Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

41-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Үгәнгүчиниң роһий җәһәттин өсүшигә қандақ ярдәм берәләйсиз? Биринчи қисми

Үгәнгүчиниң роһий җәһәттин өсүшигә қандақ ярдәм берәләйсиз? Биринчи қисми

«Биз хизмәткарлар тәрипидин йезилған Мәсиһниң хети екәнлигимиз ениқ көрүнүп туриду» (КОР. 2-Х. 3:3, ЙД).

40-НАХША Авал Худа Падишалиғини издә!

БУ МАҚАЛИДӘ a

Җамаитиңиздә бирси чөмдүрүлүштин өтсә, сиз өзүңизни қандақ һис қилисиз? (1-абзацқа қараң)

1. Коринтлиқларға 2-хәт 3:1—3 айәтләр башқиларни үгитиш вә уларниң чөмдүрүлүштин өткәнлигини көрүш, бу Йәһва Худаниң бебаһа соғити екәнлигини чүшинишкә қандақ ярдәм бериду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

 ҖАМАИТИҢИЗДӘ бирси чөмдүрүлүштин өтсә, сиз өзүңизни қандақ һис қилисиз? Әлвәттә, бу көңлүңизни бәкму хошал қилиду (Мәт. 28:19). Әгәр сиз шу адәм билән үгиниш қилип, униң чөмдүрүлүш мәрасимидин өткинини өз көзиңиз билән көргән болсиңиз, сиз қанчилик хошал болисиз,-һә! (Сал. 1-х. 2:19, 20) Йеңидин чөмдүрүлүштин өткән шагиртлар пәқәт үгәткүчиләргила әмәс, җамаәтниң һәммиси үчүн йезилған яхши тонуштуруш хети болиду (Коринтлиқларға 2-хәт 3:1—3ни оқуң).

2. а) Қандақ муһим соални көрүп чиқишимиз керәк вә немә үчүн? ә) Муқәддәс китап үгиниш дегән немә? (Изаһәткә қараң.)

2 Алдинқи төрт жилда, дуния йүзи бойичә һәр айда тәхминән 10000000 Муқәддәс китап үгиниши b өткүзүлгәнлиги һәққидә мәлумат берилди. Шу жилларда, оттуричә һесапта һәр жили 280000дин көпирәк адәм Йәһва гувачиси вә Әйсаниң йеңи шагиртлири сүпитидә чөмдүрүлүштин өткән. Миллионлиған Муқәддәс китап үгәнгүчиләрниң чөмдүрүлүштин өтүшигә қандақ ярдәм берәләймиз? Йәһва Худа адәмләргә Униң гувачилири болушиға сәвирчанлиқ билән пурсәт бериватиду. Шу сәвәптин биз уларниң мүмкинқәдәр чапсанирақ чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бериш үчүн қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилимиз. Вақит атқан оқтәк тез өтүп кетиватиду! (Кор. 1-х. 7:29а; Пет. 1-х. 4:7)

3. Бу мақалидә Муқәддәс китап үгиниш һәққидә немини көрүп чиқимиз?

3 Шагирт тәйярлаш иши шунчә муһимки, һәтта Рәһбәрлик кеңәш Бәйтәлләрдин буниң үчүн қериндашларниң немә қилалайдиғанлиғини сориған. Мошу вә кейинки мақалиләрдә биз тәҗрибилик пионерлар, миссионерлар вә наһийилик назарәтчиләрдин немини үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз c (Пәнд н. 11:14; 15:22). Улар Муқәддәс китаптин тәлим бәргүчиләр вә үгәнгүчиләрниң үгиниши муваппәқийәтлик болуши үчүн немә қилиш керәклигини чүшәндүрүп бериду. Бу мақалидә, биз һәрбир үгәнгүчиниң чөмдүрүлүшкә қәдәм бесиши үчүн қандақ бәш нәрсини қилиш керәклигини муһакимә қилимиз.

