42-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Үгәнгүчиниң роһий җәһәттин өсүшигә қандақ ярдәм берәләйсиз? Иккинчи қисми
«Өзүңгә... һәм қандақ тәлим бериватқиниңға диққәтлик бол» (ТИМ. 1-Х. 4:16).
143-НАХША Зулмәт дуниядики нур
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Шагирт тәйярлаш иши — һаятни қутқузидиған иш екәнлигини нәдин билимиз?
ШАГИРТ тәйярлаш иши — һаятни қутқузидиған иш. Буни нәдин билимиз? Әйса Мәтта 28:19, 20-айәтләрдә, берип шагиртларни тәйярлаңлар вә чөмдүрүңлар, дәп буйруқ бәргән. Чөмдүрүлүшниң муһимлиғини нәдин билимиз? Әгәр биз қутқузулуп мәңгү яшашни халисақ, чөмдүрүлүштин өтүшимиз шәрт. Чөмдүрүлүштин өтүшкә лаяқәтлик болғанлар чоқум Әйсаниң бәргән төләм қурбанлиғиға вә униң тирилгәнлигигә ишиниши керәк. Шу сәвәптин, әлчи Петрус етиқатдашларға мундақ дегән: «Һазирму суға чөмдүрүш... Әйса Мәсиһниң тирилиши арқилиқ қутқузиду» (Пет. 1-х. 3:21). Үгәнгүчи чөмдүрүлүштин өтсә, мәңгү яшаш үмүтигә егә болалайду.
2. Тимотийға 2-хәт 4:1, 2-айәтләргә асасән, биз қандақ үгәткүчи болушимиз керәк?
2 Шагиртларни тәйярлаш үчүн тәлим бериш маһаритимизни ашурушимиз керәк (Тимотийға 2-хәт 4:1, 2ни оқуң). Немә үчүн? Чүнки Әйса бизгә берип шагиртларни тәйярлаңлар вә уларни үгитиңлар, дәп буйруқ бәргән. Әлчи Паул мундақ дегән: «Өзәңгә бақ һәм қандақ тәлим бериватқиниңға диққәтлик бол. Мошуниңда болғин, чүнки шундақ қилғиниңда, өзәңниму вә сени тиңшаватқанларниму қутқузисән» (Тим. 1-х. 4:16). Әгәр биз шагирт тәйярлашни халисақ, қолумиздин кәлгиничә адәмләрни үгитишимиз керәк.
3. Бу мақалидә, Муқәддәс китап үгинишләрни өткүзүш һәққидә немини көрүп чиқимиз?
3 Биз пүтүн дуния йүзи бойичә миллионлиған Муқәддәс китап үгинишләрни изчил өткүзүватимиз. Өткән мақалидә көргинимиздәк, адәмләрниң чөмдүрүлүштин өтүшигә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғимизни билишни халаймиз. Һәрбир тәлим бәргүчи үгәнгүчигә чөмдүрүлүштин өтүшкә ярдәм бериши керәк. Шу сәвәптин, бу мақалидә шу мәхсәткә йетишкә ярдәм беридиған бәш қошумчә нәрсини көрүп чиқимиз.
МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ ҮГИТИШИГӘ ЙОЛ ҚОЮҢ
4. Тәлим бәргүчи Муқәддәс китап үгинишни өткүзгәндә немә үчүн өзини тутуши керәк? (Изаһәткиму қараң.)
4 Биз Муқәддәс китаптин тәлим беришни яхши көримиз. Шу сәвәптин, көп сөзләшни халишимиз мүмкин. «Күзитиш мунари» муһакимиси Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш яки адәмләр билән Муқәддәс китап үгиниш болсун, тәлим бәргүчи анчә көп сөзлимәслиги керәк. Һәрбир тәлим бәргүчи үгәнгүчини үгәткәндә Муқәддәс китапниң өзи тәлим беришни халайду. Шуңа у өзини тутувелип көп сөзлимәслиги вә Муқәддәс китап айити яки мавзу һәққидә билгәнлириниң һәммисини чүшәндүрүшкә тиришмаслиғи лазим b (Йоһ. 16:12). Чөмдүрүлүштин әндила өткән чағдики билимиңиз билән һазирқи билимиңизни селиштуруң. Еһтимал, шу вақитта пәқәт асасий тәлимләрни чүшәнгән едиңиз (Ибр. 6:1). Һазирқи билимиңизгә еришиш үчүн көп жиллар өткән, шуңа йеңи үгәнгүчигә билгәнлириңизниң һәммисини төкүп ташлашниң һаҗити йоқ.
