Йәһва Худаниң һисдашлиғиға тәқлит қилиң
«Йәһва, Йәһва — рәһимлик һәм һиммәтлик [һисдаш] Худа» (ЧИҚИШ 34:6).
1. Йәһва Худа өзини Муса пәйғәмбәргә қандақ нәмаян қилди? Бу немишкә биз үчүн муһим?
БИР ҚЕТИМ Худа Муса пәйғәмбәргә өз исмини, шуниң билән бәзи хисләтлирини нәмаян қилип, өзиниң қандақ екәнлигини көрсәтти. Йәһва Худа шу чағда өзиниң күчини яки даналиғини тәкитлисә болатти, лекин у авал өзиниң рәһимини вә һисдашлиғини тилға алди (Чиқиш 34:5—7ни оқуң). Мусаға Худа уни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билиш муһим болған. Шуңа Йәһва өзиниң хизмәтчилиригә һәқиқәтән ярдәм бәргүси келидиғанлиғини көрситидиған хисләтлиригә алаһидә диққәт ағдурди (Чиқиш 33:13). Йәһва Худаниң бизгә шунчилик ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини билгиниңиз сиздә қандақ һис-туйғуларни ойғитиду? Бу мақалидә биз һисдашлиқ, йәни башқиларниң азавини һис қилип ич ағритиш вә уларға ярдәм қолини сунушқа дәвәт қилидиған хисләт, һәққидә гәп қозғаймиз.
2, 3. а) Һисдашлиқ адәмләргә хас екәнлиги немидин көриниду? ә) Муқәддәс китапта һисдашлиқ һәққидә ейтилғанларға немишкә диққәт ағдурушимиз керәк?
2 Йәһва — һисдашлиғи мол Худа вә адәмләр униңға охшаш қилип яритилған. Шуниң үчүн адәмләрниң башқиларға ғәмхорлуқ қилиши тәбиий нәрсә. Һәтта Йәһвани тонумайдиған адәмләрму пат-пат һисдашлиқни билдүриду Яритилиш 1:27). Муқәддәс китапта бу хисләтни көрсәткән адәмләрниң көп мисали бар. Мәсилән, бир қетим Сулайман падишаниң алдиға кәлгән икки аялниң қайсиси бовақниң һәқиқий аниси екәнлигини ениқлиши керәк болған. У һелиқи аялларни синимақчи болуп, балини оттуридин кесишкә буйриди. Шу чағда һәқиқий аниси балисиға җени көйүп, бовақни иккинчи аялға беришни өтүниду (Падишалар 1-язма 3:23—27). Һисдаш болушниң йәнә бир мисали — Мусаниң һаятини сақлап қалған пирәвнниң қизи. У бовақниң ибраний екәнлигини вә өлтүрүлүшкә лазим болғанлиғини билгән. Амма «униңға ичи ағриғанлиқтин», бовақни өз балисидәк өстүрүшкә қарар қилди (Чиқиш 2:5, 6).
(3 Немишкә һисдашлиқ тоғрисида көпирәк билишимиз керәк? Сәвәви Йәһва бизниң униңға тәқлит қилишимизни халайду (Әфәсликләргә 5:1). Һисдашлиқ билдүрәләйдиғандәк яритилсақму, биз намукәммәл вә өзүмизнила ойлашқа майил. Гайида йә бир кишигә ярдәм бериш, йә өз мәнпәитимизни ойлаш керәклигини билмәй қалимиз. Адәмләргә көпирәк диққәт бөлүшкә немә ярдәм берәләйду? Әң авал, Йәһваниң вә башқиларниң қандақларчә һисдашлиқ билдүргәнлигини қараштурайли. Андин кейин һисдаш Худайимиз Йәһваға қандақларчә тәқлит қилалайдиғанлиғимизни вә немишкә буниң өзүмизгә пайдилиқ екәнлигини көрүп чиқайли.
ЙӘҺВА — ҺИСДАШЛИҚНИҢ МУКӘММӘЛ ҮЛГИСИ
4. а) Йәһва Худа Содомға пәриштилирини немә үчүн әвәткән? ә) Лутниң аилиси баштин кәчүргән вақиәдин қандақ савақ алимиз?
