Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Җасарәтлик болуп, ишқа киришәйли

Җасарәтлик болуп, ишқа киришәйли

«Җүрәтлинип, ғәйрәтлик болуп ишқа чүшкин. Хаһи қорқмай, хаһи пәришан болмиғин, чүнки Тәңрим Рәб Худа сән биләндур» (ТАРИХНАМӘ 1-ЯЗМА 28:20).

НАХШИЛАР: 23, 29

1, 2. а) Сулайман қандақ муһим тапшурма алди? ә) Немишкә Давут Сулайман һәққидә әнсириди?

СУЛАЙМАНҒА алаһидә иш тапшурулди. Йәһва униңға Йерусалимда селинидиған ибадәтханиниң қурулушини башқурушқа тапшурди. Бу тарихтики әң әһмийәтлик қурулуш лайиһилириниң бири еди! Ибадәтхана «шанлиқ» болуп, гөзәллиги билән атақлиқ болатти. Буниңдинму муһим болғини, у «Худавәндиниң бәйти» болуши керәк еди (Тарихнамә 1-язма 22:1, 5, 9—11).

2 Давут падиша Йәһва Худаниң Сулайманни қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға толуқ ишәнгән. Бирақ Сулайман яш вә тәҗрибисиз еди. Ундақта, ибадәтхана селиш тапшуриғини қолға елишқа униң җасурлуғи йетәмдекән? Униң яш вә тәҗрибисиз болғанлиғи бу ишқа тосалғу болмасмекән? Бу ишта мувәппәқийәткә еришиш үчүн Сулайман җасур болуп, ишқа киришиши һаҗәт еди.

3. Сулайман атисиниң җасурлуғидин немигә үгинәләтти?

3 Сулайман атиси Давутниң җасурлуғидин көп нәрсигә үгәнгән. Һәтта бәк яш чеғида Давут явайи һайванатлар билән күришип, дадисиниң қойлирини қутулдурған (Самуилниң 1-язмиси 17:34, 35). Шуниң билән, у җәңдә чиниққан күчлүк палван Ғолятқа қарши чиқип, зор җасурлуқ көрсәтти. Һә, Худаниң ярдими билән вә қолидики силиқ таш билән у Ғолятни йеңип чиқти (Самуилниң 1-язмиси 17:45, 49, 50).

4. Немишкә Сулайманға җасурлуқ һаҗәт еди?

4 Сулайманни җасур болуп, ибадәтханини қурушқа дәвәт қилған адәм Давут болғини бәк орунлуқ еди (Тарихнамә 1-язма 28:20ни оқуң). Әгәр Сулайман җасур болмиғанда, у қорқунучқа берилип, ишни башлимас еди. Бу болса, ишниң айиғини чиқармиғандинму яман болатти.

Җасур болуп, тапшурулған ишни орунлаш үчүн бизгиму Йәһваниң ярдими керәк

5. Немишкә бизгә җасарәт керәк?

5 Сулайманға охшаш җасур болуп, тапшурулған ишни орунлаш үчүн бизгиму Йәһваниң ярдими керәк. Ундақта, қедимда җасурлуқ көрсәткән бәзи адәмләрниң мисалини қараштурайли. Андин қандақларчә бизму җасәрәтлик болуп, ишқа киришәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

ҖАСУРЛУҚНИҢ ҮЛГИЛИРИ

6. Йүсүпниң җасарити сизни немиси билән һәйран қалдурди?

6 Потипарниң аяли Йүсүпни аздурмақчи болғанда, у җасарәт көрсәтти. У баш тартидиған болса, һаяти хәвптә болидиғанлиғини билгәнду. Лекин шундақ болсиму, у Потипарниң аялиға берилмәй, әксичә, җасур болуп, дәрру рәт қилди (Яритилиш 39:10, 12).

7. Раһаб қандақларчә җасурлуқ көрсәтти? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң).