5. а) Салоникилиқларға 1-хәт 2:13-айәткә асасән, үгәнгүчиниң муһакимә қилған мавзуни чүшиниши үчүн немә қилишни халаймиз? ә) Үгәнгүчини алған билимлири һәққидә башқиларға ейтишқа қандақ дәвәт қилалаймиз?
5 Биз үгәнгүчиниң биливалғанлириниң һәммиси Худа илһамландуруши билән йезилған Муқәддәс китаптин екәнлигини чүшинишини халаймиз (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13ни оқуң). Буни қандақ қилалайсиз? Үгәнгүчини алған билими һәққидә башқиларға ейтип беришкә дәвәт қилиң. Үгәнгүчигә Муқәддәс китаптики айәтләрни чүшәндүрүшиңизниң орниға, уни өзи чүшәндүрүп беришкә дәвәт қилиң. Униң Муқәддәс китапни әмәлий турмушида қоллинишиға ярдәм бериң. Униң билән муһакимә елип барғанда, Муқәддәс китаптин оқуған айәтләр һәққидә немә ойлайдиғанлиғини вә һис қилидиғанлиғини ашкарә қилидиған соалларни қоюң (Луқа 10:25—28). Униңға мундақ соалларни қойсиңиз болиду: «Бу айәт сизгә Худаниң есил пәзиләтлириниң бирини көрүшкә қандақ ярдәм бәрди?», «Муқәддәс китаптики бу һәқиқәттин қандақ пайда алалайсиз?», «Һазир үгәнгәнлириңиз һәққидә қандақ ой-пикирдә болдиңиз?» (Пәнд н. 20:5). Униң билиминиң көп болуши муһим әмәс, алған билимини яхши көрүши вә уни әмәлийәттә қоллиниши бәкирәк муһим.
6. Тәҗрибилик вәз ейтқучини үгинишкә чақириш немә үчүн яхши?
6 Тәҗрибилик вәз ейтқучини бирәр қетим болсиму, Муқәддәс китап үгиниши өткүзүшкә чақирдиңизму? Шундақ қилсиңиз, сиз улардин үгинишни қандақ өткүзгәнлигиңиз вә Муқәддәс китапни қандақ қолланғанлиғиңиз һәққидә байқиғанлирини ейтип беришни сораң. Әгәр тәлим бериш маһаритиңизни ашурушни халисиңиз, кәмтәр болушиңиз керәк (Әлчиләр 18:24—26ни селиштуруң). Кейин тәҗрибилик вәз ейтқучидин үгәнгүчи муһакимә қилған һәқиқәтни чүшәндиму, дәп сораң. Шундақла сиз бир яки бирнәччә һәптә бир яққа кетип қалсиңиз, уни өзүңизниң орнида шу үгинишни өткүзүп турушқа соралайсиз. Шундақ қилсиңиз, үгинишниң мунтизим өтүшини сақлап қалалайсиз вә үгәнгүчигә буниң муһимлиғини көрситисиз. Бу «мениң» оқуғучум вә мениңдин башқа һеч ким һәргизму үгинишни өткүзәлмәйду, дәп ойлимаң. Үгәнгүчи үчүн әң муһими — һәқиқәт тоғрилиқ көпирәк билим елип, роһий җәһәттин өсүшни давамлаштуруш.
ҚИЗҒИНЛИҚ ВӘ ИШӘНЧЛИК БИЛӘН ҮГИТИҢ
7. Үгәнгүчиниң еливатқан билимни яхши көрүшигә немә ярдәм бериду?
7 Үгәнгүчи сизниң қизғинлиғиңизни вә Муқәддәс китап тәлимлиригә болған ишәнчиңизни көрүши керәк (Сал. 1-х. 1:5). Шу чағда, у еливатқан билимигә техиму қизиқидиған болиду. Орунлуқ болса, Муқәддәс китап принциплири сизгә қандақ ярдәм бәргәнлиги тоғрилиқ униңға ейтип бәрсиңиз болиду. Андин у Муқәддәс китапта униңға әмәлий ярдәм беридиған вә пайдилиқ көрсәтмиләр барлиғини көрүп йетәләйду.
8. Сиз үгәнгүчигә ярдәм бериш үчүн йәнә немә қилалайсиз?
