң қешида кичик дукини болған, шу йәрдә у яғашчи болуп ишлигән. Бу аилидә аз дегәндиму, йәттә бала болғач, уларниң аилиси бәкму аддий-саддә күн өткүзгән (Мәт. 13:55, 56).

6 Йәһва бәзи хейим-хәтәрдин Әйсани қоғдиған, бирақ барлиқ қийинчилиқлардин әмәс (Мәт. 2:13—15). Мәсилән, униң бәзи уруқ-туққанлири униңға ишәнмигән. Әйсаниң туққанлири арисидики бәзиләр униң Мәсиһ екәнлигигә ишәнмигәнлиги уни қанчилик үмүтсизләндүргәнлигини тәсәввур қилип көрүң (Марк 3:21; Йоһ. 7:5). Шуниңдәк йәнә, Әйсаға Йүсүпниң, йәни өгәй дадисиниң өлүми еғир кәлгән болуши мүмкин. Йүсүп өлүп кәткәндә, Әйса тунҗа оғул болғачқа, аилиниң егилигини өз қолиға елишқа тоғра кәлгән (Марк 6:3). Әйса чоңирақ болғанда, у аписи вә қериндашлириға қандақ ғәмхорлуқ қилишни үгәнгән. У аилини пул вә керәклик нәрсиләр билән қамдаш үчүн көп тәр төкүп әмәгәк қилишқа тоғра кәлгән. Шуңа у әтигәндин кәч киргичә җапалиқ ишләш кишини қанчилик чарчитидиғанлиғини яхши билгән.

Ата-анилар, балилириңларға Муқәддәс китаптин нәсиһәт издәшни үгитип, һаятида дуч келидиған қийинчилиқлириға тәйярлаңлар (7-абзацқа қараң) c

7. а) Балилиқ болушни халайдиған әр-аялларға қандақ соаллар ярдәм бериду? ә) Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—6 айәтләр ата-аниларниң балилирини тәрбийилишигә қандақ ярдәм бериду?

7 Әгәр силәр той қилип, балилиқ болушни яхши көрсәңлар, өз-өзүңлардин сораңлар: «Биз Йүсүп билән Мәрийәмгә охшаш йеңидин туғулған боваққа ғәмхорлуқ қилалайдиған кичик пеил, роһий тәрәптин йетилгән адәмләрму?» (Зәб. 127:3, 4) Әгәр сиз аллиқачан балилиқ болсиңиз өзүңиздин мундақ сораң: «Мән балилиримға әмгәк сөйәр болушни үгитиватимәнму?» (Вәз 3:12, 13). Балилиримни Шәйтанниң дуниясида дуч келидиған роһий вә җисманий хейим-хәтәрликләрдин қоғдаш үчүн қолумдин кәлгәнниң һәммисини қиливатимәнму? (Пәнд н. 22:3). Сиз балилириңизни бешиға чүшкән барлиқ қийинчилиқлардин қоғдалмайсиз. Бу мүмкин әмәс. Бирақ сиз меһир-муһәббәт билән уларни Муқәддәс китапниң нәсиһәт сөзлирини қандақ әмәлий ишлитишни үгитиш арқилиқ, уларни аста-аста турмуштики түрлүк қийинчилиқлириға тәйярлалайсиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—6ни оқуң). Мәсилән, аилиңиздикиләрниң бири Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтатқанда, балилириңизға Муқәддәс китаптин Худаға садиқ болуп қелишниң қанчилик муһим екәнлигини көрситишиңиз зөрүр (Зәб. 31:23). Әгәр йеқинлиримиз өлүп кәтсә, Муқәддәс китаптин балилириңизға қайғу-һәсрәтләрдин йәңгиллитип, көңлигә тәсәлли беридиған айәтләрни көрситиң (Кор. 2-х. 1:3, 4; Тим. 2-х. 3:16).

ЙҮСҮП БИЛӘН МӘРИЙӘМНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

8. Қанун шәрһи 6:6, 7-айәтләргә асасән, Йүсүп билән Мәрийәм немә қилиш керәк еди?

8 Йүсүп билән Мәрийәм Йәһва Худаниң ата-аниларға бәргән йол-йоруғи бойичә, Әйсани өстүрүп, униң Худаниң мақуллишиға еришкән адәм болушиға ярдәм бәргән (Қанун шәрһи 6:6, 7ни оқуң). Йүсүп билән Мәрийәм Йәһва Худани чин жүригидин яхши көргәчкә, улар балилириниң жүригидә шундақ меһир-муһәббәтни чоңқур йилтиз тартқузушни биринчи орунға қойған.