7 Җасурлуқниң йәнә бир үлгиси — Раһаб. Униң Ерихадики өйигә исраиллиқ пайлақчилар кәлгәндә, у қорқуп, уларға ярдәм қилмиса болатти. Амма Йәһваға таянғанлиқтин, у һелиқи икки кишини йошуруп, кейин қечип кетишигә ярдәм бәрди (Йәшуа 2:4, 5, 9, 12—16). Раһаб Йәһваниң һәқиқий Худа екәнлигигә вә шу йәрни қандақла болмисун исраиллиқларға беридиғанлиғиға ишәнгән. У башқа адәмләрдин, һәтта Ериха падишаси билән униң җәңчилиридин, қорқмиған. Униң орниға, у җасурлуқ көрситип, өзиниму, аилисиниму қутқузған (Йәшуа 6:22, 23).

8. Әйсаниң җасурлуғи әлчиләргә қандақ тәсир қилди?

8 Әйсаниң садиқ әлчилириму зор җасарәт көрсәткән. Улар Әйсаниң җасурлуғини көргән, шуңа өзлириму җасур болалиған (Мәтта 8:28—32; Йоһан 2:13—17; 18:3—5). Садукийлар уларға Әйса һәққидә тәлим беришни мәнъий қилсиму, әлчиләр бу буйруққа бойсунмиди (Әлчиләр 5:17, 18, 27—29).

9. Тимотийға 2-хәт 1:7гә бенаән, җасурлуқ нәдин пәйда болиду?

9 Йүсүп, Раһаб, Әйса вә әлчиләр тоғра нәрсини қилишқа бәл бағлиған. Улар өз қабилийәтлиригә әмәс, Йәһваға таянғанлиқтин җасарәтлик болалиди. Бәзидә бизгиму җасарәтлик болуп, өзүмизгә әмәс, Йәһваға тайиниш керәк (Тимотийға 2-хәт 1:7ни оқуң). Һазир һаятимизниң икки саһасида, аилимиздә вә җамаәттә, қандақ қилип җасур болалайдиғанлиғимизни қараштурайли.

ҖАСУРЛУҚНИ ТӘЛӘП ҚИЛИДИҒАН ВӘЗИЙӘТЛӘР

10. Немишкә яш мәсиһийләргә җасурлуқ керәк?

10 Яш мәсиһийләр Йәһваға хизмәт қилип, җасурлуқни тәләп қилидиған вәзийәтләргә дуч келиду. Улар җасурлуқ көрсәткән Сулаймандин үгинип, униң үлгисигә тәқлит қилалайду. У ибадәтханиниң қурулуш ишиниң айиғини чиқириш үчүн дана қарарлар қилиши билән җасур болди. Яшларға ата-аниси нәсиһәт ейтип, йол көрситип турсиму, уларға өз алдиға муһим қарарларни қилишқа тоғра келиду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11). Мәсилән, дост таллаш, көңүл көтириш, әхлақий тазилиқни сақлаш, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә охшаш мәсилиләрдә дана қарарларни қилиш үчүн җасур болуш лазим. Улар Худаға тил тәккүзүватқан Шәйтанға қарши турғанлиқтин, җасурлуққа муһтаҗ.

11, 12. а) Муса қандақларчә җасурлуқ көрсәтти? ә) Яшлар Мусаға қандақ қилип тәқлит қилалайду?

11 Яшлар қобул қилидиған муһим қарарларниң бири — қандақ мәхсәтләргә интилиш. Бәзи мәмликәтләрдә яшлар алий билим елишқа, жуқури маашлиқ ишқа турушқа интилиш керәк дегән бесимға учрайду. Ихтисадий әһвали қийин болған дөләтләрдә яшлар өз аилисигә ярдәм қилиш үчүн бар күчини ишқа беғишлиши керәк дәп ойлайду. Сиз шундақ вәзийәттә болсиңиз, Муса пәйғәмбәрниң мисали һәққидә ойлинип көрүң. У пирәвнниң қизиниң қолида өсти, шуңа данқ һәм байлиққа еришиши мүмкин еди. Муса мисирлиқ аилисиниң, муәллимлири билән мәслиһәтчилири тәрипидин қаттиқ бесимға учриғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Лекин у җасур болуп, Йәһваниң хәлқи билән биллә болушни таллиди. У Мисирдики байлиқтин ваз кечип, Йәһваға таянди (Ибранийларға 11:24—26). Нәтиҗидә, у Йәһваниң мол бәрикитигә еришип, келәчәктә уни техиму көп бәрикәтләр күтмәктә.