4 Муқәддәс китапта Йәһваниң һисдашлиқ билдүргәнлигиниң көп мисали кәлтүрүлгән. Мәсилән, Униң Лут үчүн немә қилғанлиғини әскә алайли. Содом вә Гоморридики рәзил адәмләрниң қилиқлиридин Лутниң җени һәсрәт чәккән. Шу адәмләр Худани рәт қилған, шуңа Йәһва уларни һалак қилишқа қарар чиқарған (Петрусниң 2-хети 2:7, 8). Йәһва Лутқа пәриштилирини әвәтип, Содом вә Гоморриниң вәйран қилинидиғанлиғини, шу сәвәптин шәһәрдин қечиши керәклигини ейтти. Муқәддәс китапта: «Лекин [Лут] алдиримиғанлиқтин, һелиқи [пәриштиләр] уни, аялини вә икки қизини қоллиридин елип, шәһәрниң сиртиға ачиқип қойди, чүнки Йәһва Лутни айиған еди»,— дәп йезилған (Яритилиш 19:16). Йәһва Лутниң әһвалини чүшәнгәндәк, бизниңму һәрқандақ қийинчилиғимизни чүшинидиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Йәшая 63:7—9; Яқуп 5:11; Петрусниң 2-хети 2:9).
Йәһва һәрқандақ қийинчилиғимизни чүшиниду
5. Худа Сөзи һисдашлиқ билдүрүшкә тегишлик немигә үгитиду?
5 Йәһва өз хәлқигиму һисдаш болушни үгәткән. Исраиллиқларға берилгән қанунларниң бирсини көрүп чиқайли. Әгәр бир киши кимду бирсидин қәризгә пул алса, пулни қайтуридиғанлиғиниң капалити сүпитидә үстидики кийимини бериши керәк еди (Чиқиш 22:26, 27ни оқуң). Бирақ қәриз бәргүчи шу кийимни күн патқичә егисигә қайтуруп бериши керәк еди, чүнки у униңсиз түндә музлап қалатти. Һисдашлиғи йоқ адәм кийимни қайтурушни халимиғанду. Амма Йәһва бу қанунни бериш арқилиқ өз хизмәтчилирини һисдаш болушқа үгәтти. Бу қанунниң асасидики принцип бизни немигә үгитиду? Қериндашларниң еһтияҗлирини һәрдайим әстә тутушимиз керәк. Қийинчилиқларға дуч кәлгән қериндишимизға қолумиздин кәлгиничә ярдәм беришни халаймиз (Колосилиқларға 3:12; Яқуп 2:15, 16; Йоһанниң 1-хети 3:17ни оқуң).
6. Йәһваниң гунакар исраиллиқларға ич ағритқанлиғидин қандақ савақ алимиз?
6 Исраиллиқлар Йәһваға қарши гуна қилған чағдиму, у уларға ич ағритқан. Муқәддәс Язмиларда: «Уларниң ата-бовилириниң Тәңриси Худавәндә өз хәлқи билән маканиға рәһим қилип, пат-пат өз пәйғәмбәрлириниң васитиси билән хәвәр әвәтәтти»,— дейилгән (Тарихнамә 2-язма 36:15). Бизму Йәһвани тонумайдиған, лекин қилғанлириға товва қилип, униң дости болалайдиған адәмләргә һисдашлиқ билдүрүшимиз керәк. Йәһва йеқинлишиватқан сот күнидә һечкимниң һалак болушини халимайду (Петрусниң 2-хети 3:9). Техи вақит бар чағда биз һечбир пурсәтни қолдин чиқармай, адәмләрни агаһландуруп, уларға Худаниң һисдашлиғиниң пайдисини көрүшкә ярдәм беришни халаймиз.
7, 8. Немишкә бир аилә Йәһваниң уларға һисдашлиқ билдүргәнлигигә толуқ ишәнди?