ҺӘР ҺӘПТИДӘ ӨТИДИҒАН ҮГИНИШ

Үгәнгүчидин бир йәрдә олтуруп, үгинишни өткүзүшни сораң (4—6 абзацларға қараң)

4. Ишик алдида өткүзүлидиған үгиниш һәққидә немини чүшинишимиз керәк?

4 Нурғун қериндашлиримиз адәмләр билән Муқәддәс китап үгинишни уларниң ишигиниң алдида өткүзиватиду. Гәрчә уларниң Муқәддәс китапқа болған қизиқишини ойғитишниң башлиниши яхши болсиму, адәттә бундақ үгинишләр қисқа өтиду, һәтта һәр һәптидә өткүзүлмәслиги мүмкин. Бәзи қериндашлар адәмләрниң қизиқишини техиму ашуруш үчүн уларниң телефон номерини сорайду, кейин уларға қайта йолуқушниң арилиғида, Муқәддәс китаптики бәзи ой-пикирләрни қисқа учур арқилиқ әвәтиду. Бундақ анда-санда муһакимиләр бирқанчә айлар давам қилсиму, бирақ улар нәтиҗисиз болуши мүмкин. Қизиққучи Муқәддәс китап үгинишкә көпирәк вақти вә күч чиқармиса, у растинла өзини Худаға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтәләмду? Бу мүмкин әмәс.

5. Луқа 14:27—33 айәтләрдә, Әйса шагирт тәйярлаш ишида немә бизгә ярдәм берәләйдиғанлиғини тәкитлигән?

5 Бир қетим Әйса тәмсил арқилиқ униң әгәшкүчиси болуш үчүн немә қилиш керәклигини чүшәндүргән. Әйса мунар салмақчи болған адәм вә урушқа чиқмақчи болған бир падиша һәққидә мисалларни кәлтүргән. У мундақ дәп ейтқан, мунар салғучи ишини ахириға чиқириш үчүн «балдур олтирип..., барлиқ хираҗитини һесаплап» чиқиши керәк вә падиша униңға қарши чиққанлар билән җәң қилиштин бурун, уларни йеңивалаламду яки йеңилип қаламду дәп, «авал олтирип... башқилири билән мәслиһәт» қилиши лазим (Луқа 14:27—33ни оқуң). Буниңға охшаш, Әйса шуни ениқ билгәнки, бир киши униң шагирти болушни халиса, у киши әгәшкүчи болуш немини өз ичигә алидиғанлиғи һәққидә пухта ойлиниши керәк. Шу сәвәп, биз үгәнгүчиләрни һәр һәптидә биз билән биллә тәтқиқ үгинишни өткүзүшкә дәвәт қилишимиз керәк. Буни қандақ қилалаймиз?

6. Биз үнүмлүк үгиниш өткүзүш үчүн немә қилишқа урунуп көрүшимиз керәк?

6 Ишик алдида өткүзилидиған үгинишниң вақтини узартиштин башлаң. Бәлким сиз һәр қетим кәлгәндә, Муқәддәс китаптин йәнә бир-икки айәтни қошуп муһакимә қилиң. Өй егиси билән узағирақ сөзлишиш адәткә айланғанда, униңдин бир йәрдә олтуруп, муһакимә өткүзүшни сораң. У шуниңға келишсә, Муқәддәс китап үгиниш униң үчүн муһим екәнлигини көрситиду. Шу кишиниң роһий җәһәттин чапсанирақ өсүши үчүн, һәтта униңдин һәптидә икки қетим үгиниш өткүзүшни сорап көрүң. Амма һәр һәптидә бир яки икки қетим үгиниш өткүзүш йетәрлик әмәс, йәнә көпирәк нәрсини қилиш керәк.

АДӘМ БИЛӘН ҮГИНИШ ӨТКҮЗИШТИҢ АВАЛ ТӘЙЯРЛИҚ ҚИЛИҢ

Һәрбир үгинишкә яхши тәйярлиқ қилиң вә қандақ тәйярлиниш керәклигини көрситиң (7—9 абзацларға қараң)

7. Үгәткүчи һәрбир үгинишкә қандақ яхши тәйярлиқ қилалайду?

