Худа Сөзиниң тәсири күчлүк
«Худаниң сөзи тирик һәм һәрикәтлик» (ИБРАНИЙЛАРҒА 4:12).
НАХШИЛАР: 37, 23
1. Немишкә сиз Худа Сөзиниң тәсири күчлүк екәнлигигә ишинисиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң).
ЙӘҺВАНИҢ хәлқи униң сөзиниң, йәни у инсанийәткә әвәткән хәвириниң, «тирик һәм һәрикәтлик» екәнлигигә ишиниду (Ибранийларға 4:12). Биз Муқәддәс китапниң қанчилик тәсирлик екәнлигини өзүмизниңму, башқиларниңму һаятидин өз көзүмиз билән көрдуқ. Йәһва гувачилириниң бири болуштин авал, қериндашларниң бәзилири оғрилиқ, нәшәхорлуқ яки әхлақсизлиқ билән шуғулланған. Башқилири болса, атақ вә байлиққа егә болсиму, һаятида бирәр нәрсиниң йетишмәслигини һис қилған (Вәз 2:3—11). Бәхиткә яриша, үмүтсизләнгән вә мәнасиз һаят кәчүргән көп адәмниң һаятида әнди интилидиған мәхсити билән үмүти пәйда болди. «Күзитиш мунаридики» «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» намлиқ сәрләвһидә шундақ адәмлрниң көп мисали кәлтүрүлгән. Лекин адәм мәсиһий болғандин кейинму, Муқәддәс китапниң ярдими билән Йәһва билән мунасивитини мустәһкәмләшни давамлаштуруши керәк.
2. Биринчи әсирдә Худа Сөзиниң күчи адәмләргә қандақ тәсир қилған?
Коринтлиқларға 1-хәт 6:9—11ни оқуң). Худа Падишалиғиға мираслиқ қилмайдиғанлар һәққидә ейтқанда, әлчи Паул: «Бәзилириңлар шундақ болғандиңлар»,— дегән. Худа Сөзи билән муқәддәс роһ бу адәмләргә өзгиришкә ярдәм бәргән. Амма мәсиһий болғандин кейинму, уларниң бәзилири Йәһва билән болған мунасивитигә зиян кәлтүргән җиддий хаталиқларни өткүзгән. Мәсилән, Язмиларда җамаәттин чиқирилишқа тоғра кәлгән бир майланған бурадәр һәққидә йезилған. Кейин у керәклик өзгиришләрни қилип, җамаәткә қайтип кәлди (Коринтлиқларға 1-хәт 5:1—5; Коринтлиқларға 2-хәт 2:5—8). Қериндашлиримизниң Худа Сөзиниң ярдими билән һаятида көп өзгиришләрни қилалиғанлиғини билиш бизни илһамландуриду.
2 Һәқиқәтни тонуғанда, көп адәмләр һаятида чоң өзгиришләр қилидиғанлиғи һәйран қалдурарлиқ әмәс. Биринчи әсирдики майланған қериндашлиримизму мундақ өзгиришләрни қилған (3. Бу мақалидә немини қараштуримиз?
3 Худа Сөзиниң тәсири наһайити күчлүк. Йәһва Худа уни бизгә бәргәнликтин, биз уни тоғра ишлитиватқанлиғимизға көз йәткүзүшни халаймиз (Тимотийға 2-хәт 2:15). Бу мақалидин биз 1) өз һаятимизда, 2) вәзлик хизмитимиздә вә 3) сәһнидин тәлим бәргәндә Худа Сөзиниң күчини қандақ қоллиналайдиғанлиғимизни қараштуримиз. Буни билгинимиз бизгә пайдилиқ тәлим беридиған әрштики Атимизға болған меһир-муһәббитимиз вә миннәтдарлиғимизни билдүрүшкә ярдәм бериду (Йәшая 48:17).
ӨЗ ҺАЯТИМИЗДА
4. а) Худаниң Сөзи бизгә тәсир қилишни халисақ, немә қилишимиз керәк? ә) Сиз Муқәддәс китапни оқуш үчүн қандақ вақит таписиз?
4 Худа Сөзи бизгә тәсир қилиши үчүн уни дайим оқушимиз керәк. Уни һәр күни оқушқа тиришишимиз керәк (Йәшуа 1:8). Ишлиримиз чачтин тола болсиму, һечнемигә, һәтта вәзипилиримизгиму, Муқәддәс китапни оқушни тохтитишқа йол бәрмәслигимиз лазим (Әфәсликләргә 5:15, 16ни оқуң). Бәлким, буниңға әтигәндә, күндизи яки кәчқурун вақит тапалайдиғандимиз. Биз зәбур язғучисиниң: «Аһ, мениң Тәврат-қануниңға болған муһәббитим нәқәдәр чоңқурдур! У мениң күн бойи сеғинип ойлайдиғинимдур»,— дегән сөзлиригә қошулимиз (Зәбур 119:97).
5, 6. а) Немишкә мулаһизә қилишимиз керәк? ә) Мулаһизә қилишниң пайдисини көрүш үчүн немә қилсақ болиду? б) Муқәддәс китапни оқуп, мулаһизә қилғанлиғиңиз сизгә қандақ ярдәм бериду?