7 Бүгүнки күндиму Йәһваниң көп хизмәтчиси униң һисдашлиғини сәзгән. Мәсилән, 1990-жиллири Босниядә милләтарилиқ қирғин болуп, адәмләр бир-бирини өлтүргән. Шу йәрдә яшиған бир аилидә 12 яшлиқ бир бала болди. Уни Милан дәп атайли. Милан, иниси, ата-аниси вә башқа Гувачилар Босниядин Сербиягә автобус билән конгрессқа келивататти. Ата-аниси шу конгресста чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши керәк еди. Чегарида әскәрләр бу аилиниң башқа милләттин екәнлигини байқап, автобустин чүшүривалди. Автобуста қалған қериндашларни болса, чегаридин өткүзди. Бу аилини икки күн давамида тутқандин кейин, офицер ахири башлиғини чақирип, улар билән немә қилишни сорайду. Шу йәрдә болған аилә башлиқниң: «Уларни сиртқа чиқирип, етиветиңлар!»— дегинини аңлиди.
8 Әскәрләр өз ара сөзлишип турғанда, һелиқи аилиниң йениға икки натонуш киши келиду. Улар өзлириниң Гувачилар екәнлигини вә болған вақиәни автобустики қериндашлардин билгәнлигини пичирлап ейтиду. Әскәрләр балиларниң һөҗҗәтлирини тәкшүрмигәнликтин, бу икки қериндаш Милан билән инисиға уларниң машинисиға олтирип, чегаридин биллә өтүшкә тәғдим қилди. Ата-анисиға болса, чегара постиниң кәйнидин өтүп, башқа тәрәптә учришайли деди. Милан қаттиқ қорққанлиқтин, йә жиғлишини, йә күлишини билмәй турди. Ата-аниси: «Улар бизни мошундақла қоюветиду дәп ойламсиләр?»— дәп сориди. Бирақ уларниң кетиватқанлиғини әскәрләр һәтта байқимиған охшайду. Шундақ қилип, Милан вә иниси ата-аниси билән биллә келишкән йәрдә учришип, конгрессқа бариду. Улар Йәһваниң дуалириға җавап бәргәнлигигә толуқ ишиниду. Муқәддәс китаптин Йәһва Худаниң хизмәтчилирини һәрдайим удул һимайә қилмайдиғанлиғини билимиз Әлчиләр 7:58—60). Лекин бу вәзийәт тоғрисида Милан мундақ дегән: «Мениңчә, пәриштиләр әскәрләрниң көзини көрмәйдиған қилип, Йәһва бизни шу арқилиқ қутқазди» (Зәбур 97:10).
(9. Әйса кәйнидин әгәшкән адәмләрни көргәндә немә һис қилди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
9 Әйса һисдашлиқниң әҗайип үлгисини қалдурди. У җәм болған хәлиқни көргәндә, уларға ичи ағриди, чүнки улар «падичисиз қалған қойлардәк қийнилип һәм тарилип кәткән еди». Шу чағда у немә қилди? Уларни «көп нәрсиләргә үгитишкә башлиди» (Мәтта 9:36; Марк 6:34ни оқуң). Пәрисийләр болса, әксичә, таш жүрәк болуп, хәлиқкә ярдәм беришни һеч халимиған (Мәтта 12:9—14; 23:4; Йоһан 7:49). Сизчу, адәмләргә Әйсаға охшаш ярдәм берип, уларға Йәһва һәққидә тәлим беришкә тәшнаму?
10, 11. Һисдашлиқ билдүрүш һәрқачан орунлуқму? Чүшәндүрүп бериң.