8 Муқәддәс китап үгинишни өткүзгәндә, үгәнгүчигә охшаш қийинчилиқларға дуч кәлгән вә уларни қандақ йеңип чиққан қериндашларниң мисаллири тоғрилиқ ейтип бериң. Сиз үгәнгүчигә яхши тәсир қилидиған җамаитиңиздики бир қериндашни үгинишкә чақиралайсиз. Йә болмиса, jw.org торбетидики «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» c дегән топламдин униңға илһам беридиған мисалларни тапалайсиз. Шундақ мақалиләр вә видеолар үгәнгүчигә Муқәддәс китап принциплириға мас һаят кәчүрүшниң қанчилик дана екәнлигини көрүп йетишигә ярдәм бериду.
9. Сиз үгәнгүчини алған билимлири һәққидә өз аилиси вә достлириға ейтип беришкә қандақ дәвәт қилалайсиз?
9 Әгәр үгәнгүчи той қилған болсиму, униң җүпи Муқәддәс китапни үгиниватамду? Үгәнмигән болса, ундақта уни үгинишкә қатнишишқа чақириң. Сиз үгәнгүчини алған билимлири һәққидә өз аилиси вә достлириға ейтип беришкә дәвәт қилиң (Йоһ. 1:40—45). Буни қандақ қилалайсиз? Сиз униңдин мундақ сорисиңиз болиду: «Сиз бу һәқиқәтни аилиңизгә қандақ чүшәндүрүп берәләйсиз?» яки «Буни достуңизға дәлил-испат көрситиш үчүн Муқәддәс китаптики қайси айәтни қоллиналайсиз?» Шундақ қилип, үгәнгүчини муәллим болушқа үгитисиз. Андин кейин у тәйяр болғанда, җамаәттикиләр билән биргә вәз қилалайду. Сиз үгәнгүчидин Муқәддәс китапни үгинишни халайдиған бирәр кишини биләмсиз, дәп сорисиңиз болиду. Әгәр у билсә, дәрһал шу адәм билән алақә қилип, Муқәддәс китап үгинишни өткүзүшкә тәклип қилиң вә униңға «Муқәддәс китапни оқуп-үгиниш қандақ өткүзилиду?» d дегән видеони көрситиң.
ҮГӘНГҮЧИНИ ҖАМАӘТТӘ ДОСТЛАРНИ ТЕПИШҚА ДӘВӘТ ҚИЛИҢ
10. Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 8-айәтләргә асасән, үгәткүчи әлчи Паулдин қандақ үлгә алалайду?
10 Үгәткүчи үгәнгүчиләргә сәмимий қизиқиш көрситиши керәк. Сиз уларға етиқатдашларға қариғандәк қараң (Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 8ни оқуң). Уларға Худаға хизмәт қилиши үчүн Йәһва гувачиси әмәс достлиридин айрилиш вә керәклик өзгиришләрни қилиш қийин. Биз уларға җамаәттә һәқиқий достларни тепишқа ярдәм беришимиз керәк. Үгәнгүчи билән вақитни пәқәт тәтқиқ үгиниши өткүзгәндила әмәс, башқа бир вәзийәтләрдиму биргә вақит өткүзүп, униң билән йеқин дост болуң. Үгинишләрниң арилиғида униңға телефон қилсиңиз, учур әвәтсиңиз вә қисқа вақитқа кирип чиқсиңиз, униңға чин жүрәктин ғәмхорлуқ қиливатқанлиғиңизни көрситисиз.
11. Үгәнгүчиләрниң җамаәттә қандақ достларни тепишни халаймиз вә немә үчүн?
11 «Көпниң қоли көккә көтүрәр» дегәндәк, «шагирт тәйярлаш үчүн җамаәттикиләрниң һәммиси керәк», дәп ейтишқа болиду. Шу сәвәптин, тәҗрибилик тәлим бәргүчиләр үгәнгүчиләрни уларға яхши тәсир қилалайдиған җамаәттики башқа етиқатдашлар билән тонуштуриду. Кейин улар Худа хизмәтчилири билән арилишип хошаллиқ тапалайду вә улардин роһий вә һис-туйғу җәһәттин ярдәмгә еришәләйду. Биз һәрбир үгәнгүчиниң өзини роһий аилимизниң әзаси сүпитидә һис қилишини халаймиз. Биз униң меһир-муһәббәтлик аилимизгә йеқин болушини халаймиз. Шу вақитта, униң Йәһвани яхши көрүшкә дәвәт қилмайдиған адәмләр билән арилишишни тохтиши асанирақ болиду (Пәнд н. 13:20). Әгәр униң бурунқи достлири уни ташлап кәтсә, у Йәһваниң тәшкилатида һәқиқий достларни тапалайдиғанлиғини билиду (Марк 10:29, 30; Пет. 1-х. 4:4).