5 Амма Муқәддәс китапни пәқәт окушла йетәрлик әмәс. Оқуғинимиз һәққидә мулаһизә қилишимиз, йәни пухта вә чоңқур ойлинишимиз керәк (Зәбур 1:1—3). Шу чағдила Муқәддәс китапниң даналиғиға мас һаят кәчүрәләймиз. Муқәддәс китапни басма түридә яки электронлуқ қурулмида оқушимиздин қәтъийнәзәр, Худа Сөзиниң бизни өзгәртишигә вә иш-һәрикәткә дәвәт қилишиға йол қоюшни халаймиз.
6 Мулаһизә қилишимиз пайдилиқ болуши үчүн, Муқәддәс китапни оқуғанда тохтап, өзүмиздин: «Бу айәттин Йәһва Худа һәққидә немини биливалдим? Оқуғанлиримни һаятимда қандақ пайдилиниватимән? Қайси тәрәптин өзгиришим керәк?» дәп сорисақ болиду. Худаниң Коринтлиқларға 2-хәт 10:4, 5).
Сөзи һәққидә мулаһизә қилип, оқуғанлиримиз һәққидә дуа қилғанда, буниңға мас һаят кәчүрүшкә истигимиз пәйда болиду. Нәтиҗидә, Муқәддәс китапниң тәсири күчлүк екәнлигини өз һаятимизда көримиз (ВӘЗЛИК ХИЗМИТИМИЗДӘ
7. Худа Сөзини хизмәттә қандақ қоллиналаймиз?
7 Вәз қилғанда вә тәлим бәргәндә Худа Сөзини пат-пат қоллинишимиз муһим. Бир бурадәр ейтқандәк, «әгәр Йәһваниң өзи билән өйму өй вәз қилған болсиңиз, пәқәт өзүңизла сөзләттиңизму яки униңға сөз берәттиңизму?» Адәмгә Муқәддәс китаптин оқуп бәргәндә, биз Йәһваниң сөзлишигә мүмкинчилик беримиз. Яхши талланған айәт бизниң һәрқандақ сөзимиздинму күчлүк тәсир қилиду (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13). Хизмәттә болғанда һәрбир мүмкинчиликни қоллинип, Муқәддәс китаптин оқуп беришкә тиришамсиз?
Адәмгә Муқәддәс китаптин оқуп бәргәндә, биз Йәһваниң сөзлишигә мүмкинчилик беримиз
8. Худа Сөзини хизмәттә қандақ үнүмлүк қоллиналаймиз?
8 Болсиму, адәмгә бирәр айәтни оқуп беришла йетәрлик әмәс. Адәмләрниң көпчилиги Муқәддәс китапни чүшәнмәйду. Мундақ вәзийәт биринчи әсирдиму, һазирму учрайду (Римлиқларға 10:2). Демәк, биз адәмгә бирәр айәтни оқуп бәрсәк, мәнасини өзи чүшинивалиду дәп ойлимаслиғимиз керәк. Уларға ярдәм бериш үчүн биз айәттики асасий сөзләрни яки ойларни қайтилап, уларниң мәнасини чүшәндүрсәк болиду. Шундақ қилиш арқилиқ Худа Сөзи адәмниң әқли билән жүригигә чоңқур тәсир қилиду (Луқа 24:32ни оқуң).
9. Муқәддәс китапқа тегишлик һөрмәт көрситишкә дәвәт қилиш үчүн сөзни қандақ башлисақ болиду? Мисал кәлтүрүң.
9 Шуниң билән, айәтни оқуп бериштин авал ейтқан сөзлиримизму адәмни Муқәддәс китапқа һөрмәт билән қарашқа дәвәт қилалайду. Мәсилән: «Яратқучимиз бу мәсилә һәққидә немә дегәнлигини көрүп бақайли»,— десәк болиду. Әгәр Әйсаға ишәнмәйдиған кишини учраштурсақ, униңға: «Муқәддәс Язмиларда немә ейтилғанлиғини көрүп беқиң»,— дәп ейтишқа болиду. Динға қизиқмайдиған бирси билән сөзләшкәндә, униңдин: «Кониларниң мундақ сөзлирини аңлиғансизму?»— дәп сорисақ болиду. Һәрбир адәмниң келип чиқиши вә диний көзқарашлири һәр түрлүк екәнлигини әстә сақлисақ, кириш сөзүмизни йеқимлиқ қилишқа тиришимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 9:22, 23).
10. а) Бир бурадәр билән қандақ вақиә йүз бәргән? ә) Вәз қилғанда Худа Сөзиниң тәсирини көргәнсизму?