7 Сиз үгәткүчи сүпитидә, һәрбир үгинишкә яхши тәйярлинишиңиз лазим. Сиз шундақ башлисиңиз болиду: муһакимә қилидиған мавзуни оқуп, кәлтүрүлгән айәтләрни қарап чиқиң. Муһим ойларни әстә тутуң. Дәрисниң мавзуси, кичик мавзулар, кәлтүрүлгән соаллар, «оқуң» дегән айәтләр, сүрәтләр вә бу дәрисни чүшәндүрүшкә ярдәм беридиған видеолар һәққидә ойлаң. Андин үгәнгүчини көздә тутуп, униңға мәлуматниң аддий вә ениқ болуши һәққидә чоңқур ойлиниң. Шу чағда үгәнгүчи бу мәлуматни асан чүшинәләйду вә у буни әмәлийәттә қоллиналайду (Нәһ. 8:8; Пәнд н. 15:28а).

8. Әлчи Паулниң Колосилиқларға 1:9, 10-айәтләрдики сөзлири, Муқәддәс китап үгиниватқанлар үчүн дуа қилиш һәққидә бизни немигә үгитиду?

8 Сизниң тәйярлиқ қилишиңиз үгәнгүчи вә униң еһтияҗлири һәққидә дуа қилишни өз ичигә елиши керәк. Муқәддәс китаптин үгәткән билимләр адәмниң жүригигә тәсир қилиши үчүн, Йәһва Худадин ярдәм сораң (Колосилиқларға 1:9, 10ни оқуң). Үгәнгүчигә немини чүшиниш яки немини қобул қилиш қийин болидиғанлиғини алдин-ала ойлинип көрүң. Бизниң мәхситимиз — үгәнгүчиниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бериш, буни әстин чиқармаң.

9. Тәлим бәргүчи үгәнгүчиниң Муқәддәс китап үгинишигә тәйярлиқ қилишқа қандақ ярдәм берәләйду? Чүшәндүрүп бериң.

9 Үгәнгүчи Муқәддәс китап үгиниши давамлиқ өткәндә, Йәһва Худаға вә Әйсаға миннәтдар болуп, Улар һәққидә көпирәк билишни халайдиғанлиғиға үмүт қилимиз (Мәт. 5:3, 6). Үгәнгүчи үгиништин пайда-мәнпийәткә еришиши үчүн, үгиниватқанлириға пүтүн диққитини ағдуруши керәк. Угәнгүчи буниңға диққитини пүтүнләй ағдуруши үчүн, униңға һәрбир тәтқиқ үгинишкә тәйярлиқ қилишиниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинишкә ярдәм бериң. У тәйярлиқ қилиши үчүн, дәрисни алдин-ала оқуп, үгәнгәнлирини әмәлийәттә қандақ қоллиниш һәққидә ойлиниши керәк. Сиз униң тәйярлиқ қилишиға қандақ ярдәм берәләйсиз? Униң билән биллә тәтқиқ үгинишкә қандақ тәйярлиқ қилиш керәклигини көрситиң d. Үгәнгүчигә соалларниң удул җававини қандақ тепишқа болидиғанлиғини чүшәндүрүң. Шундақла бир нәччә сөзләрниң астини сизип қойса, бу униңға дәрһал уларни әскә елишиға ярдәм бериду. Андин уни өз сөзи билән җавап беришкә дәвәт қилиң. Шундақ җавап бәргәндә, у мәлуматни қанчилик яхши чүшәнгәнлигини билисиз. Буниңдин башқа, үгәнгүчини йәнә бир ишларни қилишқа дәвәт қилишиңиз керәк.

ҮГӘНГҮЧИНИ ҺӘР КҮНИ ЙӘҺВА БИЛӘН СӨЗЛИШИШКӘ ҮГИТИҢ

Үгәнгүчини Йәһва Худа билән қандақ сөзлишиш керәклигини үгитиң (10, 11-абзацларға қараң)

10. Немә үчүн Муқәддәс китапни һәр күни оқуш муһим вә буниңдин толуқ пайда-мәнпийәткә еришиш үчүн немә қилиш керәк?