ХУДАҒА БЕҒИШЛАШ ВӘ ЧӨМДҮРҮЛҮШ ҺӘҚҚИДӘ СӨЗЛИШИП ТУРУҢ
12. Немә үчүн үгәнгүчи билән Худаға өзини беғишлаш вә чөмдүрүлүштин өтүш һәққидә сөзлишип турушимиз керәк?
12 Сиз униң билән Худаға өзини беғишлаш вә суға чөмдүрүлүштин өтүшниң қанчилик муһим екәнлиги һәққидә пат-пат сөзлишип турушиңиз керәк. Үгиниш өткүзүшниң мәхсити — адәмниң Йәһваға хизмәт қилип, чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бериш. Үгәнгүчи үгинишни башлап, бир нәччә айдин кейин, болупму җамаәткә келишни башлиғандин бери, у бизниң униңға Йәһва гувачилириниң бири болушиға ярдәм беридиғанлиғимизни чүшиниши керәк.
13. Суға чөмдүрүлүштин өтүши үчүн үгәнгүчи қандақ қәдәмләрни бесиши керәк?
13 Сәмимий үгәнгүчи чөмдүрүлүштин өтүш мәхситигә қәдәмму-қәдәм йетәләйду. Авал у Йәһва Атимизни тонуп, Уни яхши көриду, кейин Униңға ишәнч бағлайду (Йоһ. 3:16; 17:3). У Йәһваниң вә җамаәттикиләрниңму дости болиду (Ибр. 10:24, 25; Яқуп 4:8). Ахирида у яман адәтлиридин ваз кечип, өз гуналириға товва қилиду (Әлч. 3:19). Шуниң билән, бир вақитта униң иман-етиқади башқиларға һәқиқәт тоғрилиқ ейтишқа дәвәт қилиду (Кор. 2-х. 4:13). Нәтиҗидә, у өзини Йәһва Худаға беғишлайду вә суға чөмдүрүлүштин өтиду (Пет. 1-х. 3:21; 4:2). Бу растинла хошаллиқ бир күн! Үгәнгүчиниң шу мәхсәткә йетиши үчүн басқан һәр бир қәдими үчүн сәмимийлик билән чин жүрәктин махтаң вә алдиға қәдәм бесишни давамлаштурушқа дәвәт қилиң.
АНДА-САНДА УНИҢ АЛҒА БАСҚАН ЯКИ БАСМАЙВАТҚАНЛИҒИНИ БАҺАЛАП ТУРУҢ
14. Үгәткүчи үгәнгүчиниң алға басқан яки басмайватқанлиғини қандақ баһалалайду?
14 Үгәнгүчиниң өзини Худаға беғишлаш вә чөмдүрүлүштин өтүш үчүн алға қәдәмләрни бесишиға ярдәм бәргәндә сәвирчан болушимиз керәк. Биз униң Худаға хизмәт қилиш хаһиши бар-йоқлиғини биливелишимиз муһим. Үгәнгүчи Әйсаниң әмирлиригә әмәл қилишқа тиришиватқанлиғини көрдиңизму? Йә болмиса, у Муқәддәс китаптин пәқәт уни қизиқтуридиған нәрсиләрнила билишини халамду?
15. Үгәнгүчиниң чөмдүрүлүштин өтүшкә тәйяр болғанлиғини үгәткүчи қандақ ениқлайду?
15 Үгәнгүчиниң басқан қәдәмлири һәққидә дайим мулаһизә қилиң. Мәсилән, у Йәһва Худаға дуа қиламду? Униңға ич-бағрини төкәмду? (Зәб. 116:1, 2) Муқәддәс китап оқушни яхши көрәмду? (Зәб. 119:97) Учришишларға дайим қатнишамду? (Зәб. 22:22) Һаятида қандақту бир өзгиришләрни қилдиму? (Зәб. 119:112) Аилисигә вә достлириға үгәнгәнлири һәққидә ейтишни башлидиму? (Зәб. 9:1) Әң муһими, у Йәһва гувачиси болушни халамду? (Зәб. 40:8) Әгәр у шу қәдәмләрниң бириниму басқан болса, униң билән силиқ-сипайилиқ билән очуқ-йоруқ сөзлишип, у немә сәвәптин алдиға қәдәм басмайватқанлиғини ениқлаң e.