12 Роһий мәхсәтләргә интилип, Падишалиқни биринчи орунға қойған яшларға Йәһва мол бәрикитини төкиду. У уларға аилисигә ғәмхорлуқ қилишқа ярдәм бериду. Биринчи әсирдә яшиған яш Тимотий һаятини Худаға хизмәт қилишқа беғишлиған, сизму шундақ қилалайсиз * (Изаһәткә қараң) (Филипиликләргә 2:19—22ни оқуң).

Һаятниң һәммә саһасида җасур болушқа бәл бағлидиңизму? (13—17 абзацларға қараң)

13. Бир яш қериндишимизниң мәхсәтлиригә йетишигә җасурлуқ қандақ ярдәм бәрди?

13 АҚШниң Алабама штатида яшайдиған бир қериндишимизға роһий мәхсәтләрни қоюп, уларға интилиш үчүн җасурлуқ һаҗәт болди. У мундақ дәп язди: «Кичик чеғимда бәк уялчақ едим. Натонуш адәмләрниң ишигини қеқиш у яқта турсун, һәтта Ибадәт өйигә кәлгәнләр билән аран-аран сөзлишәттим». Ата-анисиниң вә қериндашларниң ярдими билән бу яш қериндишимиз пешқәдәм болуш мәхситигә еришти. У: «Шәйтан дунияси алий мәктәптә оқушни, атақлиқ болушни, пул билән мал-мүлүк жиғишни интилишқа әрзийидиған яхши мәхсәт дәп көрситишкә тиришиду»,— дәйду. Лекин у көпчиликниң мундақ мәхсәтлиригә йетәлмәй, ахирида үмитсизлинип, өзини бәхитсиз һис қилидиғанлиғини чүшәнди. У йәнә мундақ қошиду: «Йәһваға хизмәт қилғиним маңа хошаллиқ әта қилип, мән утуққа йәткәнлигимни һис қилимән».

14. Қандақ вәзийәтләрдә ата-аниларға җасурлуқ керәк?

14 Йәһваға хизмәт қилған ата-аниларғиму җасурлуқ тәләп қилиниду. Мәсилән, ишта башлиғиңиз дайим сиздин қошумчә ишләшни сориши мүмкин. У күнлири болса, аиләвий ибадәтни, вәз хизмитини яки җамаәт учришишларни планлап қойғансиз. Шундақ чағларда балилириңизға яхши үлгә көрситип, башлиғиңизниң өтүнишини рәт қилиш үчүн сизгә җасурлуқ керәк. Йә болмиса, җамаәттики бәзи ата-анилар балилириға қандақту бир нәрсиләрни қилишқа рухсәт бериши мүмкин, сиз болсиңиз рухсәт бәрмәйдиғансиз. Әгәр шундақ ата-анилар сиздин мундақ қилишиңизниң сәвәвини сориса, җасур болуп, уни һөрмәт билән чүшәндүрүп берәләмсиз?

15. Ата-аниларға Зәбур 37:25 вә Ибранийларға 13:5 қандақ ярдәм бериду?

15 Балилиримизға роһий мәхсәтләрни қоюп, уларға йетишкә ярдәм бериш үчүнму җасурлуқ керәк. Мәсилән, бәзи ата-анилар балилирини пешқәдәм сүпитидә, җакалиғучилар аз йәрдә яки Бәйтәлдә хизмәт қилишқа йә болмиса, Ибадәт өйлири билән Конгресс сарайлирини қуруш ишиға қатнишишқа дәвәт қилишқа қорқуши мүмкин. Бәлким, улар қериған чағда өзлиригә қарайдиған адәм болмай қалиду дәп қорқидиғанду. Бирақ дана ата-анилар җасурлуқ көрситип, Йәһва өз вәдисини орунлайдиғанлиғиға ишиниду (Зәбур 37:25; Ибранийларға 13:5ни оқуң). Шундақ қилидиған ата-анилар балилирини җасур болуп, Йәһваға тайинишқа үндәйду (Самуилниң 1-язмиси 1:27, 28; Тимотийға 2-хәт 3:14, 15).