10 Үгәнгүчи Муқәддәс китапни һәр һәптә тәтқиқ қилиштин башқа, һәр күни йәнә башқа ишларни қилип, пайда-мәнпийәткә еришәләйду. У Йәһва Худа билән алақилишип туруши керәк. Қандақ? Униң билән сөзлишиши вә дегәнлиригә қулақ селиши керәк. У Муқәддәс китапни һәр күни оқуш арқилиқ Худаниң дегәнлиригә қулақ салалайду (Йәшуа 1:8; Зәб. 1:1—3). Бизниң jw.org® e торбетимиздин бесип чиқиришқа болидиған «Муқәддәс китапни оқуш җәдвилини» қандақ ишлитишни көрситип бериң. У Муқәддәс китапни оқуп, толуқ пайда-мәнпийәткә еришәлиши үчүн, униңға Йәһва тоғрилиқ оқуғанлири һәққидә чоңқур ойлинишқа вә үгәнгәнлирини өз һаятида қандақ әмәлий қоллинишиға ярдәм бериң (Әлч. 17:11; Яқуп 1:25).

11. Үгәнгүчи тоғра дуа қилишни қандақ үгинәләйду вә Йәһваға пат-пат дуа қилиш немә үчүн муһим?

11 Үгәнгүчини Йәһва Атимизға һәр күни дуа қилишқа дәвәт қилиң. Уни һәр бир үгинишниң бешида вә ахирида чин жүрәктин бирликтә дуа қилишқа тәклип қилиң вә дуада у тоғрилиқ сөз қилиң. У сизниң дуалириңизни аңлиғанда, чин жүрәктин Әйса арқилиқ Йәһва Худаға қандақ дуа қилишни үгиниду (Мәт. 6:9; Йоһ. 15:16). Муқәддәс китапни һәр күни оқуш (Йәһваға қулақ селиш) вә дуа қилиш (Йәһва билән сөзлишиш) үгәнгүчиниң Йәһваға йеқин болушиға қанчилик көп ярдәм беридиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң (Яқуп 4:8). Әгәр у бу пайдилиқ адәтләрни йетилдүрсә, бу униң өзини Худаға беғишлишиға вә чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бериду. Йәнә униңға немә ярдәм бериду?

УНИҢ ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН ДОСТЛУҚ ОРНИТИШИҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ

12. Үгәнгүчиниң Йәһва билән йеқин мунасивәт орнитишиға қандақ ярдәм берәләймиз?

12 Үгәнгүчиниң Муқәддәс китаптин алған билимлири пәқәт униң каллисиғила әмәс, униң қәлбигә тәсир қилиши керәк. Немә үчүн? Чүнки бизниң қәлбимиз арзу-истәк, һиссият вә һис-туйғулиримизниң мәнбәси болғанлиқтин, у бизни һәрикәтләргә дәвәт қилиду. Әйса адәмләрниң аң сезимигә тәсир қилиш үчүн мәнтиқийгә уйғун испатларни кәлтүргән. Униң сөзлири уларниң қәлблиригә тәсир қилғанлиқтин, улар униңға әгәшкән (Луқа 24:15, 27, 32). Үгәнгүчи Йәһва Худа һәқиқий Шәхс екәнлигини иқрар қилиши керәк. Шундақ қилип, у Йәһваға Асмандики Атиси, Худаси вә дости дәп қаралайду вә Униң билән йеқин мунасивәт орниталайду (Зәб. 25:4, 5). Муқәддәс китап үгиниши җәриянида адәмниң диққитини Худаниң есил пәзиләтлиригә қаритиң (Чиқ. 34:5, 6; Пет. 1-х. 5:6, 7). Силәр муһакимә қиливатқан мавзу қандақ болушидин қәтъийнәзәр, үгәнгүчиниң диққитини Йәһва қандақ Шәхс екәнлигигә қаритишқа һәрикәт қилиң. Униң Йәһваниң меһир-муһәббити, меһрибанлиғи вә һисдашлиғи дегәндәк есил пәзиләтлирини чүшинишкә ярдәм бериң. Әйса Мәсиһ Йәһва Худани сөйүш, бу «биринчи вә әң муһим әмир» дәп ейтқан (Мәт. 22:37, 38). Йәһваға болған меһир-муһәббәтниң үгәнгүчиниң қәлбидә чоңқур йилтиз тартишиға ярдәм беришкә тиришиң.