16. Үгинишни давамлаштуруш яки давамлаштурмаслиқни қандақ ениқлашқа болиду?
16 Бирси билән үгиниш өткүзүшни давамлаштурушум керәкму, дәп анда-санда өзүңиздин сораң. Мәсилән: «Үгәнгүчи үгинишкә тәйярлиқ қиламду? У җамаәт учришишлириға беришни халамду? Яман адәтлирини ташлидиму? Сахта диндин чиқтиму?» Әгәр сиз бу соалларға «яқ» десиңиз, униң билән үгинишни давамлаштуруш, бу һөл болушни халимиған кишигә су үзүшни үгитишкә урунғанға охшаш болиду. Әгәр киши үгәнгәнлирини һәқиқәтән қәдирлимисә вә өзгиришләрни қилишни халимиса, униң билән үгинишни давамлаштурушниң һаҗити йоқ!
17. Тимотийға 1-хәт 4:16-айәткә асасән, һәрбир үгәткүчи немә қилиши керәк?
17 Шагирт тәйярлаш ишини муһим иш дәп қараймиз. Биз үгәнгүчиләрниң чөмдүрүлүштин өтүшкә қәдәмләрни ташлишиға ярдәм беришни халаймиз. Шуниң үчүн биз уларни Муқәддәс китапниң үгитишигә йол қоюп, қизғинлиқ вә ишәнчлик билән үгитимиз. Үгәнгүчини җамаәттә достларни тепишқа дәвәт қилимиз. Анда-санда уларниң алға басқан яки басмиғанлиғи һәққидә ойлинип, уларни өзини Худаға беғишлаш вә чөмдүрүлүштин өтүш мәхситини есигә салимиз (« Үгәткүчи үгәнгүчиниң чөмдүрүлүштин өтүшкә лаяқәтлик болушиға қандақ ярдәм қилиши керәк?» дегән рамкиға қараң). Биз бу қутқузуш ишиға қатнишиватқанлиғимиздин хошал! Чөмдүрүлүшкә апиридиған нәтиҗилик үгинишләрни өткүзүшкә бәл бағлайли.
139-НАХША Уларни чиң турушқа үгәткин
a Адәмләр билән Муқәддәс китап үгинишни өткүзүш — Йәһваниң әҗайип соғиси дәп ейтишқа болиду. Биз уларниң Йәһва Худа халиғандәк ойлишиға вә иш-һәрикәт қилишиға ярдәм берәләймиз. Бу мақалидә, тәлим бериш маһаритимизни қандақ ашуралайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.
b 2016-жил, сентябрь ейиниң «Һаятимиз вә хизмитимиз» варақчидики «Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишидә бу хаталиқлардин нери болуң» дегән мақалисигә қараң.
c БИЗ ҺӘҚҚИДӘ > ВАҚИӘЛӘР дегән йәргә қараң.
d КИТАПХАНА > ВИДЕОЛАР > УЧРИШИШЛИРИМИЗ ВӘ ХИЗМИТИМЗ > ХИЗМӘТ ҮЧҮН ҚУРАЛЛЛАР дегән йәргә қараң.
e «Күзитиш мунари» журнали 2020-жил, март санидики «Йәһваға болған меһир-муһәббитиңиз сизни чөмдүрүлүшкә дәвәт қилсун» вә «Сиз чөмдүрүлүшкә тәйярму?» дегән мақалиләргә қараң.
f СҮРӘТТӘ: Муһакимә өткүзүп бираздин кейин, яшанған тәҗрибилик қериндаш үгинишкә чақирған яш қериндашқа көп сөзлимәслиги һәққидә мәслиһәт бериватиду.
g СҮРӘТТӘ: Үгиниш җәриянида үгәнгүчи қандақ яхши аял болуш керәклигини үгиниватиду. Кейин, у билгәнлирини һәмрайиға ейтиватиду.
h СҮРӘТТӘ: Үгиниватқан аял Ибадәт өйидә бир қериндаш билән тонушувалған. Кейин бу аял йолдиши билән шу қериндашниң өйигә меһманға келип, хошал-хорам вақит өткүзиватиду.