16. Бәзи ата-анилар балилириға роһий мәхсәтләрни қоюшқа қандақ ярдәм бәрди вә бу балилириға қандақ пайда әкәлди?

16 Қошма Штатларда яшайдиған бир әр-аял өз балилириға Йәһваға хизмәт қилишни биринчи орунға қоюшқа ярдәм бәргән. Дадилири мундақ дәйду: «Балилиримиз техи дәм-дәм турмай, тили чиқмай турғанда, биз уларға пешқәдәм хизмитиниң вә җамаәткә хизмәт қилишниң қандақ хошаллиқ һәдийә қилидиғанлиғини ейтип берәттуқ. Һазир улар мошуниңға интилиду». Балилири мошундақ мәхсәт қоюп, уларға еришиш арқилиқ Шәйтанниң дуниясидики езиқишларға қарши туруп, Йәһваға хизмәт қилишни асасий мәхсити қилған. Икки балиси бар башқа бир бурадәр мундақ язған: «Көп ата-анилар балилириниң спорт, билим вә оюн-тамашигә охшаш саһаларда утуққа йетиши үчүн күчи билән пулни сәрип қилиду. Лекин шу күч билән пулни балилиримизға Йәһва Худа алдида яхши нам-атақ тикләшкә ярдәм беридиған роһий мәхсәтләргә йетишкә ярдәм қилиш үчүн ишлитишимиз нәқәдәр яхши». Балилириға роһий мәхсәтләрни қоюп, уларға йетишкә ярдәм беридиған ата-анилар Худаниң мақуллишиға еришидиғанлиғи сөзсиз.

ҖАМАӘТТӘ КӨРСИТИЛИДИҒАН ҖАСУРЛУҚ

17. Җамаәттә җасурлуқ һаҗәт болған қандақ вәзийәтләр болуши мүмкин?

17 Биз җамаәттиму җасурлуқни көрситишимиз керәк. Мәсилән, еғир гуна қилип қойған қериндашниң мәсилисини һәл қилғанда яки тез тиббий ярдәмгә муһтаҗ, һаяти қил үстидә болған қериндашқа ярдәм қилғанда, ақсақалларға җасурлуқ лазим. Бәзи ақсақаллар түрмиләргә берип, қизиқиш көрсәткәнләр билән тәтқиқ дәрислирини вә җамаәт учришишлирини өткүзиду. Турмушқа чиқмиған қериндашлар һәққидә немә дейишкә болиду? Уларда җасурлуқ көрситип, Йәһваға хизмәт қилишниң мүмкинчилиги көп. Пешқәдәм болуп хизмәт қилалайду, җакалиғучилар аз йәргә көчүп баралайду, Йәрлик лайиһә вә қурулуш программисиға қатнишалайду вә Падишалиқ вәзчилиригә арналған мәктәптә оқушқа илтимас хетини язалайду. Бәзилири һәтта Гилиад мәктивидә тәлим алалайду.

18. Йеши чоң қериндашлар қандақ қилип җасурлуқ көрситәләйду?

18 Җамаәттики йеши чоң қериндашлиримиз биз үчүн бәрикәт вә биз уларни бәк яхши көримиз! Улар Худаға бурунқидәк көп хизмәт қилалмаслиғи мүмкин, амма техичә җасур болуп, ишқа киришәләйду (Титқа 2:3—5ни оқуң). Мәсилән, ақсақаллар йеши чоң қериндашни яш қериндашқа кийим һәққидә мәслиһәт беришни илтимас қилса, у җасур болуши керәк. У яш қериндашни кийими үчүн тиллимайду, әксичә, мулайимлиқ билән униң ташқи көрүнүши башқиларға қандақ тәсир қилиши мүмкинлиги һәққидә ойлашқа дәвәт қилиду (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10). Йеши чоң қериндашлар мошундақ меһир-муһәббәт билән җамаәтни мустәһкәмләләйду.