9. Йүсүп билән Мәрийәм қандақ муһим қарарни чиқарған?

9 Йүсүп аилисиниң роһий җәһәттин өсүшигә ярдәм бериш үчүн балилири билән бирликтә Йәһваға ибадәт қилишни қарар қилған. Уларниң һәр һәптә Нәсирәдики синагогиға жиғилиши вә һәр жили Йерусалимға Өтүп кетиш һейти өткүзүш үчүн барғанлиғи шәк-шүбһисиздур (Луқа 2:41; 4:16). Бәлким, Йүсүп вә Мәрийәм аилиси билән Йерусалимға маңған сәпәр үстидә, Язмиларда тилға елинған җайлардин өтүп кетиватқанда, Әйсаға вә башқа балилириға Йәһва Худаниң хәлқи һәққидики тарихий вақиәләрни сөзләп бәргән. Аилидә җан сани көпәйгәнсири, Йүсүп билән Мәрийәмниң тәртиплик һалда Йәһваға ибадәт қилиши чоқум асанға чүшмигән. Бирақ уларниң тиришчанлиғи мукапатсиз қалмиған. Улар Йәһва Худаға ибадәт қилишни биринчи орунға қойғачқа, уларниң аилиси Йәһва билән йеқин мунасивәттә болған.

10. Худадин әйминидиған ата-анилар Йүсүп билән Мәрийәмниң үлгисидин қандақ савақ алалайду?

10 Худадин әйминидиған ата-анилар Йүсүп билән Мәрийәмниң үлгисидин қандақ савақ алалайду? Әң муһими, Йәһва Худани яхши көридиғанлиғиңизни жүрүш-туруш вә гәп-сөзлириңиз билән көрситиш арқилиқ балилириңизни үгитиң. Сиз балилириңизға берәләйдиған әң яхши соға — уларниң Йәһва Худани яхши көрүшини үгинишигә ярдәм бериштур. Әң муһим савақларниң бири — уларниң Муқәддәс китапни үгиниш, дуа қилиш, учришишларға бериш вә вәз хизмәткә қатнишиш үчүн яхши бир роһий ишлар җәдвили түзүп, униңға қандақ әмәл қилишни үгитиштур (Тим. 1-х. 6:6). Әлвәттә, сиз балилириңизни маддий җәһәттики еһтияҗлирини тәминлишиңиз керәк (Тим. 1-х. 5:8). Есиңиздә болсунки, маддий нәрсиләр әмәс, бәлки Йәһва Худа билән болған йеқин мунасивәт балилириңизниң Шәйтанниң түзүми вәйран қилинғанда аман қелиши вә Худаниң йеңи дуниясиға киришигә ярдәм бериду (Әзәк. 7:19; Тим. 1-х. 4:8).

Ата-аниларниң яхши қарар чиқириши балилириниң Йәһва Худаға йеқин болушиға ярдәм бериватқанлиғини көрүш кишини бәкму хошал қилиду! (11-абзацқа қараң) d

11. а) Тимотийға 1-хәт 6:17—19 айәтләрдики нәсиһәт ата-анилар балиларни чоң қиливатқанда, тоғра қарарларни чиқиришиға қандақ ярдәм бериду? ә) Аиләңлар қандақ мәхсәтләрни қойса болиду вә бу қандақ бәрикәтләргә ериштүрәләйду? (« Қандақ мәхсәтләргә йетишкә интилисиз?» дегән рамкиға қараң.)

11 Ата-аниларниң яхши қарар чиқириши балилириниң Йәһва Худаға йеқин болушиға ярдәм бериватқанлиғини көрүш кишини бәкму хошал қилиду! Улар бирликтә дайим Худаға хизмәт қилиду вә җамаәт учришишларға, конгрессларға қатнишиду. Улар биргә хуш хәвәр һәққидә вәз қилиду. Бәзи аилиләр аз вәз қилинған территорияләргә бариду. Йәнә бәзи аилиләр Бәйтәлни зиярәт қилишқа бариду яки Йәһваниң тәшкилатиниң қурулуш ишлириға қатнишиду. Шундақ қарарларни чиқарған аилиләр чоқум ихтисадий җәһәттин қурбанлиқларни берип, бәзи қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин. Лекин Йәһва Худа уларниң бәргән қурбанлиқлири үчүн мол бәрикәтләйду (Тимотийға 1-хәт 6:17—19ни оқуң). Адәттә, шундақ аилиләрдә тәлим-тәрбийә алған бала яхши адәтләрни йетилдүрүшни давамлаштуриду вә чоң болғанда ата-анисидин алған тәрбийисигә пушайман қилмайду! b (Пәнд н. 10:22).

ӘЙСАНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

12. Әйса чоң болғанда немә қилиши керәк еди?

12 Әйсаниң Асмандики Атиси һәрдайим тоғра қарар чиқириду вә униң йәр-йүзидики ата-анисиму дана қарар чиқарған. Амма Әйса чоң болғанда, өз алдиға қарар чиқарған (Гал. 6:5). Һәммимизгә охшаш, униңму таллаш әркинлиги соғисиға егә болған. Әйса өзиниң мәнпийитини көзләләтти. Лекин у Йәһва Худа билән яхши мунасивәттә болушни қарар қилған (Йоһ. 8:29). Бүгүнки күндә, униң үлгиси яшларға қандақ ярдәм берәләйду?

Яшлар, ата-анаңларниң нәсиһитини рәт қилмаңлар (13-абзацқа қараң) e

13. Әйса балилиқ чеғида қандақ муһим қарар қилған?

13 Әйса балилиқ чеғида ата-анисиға бойсунушни таллиған. Әйса ата-анисиға қариғанда, өзиниң билими көпирәк екәнлигини чүшәнсиму, уларниң сөзидин чиқмиған. Әксинчә у һәрқандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти (Луқа 2:51). Шәк-шүбһисизки, Әйса өйдә балиларниң чоңи болғанлиқтин, у тегишлик вәзипини өз үстигә алған. Әлвәттә, у өз аилисини беқиши үчүн уни беқип чоң қилған дадисидин яғашчилиқни үгинип, тәр төкүп җапалиқ әмгәк қилған.

14. Әйса Язмиларни яхши тәтқиқ қилғанлиғини нәдин билимиз?

14 Әйсаниң ата-аниси униңға мөҗүзилик туғулуши вә у тоғрисида Худаниң пәриштилири немә дегәнлигини ейтип бәргән болуши мүмкин (Луқа 2:8—19, 25—38). Бирақ Әйса аңлапла қоймай, өз алдиға Язмиларни тәтқиқ қилған. Әйса Язмиларни яхши тәтқиқ қилғанлиғини нәдин билимиз? Әйса техи бала чеғида, Йерусалимдики устазлар «униң әқлигә вә җаваплириға һаң-таң» қалғанлиғидин билимиз (Луқа 2:46, 47). Әйса 12 йешиғичә Худа Сөзни шунчилик тәтқиқ қилғанки, Йәһва униң Атиси екәнлигигә көзи йәткән (Луқа 2:42, 43, 49).

15. Әйса Йәһваниң ирадисини орунлашни таллиғанлиғини қандақ көрсәткән?

15 Әйса Атиси Йәһвани өзидин немә қилишини күтидиғанлиғини билгәндә, у Йәһваниң ирадисини орунлашни таллиған (Йоһ. 6:38). Уни көплигән адәмләр өч көридиғанлиғини билгән. Буниңға қаримастин, Әйса Йәһва Худаға бойсунушни қарар қилған. Милади 29-жили Әйса чөмдүрүлүштин өткәндә, у Йәһва Худаниң тәләп қилғанлириға диққитини қаратқан (Ибр. 10:5—7). У азап түвригигә миқланғанда, Атисиниң ирадисини орунлашни қәтъий давамлаштурушни қарар қилған (Йоһ. 19:30).

16. Балилар Әйсаниң мисалидин қандақ савақ алалайду?

16 Ата-аниңизға бойсунуң. Йүсүп билән Мәрийәмгә охшаш, ата-аниңизму намукәммәл. Амма Йәһва Худа сизгә һимайә қилиш вә тәлим-тәрбийә бериш үчүн ата-аниңизни тәйинлиди. Әгәр уларниң мәслиһитигә қулақ селип, һоқуқини һөрмәтлисиңиз, сизгә яхши болиду (Әфәс. 6:1—4).

17. Йәшуа 24:15-айәткә асасән, яшлар қандақ қарар қилиши керәк?