10 Көп җакалиғучилар Худа Сөзидин оқуп бериш адәмләргә қаттиқ тәсир қилидиғанлиғини байқиған. Мәсилән, бир бурадәр журналлиримизни көп жил давамида оқуған бир яшанған әр кишигә йолуқуп туратти. Бир күни бурадәр униңға әң йеңи «Күзитиш мунарини» беришниң орниға, бир айәтни оқуп беришкә қарар қилиду. Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4тики мону сөзләрни оқуп бериду: «Рәһимдилликниң Атиси һәм һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари...бизгә һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериватиду». Бу сөзләр һелиқи әр кишигә тәсир қилғанлиғи шунчә, у шу айәтләрни йәнә бир қетим оқуп беришкә сориди. Кейин у аяли иккилиси тәсәллигә зар болғанлиғини ейтиду. Бу айәт түпәйлидин у Муқәддәс китап тоғрисида көпирәк билгүси кәлди. Растинла, Худа Сөзини хизмәттә қоллинишниң тәсири бәк күчлүк! (Әлчиләр 19:20).
УСӘҺНИДИН ТӘЛИМ БӘРГӘНДӘ
11. Сәһнидин тәлим беридиған бурадәрләрниң қандақ җавапкарлиғи бар?
11 Һәммимиз җамаәт учришишлириға вә конгресслиримизға қатнишишни яхши көримиз. Асасий мәхситимиз — Йәһва Худаға ибадәт қилиш. Шуниң билән биз шу йәрдә пайдилиқ тәлим алимиз. Шу сәвәптин, сәһнидин тәлим беридиған бурадәрләр зор мәртивә вә җиддий җавапкарлиққа егә (Яқуп 3:1). Улар тәлимлирини Худа Сөзигә асаслиши керәк. Әгәр сиздә мундақ мәртивә болса, тиңшиғучилириңизниң жүригигә тәсир қилиш үчүн Муқәддәс китапниң күчини қандақ қоллиналайсиз?
12. Натиқ өз нутуғиниң Язмиларға асасланғанлиғиға қандақ көз йәткүзәләйду?
12 Һәрқандақ нутуқниң әң муһим қисми Муқәддәс Язмилар болуши керәк (Йоһан 7:16). Шуниң үчүн сиз ейтип бәргән вақиәләр, мисаллар яки сөзләш усулиңиз нутуқта кәлтүрүлгән айәтләрдин муһимирақ болуп қалмаслиғи керәк. Шундақла Муқәддәс китапни оқуп бериш билән Муқәддәс китаптин тәлим беришниң пәрқи бар екәнлигини унтумаң. Әмәлийәттә, наһайити көп айәтләрни оқусиңиз, тиңшиғучилар уларниң көпинчисини әстә туталмайду. Шу сәвәптин, оқумақчи болған айәтләрни пухта таллаң. Кейин уларни оқуп, чүшәндүрүп, мисал кәлтүрүп, әмәлий пайдисини көрситишкә вақит чиқириң (Нәһәмия 8:8). Әгәр сиздә нутуқниң плани болса, планни вә униңдики айәтләрни тәтқиқ қилиң. Нутуқ плани билән айәтләрниң қандақ бағлиқ екәнлигини чүшинишкә тиришиң. Андин кәлтүрүлгән бәзи айәтләрни қоллинип, пландики ойларни йәткүзүң («Вәзчиләр мәктиви» (рус) китавиниң 21, 22, 23-савақлиридин яхши мәслиһәтләрни тапалайсиз). Әң муһими болса, Йәһва Худадин Муқәддәс китаптики бебаһа ойларни йәткүзүшкә ярдәм сораң (Әзра 7:10; Пәнд-нәсиһәтләр 3:13, 14ни оқуң).
13. а) Бир қериндашқа учришишта аңлиған бир айәт қандақ тәсир қилди? ә) Учришишлиримизда қоллинилидиған Муқәддәс китап айәтлири сизгә қандақ тәсир қилиду?
13 Австралиядә яшайдиған бир қериндишимиз кичик вақтида көп азап чәккән. Кейин у Йәһвани тонуп-билгән болсиму, бәри бир Йәһваниң уни яхши көридиғанлиғиға пүтүнләй ишинишкә қийин болған. Бир қетим җамаәт учришишида аңлиған бир айәт униңға қаттиқ тәсир қилиду. У бу айәт һәққидә мулаһизә қилип, издиниш давамида Муқәддәс китаптин башқиму * (Изаһәткә қараң). Учришишта яки конгресста қандақту бир айәтниң сизгә шундақ тәсир қилғанлиғи есиңиздиму? (Нәһәмия 8:12).
айәтләрни тапиду. Шу чағда униң ойи түп йилтизи билән өзгәрди14. Йәһваниң Сөзини яхши көрүп, уни баһалайдиғанлиғимизни қандақ көрситимиз?
14 Йәһваға бизгә соға қилған Сөзи, йәни Муқәддәс китап үчүн нәқәдәр миннәтдармиз! У униң мәңгү қалидиғанлиғини вәдә қилған вә бу вәдисини орунлиған (Петрусниң 1-хети 1:24, 25). Ундақта, Муқәддәс китапни һәр күни оқуп, билгәнлиримизни қоллинишни вә башқиларғиму ярдәм беришни халаймиз. Шундақ қилсақ, бу ғәзнини вә әң муһими, униң Муәллипи Йәһва Худаға болған меһир-муһәббәт билән миннәтдарлиғимизни көрситимиз.
^ 13-абзац « Ойи түп йилтизи билән өзгәргән» намлиқ рамкиға қараң.