19. а) Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән бурадәрләр қандақларчә җасур болалайду? ә) Филипиликләргә 2:13 вә 4:13 җасур болушқа қандақ ярдәм бериду?

19 Чөмдүрүлүш мәрасимдин өткән бурадәрләрму җасарәт билән ишқа киришиши керәк. Улар хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал сүпитидә хизмәт қилишқа тәйяр болса, бу җамаәткә чоң пайда әкелиду (Тимотийға 1-хәт 3:1). Лекин бәзи бурадәрләр бундақ қилиштин тартиниши мүмкин. Еһтимал, бурадәр бурун хаталиқ өткүзүп, өзини хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болушқа лайиқсиз һесаплайдиғанду. Башқа бирси бу хизмәтни атқуруш үчүн һаҗәтлик қабилийитим йоқ дәп ойлайдиғанду. Әгәр сиз мундақ ойда болсиңиз, Йәһва сизгә җасур болушқа ярдәм берәләйду (Филипиликләргә 2:13; 4:13ни оқуң). Мусаниң үлгисини унтумаң. У Йәһваниң тапшуруғини орунлаш қолидин кәлмәйду дәп ойлиған (Чиқиш 3:11). Бирақ Йәһва униңға җасарәтлик болушқа вә керәк ишни орунлашқа ярдәмләшти. Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән бурадәр мундақ җасурлуққа қандақ еришәләйду? Буниң үчүн Йәһвадин дуада ярдәм сорап, һәр күни Муқәддәс китапни оқуши лазим. У Муқәддәс китаптики җасурлуқ көрсәткән адәмләрниң үлгиси һәққидә мулаһизә қилиши мүмкин. Шуниң билән, кәмтәрлик билән ақсақаллардин өзини үгитишини сорап, җамаәттики һәрқандақ ишта ярдәм көрситишни тәғдим қилалайду. Биз чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән һәммә бурадәрләрни җасур болуп, җамаәтниң ишида тәр төкүп әмгәк қилишқа дәвәт қилимиз!

«ХУДА СӘН БИЛӘНДУР»

20, 21. а) Давут Сулайманға немини есида сақлашни ейтти? ә) Биз немигә ишәнчилик болалаймиз?

20 Давут падиша Сулайманға қурулушниң ахириғичә Йәһва униң билән болидиғанлиғини есиға салди (Тарихнамә 1-язма 28:20). Сулайман бу сөзләр һәққидә мулаһизә қилғанлиғи сөзсиз вә униң яш вә тәҗрибисиз болғанлиғи ишқа киришишигә тосалғу болмиди. Әксичә, у зор җасурлуқ көрситип, Йәһваниң ярдими билән һашамәтлик ибадәтханини йәттә йерим жилниң ичидә селип болди.

21 Йәһва Худа Сулайманға ярдәм бәргәндәк, бизгиму җасур болушқа вә аилимиз билән җамаәттики ишлиримизни атқурушқа ярдәм берәләйду (Йәшая 41:10, 13). Йәһваға болған хизмитимиздә җасурлуқ көрсәтсәк, һазирму, келәчәктиму униң бәрикәтлиригә еришидиғанлиғимизға ишәнчлик болалаймиз. Ундақ болса, җасур болуп, ишқа киришәйли!

^ 12-абзац Қандақ роһий мәхсәтләргә интилишқа болидиғанлиғиға тегишлик бәзи мәслиһәтләрни тепиш үчүн «Күзитиш мунариниң» (рус) 2004-жил, 15-июль санидики «Роһаний мәхсәтлириңиз Йәһваға шәрәп кәлтүрсун» намлиқ мақалигә қараң.