10 Амма бу һәрқандақ вәзийәттә һисдаш болуш орунлуқ екәнлигини билдүрмәйду. Мәсилән, Шаул падиша Худа хәлқиниң дүшмини болған Амаләк падишаси Агагни өлтүрмәслиги билән һисдашлиқ билдүрдүм дәп ойлиған. Шуниң билән, Шаул Амаләк хәлқиниң һәммә һайванатлирини өлтүрмиди. Лекин Йәһва униңға хәлиқни маллири билән биллә қошуп пүтүнләй йоқ қилишқа буйриған. Шаул итаәтсиз болғанлиқтин, Йәһва уни падишалиқ һоқуқидин айриди (Самуилниң 1-язмиси 15:3, 9, 15). Йәһва Худа — адил Сотчи. У адәмләрниң жүригидә немә бар екәнлигини көрәләйду, шу сәвәптин қачан һисдашлиқ билдүрмәслик керәклигиниму билиду (Йәрәмияниң жиғиси 2:17; Әзәкиял 5:11). Пат арида Йәһва униңға бойсунушни рәт қилғанларниң һәммисини җавапқа тартиду (Салоникилиқларға 2-хәт 1:6—10). Бу Йәһва үчүн рәзилләргә һисдашлиқ билдүридиған вақит болмайду. Бирақ У һәққанийларни қутқузиду вә рәзил адәмләрни һалак қилиш арқилиқ һәққаний адәмләргә һисдашлиқ билдүриду.
11 Әлвәттә, биз башқиларни сотлап, кимни җазаға тартип, кимни аман қалдурушни қарар қилмаймиз. Әксичә, биз адәмләргә ярдәм бериш үчүн һазир қолумиздин кәлгәнниң һәммисини қилимиз. Ундақта, башқиларға әмәлийәттә қандақ һисдаш болалаймиз? Һазир буниң бирнәччә усулини қараштурайли.
ҺИСДАШЛИҚ БИЛДҮРҮШНИҢ УСУЛЛИРИ
12. Башқиларға қандақларчә һисдашлиқ билән муамилә қилалаймиз?
12 Күндилик һаятта ярдәм беришкә тәйяр болуң. Йәһва өз хизмәтчилиридин йеқинлириға вә етиқатдашлириға һисдашлиқ билдүрүшни тәләп қилиду (Йоһан 13:34, 35; Петрусниң 1-хети 3:8). Һисдашлиқ сөзиниң бир мәнаси «биллә азап чекиш» дегәнни билдүриду. Демәк, һисдаш адәм азап чәккәнләргә ярдәм беришкә тиришиду. Шуниң үчүн биз башқиларға ярдәм беришниң мүмкинчилигини издишимиз керәк. Еһтимал, башқиларға өй ишлирини қилишқа ярдәм бериш яки илтимасини орунлашқа тәғдим қилсақ болиду (Мәтта 7:12).
13. Худа хәлқи тәбиий апәтләрдин кейин немә қилиду?
13 Тәбиий апәтләрдин зәрдап чәккәнләргә ярдәм бериң. Тәбиий апәтләр түпәйлидин қийнилип жүргән Петрусниң 1-хети 2:17). Мәсилән, бир қериндишимиз Япониядики 2011-жили болған йәр тәврәш билән деңиз чапқунидин зәрдап чәккән районда яшиған. У Японияниң булуң-пушқақлиридин вә башқа дөләтләрдин өйләр вә Ибадәт өйлирини җөндәшкә кәлгән пидаий хизмәтчиләрни көргини «униңға тәсәлли берип, уни бәк илһамландурғанлиғини» ейтти. Шуниң билән у: «Бу вақиәдин мән Йәһваниң бизниң ғемимизни йәйдиғанлиғини көрдүм. Гувачиларму бир-биригә ғәмхорлуқ қилиду. Пүтүн дуниядики қериндашларимиз биз үчүн дуа қилмақта»,— деди.
адәмләрни көргәндә, уларға һисдашлиқ билдүрүшни халаймиз. Мундақ чағларда Йәһваниң хәлқи башқиларға ярдәм беридиғанлиғи һәммигә мәлум (14. Саламәтлиги начарларға вә яшанғанларға қандақ ярдәм берәләйсиз?