17 Кимгә хизмәт қилишни қарар қилиң. Сиз Йәһва ким, Униң мәхсити вә ирадиси сизниң һаятиңиз билән қандақ бағлинишлиқ екәнлигигә көз йәткүзүң (Рим. 12:2). Шу чағда һаятиңизда Йәһва Худаға хизмәт қилиш әң муһим қарарини чиқиралайсиз (Йәшуа 24:15ни оқуң; Вәз 12:1). Әгәр Муқәддәс китапни дайим оқуп-тәтқиқ қилсиңиз, сизниң Йәһваға болған меһир-муһәббитиңиз вә ишәнчиңиз техиму күчийиду.

18. Яшлар қандақ қарар қилиши керәк вә нәтиҗиси қандақ болиду?

18 Йәһваниң ирадисини һаятиңизда биринчи орунға қоюң. Шәйтанниң дунияси қабилийәтлириңизни өз мәнпәитиңиз үчүн қоллансиңиз бәхитлик болисиз, дәп вәдә қилиду. Әмәлийәттә болса, байлиққа қизиқип кәткәнләр өзлирини «нурғун дәрт-азаплар билән» санчийду (Тим. 1-х. 6:9, 10). Лекин Йәһва Худаниң сөзлиригә қулақ селип, һаятиңизда Униң ирадисини биринчи орунға қойсиңиз, даналиқ билән иш тутуп, шат-хорам турмуш кәчүрисиз (Йәшуа 1:8).

НЕМӘ ҚИЛИШНИ ҚАРАР ҚИЛИСИЗ?

19. Ата-анилар немиләрни әстә тутуши керәк?

19 Ата-анилар, имканийитиңларниң баричә балилириңларниң Йәһваға хизмәт қилишиға ярдәм бериңлар. Худаға тайиниңлар һәм У силәрниң дана қарар чиқиришиңларға ярдәм бериду (Пәнд н. 3:5, 6). Есиңларда болсунки, балилириңларға силәрниң сөзлириңлар әмәс, иш-һәрикәтлириңлар көпирәк тәсир қилиду. Шуңа балиларниң Йәһваниң мақуллишиға еришиши үчүн әң яхши пурсәткә егә қилидиған қарарларни қилиңлар.

20. Яшлар Йәһва Худаға хизмәт қилишни таллиса, қандақ бәрикәтләргә еришәләйду?

20 Яшлар, һаятиңларда дана қарарларни чиқиришқа ата-анаңлар ярдәм берәләйду. Бирақ Йәһваниң мақуллишиға еришиш-еришмәслик өзүңларға бағлиқ. Шу сәвәптин Әйсани үлгә қилип, Асмандики көйүмчан Атаңларға хизмәт қилишни таллаңлар. Шундақ қилсаңлар, һазирниң өзидә зерикмәйдиған, әһмийәтлик вә шат-хорам һаят кәчүрәләйсиләр (Тим. 1-х. 4:16). Келәчәктиму бәхитлик әң гөзәл һаяттин һузур алалайсиләр!

32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!

a Худаниң хизмәтчилири болған ата-анилар балилири чоң болғанда, уларниң Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилишини халайду. Балилириниң Худаға хизмәт қилиши үчүн ата-анилар немә қилиши керәк? Яш Йәһва гувачилири һаятида һәқиқий мувәппәқийәт қазиниши үчүн немә қилиши керәк? Бу мақалидә, мошу соалларға җавап тапалаймиз.

b «Ойғиниңлар!» журналиниң (рус) 2011-жил, октябрь сани 20-бәттики «Силәрдәк дунияда яхши ата-ана йоқ» намлиқ рамкиға вә «Ойғиниңлар!» журналиниң (рус) 1999-жил, 8-март сани 25-бәттики «Ата-анилар үчүн алаһидә хәт» намлиқ мақалигә қараң.

c СҮРӘТТӘ: Мәрийәм яш Әйсаниң қәлбигә Йәһваға болған чоңқур меһир-муһәббәтни йилтиз тартқузған. Бүгүнки күндә аниларму балилириниң қәлбигә Йәһваға болған чоңқур меһир-муһәббәтни йилтиз тартқузалайду.

d СҮРӘТТӘ: Йүсүп чоқум аилиси билән синагогиға беришни адәткә айландурған. Бүгүнки күндә атиларму аилиси билән җамаәт учришишлириға беришни адәткә айландуралайду.

e СҮРӘТТӘ: Әйса дадисидин һүнәрләрни үгәнгән. Бүгүнки күндә яшларму дадилиридин һүнәрләрни үгинәләйду.