13. Йәһваниң есил пәзиләтлирини биливелишкә қандақ ярдәм бериш һәққидә мисал арқилиқ чүшәндүрүң.

13 Үгәнгүчи билән параңлашқанда, Йәһваға болған чоңқур меһир-муһәббитиңизни ипадиләң. Бу үгәнгүчиниң Йәһва Худа билән йеқин мунасивәт орнитиш керәклигини чүшинишкә ярдәм бериду (Зәб. 73:28). Мәсилән, оқуватқан әдәбиятта яки айәттә жүригигә тәсир қилидиған Йәһваниң есил пәзиләтлирини, шу җүмлидин меһир-муһәббити, даналиғи вә күч-қудритини тәсвирләйдиған сөз-ибариләр бар болса, үгәнгүчигә ейтип бериң вә шуларниң Асмандики Атимизни сөйүшкә сизни дәвәт қилидиғанлиғини чүшәндүрүң. Худаниң есил пәзиләтлирини билиш — бу Асмандики Атимизни сөйүшимизниң нурғун сәвәплири арисидики пәқәт бири екәнлигини үгәнгүчигә чүшәндүрүп бериң. Үгәнгүчиниң чөмдүрүлүштин өтүшигә қәдәм бесиши үчүн башқа ишни қилиши керәк.

УНИ ҖАМАӘТ УЧРИШИШЛИРИҒА ҚАТНИШИШҚА ДӘВӘТ ҚИЛИҢ

Үгәнгүчини җамаәт учришишлириға мүмкинқәдәр балдурирақ қатнишишқа дәвәт қилиң (14, 15-абзацларға қараң)

14. Ибранийларға 10:24, 25-айәтләрдә, үгәнгүчиниң роһий җәһәттин тезирәк өсүшигә ярдәм беридиған җамаәт учришишлири тоғрилиқ немә ейтилған?

14 Һәрқайсимиз үгәнгүчиниң чөмдүрүлүштин өтүшини халаймиз. Уларға ярдәм қилишниң бир усули — җамаәт учришишлириға қатнишишқа дәвәт қилиш. Тәҗрибилик үгәткүчиләрниң ейтишичә, әгәр үгәнгүчи учришишқа қатнашса, улар роһий җәһәттин тезирәк өсиду (Зәб. 111:1). Бәзи үгәткүчиләр үгәнгүчиләргә Муқәддәс китапни яхширақ чүшиниши үчүн улар җамаәт учришишлириға қатнишишиниң зөрүрлигини чүшәндүриду. Ибранийларға 10:24, 25-айәтләрни үгәнгүчи билән оқуп, у учришишларға қатнашса, буниңдин қандақ пайда-мәнпийәткә еришидиғанлиғини чүшәндүрүң. Униңға «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» f дегән видеони көрситиң. Үгәнгүчиниң һәр һәптә учришишларни ташлимай дайим қатнишишқа қәтъий бәл бағлишиға ярдәм бериң.

15. Үгәнгүчини учришишларға дайим қатнишишқа дәвәт қилиш үчүн немә қилсақ болиду?