14 Саламәтлиги начарларға вә яшанғанларға ярдәм бериң. Ағриқ яки қерилиқниң кесиридин азап чәккәнләрни көргәндә, уларға ичимиз ағрийду. Бу қийинчилиқларниң йоқ болғанлиғини тақәтсизлик билән күткәнликтин, Худа Падишалиғи кәлсун дәп дуа қилимиз. Шу вақит кәлгичә, яшанған яки ағриватқан адәмләргә ярдәм бериш үчүн бар күчимизни салимиз. Бир язғучи Альцгеймер кесилигә гириптар болған аниси билән йүз бәргән вақиәни язди. Бир күни аниси кийимини булғаветипту. Кийимини қийнилип тазилаватқан чағда, адәттә келип туридиған икки Гувачи ишигиниң қоңғуриғини җириңлатти. Улар өз ярдимини тәғдим Филипиликләргә 2:3, 4).
қилғанда, у: «Хиҗаләт болсамму, ярдимиңлар һаҗәт»,— деди. Қериндашлар униңға кийимини жуюп-тазилашқа ярдәм бәрди. Кейин чай етип, униң билән бираз параңлишип олтарди. Шу аялниң оғли буниңға қаттиқ рази болуп, Гувачиларниң «ишлири сөзлиригә мас» екәнлигини ейтти. Саламәтлиги начарларға вә яшанғанларға болған һисдашлиғиңиз сизни уларға ярдәм бериш үчүн бар күчиңизни селишқа дәвәт қиламду? (15. Вәз хизмитимиз башқиларға қандақ ярдәм бериду?
15 Адәмләргә Йәһвани тонуп-билишкә ярдәм бериң. Адәмләргә ярдәм беришниң әң яхши усули — уларға Худа вә униң Падишалиғи һәққидә тәлим бериш. Йәнә бир усул — уларниң Йәһваниң қаидә-өлчәмлиригә риайә қилғанлиғи немишкә өзлири үчүн пайдилиқ екәнлигини чүшәндүрүш (Йәшая 48:17, 18). Раст, вәзлик хизмәт — Йәһвани мәдһийиләшниң вә башқиларға һисдашлиқ билдүрүшниң әҗайип усули. Сиз көпирәк вәз қилаламсиз? (Тимотийға 1-хәт 2:3, 4).
ҺИСДАШЛИҚ ӨЗҮҢИЗГИМУ ПАЙДИЛИҚ
16. Һисдаш болушниң қандақ пайдиси бар?
16 Психикилиқ саламәт саһасиниң мутәхәссислириниң ейтишичә, һисдашлиқ билдүрүш адәмниң саламәтлигигә вә башқилар билән болған мунасивитигә иҗабий тәсир қилиду. Азап чәккәнләргә ярдәм бәргәндә, өзүңизни бәхитлигирәк һис қилисиз, иҗабий көзқарашта болисиз вә ялғузчилиқ билән яман һис-туйғуларға берилмәйсиз. Һисдаш болуш өзүңизгә көп пайда әкелиду (Әфәсликләргә 4:31, 32). Меһир-муһәббитимиз бизни башқиларға ярдәм қолини беришкә дәвәт қилғанда, вижданимиз пак болиду, чүнки Йәһваға яқидиған нәрсини қиливатқанлиғимизни билимиз. Һисдашлиқ бизгә яхши ата-ана, яхши әр яки аял вә яхши дост болушқа ярдәм бериду. Буниңдин ташқири, адәттә һисдаш адәмгә башқиларму керәк чағда ярдәм беришкә тәйяр (Мәтта 5:7; Луқа 6:38ни оқуң).
17. Немишкә сиз һисдашлиқ билдүрүшни халайсиз?
17 Һисдаш болушниң өзүмизгә яхши болғини билән, һисдашлиқ билдүрүшимизниң асасий сәвәви — биз Йәһва Худаға тәқлит қилишни вә уни мәдһийиләшни халаймиз. Худа — меһир-муһәббәт вә һисдашлиқниң Мәнбәси (Пәнд-нәсиһәтләр 14:31). У бизгә мукәммәл үлгә көрситиду. Ундақта, һисдаш болуш арқилиқ Худаға тәқлит қилайли. Шу чағда қериндашлар билән вә әтрапимиздики башқа адәмләр билән техиму йеқин мунасивәттә болимиз (Галатилиқларға 6:10; Йоһанниң 1-хети 4:16).