15 Әгәр үгәнгүчи учришишларға техи бармиған яки дайим қатнашмайдиған болса, немә қилсиңиз болиду? Йеқинда учришишта болған ой-пикирләрни қизғин сөзләп бериң. У сизниң қизғинлиғиңизни көргәндә, җамаәт учришишлириға беришни халайдиған болиду. Униңға һазир учришишлардики «Күзитиш мунари» вә «һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» һәққидә сөзләп бериң. Кейинки учришишта немә муһакимә қилинидиғанлиғини көрситиң вә униңдин учришишниң қайси қисми униң үчүн әң қизиқарлиқ болидиғанлиғини сораң. У өзиниң биринчи учришишида көргән вә аңлиғанлири башқа динларда көргән вә аңлиғанлиридин нәқәдәр яхши екәнлигини чүшиниду (Кор. 1-х. 14:24, 25). У бу учришишларда яхши үлгә көрситидиған вә униң чөмдүрүлүшигә ярдәм беридиған етиқатдашлар билән учришиду.

16. Чөмдүрүлүштин өтүшкә елип келидиған Муқәддәс китап үгинишни қандақ өткүзсәк болиду вә келәрки мақалидә немә һәққидә мулаһизә қилимиз?

16 Үгәнгүчиниң чөмдүрүлүштин өтүшкә қәдәм бесиши үчүн Муқәддәс китап үгинишни қандақ өткүзсәк болиду? Үгәнгүчини һәр һәптидә үгинишкә вә һәр бир дәрискә тәйярлиқ қилишқа дәвәт қилсиңиз, у үгинишниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинәләйду. Шундақла биз уни Йәһва Худа билән һәр күни сөзлишишкә вә Униң билән йеқин мунасивәт орнитишқа дәвәт қилишни халаймиз. Уни җамаәт учришишлириға қатнишишқа үндәймиз (« Үгәнгүчи чөмдүрүлүштин өтүши үчүн немә қилиши керәк?» намлиқ рамкиға қараң.). Амма келәрки мақалидә, үгәткүчиләр үгәнгүчиләрниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм берәләйдиған йәнә бәш мәслиһәтни мулаһизә қилип чиқимиз.

153-НАХША Мәңгү хошаллиқ

a Адәмгә бир нәрсигә үгитиш — униң ойлинишиға, һис қилишиға яки бир һәрикәт қилишиға яки болмиса башқа бир йеңи ишни қилишиға ярдәм беришни билдүриду. 2020-жиллиқ айәт Мәтта 28:19, адәмләр билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишниң муһимлиғини бизниң есимизгә салиду вә улар Әйса Мәсиһниң чөмдүрүлүштин өткән шагирти болуш үчүн немә қилишимиз керәклигини көрситиду. Бу муһим хизмәтни қандақ яхшилашқа болидиғанлиғини мошу вә келәрки мақалидә көрүп чиқимиз.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Әгәр бир адәм билән Муқәддәс китап асасида дайим сөһбәтлишип турсиңиз, буни Муқәддәс китап үгиниш дәп һесаплашқа болиду. Әгәр сиз үгиниш қандақ өткүзилидиғанлиғини көрсәткәндин кейин, икки қетим үгинишни өткүзсиңиз вә бу үгиниш давамлиқ өтиду дәп ишәнсиңиз, у тоғрилиқ һесават бәрсиңиз болиду.

c Бу мақалиләргә «Вәзилик хизмитимиз» дегән варақчиниң 2004-жил, июль ейидин башлап, 2005-жил, май ейиғичә «Нәтиҗилик үгинишләрни өткүзиңлар», дегән бир қатар мақалиләр кириду.

d «Тәтқиқ қилғучиларни тәйярлиқ қилишқа үгитәйли» намлиқ төрт минутлуқ видеони көрүң. КИТАПХАНА > ВИДЕОЛАР > МАҺАРИТИМИЗНИ АШУРУШ дегән йәргә қараң.

e КИТАПХАНА > КИТАПЛАР ВӘ КИТАПЧИЛАР дегән йәргә кириң.

f КИТАПХАНА > ВИДЕОЛАР > ХИЗМӘТ ҮЧҮН ҚУРАЛЛАР дегән йәргә қараң.